2
Небоқаднәсар көргән чүш
Небоқаднәсар тәхткә олтирип иккинчи жили, бир нәччә чүш көрди; униң роһи паракәндә болуп, уйқиси қачти. Шуңа падиша рәмчи-палчи, пир-устаз, җадугәр вә калдий мунәҗҗимләрни чүшлиригә тәбир беришкә чақиришни буйруди. Улар келип падишаниң алдида турди. «калдий мунәҗҗимләр» — Калдийә Бабил империйәсидики муһим бир район еди, шу йәрдикиләр «алийҗанап кишиләр» дәп қарилатти. Бабил ордиси қаидә-йосунлириға асасән мунәҗҗимләр шу тәбиқидики адәмләрдин болуши керәк еди. Падиша уларға:
— Мән бир чүш көрдүм, бу чүшниң мәнасини билишкә көңлүм наһайити тит-тит болуватиду, — деди.«көңлүм наһайити тит-тит болуватиду» — ибраний тилида «роһум наһайити тит-тит болуватиду».
Андин калдийләр падишаға (арамий тилида): — Алийлири мәңгү яшиғайла! Қени кәминлиригә чүшлирини ейтқайла, биз тәбир беримиз, — деди.«Андин калдийләр падишаға (арамий тилида): — Алийлири мәңгү яшиғайла! ... » — мошу айәттин тартип 8:1кичә айәтләр арамий тилида йезилған.
Падиша калдийләргә: — Мәндин буйруқ! Силәр авал көргән чүшүмни ейтип андин тәбир беришиңлар керәк. Ундақ қилмисаңлар қийма-чийма қиливетилисиләр, өйүңлар һаҗәтханиға айландуруветилиду! Дан. 3:29 Лекин чүшүмни ейтип, униңға тәбир берәлисәңлар мәндин соғатлар, инъамлар вә алий иззәттин муйәссәр болисиләр. Әнди чүшүмни ейтиңлар, тәбир бериңлар! — деди.
Улар падишаға йәнә бир қетим:
— Алийлири чүшлирини ейтқайла, андин өзлиригә тәбирини ейтип беримиз, — деди.
Бу чағда падиша җававән:
— Шүбһисизики, силәр пәрманимдин қайтмайдиғинимни билгәчкә, вақитни кәйнигә сүрүватисиләр. Лекин чүшүмни ейтип бәрмисәңлар, силәргә пәқәт буйруғумла қалиду. Чүнки силәр вақит әһвални өзгәртиду, дәп билип өз ара тил бириктүрүп, ялғанчилиқ қилип мени алдимақчи болисиләр. Шуңа чүшүмни ейтсаңлар, андин чүшүмгә һәқиқәтән тәбир берәләйдиғанлиғиңларни шу чағдила билимән, — деди.
10 Калдийләр падишаға җававән:
— Дунияда алийлириниң сориған ишини ейтип берәләйдиған һеч бир адәм йоқтур. Һеч қандақ падиша, униң қандақ улуқ яки күчлүк болушидин қәтъийнәзәр, рәмчи-палчи, пир-устаз яки калдий мунәҗҗимләргә мундақ тәләпни қойған әмәс. 11 Чүнки алийлириниң сориғанлири һәқиқәтән аламәт мүшкүл, илаһлардин башқа һеч ким уни аян қилалмайду. Лекин илаһларниң макани инсанлар арисида әмәс, — деди.
12 Падиша қаттиқ ғәзәплинип аччиқланған һалда, Бабил ордисидики барлиқ данишмәнләрни өлтүрүшни әмир қилди. 13 Шуниң билән падишаниң барлиқ данишмәнләрни өлтүрүш тоғрисидики буйруғи чүшүрүлди. Шуңа хизмәткарлири Даниял вә униң достлириниму өлтүрүш үчүн издиди.
 
