8
Йерусалимниң җазалири •••• Муқәддәс ибадәтханида болған бутпәрәсликләр
Алтинчи жили, алтинчи айниң бәшинчи күнидә шундақ әмәлгә ашурулдики, мән өз өйүмдә олтарғинимда, Исраилниң ақсақаллириму мениң алдимда олтуғинида, Рәб Пәрвәрдигарниң қоли вуҗудумға чүшти.«Исраилниң ақсақаллириму мениң алдимда олтуғинида...» — ақсақаллар бәлким пәйғәмбәрдин несиһәт сориғили кәлди. Пәйғәмбәр Худадин җавап күткәндә вәһий униңға берилиду.
Мән қаридим, мана, отниң қияпитидә бир затниң көрүнүши туратти; белиниң төвини от турқида туратти; белиниң үсти болса җулалиған йоруқлуқ, қизитилған мис пақириғандәк көрүнүш туратти. У қолниң көрүнүшидәк бир шәкилни созуп, бешимдики бир тутам чачни тутти; Роһ мени асман билән зимин оттурисиға көтирип, Худаниң аламәт көрүнүшлиридә Йерусалимға, йәни ибадәтханиниң шималға қарайдиған ички дәрвазисиниң босуғисиға апарди. Әшу йәр «пак-муқәддәсликкә қаршлашқан мәбуд», йәни Худаниң пак-муқәддәс ғәзивини қозғайдиған мәбуд турған җай еди. «Роһ мени асман билән зимин оттурисиға көтирип, ... ибадәтханиниң шималға қарайдиған ички дәрвазисиниң босуғисиға апарди» — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһи. ««пак-муқәддәсликкә қаршлашқан мәбуд», йәни Худаниң пак-муқәддәс ғәзивини қозғайдиған мәбуд» — ибраний тилида ««һәсәткә тәвә мәбуд», йәни (Худаниң) һәситини қозғайдиған мәбуд» дейилиду.  Дан. 5:5 Мана, мән түзләңликтә көргән аламәт көрүнүштәк, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шу йәрдә туратти.Әз. 3:23
У маңа: — И инсан оғли, бешиңни көтирип шимал тәрәпкә қарап бақ, деди. Мән бешимни көтирип шимал тәрәпкә қаридим, мана, қурбангаһниң дәрвазисиниң шималий тәрипидә, босуғида шу «пак-муқәддәсликкә қаршилашқан мәбуд» туратти. Вә у маңа: — И инсан оғли, уларниң бундақ қилмишлирини — Исраил җәмәтиниң Мени муқәддәс җайимдин жирақ кәткүзидиған, мошу йәрдә қилған интайин жиркиничлик ишлирини көрдүңсән? Бирақ сән техиму жиркиничлик ишларни көрисән, — деди.
Вә У мени ибадәтхана һойлисиниң кириш еғизиға апарди, мән қаридим, мана, тамда бир төшүк туратти. У маңа: — И инсан оғли, тамни колап тәшкин, деди. Мән тамни колап тәштим, мана, бир ишик туратти. У маңа: — Киргин, уларниң мошу йәрдә қилған рәзил жиркиничлик ишлирини көрүп бақ, деди. 10 Мән кирип қаридим, мана, әтрапидики тамларға нәқиш қилинған һәр хил өмилигүчи һәм жиркиничлик һайванларни, Исраил җәмәтиниң һәммә бутлирини көрдүм.
11 Вә буларниң алдида Исраил җәмәтиниң йәтмиш ақсақили туратти. Уларниң оттурисида Шафанниң оғли Җаазания туратти; уларниң һәр бири қолида өз хушбуйденини тутуп туратти; хушбуй қуюқ булуттәк өрләп чиқти. 12 Вә У маңа: — И инсан оғли, Исраил җәмәтидики ақсақалларниң қараңғулуқта, йәни һәр бириниң өз мәбуд нәқиш қилинған һуҗрисида немә қилғанлиғини көрдүңму? Чүнки улар: «Пәрвәрдигар бизни көрмәйду; Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти» — дәйду, — деди.«Исраил җәмәтидики ақсақалларниң қараңғулуқта, йәни һәр бириниң өз мәбуд нәқиш қилинған һуҗрисида немә қилғанлиғини көрдүңму?» — мошу аламәт көрүнүшләрниң һәммиси уларниң өз өйидә («һәр бириниң өз ... һуҗрисида») немә қилғанлиғини көрситиду. Шуңа бу көрүнүшни асасән «символ» дәп қараймиз; шундақтиму буниң билән тәң, ибадәтханидики һәқиқий әһвалниму көрситиду.  Әз. 9:9
13 Вә У маңа: — Бирақ сән уларниң техиму жиркиничлик қилмишлирини көрисән, деди. 14 У мени Пәрвәрдигарниң өйиниң шималий дәрвазисиниң босуғисиға апарди; мана, шу йәрдә «Таммуз үчүн матәм тутуп» жиғлаватқан аяллар олтиратти. «Таммуз үчүн матәм тутуп жиғлаватқан аяллар» — «Таммуз» — йәни «өсүмлүкләрниң падишаси» дейилгән бир буд. Ривайәтләр бойичә у өлүп, тәһтисараға чүшүп тәһтисараниң падишаси болди. Униң «өлүми» түпәйлидин һәр жили униңға чоқунған аяллар «матәм тутуш»и керәк еди. 15 Вә У маңа: — И инсан оғли, сән мошуларни көрдуңму? Бирақ сән техиму жиркиничлик ишларни көрисән, — деди.
16 Вә У мени Пәрвәрдигарниң өйиниң ички һойлисиға апарди. Мана, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң кириш йолида, пешайван вә қурбангаһниң оттурисида, жигирмә бәш адәм, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға арқисини қилип шәриққә қарап қуяшқа чоқунивататти. «...Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға арқисини қилип шәриққә қарап қуяшқа чоқунивататти» — бу бабта ейтилған бәш һәрикәт ичидә бу һәрикәт әң жиркиничлик болди. Чүнки: (1) униң Худаниң ибадәтханисиға арқини қилиши мутләқ күпүрлүк бир иш; (2) у ибадәтханиға киргән кишиләрниң алдида очуқ-ашкарә күпүрлүк қилди; (3) у күпүрлүк дәл Худадин рәһим-шәпқәт сорайдиған җайда болди («Йоел» 2:17ни көрүң). 17 Вә У маңа: — И инсан оғли, сән мошуларни көрдуңму? Йәһуда җәмәти өзи мошу йәрдә қилған жиркиничлик қилмишлирини йеник дәп, улар йәнә буниң үстигә зиминни җәбир-зулум билән толдуруп мениң аччиғимни қайта-қайта қозғатса боламду? Вә мана, уларниң йәнә шахни бурниға тутиватқиниға қара! «уларниң йәнә шахни бурниға тутиватқиниға қара!» — «шахни бурниға тутуш» дегән һәрикәт тоғрисида үч пикир бар: — (1) қедимки заманларда бәзи бутпәрәс милләтләр өз бутлириға чоқунғанда чечәклигән бир шахни бурниға тутатти. Шуңа бу һәрикәт бутпәрәсликни көрситиду; (2) Йәһудийлар Худаға ибадәт қилғанда охшаш һәрикәт қилип Худаға һөрмәт билдүришәтти; ундақ болғанда, Худа шундақ сахтипәзлик һәм бутпәрәслик билән бағланған ибадәт ипадилирини қәтъий қобул қилмайтти; (3) ундақ һәрикәт пәқәтла Пәрвәрдигарға болған интайин һөрмәтсизликни, йәни күпүрлүкни билдүрәтти. Бизниңчә, бәлким 2-пикир тоғридур. 18 Шуңа Мән қәһр билән уларни бир тәрәп қилимән; Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; улар қулиқимға жуқури авазда нида қилсиму, уларни аңлимаймән, — деди.Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; Әз. 5:11; 7:4
 
