7
Хатимә вақти кәлди!
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
«Сән аңла, и инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар Исраил зиминиға мундақ деди: Хатимә! Зиминниң төрт булуңиға хатимә берилиду!«Хатимә! Зиминниң төрт булуңиға хатимә берилиду!» — илгәрки пәйғәмбәрләр (Йоел, Амос, Йәшая, Һошия, Микаһ қатарлиқлар) Худаниң мошу җазаси тоғрилиқ бешарәт бәргән. Әзакиял пәйғәмбәр мошу йәрдә, вақти-саити һазир болиду, дәйду.
Саңа һазир хатимә берилиду! Өз ғәзивимни бешиңға чүшүримән, өз йоллириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалап, өзүңниң барлиқ жиркиничлик ишлириңни өз бешиңға яндуримән. Мениң көзүм саңа рәһим қилмайду һәм ичимниму саңа ағритмаймән; әксичә өз йоллириңни бешиңға яндуримән, өз жиркиничликлириң өз араңда болиду; андин силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».Әз. 5:11; 8:18
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Балаю-апәт! Һеч болуп бақмиған балаю-апәт келиду! Мана, у кәлди!
Хатимә, хатимә! У саңа қарши қозғалди! Мана, у келиватиду!
Һалакәт йениңға кәлди, и зиминда турғучи; вақит-саити тошти, әшу күн йеқинлашти; хошаллиқ вақирашлири әмәс, бәлки давалғулуқ бир қийқас-сүрән тағларда аңлиниду. «әшу күн йеқинлашти...» — мошу «күн» «Пәрвәрдигарниң күни» йәни «қиямәт күни»ни көрситиду. Әзакиял пәйғәмбәрниң бу бешаритиниң икки қетимлиқ әмәлгә ашурулуши бар: — (1) Бабил империйәси Исраил зиминиға таҗавуз қилип Йәһудийларни пүтүнләй сүргүн қилиду; (2) кәлгүсидә, Пәрвәрдигарниң күнидә; шу күни дәҗҗалниң қошунлири Исраил зиминиға таҗавуз қилиду. Бу икки вақиәниң бир-биригә охшайдиған көп йәрлири болиду. Мән тезла қәһримни үстүңгә төкүп, саңа қаратқан ғәзивим билән пиғандин чиқимән; Мән өз йоллириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалап, өзүңниң барлиқ жиркиничликлириңни бешиңға қайтуруп чүшүримән. Мениң көзүм саңа рәһим қилмайду һәм ичимниму саңа ағритмаймән; Мән өз йоллириңни бешиңға яндуримән, вә өз жиркиничлик ишлириң өз араңға чүшиду; шуниң билән силәр өзүңларни урғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 Мана, әшу күн! Мана у кәлди! Һалакәт чиқип жүриватиду! — таяқ бихланди, һакавурлуқ чечәклиди! «таяқ бихланди, һакавурлуқ чечәклиди!» — мошу «таяқ» уларниң зораванлиғини билдүриду — кейинки 10-айәтни көрүң. Униң «бихланғанлиғи» бәлким уни җазалайдиған вақит-саат тошқан, демәкчи. 11 Зораванлиқ йетилип рәзиллик тайиғи болуп чиқти; уларниңкидин һеч нәрсә қалмайду — уларниң адәмләр топидин, дөләт-байлиқлиридин яки һәйвисидин һеч немә қалмайду. «зораванлиқ йетилип рәзиллик тайиғи болуп чиқти» — башқа бир хил тәрҗимиси «зораванлиқ йетилип, рәзилликни җазалайдиған таяқ болуп чиқти» — Бирақ бизниңчә бу «таяқ» 10-айәттики таяққа охшаш болуши керәк. 12 Вақит-саити кәлди, күни йеқинлашти; алғучи хушал болуп кәтмисун, сатқучи матәм тутмисун; чүнки қаттиқ ғәзәп мошу бир топ кишиләрниң һәммисиниң үстигә чүшиду. «алғучи хушал болуп кәтмисун, сатқучи матәм тутмисун; чүнки қаттиқ ғәзәп мошу бир топ кишиләрниң һәммисиниң үстигә чүшиду» — балаю-апәт чүшкән күнләрдә көп нәрсиләрниң баһаси дәрһал чүшиду. Шу чағда алғучи киши бәлким: «наһайити әрзанға алдим» дәп хушаллиниду, сатқучи киши бәлким «бәк әрзан сетиптимән» дәп көңли йерим болиду. 13 Чүнки гәрчә алғучи билән сатқучи тирик қалсиму, сатқучи өзи сетивәткинигә қайтидин егә болмайду; чүнки бу топ кишиләр тоғрилиқ көрүнгән бешарәт инавәтсиз болмайду; улардин һеч қайсиси қәбиһлиги билән өз һаятини сақлалмайду.«Чүнки гәрчә алғучи билән сатқучи тирик қалсиму, сатқучи өзи сетивәткинигә қайтидин егә болмайду» — әгәр сатқан нәрсә йәр болса, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән мираслиқ тоғрисидики қанун бойичә, сатқучи уни (мувапиқ баһасида) қайтуруп сетивелиш һоқуқи бар. Әнди сатқан нәрсә йәр болсун болмисун, уни қайтурувелиш вақти болмайду, чүнки һәммә адәм сүргүн болуп епкетилиду. «улардин һеч қайсиси қәбиһлиги билән өз һаятини сақлалмайду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларниң қәбиһлиги түпәйлидин, уларниң һеч қайсиси өз һаятини сақлалмайду».