Худаниң Даниялға чүшни вә мәнасини аян қилиши
14 Шу чағда Даниял Бабилдики данишмәнләрни өлтүрүш әмрини иҗра қилғили чиққан падишаниң хусусий муһапизәтчиләр башлиғи Ариоққа ақиланә вә данишмәнләрчә җавап қайтуруп 15 униңдин: — Падишаһниң чүшүргән пәрмани немә үчүн шунчә җиддий? — дәп сориди. Ариоқ әһвални Даниялға ейтип бәрди. «... пәрмани немә үчүн шунчә җиддий» — яки «... пәрмани немә үчүн шунчә қаттиқ?». 16 Даниял дәрһал падиша алдиға кирип, падишадин чүшигә тәбир бәргидәк вақит беришни тәләп қилди.«падишадин чүшигә тәбир бәргидәк вақит беришни тәләп қилди» — яки «падишадин чүшигә тәбир бериш үчүн униңға вақит бекитишни тәләп қилди».
17 Андин Даниял өйигә қайтип, әһвални достлири Һанания, Мишаел вә Азарияларға ейтип бәрди. 18 У улардин әрштики Худадин бу чүшниң сири тоғрилиқ рәһим-шәпқәт илтиҗа қилип, мән Даниял вә достлирим төртимизниң Бабилдики башқа данишмәнләр билән биллә һалак қилинмаслиғимизни тиләңлар, дәп тәләп қилди. 19 Андин кечидә Даниялға ғайипанә көрүнүштә шу сирниң йешими вәһий қилинди. Шуниң билән Даниял әрштики Худаға һәмдусаналар оқуп мундақ деди:
20 «Худаниң нами әбәдил-әбәт мәдһийиләнгәй!
Чүнки даналиқ вә күч-қудрәт Униңкидур.
21 У вақит, пәсилләрни Өзгәрткүчидур;
У падишаларни жиқитиду,
Вә падишаларни тикләйду;
У даналарға даналиқ, ақиланиларға һекмәт бериду.
22 У чоңқур вә сирлиқ ишларни ашкарилиғучидур,
Қараңғулуққа йошурунған ишларни яхши билгүчидур,
Нур һемишә Униң билән биллидур.Аюп 32:8
23 И маңа даналиқ вә күч бәргән ата-бовилиримниң Худаси,
Саңа шүкүр вә һәмдусаналар ейтай!
Сән һазирла биз дуа қилған ишни маңа ашкарилидиң,
Падишаһниң сориған ишини бизгә көрситип бәрдиң».
 
Даниялниң падишаниң чүшигә тәбир бериши
24 Андин Даниял падиша Бабилдики данишмәнләрни өлтүрүшкә тайинлиған Ариоқниң алдиға берип униңға:
— Бабилдики данишмәнләрни өлтүрмигәйла. Мени падишаниң алдиға башлап киргәйла, мән падишаниң чүшигә тәбир берәй, — деди.
25 Ариоқ шуан Даниялни падиша Небоқаднәсарниң алдиға башлап кирип, падишаға: —
«Мән Йәһудий әсирләр ичидин алийлириниң чүшигә тәбир берәләйдиған бир кишини таптим» — деди.
26 Падиша Даниял (Бәлтәшасар дәпму атилиду)ға:
«Сән мениң көргән чүшүмни аян қилип, униңға тәбир берәләмсән? — деди.
27 Даниял падишаниң алдида туруп шундақ җавап бәрди:
— И алийлири, сили сориған бу сирни данишмән, пир-устаз, рәмчи-палчи вә мунәҗҗимлар өзлиригә йешип берәлмәйду. 28 Бирақ әрштә сирларни ашкарилиғучи бир Худа бар. У болса алийлириға ахирқи заманниң күнлиридә немә ишларниң болидиғанлиғини аян қилди. Әнди өзлириниң чүшини, йәни алийлири ухлаватқанда көргән ғайипанә аламәтләрни ейтип берәй: — «алийлири ухлаватқанда көргән ғайипанә аламәтләр...» — арамий тилида: «сили кариватта ятқанда каллилирида көргән ғайипанә аламәтләр..» дейилиду.
29 — И алийлири, сили ухлашқа ятқанда кәлгүсидики ишларни ойлап яттила. Сирларни бирдин-бир Ашкарилиғучи өзлиригә йүз беридиған ишларни көрсәтти. 30 Маңа кәлсәк, бу сирниң маңа аян қилинғини мениң башқа җан егилиридин артуқ һекмәткә егә болғанлиғимдин әмәс, бәлки бу чүшниң тәбирини, шундақла шаһ алийлириниң көңүллиридики ойлирини өзлиригә мәлум қилиш үчүндур.
31 — Әй алийлири, сили ғайипанә аламәттә өзлириниң алдилирида турған гигант бир һәйкәлни көрдилә. Бу һәйкәл наһайити гәвдилик болуп, зор нур чақнап туридиған һәйвәтлик һәм қорқунучлуқ еди. 32 Һәйкәлниң беши есил алтундин, көкриги вә қоллири күмүчтин, бәл вә сағрилири мистин, 33 Жута-пачиғи төмүрдин, пути төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған. 34 Өзлири уни көрүватқан чағлирида, адәм қоли билән қезилмиған бир таш келип һәйкәлгә урулуп униң төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путини чеқивәтти. 35 Униңдики төмүр, лай, мис, күмүч, алтунлар шуан парчә-парчә қилинип, шамал уларни бәәйни язлиқ хамандики топиларни учурғандәк, қайта һеч тепилмиғидәк қилип учуривәтти. Лекин һелиқи таш йоғинап, пүткүл җаһанни қаплиған ғайәт зор бир таққа айланди.
36 Көргән чүшлири мана шудур. Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз.«Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз» — «биз» дегән бу сөз шүбһисизки, Даниялниң өзигә вә үч достиға вакалитән сөз қилғинини билдүриду.  Дан. 7  