 

8:1 «Исраилниң ақсақаллириму мениң алдимда олтуғинида...» — ақсақаллар бәлким пәйғәмбәрдин несиһәт сориғили кәлди. Пәйғәмбәр Худадин җавап күткәндә вәһий униңға берилиду.

8:3 «Роһ мени асман билән зимин оттурисиға көтирип, ... ибадәтханиниң шималға қарайдиған ички дәрвазисиниң босуғисиға апарди» — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһи. ««пак-муқәддәсликкә қаршлашқан мәбуд», йәни Худаниң пак-муқәддәс ғәзивини қозғайдиған мәбуд» — ибраний тилида ««һәсәткә тәвә мәбуд», йәни (Худаниң) һәситини қозғайдиған мәбуд» дейилиду.

8:3 Дан. 5:5

8:4 Әз. 3:23

8:12 «Исраил җәмәтидики ақсақалларниң қараңғулуқта, йәни һәр бириниң өз мәбуд нәқиш қилинған һуҗрисида немә қилғанлиғини көрдүңму?» — мошу аламәт көрүнүшләрниң һәммиси уларниң өз өйидә («һәр бириниң өз ... һуҗрисида») немә қилғанлиғини көрситиду. Шуңа бу көрүнүшни асасән «символ» дәп қараймиз; шундақтиму буниң билән тәң, ибадәтханидики һәқиқий әһвалниму көрситиду.

8:12 Әз. 9:9

8:14 «Таммуз үчүн матәм тутуп жиғлаватқан аяллар» — «Таммуз» — йәни «өсүмлүкләрниң падишаси» дейилгән бир буд. Ривайәтләр бойичә у өлүп, тәһтисараға чүшүп тәһтисараниң падишаси болди. Униң «өлүми» түпәйлидин һәр жили униңға чоқунған аяллар «матәм тутуш»и керәк еди.

8:16 «...Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға арқисини қилип шәриққә қарап қуяшқа чоқунивататти» — бу бабта ейтилған бәш һәрикәт ичидә бу һәрикәт әң жиркиничлик болди. Чүнки: (1) униң Худаниң ибадәтханисиға арқини қилиши мутләқ күпүрлүк бир иш; (2) у ибадәтханиға киргән кишиләрниң алдида очуқ-ашкарә күпүрлүк қилди; (3) у күпүрлүк дәл Худадин рәһим-шәпқәт сорайдиған җайда болди («Йоел» 2:17ни көрүң).

8:17 «уларниң йәнә шахни бурниға тутиватқиниға қара!» — «шахни бурниға тутуш» дегән һәрикәт тоғрисида үч пикир бар: — (1) қедимки заманларда бәзи бутпәрәс милләтләр өз бутлириға чоқунғанда чечәклигән бир шахни бурниға тутатти. Шуңа бу һәрикәт бутпәрәсликни көрситиду; (2) Йәһудийлар Худаға ибадәт қилғанда охшаш һәрикәт қилип Худаға һөрмәт билдүришәтти; ундақ болғанда, Худа шундақ сахтипәзлик һәм бутпәрәслик билән бағланған ибадәт ипадилирини қәтъий қобул қилмайтти; (3) ундақ һәрикәт пәқәтла Пәрвәрдигарға болған интайин һөрмәтсизликни, йәни күпүрлүкни билдүрәтти. Бизниңчә, бәлким 2-пикир тоғридур.

8:18 Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; Әз. 5:11; 7:4