14 Улар канайни челип һәммини тәйярлиди, бирақ һеч ким җәңгә чиқмайду; чүнки Мениң ғәзивим мошу бир топ кишиләрниң һәммисигә қаритилған. 15 Талада қилич, ичидә ваба вә ачарчилиқ туриду; далада болған кишини қилич, шәһәрдә болған кишини болса, ваба вә ачарчилиқ уни жутуветиду. 16 Вә улардин қутулуп қелип булардин қачқанлар тағларда жүрүп һәр бири өз қәбиһлиги үчүн җилғидики пахтәкләрдәк буқулдап матәм тутиду.
17 Һәр бириниң қоли дәрмансизлиниду, тизлири сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду; «Һәр бириниң қоли дәрмансизлиниду, тизлири сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду» — демәк, қорқунучтин шундақ болиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Һәр бириниң тизлири судәк аҗиз болуп кетиду».  Йәш. 13:7; Йәр. 6:24 18 Улар өзигә бөз кийимини бағлайду, вәһшәт уларни басиду; һәр қайсиниң йүзидә хиҗаләт, башлири тақир көрүниду. «бөз кийими» — матәм тутуш яки қаттиқ товва қилишни билдүрәтти. «башлири тақир көрүниду» — матәм тутқанда, қаттиқ пушайман қилғанда әр кишиләр чачлирини чүшүрүветәтти.  Йәш. 15:2, 3; Йәр. 48:37 19 Улар өз күмүчлирини кочиларға ташлайду, уларниң алтунлири булғанған нәрсидәк болиду; уларниң алтун-күмүчлири Пәрвәрдигар ғәзивини көрсәткән күнидә уларни қутқузмайду; улар булардин ачлиғини қандуралмайду, қосиғини толдуралмайду, чүнки бу нәрсиләр уларға адәмләрни путлаштуридиған қәбиһлик болди. «уларниң алтунлири булғанған нәрсидәк болиду» — «булғанған бәрсә» (яки «иплас нәрсә») мошу йәрдә икки бислиқ сөз болуп, йәнә «жирақ қилинған нәрсә»ниму билдүриду. «бу нәрсиләр уларға адәмләрни путлаштуридиған қәбиһлик болди» — «бу нәрсиләр» бәлким уларниң алтун-күмүч болған байлиқлири вә шундақла улар алтун-күмүчтин ясиған бутлар болса керәк.  Пәнд. 11:4; Зәф. 1:18 20 У Униң гөзәл безәкини һәйвә билән тиклиди; бирақ улар униң ичидә жиркиничлик мәбудларни һәмдә ләнәтлик нәрсилирини ясиди; шуңа Мән уни улар үчүн паскинчилиққа айландуримән. «У Униң гөзәл Безәкини һәйвә билән тиклиди» — «У» — Худани көрситиду. «Униң гөзәл безәки» — мошу сөз бизниңчә муқәддәс ибадәтханиға қаритилған (бу ибадәтханини Сулайман падиша қурған, әсли интайин гөзәл вә һәйвәтлик еди). Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар өзи гөзәл буюмлиридин пәхирләнгән, бирақ улар булардин жиркиничлик мәбудларни һәмдә жиркиничлик нәрсиләрни ясиди; шуңа мән буларни улар үчүн паскинчиликкә айландуримән».
Мошу айәттики «паскинчилик» икки бислиқ сөз болуп, йәнә «жирақ қилинған нәрсә»ниму көрситиду.
21 Мән уни олҗа сүпитидә ят адәмләрниң қолиға, ғәнимәт қилип йәр йүзидики рәзилләргә тапшуримән; улар буни булғайду. «Мән уни олҗа сүпитидә ят адәмләрниң қолиға, ғәнимәт қилип йәр йүзидики рәзилләргә тапшуримән» — «уни» муқәддәс ибадәтханини көрситиду.
20-айәттики изаһатта көрситилгән иккинчи тәрҗимә бойичә, «уни» Исраилларниң зибу-зиннәтлирини көрситиду.
22 Мән йүзүмни улардин өрүймән, вә кишиләр Мениң әзиз җайимни булғайду; зораванлар кирип у йәрни булғайду.
23 Зәнҗирни тәйярлаңлар; чүнки зимин қанлиқ җинайәтләргә, шәһәр зораванлиққа толған. 24 Шуңа Мән әлләр ичидики әң рәзилини кәлтүримән, улар уларниң өйлиригә егә болиду; Мән зомигәрләрниң һакавурлуғини йоқитимән; уларниң «муқәддәс җайлири» булғиниду. «уларниң «муқәддәс җайлири» булғиниду» — мошу йәрдә «муқәддәс җайлири» бәлким һәҗвий, кинайилик гәп болуп, Исраилларниң бутларға беғишлиған җайлирини көрситиду. 25 Вәһшәт келиватиду! Улар теч-аманлиқни издәйдиған болиду, бирақ һеч тапалмайду. 26 Апәт үстигә апәт, шум хәвәр үстигә шум хәвәр келиду; улар пәйғәмбәрдин бешарәт сорайду, бирақ каһинлардин Тәвратниң билими, ақсақаллардин, мойсипитләрдин несиһәт йоқап кетиду. «бирақ каһинлардин Тәвратниң билими... йоқап кетиду» — «Тәврат»ниң әслий мәнаси «йолйоруқ», «тәрбийә». 27 Падиша матәм тутиду, шаһзадә үмүтсизликкә чөмүлиду, зиминдики хәлиқләрниң қоллири титрәп кетиду; Мән уларни өз йоллири бойичә бир тәрәп қилимән, өз һөкүмлири бойичә уларға һөкүм чиқирип җазалаймән; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
 
