5
«Вә сән, и инсан оғли, өзүң өткүр бир қилични ал; уни устира сүпитидә ишлитип, чечиң вә сақилиңға сүртүп қой; андин таразини елип алған чачларни тәң бөлгин. «...уни устира сүпитидә ишлитип, чечиң вә сақилиңға сүртүп қой» — чачларни чүшүрүветишниң өзи матәм тутушни билдүрәтти. Муһасирә күнлири түгигәндә, үчтин бирини шәһәр ичидә көйдүргин; йәнә үчтин бирини елип шәһәр әтрапиға чепивәткин; йәнә үчтин бирини шамалға соривәткин; Мән бир қилични суғуруп уларни қоғлаймән.
Сән йәнә улардин бир нәччә тални елип тонуңниң пешигә тиқип қойғин; «...тонуңниң пешигә тиқип қойғин» — Исраилларниң тонлириниң пешидә Худаниң әмирлирини әслитидиған чучилар бар еди («Чөл.» 15:38-39ни көрүң). Худа бу әмри билән Әзакиялға: «Кимләр Мениң әмирлирим ичидә жүридиған болса, Мениң сөзлирим уни сақлайду» дегәндәк ейтқан болса керәк. булардин йәнә нәччә тални елип от ичигә ташлап көйдүривәткин; булардин пүтүн Исраил җәмәтигә от тутишип кетиду».
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бу Йерусалим; Мән уни әлләрниң дәл оттурисиға орунлаштурдум; башқа мәмликәтләр униң өп-чөрисидә туриду; «Мән уни (Исраилни) әлләрниң дәл оттурисиға орунлаштурдум; башқа мәмликәтләр униң өп-чөрисидә туриду» — Худаниң буниңда Исраилға болған мәхсити, «ят әлләр» у арқилиқ өзиниң һәқиқий Худа екәнлигини, һәққанийлиғини, меһри-шәпқитини көрсун дегәнликтур. Бирақ Исраил әлләргә шундақ бир үлгә болмиди. Һазир улар «ят әлләр»гә Худаниң җазасиниң қандақ екәнлигигә бир мисал болиду. Бирақ у Мениң һөкүмлиримгә қаршилишип рәзилликтә әлләрдинму ашурувәтти, бәлгүлимилиримгә қаршилишишта өп-чөрисидики мәмликәтләрдинму ашурувәтти; чүнки Мениң һөкүмлиримни улар рәт қилди, Мениң бәлгүлимилирим болса, уларда ақмайду.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки силәр өп-чөрәңләрдики әлләрдинму бәкрәк башбаштақлиқ қилғанлиғиңлардин, Мениң бәлгүлимилиримдә маңмаслиғиңлардин вә һөкүмлиримни тутмаслиғиңлардин, һәтта өп-чөрәңләрдики әлләрниң һөкүмлиридиму маңмаслиғиңлар түпәйлидин, Лав. 18:24,28 Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өзүмки саңа қаршимән, и Йерусалим; сениң араңға әлләрниң көз алидила җазаларни жүргүзимән; Вә сениң барлиқ жиркиничликлириң түпәйлидин араңда Өзүм қилип бақмиған һәмдә кәлгүси иккинчи қилмайдиған ишни қилимән.
10 Шуниң билән атилар өз балилирини йәйдиған болиду, балилар өз атилирини йәйдиған болиду; вә Мән саңа җазаларни жүргүзимән, вә сениң барлиқ қалғанлириңниң һәммисини һәр тәрәптин чиққан шамалға сориветимән. Лав. 26:29; Қан. 28:53; 2Пад. 6:29; Жиғ. 4:10
11 Шуңа, Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — чүнки сән Мениң муқәддәс җайимни өзүңниң барлиқ ләнәтлик нәрсилириң һәм барлиқ жиркиничликлириң билән булғиғиниң түпәйлидин, бәрһәқ, Мән силәрни қирғин қилимән; көзүм саңа рәһим қилмайду, ичимниму саңа ағритмаймән. «Мән силәрни қирғин қилимән» — ибраний тилида «Мән сени қирқиветимән» дейилиду. Бу сөз Әзакиялниң символлуқ һәрикәтлири билән бағлиқ (1-айәт). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Көзүм саңа өрүлүп қаримайду».  Әз. 7:4 12 Шәһәрдикиләрдин үчтин бир қисми ваба кесили билән өлиду һәмдә араңларда болидиған ачарчилиқтин бешини йәйду; үчтин бир қисми өп-чөрәңләрдә қиличлиниду; вә Мән үчтин бир қисмини һәр тәрәптин чиққан шамалға сориветимән, андин бир қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән. «Шәһәрдикиләрдин үчтин бир қисми ваба кесили билән өлиду һәмдә араңларда болидиған ачарчилиқтин бешини йәйду... андин бир қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән» — бу айәт Әзакиялниң (1-4-айәттики) символлуқ һәрикәтлирини чүшәндүрүп бериду. Көрүнүп туруптики, (1-айәттә) Әзакиял шәһәргә салған «от», «ваба кесили һәм ачарчилиқ»қа вәкиллик қилиду.  Йәр. 15:2 13 Шуниң билән Мениң ғәзивим бесиқиду, Мениң қәһримни уларниң үстигә чүшүрүп қонғузуп, пиғандин чиқимән; Мән Өз қәһримни улар үстигә төкүп түгәткәндин кейин, улар Мән Пәрвәрдигарниң рәзилликкә чидимайдиған отумдин сөз қилғанлиғимни тонуп йетиду.«рәзилликкә чидимайдиған отум» — ибраний тилида «һәситим» дегән сөз билән ипадилиниду.
14 Вә Мән сениң өп-чөрәңдики әлләр арисида һәмдә өтүп кетиватқанларниң көз алдида сени вәйранә қилимән вә мәсқирә объекти қилимән; 15 сениң үстүңгә ғәзәп һәм қәһр вә қәһрлик әйипләр билән җазаларни жүргүзгинимдә сән өп-чөрәңдики әлләргә хорлуқ вә тапа-тәниниң объекти, бир ибрәт һәм алақзадилик чиқарғучи болисән; чүнки Мән Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим!Қан. 28:37
16 Мән уларға һалакәт елип кәлгүчи, ачарчилиқ зәһәрлик оқлирини яғдурғинимда, силәрниң үстүңлардики ачарчилиқни күчәйтимән, вә йөләнчүк болған нениңни қурутиветимән. «... йөләнчүк болған нениңни қурутиветимән» — ибраний тилида «нан болған һасаң»ни сундуриветимән»; 4-бап, 16-айәттики изаһатни көрүң.  Лав. 26:26; 2Пад. 6:25; Йәш. 3:1; Әз. 4:16; 14:13 17 Вә үстүңларға өз балилириңларни өзүңлардин җуда қилидиған ачарчилиқ һәм житқуч һайванларни әвәтимән; ваба кесиллири вә қан төккүчиләр араңларға ямрап кетиду; үстүңларға қилич чүшүримән; Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим!».Лав. 26:22
 
