14
Бутпәрәслик қилидиғанларға вай!
Исраил ақсақаллириниң бәзилири Мениң йенимға келип алдимда олтиришти. Әз. 20:1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
«И инсан оғли, мошу адәмләр өз бутлирини көңлигә тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қойған еди. Әнди уларниң Мени издәп Мәндин йол соришини қобул қиламдимән? Әнди уларға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Исраил җәмәтидики көңлидә өз бутлирини тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қоюп, андин пәйғәмбәр алдиға келидиған һәр бир адәмни болса, Мәнки Пәрвәрдигар униңға бутлириниң көплүги бойичә җавап қайтуримән. Шундақ қилип Мән Исраил җәмәтиниң көңлини Өзүмгә егилдуримән; чүнки улар барлиқ бутлири билән Маңа ят болуп кәтти».
— Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Товва қилиңлар! Бутлириңлардин йенип йенимға қайтип келиңлар! Барлиқ жиркиничлик қилмишиңлардин йүзүңларни өрүңлар! Чүнки Исраил җәмәтидики өзлирини Мәндин айрип, өз бутлирини көңлидә тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қоюп, андин Мәндин сораш үчүн пәйғәмбәрниң алдиға келидиған һәр қайси адәм яки шуниңға охшаш Исраилда туруватқан һәр қайси мусапирлар болса, Мәнки Пәрвәрдигар Өзүм уларға җавап қайтуримән; Мән мошу кишини бир агаһ бешарити қилип уни сөз-чөчәккә қалдурушқа йүзүмни униңға қарши қилимән; Мән хәлқимниң арисидин уни үзүп ташлаймән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр. Қан. 28:37; Әз. 5:15 Бирақ пәйғәмбәр өзи езиқтурулуп, бир бешарәтлик сөз қилған болса, у чағда Өзүм Пәрвәрдигар шу пәйғәмбәрни езитқуға учратқанмән; Мән униңға қарши қолумни узартип, уни хәлқим арисидин һалак қилимән. «Бирақ пәйғәмбәр өзи езиқтурулуп, бир бешарәтлик сөз қилған болса, у чағда Өзүм Пәрвәрдигар шу пәйғәмбәрни езитқуға учратқанмән;...» — мошу дегини, Пәрвәрдигар адәмләрни езиқтурушни халайду дегәнлик әмәс, әлвәттә. Бирақ Өз адими болған пәйғәмбәр адәмгә хушамәт қилмақчи болса яки өз мәнпәәтини көзләп жүридиған болса, әнди шу чағда Худа уни аздуруши, езитқуға учритиши яки яман роһларниң қолиға тапшуруши мүмкин. Шу чағда униң ейтқан сөзиниң һәммиси қуруқ болиду, амма у өзи униңға ишиниду.  Әз. 13:1, 2, 9 10 Улар қәбиһлигиниң җазасини тартиду; пәйғәмбәргә берилидиған җаза билән сориғучиға берилидиған җаза охшаш болиду. 11 Шуниң билән Исраил җәмәти йәнә Мәндин чәтнәп кәтмәйду, яки йәнә асийлиқлири билән өзлирини булғимайду; улар Мениң хәлқим, вә Мән уларниң Худаси болимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
 