 

7:2 «Хатимә! Зиминниң төрт булуңиға хатимә берилиду!» — илгәрки пәйғәмбәрләр (Йоел, Амос, Йәшая, Һошия, Микаһ қатарлиқлар) Худаниң мошу җазаси тоғрилиқ бешарәт бәргән. Әзакиял пәйғәмбәр мошу йәрдә, вақти-саити һазир болиду, дәйду.

7:4 Әз. 5:11; 8:18

7:7 «әшу күн йеқинлашти...» — мошу «күн» «Пәрвәрдигарниң күни» йәни «қиямәт күни»ни көрситиду. Әзакиял пәйғәмбәрниң бу бешаритиниң икки қетимлиқ әмәлгә ашурулуши бар: — (1) Бабил империйәси Исраил зиминиға таҗавуз қилип Йәһудийларни пүтүнләй сүргүн қилиду; (2) кәлгүсидә, Пәрвәрдигарниң күнидә; шу күни дәҗҗалниң қошунлири Исраил зиминиға таҗавуз қилиду. Бу икки вақиәниң бир-биригә охшайдиған көп йәрлири болиду.

7:10 «таяқ бихланди, һакавурлуқ чечәклиди!» — мошу «таяқ» уларниң зораванлиғини билдүриду — кейинки 10-айәтни көрүң. Униң «бихланғанлиғи» бәлким уни җазалайдиған вақит-саат тошқан, демәкчи.