 

5:1 «...уни устира сүпитидә ишлитип, чечиң вә сақилиңға сүртүп қой» — чачларни чүшүрүветишниң өзи матәм тутушни билдүрәтти.

5:3 «...тонуңниң пешигә тиқип қойғин» — Исраилларниң тонлириниң пешидә Худаниң әмирлирини әслитидиған чучилар бар еди («Чөл.» 15:38-39ни көрүң). Худа бу әмри билән Әзакиялға: «Кимләр Мениң әмирлирим ичидә жүридиған болса, Мениң сөзлирим уни сақлайду» дегәндәк ейтқан болса керәк.

5:5 «Мән уни (Исраилни) әлләрниң дәл оттурисиға орунлаштурдум; башқа мәмликәтләр униң өп-чөрисидә туриду» — Худаниң буниңда Исраилға болған мәхсити, «ят әлләр» у арқилиқ өзиниң һәқиқий Худа екәнлигини, һәққанийлиғини, меһри-шәпқитини көрсун дегәнликтур. Бирақ Исраил әлләргә шундақ бир үлгә болмиди. Һазир улар «ят әлләр»гә Худаниң җазасиниң қандақ екәнлигигә бир мисал болиду.

5:7 Лав. 18:24,28

5:10 Лав. 26:29; Қан. 28:53; 2Пад. 6:29; Жиғ. 4:10

5:11 «Мән силәрни қирғин қилимән» — ибраний тилида «Мән сени қирқиветимән» дейилиду. Бу сөз Әзакиялниң символлуқ һәрикәтлири билән бағлиқ (1-айәт). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Көзүм саңа өрүлүп қаримайду».

5:11 Әз. 7:4

5:12 «Шәһәрдикиләрдин үчтин бир қисми ваба кесили билән өлиду һәмдә араңларда болидиған ачарчилиқтин бешини йәйду... андин бир қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән» — бу айәт Әзакиялниң (1-4-айәттики) символлуқ һәрикәтлирини чүшәндүрүп бериду. Көрүнүп туруптики, (1-айәттә) Әзакиял шәһәргә салған «от», «ваба кесили һәм ачарчилиқ»қа вәкиллик қилиду.

5:12 Йәр. 15:2

5:13 «рәзилликкә чидимайдиған отум» — ибраний тилида «һәситим» дегән сөз билән ипадилиниду.

5:15 Қан. 28:37

5:16 «... йөләнчүк болған нениңни қурутиветимән» — ибраний тилида «нан болған һасаң»ни сундуриветимән»; 4-бап, 16-айәттики изаһатни көрүң.

5:16 Лав. 26:26; 2Пад. 6:25; Йәш. 3:1; Әз. 4:16; 14:13

5:17 Лав. 26:22