5
Небоқаднәсарниң нәвриси падиша Бәлшазарниң зияпити
Бир күни падиша Бәлшазар әмир-есилзадиләрдин миң кишини тәклип қилип катта зияпәт берип, уларниң алдида шарап ичип, әйш-ишрәт кәйпини сүрди. «падиша Бәлшазар әмир-есилзадиләрдин миң кишини тәклип қилип...» — падиша Бәлшазар Небоқаднәсарниң нәвриси еди. Әмәлийәттә шу күнләрдә у «муавин император» еди; атиси Набонидус император еди, лекин у адәттә Бабилда турмайтти. «... Уларниң алдида шарап ичип, әйш-ишрәт кәйпини сүрди» — бу бабтики 30-31-айәтләрдин қариғанда, шу чағда Парс қошунлири Бабил шәһирини аллиқачан қоршивалған еди. Әнди Бабиллар немишкә зияпәт қилиду? Тарихшунасларниң тәһлили бойичә Бабил шәһири (а) интайин мустәһкәм, сепили егиз шәһәр; (ә) униңда йиргирмә жиллиқ озуқ-түлүк топланған еди. Шуңа падиша өзини толиму бехәтәр, дәп қарайтти. Падиша Бәлшазар шарапни тетип көрүп, өзи, әмир-есилзадилири, өз хотун-кенизәклириң шарапни атиси Небоқаднәсар Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханидин олҗиға алған алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларда ичишигә шу җам-қачиларни елип чиқишни буйруди.
Нәвкәрләр дәрһал берип Худаниң Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханисидин елип келингән алтун җам-қачиларни елип чиқти; падишаниң өзи, әмир-есилзадилири, униң хотунлири вә кенизәклири уларда шарап ичти. Улар шарап ичкәч, алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийиләшти.
Дәл шу пәйттә адәм қолиниң бәш бармиғи пәйда болуп, чирақданниң удулидики ординиң там сугиқиға хәт йезишқа башлиди. Падиша хәт язған қолниң көрүнгән қисмини көрүп, «... чирақданниң удулидики ординиң там сугиқиға хәт йезишқа башлиди» — қизиқ бир иш шуки, археологлар қазған асарәтиқиләргә асасән, Бабил ордилиридики тамлар үстигә уларниң әң улуқ ғәлибә-мувәппәқийәтлири сүрәт вә сөзләр билән хатириләнгән. Падиша зияпәт қилғанда, махтиниш үчүн өзиниң йеқиндин буянқи урушлардики ғәлибисини вә мувәппәқийәтлирини йорутуш үчүн, чирағдан бу рәсимләрниң удулиға қойғузулатти. чирайи татирип, көңлидә интайин алақзадә болуп кәтти. Пут-қоллири бошишип, путлири титрәп кәтти. «пут-қоллири бошишип,...» — арамий тилида: «бәл-сағрисиниң боғум-үгилири бошишип,..». Бу иш-вақиә «Йәш.» 45:41тики бешарәтниң бир әмәлгә ашурулуши. «путлири титрәп кәтти» — арамий тилида: «тизлири бир-бирини қаққили турди». Падиша қаттиқ вақирап, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларни чақиришни буйруди. Бабилдики данишмәнләр кәлгән һаман падиша уларға:
— Кимки тамдики бу хәтләрни оқуп мәнасини маңа дәп берәлисә, униңға сөсүн рәңлик бир тон кийгүзүлүп, бойниға алтун зәнҗир есилип, падишалиқта үчинчи мәртивә берилиду, — деди.«униңға сөсүн рәңлик бир тон кийгүзүлүп,...» — қедимки заманларда сөсүн рәң «шаһанә рәң» дәп һесаплинатти.
Падишаһниң данишмәнлириниң һәммиси ордиға һазир болди; лекин улар нә хәтләрни оқуялмайтти нә падишаға мәнасини чүшәндүрүп берәлмәйтти. Бәлшазар техиму алақзадә болуп, чирайи техиму татирип кәтти. Әмир-есилзадиләрму қандақ қилишни биләлмәй қалди.
10 Падиша вә әмир-есилзадиләрниң вақирашқан авазини аңлиған ханиш зияпәт залиға кирип, падишаға мундақ деди:
— И алийлири, мәңгү яшиғайла! Алақзадә болуп кәтмигәйла, чирайлири татирап кәтмигәй. «...вақирашқан авазини аңлиған ханиш зияпәт залиға кирип,...» — «ханиш» мошу йәрдә Бәлшазарниң аниси яки чоң аниси (Небоқаднәсарниң аяли) болса керәк. 11 Падишаһлиқлирида бир киши бар, униңда муқәддәс илаһларниң роһи бар, атилири тәхттики вақтида, бу кишидә йоруқлуқ, даналиқ вә әқил-парасәт, йәни илаһларға хас әқил-парасәт намайән қилинған еди. Атилири Небоқаднәсар, йәни падиша атилири уни пүтүн рәмчи-палчилар, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларниң беши қилип тайинлиған. Дан. 2:47, 48 12 Бу кишидә алаһидә бир роһий хусусийәт, билим, һекмәт, чүшләргә тәбир берәләйдиған, тепишмақларни йешәләйдиған вә түгүн-сирларни ачалайдиған қабилийәт бар еди. Шу кишиниң исми Даниял болуп, падиша униңға Бәлтәшасар дәпму исим қойған. Шуңа бу Даниял чақиртилсун, у чоқум бу хәтләрниң мәнасини йешип бериду.
 