7:11 «зораванлиқ йетилип рәзиллик тайиғи болуп чиқти» — башқа бир хил тәрҗимиси «зораванлиқ йетилип, рәзилликни җазалайдиған таяқ болуп чиқти» — Бирақ бизниңчә бу «таяқ» 10-айәттики таяққа охшаш болуши керәк.

7:12 «алғучи хушал болуп кәтмисун, сатқучи матәм тутмисун; чүнки қаттиқ ғәзәп мошу бир топ кишиләрниң һәммисиниң үстигә чүшиду» — балаю-апәт чүшкән күнләрдә көп нәрсиләрниң баһаси дәрһал чүшиду. Шу чағда алғучи киши бәлким: «наһайити әрзанға алдим» дәп хушаллиниду, сатқучи киши бәлким «бәк әрзан сетиптимән» дәп көңли йерим болиду.

7:13 «Чүнки гәрчә алғучи билән сатқучи тирик қалсиму, сатқучи өзи сетивәткинигә қайтидин егә болмайду» — әгәр сатқан нәрсә йәр болса, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән мираслиқ тоғрисидики қанун бойичә, сатқучи уни (мувапиқ баһасида) қайтуруп сетивелиш һоқуқи бар. Әнди сатқан нәрсә йәр болсун болмисун, уни қайтурувелиш вақти болмайду, чүнки һәммә адәм сүргүн болуп епкетилиду. «улардин һеч қайсиси қәбиһлиги билән өз һаятини сақлалмайду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларниң қәбиһлиги түпәйлидин, уларниң һеч қайсиси өз һаятини сақлалмайду».

7:17 «Һәр бириниң қоли дәрмансизлиниду, тизлири сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду» — демәк, қорқунучтин шундақ болиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Һәр бириниң тизлири судәк аҗиз болуп кетиду».

7:17 Йәш. 13:7; Йәр. 6:24

7:18 «бөз кийими» — матәм тутуш яки қаттиқ товва қилишни билдүрәтти. «башлири тақир көрүниду» — матәм тутқанда, қаттиқ пушайман қилғанда әр кишиләр чачлирини чүшүрүветәтти.

7:18 Йәш. 15:2, 3; Йәр. 48:37

7:19 «уларниң алтунлири булғанған нәрсидәк болиду» — «булғанған бәрсә» (яки «иплас нәрсә») мошу йәрдә икки бислиқ сөз болуп, йәнә «жирақ қилинған нәрсә»ниму билдүриду. «бу нәрсиләр уларға адәмләрни путлаштуридиған қәбиһлик болди» — «бу нәрсиләр» бәлким уларниң алтун-күмүч болған байлиқлири вә шундақла улар алтун-күмүчтин ясиған бутлар болса керәк.

7:19 Пәнд. 11:4; Зәф. 1:18

7:20 «У Униң гөзәл Безәкини һәйвә билән тиклиди» — «У» — Худани көрситиду. «Униң гөзәл безәки» — мошу сөз бизниңчә муқәддәс ибадәтханиға қаритилған (бу ибадәтханини Сулайман падиша қурған, әсли интайин гөзәл вә һәйвәтлик еди). Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар өзи гөзәл буюмлиридин пәхирләнгән, бирақ улар булардин жиркиничлик мәбудларни һәмдә жиркиничлик нәрсиләрни ясиди; шуңа мән буларни улар үчүн паскинчиликкә айландуримән». Мошу айәттики «паскинчилик» икки бислиқ сөз болуп, йәнә «жирақ қилинған нәрсә»ниму көрситиду.

7:21 «Мән уни олҗа сүпитидә ят адәмләрниң қолиға, ғәнимәт қилип йәр йүзидики рәзилләргә тапшуримән» — «уни» муқәддәс ибадәтханини көрситиду. 20-айәттики изаһатта көрситилгән иккинчи тәрҗимә бойичә, «уни» Исраилларниң зибу-зиннәтлирини көрситиду.

7:24 «уларниң «муқәддәс җайлири» булғиниду» — мошу йәрдә «муқәддәс җайлири» бәлким һәҗвий, кинайилик гәп болуп, Исраилларниң бутларға беғишлиған җайлирини көрситиду.

7:26 «бирақ каһинлардин Тәвратниң билими... йоқап кетиду» — «Тәврат»ниң әслий мәнаси «йолйоруқ», «тәрбийә».