Бабил империйәси
37 Әй алийлири, өзлири пүткүл падишаларниң бир падишаси, әрштики Худа силигә падишалиқ, нопуз, күч вә шөһрәт ата қилди. 38 Инсан балилири, һайванатлар, учар-қанатлар мәйли қәйәрдә турсун, Худа уларни қоллириға тапшуруп силини уларниң һәммисигә һаким қилди. Сили у һәйкәлниң алтун бешидурсила.


Парс империйәси
39 Өзлиридин кейин йәнә бир падишалиқ келиду. Лекин у силиниң падишалиқлириға йәтмәйду. Униңдин кейин үчинчи бир падишалиқ, йәни мис падишалиқ келип пүткүл йәр йүзигә һаким болиду.


Гретсийә (Юнан) империйәси
40 Униңдин кейинки төртинчи падишалиқ болса төмүрдәк мустәһкәм болиду. Төмүр барлиқ башқа нәрсиләрни чеқиветип бойсундурғинидәк, шуниңға охшаш бу төмүр падишалиқ өз алдинқи падишаларниң һәммисини езип чеқиветиду.
41 Өзлири көргәндәк төмүр билән сеғиз лайниң арилашмисидин ясалған пут вә бармақлар бу падишалиқниң бөлүнмә болуп кетидиғинини көрситиду. Бирақ бу падишалиқ төмүрдәк күчкә егә болиду, чүнки сили көргәндәк, төмүр билән лай арилашқан. 42 Төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путниң бармақлири у падишалиқниң бир қисминиң күчийидиғанлиғини, бир қисминиң аҗизлишидиғанлиғини көрситиду. 43 Өзлири төмүр билән лайниң арилашқанлиғини көрдилә. Бу у падишалиқниң һөкүмдарлири падишалиқниң пухралири билән иттипақлашмақчи болғанлиғини көрситиду. Лекин төмүр лай билән арилашмиғандәк, бирлишип кетәлмәйду. «падишалиқниң пухралири билән...» — арамий тилида: «инсанларниң нәсли билән....». 44 У ахирқи падишалар тәхттә олтарған мәзгилдә, әрштики Худа йимирилмәс бир падишалиқ бәрпа қилиду. Бу падишалиқ һәргиз башқа бир хәлиққә өтмәйду; әксичә у бу башқа падишалиқларни үзүл-кесил гумран қилип, өзи мәңгү мәзмут туриду. «У ахирқи падишалар» — путниң бармақлириниң падишаларға вәкиллик қилидиғанлиғини көрсәтсә керәк. Бу бап вә 7-бап тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Дан. 3:33; 4:31; 6:27; 7:14, 27; Мик. 4:7; Луқа 1:33 45 Өзлири адәм қоли билән қезилмиған бир ташниң тағдин чиққинини вә униң һәйкәлдики төмүр, мис, лай, күмүч, алтунни чеқивәткәнлигини көрдилә. Шуңа улуқ Худа алийлириға кәлгүсидә йүз беридиған ишларни билдүргән. Көргән чүшлири чоқум әмәлгә ашиду, берилгән тәбир мутләқ ишәшликтур.«Өзлири адәм қоли билән қезилмиған бир ташниң тағдин чиққинини вә униң һәйкәлдики төмүр, мис, лай, күмүч, алтунни чеқивәткәнлигини көрдилә...» — бу бабтики бешарәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Йәш. 8:14; 28:16; Зәб. 117:22; Зәк. 3:9; Мат. 21:42-44; Юһ. 3:31; 8:23
 