Даниялниң тамдики хәтниң мәнасини чүшәндүрүши
13  Шуниң билән Даниял падишаниң алдиға елип келинди, падиша Даниялдин:
— Падиша атам Йәһуда өлкисидин сүргүн қилип кәлгән Йәһудийлар ичидики һелиқи Даниял сәнму? — дәп соривиди, 14 — Сән тоғрилиқ хәвирим бар, сәндә муқәддәс илаһларниң роһи, шундақла йоруқлуқ, даналиқ вә алаһидә әқил-парасәт бар екән дәп аңлидим. 15 Әнди данишмәнләр вә пир-устазларни тамдики хәтни оқуп, мәнасини маңа чүшәндүрүп бәрсун дәп алдимға чақиртип келинди; лекин бу ишниң сирини һеч қайсиси йешип берәлмиди. 16 Бирақ сән тоғрилиқ аңлиғанмәнки, сән сирларни чүшәндүрәләйдикәнсән вә түгүнләрни йешәләйдикәнсән. Әгәр бу хәтләрни оқуп, мәнасини чүшәндүрүп берәлисәң, саңа сөсүн рәңлик тон кийгүзүлиду, бойнуңға алтун зәнҗир есилиду, падишалиқта үчинчи дәриҗилик мәртивигә еришисән, — деди.
17 Даниял падишаға мундақ җавап бәрди:
— Алийлириниң инъамлири өзлиридә қалсун, мукапатлирини башқа кишигә бәргәйла. Әндиликтә мән алийлириға бу хәтни оқуп, мәнасини чүшәндүрүп берәй. 18 — И алийлири, Һәммидин Алий Худа атилири Небоқаднәсарға падишалиқ, улуқлуқ, шан-шәрәп вә һәйвәт бәрди. 19 Униңға берилгән улуқлуқтин һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләр вә һәр хил тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммиси униң алдида титрәп қорқуп туратти; у кимни халиса шуни өлтүрәтти, кимни халиса шуни тирик қоятти; кимни халиса шуни мәртивилик қилатти, кимни халиса шуни пәс қилатти. 20 Лекин у көңлидә тәкәббурлишип, роһ-қәлбидә мәғрурлинип мүҗәзи тәрсалишип, падишалиқ тәхтидин чүшүрүлүп, иззитидин мәһрум қилинди. 21 У кишиләр арисидин һайдиветилип, униңға явайи һайванларниң әқли берилди. У явайи ешәкләр билән биллә маканлишип, калилардәк от-чөп йегүзүлди, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти, таки у Һәммидин Алий Худаниң инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә У падишалиқниң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә шу һаләттә болди.Дан. 4:22
22 Әй Бәлшазар, Небоқаднәсарниң оғли туруп өзлири буларниң һәммисидин хәвәрлири болсиму, лекин өзлирини төвән қилмидила. 23 Әксичә тәкәббурлишип әрштики Рәбгә қарши турдила. Сили Униң муқәддәс ибадәтханисидин олҗа алған җам-қачиларни елип келип, өзлири, әмир-есилзадилири, өз хотунлири вә кенизәклириму уларда шарап ичтиңлар андин көрмәйдиған, аңлимайдиған вә һеч немини чүшәнмәйдиған алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийилидилә. Һалбуки, силиниң нәпәслирини Өз қолида тутқан вә силиниң барлиқ һәрикәтлирини Өз илкидә тутқан Худани улуқлимидила. 24 Шуңа, Худа бу қолниң көрүнгән қисмини әвәтип бу хәтләрни яздурди.
25 Бу хәтләр: «Мене, мене, тәкәл, упһарсин» дегәндин ибарәт. «Мене» — «санаш» яки «һесаплаш» дегән сөзи билән, «тәкәл» — «таразида тартиш» дегән сөзи билән, «упһарсин» — «парчилиниш» дегән сөзи билән аһаңдаш болиду.
Арамий тилидин ибраний тилиға тәрҗимә қилинса «Бир мина, бир шәкәл, йерим мина» дегән болиду. Мина вә шәкәл ибранийларниң пул бирликлири еди.
26 Буниң чүшәндүрүлүши: — «Мене» — Худа силиниң падишалиқлириниң һесавини қилип, уни аяқлаштурди.
27 «Тәкәл» — сили таразида тартиливидила, кам чиқтила. 28 «Пәрәс» — падишалиқлири парчилинип, Медиалиқлар билән Парсларға тәвә қилинди.«пәрәс» — «упһарсин» дегән сөзниң бирлик шәкли (25-айәттә «упһарсин» көплүк шәкилдә). «Пәрәс» («упһарсин») дегәнлик «Парс» сөзи билән йилтиздаш болуп, бу йәрдә икки бислиқ мәна билдүриду. Униң падишалиғи һәм парчиланған һәм Парсларға мәнсуп болиду, дегәнни билдүриду.
29 Шуниң билән Бәлшазар дәрһал нәвкәрлиригә әмир қиливиди, улар Даниялға сөсүн рәңлик тонни кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗирни есип қойди; у у тоғрилиқ: «Падишаһлиқ ичидә үчинчи дәриҗилик мәртивигә егә болсун» дәп җакалиди.
30 Шу кечә калдийләрниң падишаси Бәлшазар өлтүрүлди. 31 Падишаһлиқ болса Медиалиқ Дариусниң қолиға өтти. У тәхминән атмиш икки яшта еди.«Падишаһлиқ болса Медиалиқ Дариусниң қолиға өтти» — арамий тилида «Медиалиқ Дариус падишалиқни қобул қилди».
Бабил шәһириниң қандақ ишғал қилинғанлиғи һәққидики қизиқ тема тоғрилиқ «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»имиздә, «Бабил шәһириниң өрүветилиши тоғрилиқ бешарәтләр» дегән баянлиримизни көрүң.
 