Келиватқан җазани һәтта һәққаний кишиләрму Исраилдин яндурмайду
12 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
13 «И инсан оғли, мәлум бир зимин Маңа асийлиқ қилип гуна қилғанда, Мән шуниң билән қолумни униңға қарши узартип, уларниң йөләнчүки болған ненини қурутуветип, униң үстигә ачарчилиқни әвәтимән һәм инсан вә һайванларни униңдин үзимән; «йөләнчүки болған нени» — ибраний тилида «нан болған һасиси» дейилиду; 4:16-айәттики изаһатни көрүң.  Лав. 26:26; Әз. 4:16; 5:16 14 әнди у чағда Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар өз һәққанийлиғи түпәйлидин пәқәт өз җанлиринила сақлиялған болатти — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.«у чағда Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму,...» — Даниял пәйғәмбәр он үч жил илгири Бабилға сүргүн болуп, андин Небоқаднәсар үчүн баш вәзир қилинған.
15 Әгәр Мән зиминдин житқуч һайванларни өткүзсәм, улар уни балилиридин җуда қилса, һайванлар түпәйлидин униңдин өткүчи һеч бир адәм болмай, у вәйранә болса, 16 әнди Мән өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — мошу үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғуллири нә қизлирини қутқузалмайтти; улар пәқәт өз җанлирини қутқузалайтти, зиминниң өзи вәйранә пети қалатти.
17 Яки болмиса Мән шу зиминға қилични чүшүруп, униңдин инсан һәм һайванни үзүвәткән болсам, 18 әнди һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — мошу үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғуллири нә қизлирини сақлап қутқузалмайтти; улар пәқәт өз җанлирини қутқузалайтти.
19 Яки болмиса Мән шу зиминға ваба кесилини чүшүруп, Өз қәһримни қан төктүрулүши билән үстигә төксәм, униңдин инсан һәм һайванни үзүвәткән болсам, 20 әнди һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғлини нә қизини қутқузалмайтти; улар пәқәт һәққанийлиғи билән өз җанлирини қутқузалайтти.
21 Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әнди шундақ болғандин кейин, инсан һәм һайванни үзүветиш үчүн Йерусалимға төрт җазайимни, йәни қилич, ачарчилиқ, житқуч һайван вә ваба кесилини чүшүрсәм қандақ болар?
22 Бирақ мана, униңда қелип қалғанлар болиду, йәни оғул-қизлар униңдин чиқирилип қутқузулиду; мана, улар силәрниң йениңларға чиқип, силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көрүп йетисиләр; шуниң билән силәр Мән Йерусалимға чүшүргән күлпәт, йәни униңға чүшүрүлгән барлиқ ишлар тоғрилиқ тәсәлли алисиләр; 23 әнди силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көргиниңларда, улар силәргә тәсәлли епкелиду; силәр Мениң униңда барлиқ қилған ишлиримни бекардин-бекар қилмиғанлиғимни тонуп йетисиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».«әнди силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көргиниңларда, улар силәргә тәсәлли епкелиду...» — әслидә сүргүн болғанлар Йерусалимға чүшкән балаю-апәтни аңлап бәлким интайин азаплиниши мүмкин еди. Бирақ қачқанлар кәлгәндә, уларниң қияпитини вә қилмишлирини көрүп, улар бу ишниң һәқиқәтән Худаниң адил җазаси екәнлигини чүшинип йетип, «бу җаза һәммиси дурус» дәп көңли җайиға чүшүши керәк.
 
 

14:1 Әз. 20:1

14:8 Қан. 28:37; Әз. 5:15

14:9 «Бирақ пәйғәмбәр өзи езиқтурулуп, бир бешарәтлик сөз қилған болса, у чағда Өзүм Пәрвәрдигар шу пәйғәмбәрни езитқуға учратқанмән;...» — мошу дегини, Пәрвәрдигар адәмләрни езиқтурушни халайду дегәнлик әмәс, әлвәттә. Бирақ Өз адими болған пәйғәмбәр адәмгә хушамәт қилмақчи болса яки өз мәнпәәтини көзләп жүридиған болса, әнди шу чағда Худа уни аздуруши, езитқуға учритиши яки яман роһларниң қолиға тапшуруши мүмкин. Шу чағда униң ейтқан сөзиниң һәммиси қуруқ болиду, амма у өзи униңға ишиниду.

14:9 Әз. 13:1, 2, 9

14:13 «йөләнчүки болған нени» — ибраний тилида «нан болған һасиси» дейилиду; 4:16-айәттики изаһатни көрүң.

14:13 Лав. 26:26; Әз. 4:16; 5:16

14:14 «у чағда Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму,...» — Даниял пәйғәмбәр он үч жил илгири Бабилға сүргүн болуп, андин Небоқаднәсар үчүн баш вәзир қилинған.

14:23 «әнди силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көргиниңларда, улар силәргә тәсәлли епкелиду...» — әслидә сүргүн болғанлар Йерусалимға чүшкән балаю-апәтни аңлап бәлким интайин азаплиниши мүмкин еди. Бирақ қачқанлар кәлгәндә, уларниң қияпитини вә қилмишлирини көрүп, улар бу ишниң һәқиқәтән Худаниң адил җазаси екәнлигини чүшинип йетип, «бу җаза һәммиси дурус» дәп көңли җайиға чүшүши керәк.