Падишаһниң Даниялға инъам бериши
46 Андин падиша Небоқаднәсар өзини йәргә етип Даниялға сәҗдә қилди вә униңға һәдийә берип хушпурақ-исриқ селишни әмир қилди. 47 Падиша униңға:
— Дәрвәқә, сениң Худайиң илаһлар ичидә әң улуқ Илаһ, падишаларниң ғоҗиси вә сирларни ашкарилиғучи екән, чүнки сән бу сирни йәштиң! — деди.
48 Андин падиша Даниялниң мәртивисини жуқури қилип, униңға нурғун есил соғатларни тәқдим қилди. У уни пүткүл Бабил өлкисигә һаким болушқа тайинлиди вә уни Бабилдики данишмән-әқилдарларниң баш ақсақили қилди. 49 Даниялниң падишадин тәләп қилиши билән, падиша Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарни Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини идарә қилишқа тайинлиди. Даниял өзи орда хизмитидә қалди.«Даниял өзи орда хизмитидә қалди» — арамий тилида «Даниял падишаниң дәрвазисида туратти». Кона заманларда шәһәрниң яки ординиң дәрвазиси болса, сорақчилар һөкүм чиқиридиған җай еди.
 
 

2:2 «калдий мунәҗҗимләр» — Калдийә Бабил империйәсидики муһим бир район еди, шу йәрдикиләр «алийҗанап кишиләр» дәп қарилатти. Бабил ордиси қаидә-йосунлириға асасән мунәҗҗимләр шу тәбиқидики адәмләрдин болуши керәк еди.

2:3 «көңлүм наһайити тит-тит болуватиду» — ибраний тилида «роһум наһайити тит-тит болуватиду».

2:4 «Андин калдийләр падишаға (арамий тилида): — Алийлири мәңгү яшиғайла! ... » — мошу айәттин тартип 8:1кичә айәтләр арамий тилида йезилған.

2:5 Дан. 3:29

2:15 «... пәрмани немә үчүн шунчә җиддий» — яки «... пәрмани немә үчүн шунчә қаттиқ?».

2:16 «падишадин чүшигә тәбир бәргидәк вақит беришни тәләп қилди» — яки «падишадин чүшигә тәбир бериш үчүн униңға вақит бекитишни тәләп қилди».

2:22 Аюп 32:8

2:28 «алийлири ухлаватқанда көргән ғайипанә аламәтләр...» — арамий тилида: «сили кариватта ятқанда каллилирида көргән ғайипанә аламәтләр..» дейилиду.

2:36 «Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз» — «биз» дегән бу сөз шүбһисизки, Даниялниң өзигә вә үч достиға вакалитән сөз қилғинини билдүриду.

2:36 Дан. 7

2:43 «падишалиқниң пухралири билән...» — арамий тилида: «инсанларниң нәсли билән....».

2:44 «У ахирқи падишалар» — путниң бармақлириниң падишаларға вәкиллик қилидиғанлиғини көрсәтсә керәк. Бу бап вә 7-бап тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:44 Дан. 3:33; 4:31; 6:27; 7:14, 27; Мик. 4:7; Луқа 1:33

2:45 «Өзлири адәм қоли билән қезилмиған бир ташниң тағдин чиққинини вә униң һәйкәлдики төмүр, мис, лай, күмүч, алтунни чеқивәткәнлигини көрдилә...» — бу бабтики бешарәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:45 Йәш. 8:14; 28:16; Зәб. 117:22; Зәк. 3:9; Мат. 21:42-44; Юһ. 3:31; 8:23

2:49 «Даниял өзи орда хизмитидә қалди» — арамий тилида «Даниял падишаниң дәрвазисида туратти». Кона заманларда шәһәрниң яки ординиң дәрвазиси болса, сорақчилар һөкүм чиқиридиған җай еди.