 

5:1 «падиша Бәлшазар әмир-есилзадиләрдин миң кишини тәклип қилип...» — падиша Бәлшазар Небоқаднәсарниң нәвриси еди. Әмәлийәттә шу күнләрдә у «муавин император» еди; атиси Набонидус император еди, лекин у адәттә Бабилда турмайтти. «... Уларниң алдида шарап ичип, әйш-ишрәт кәйпини сүрди» — бу бабтики 30-31-айәтләрдин қариғанда, шу чағда Парс қошунлири Бабил шәһирини аллиқачан қоршивалған еди. Әнди Бабиллар немишкә зияпәт қилиду? Тарихшунасларниң тәһлили бойичә Бабил шәһири (а) интайин мустәһкәм, сепили егиз шәһәр; (ә) униңда йиргирмә жиллиқ озуқ-түлүк топланған еди. Шуңа падиша өзини толиму бехәтәр, дәп қарайтти.

5:5 «... чирақданниң удулидики ординиң там сугиқиға хәт йезишқа башлиди» — қизиқ бир иш шуки, археологлар қазған асарәтиқиләргә асасән, Бабил ордилиридики тамлар үстигә уларниң әң улуқ ғәлибә-мувәппәқийәтлири сүрәт вә сөзләр билән хатириләнгән. Падиша зияпәт қилғанда, махтиниш үчүн өзиниң йеқиндин буянқи урушлардики ғәлибисини вә мувәппәқийәтлирини йорутуш үчүн, чирағдан бу рәсимләрниң удулиға қойғузулатти.

5:6 «пут-қоллири бошишип,...» — арамий тилида: «бәл-сағрисиниң боғум-үгилири бошишип,..». Бу иш-вақиә «Йәш.» 45:41тики бешарәтниң бир әмәлгә ашурулуши. «путлири титрәп кәтти» — арамий тилида: «тизлири бир-бирини қаққили турди».

5:7 «униңға сөсүн рәңлик бир тон кийгүзүлүп,...» — қедимки заманларда сөсүн рәң «шаһанә рәң» дәп һесаплинатти.

5:10 «...вақирашқан авазини аңлиған ханиш зияпәт залиға кирип,...» — «ханиш» мошу йәрдә Бәлшазарниң аниси яки чоң аниси (Небоқаднәсарниң аяли) болса керәк.

5:11 Дан. 2:47, 48

5:21 Дан. 4:22

5:25 «Мене» — «санаш» яки «һесаплаш» дегән сөзи билән, «тәкәл» — «таразида тартиш» дегән сөзи билән, «упһарсин» — «парчилиниш» дегән сөзи билән аһаңдаш болиду. Арамий тилидин ибраний тилиға тәрҗимә қилинса «Бир мина, бир шәкәл, йерим мина» дегән болиду. Мина вә шәкәл ибранийларниң пул бирликлири еди.

5:28 «пәрәс» — «упһарсин» дегән сөзниң бирлик шәкли (25-айәттә «упһарсин» көплүк шәкилдә). «Пәрәс» («упһарсин») дегәнлик «Парс» сөзи билән йилтиздаш болуп, бу йәрдә икки бислиқ мәна билдүриду. Униң падишалиғи һәм парчиланған һәм Парсларға мәнсуп болиду, дегәнни билдүриду.

5:31 «Падишаһлиқ болса Медиалиқ Дариусниң қолиға өтти» — арамий тилида «Медиалиқ Дариус падишалиқни қобул қилди». Бабил шәһириниң қандақ ишғал қилинғанлиғи һәққидики қизиқ тема тоғрилиқ «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»имиздә, «Бабил шәһириниң өрүветилиши тоғрилиқ бешарәтләр» дегән баянлиримизни көрүң.