Әйсаниң бу айәттики күчлүк сөзлирини «қошумчә сөз»имиздә бир-бирләп шәрһләймиз.
Бу вақиә Әйсаниң кресттә көтүрүлүшигә бешарәт болиду. Гунаһидин өләй дегәнләр Әйсаға иман билән қариса (Әйса биз үчүн гунаһниң өзи қилинған, 2Кор. 5:21) гунаһтин сақайтилиду — демәк, мәңгүлүк һаятқа еришиду. ■Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 8:28; 12:32. 15 Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду».□«шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду» — Бу кимниң сөзи? Мәсиһниң сөзлири бәлким 15-айәттә тохтайду. 16-21-айәтләрни расул Юһанна Муқәддәс Роһниң түрткә-йолйоруғи билән язған, дәп ишинимиз. ■Юһ. 3:15.
«Мөһүрини басқан» — биринчидин, башқиларға «Худа һәқтур» дәп ениқ гувалиқ беридиған вә иккинчидин, Худаниң гувалиқини қобул қилғучи өз һаятида шу гувалиқни тәстиқлайдиған Худаниң Роһиниң испатини көриду, шуңа «Худа һәқ» дәп техиму күчлүк гувачи болиду. ■Рим. 3:4. 34 Чүнки Худа әвәткини Худаниң сөзлирини сөзләйду; чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс. □«...чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. Демәк, Худа пәйғәмбәрлиригә Өз Роһидин «өлчәм билән кәмләп» ата қилғини билән, Мәсиһгә болса өлчимәй бәрмәктә.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа Роһни өлчәм билән кәмләп бәрмәс» — демәк, Инҗил дәвридә Худа Мәсиһ арқилиқ Муқәддәс Роһини һәммә етиқатчиға өлчимәй ата қилиду. ■Әф. 4:7. 35 Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур. □«Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур» — «Ата» мошу йәрдә Худани көрситиду; «Оғул» болса — Худаниң Өз Оғли, әлвәттә. «Юһанна»да «Оғул» көп ишлитилиду; чүнки Худаниң Оғли бирдин-бирдур. ■Мат. 11:27; 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 5:22; 17:2; Ибр. 2:8. 36 Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду.■Юһ. 3:36; 6:47; 1Юһа. 5:10.
□3:2 «Устаз» — Ибраний тилида «Рабби», «устаз» дегән мәнидә.
■3:2 Юһ. 7:50; 9:16, 33; 19:39; Рос. 10:38.
□3:3 «һеч ким жуқуридин туғулмиғичә, Худаниң падишалиғини көрәлмәс!» — «жуқуридин» дегән сөз грек тилида йәнә «қайтидин» дегәнниму билдүриду вә шүбһисизки, мошу йәрдә бу икки мәнини өз ичигә алиду.
□3:8 «Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур» — грек тилида «шамал» вә «роһ» бирла сөз билән ипадилиниду. Әйсаниң бу айәттики күчлүк сөзлирини «қошумчә сөз»имиздә бир-бирләп шәрһләймиз.
□3:10 «Сән Исраилниң өлимаси» — бу сөз бәлким Никодимниң Исраил ичидә сәвийиси әң жуқури Тәврат устази екәнлигини көрситиши мүмкин.
□3:11 «биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр» — немишкә Әйса Никодимға шунчә еғир тәнбиһ бериду? Униң бу баянидин икки муһим соал чиқиду: «биз» ким?, «силәр» ким? Булар тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■3:11 Юһ. 3:32; 7:16; 8:28; 12:49; 14:24.
□3:13 «Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «өзи әрштә болуп» дегән сөз тепилмайду.
□3:14 «Муса чөлдә туч иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк» — оқурмәнләр тилға елинған бу вақиәниң тәпсилатлирини «Чөл.» 21:4-9дә тапалайду. Исраиллар гуна садир қилғанда, Худа уларға тәрбийә бериш үчүн арисиға иланларни әвәткән. Иланлар нурғун адәмләрни чаққан, Муса Худаниң йолйоруғи билән тучтин бир илан ясап, уни һасиға бекитип, һасини егиз көтирип Исраилниң баргаһини айлинип маңған. Иланларниң зәһиридин өләй дәп қалғанлар әгәр иман билән шу туч иланға қариса сақайған. Бу вақиә Әйсаниң кресттә көтүрүлүшигә бешарәт болиду. Гунаһидин өләй дегәнләр Әйсаға иман билән қариса (Әйса биз үчүн гунаһниң өзи қилинған, 2Кор. 5:21) гунаһтин сақайтилиду — демәк, мәңгүлүк һаятқа еришиду.
■3:14 Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 8:28; 12:32.
□3:15 «шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду» — Бу кимниң сөзи? Мәсиһниң сөзлири бәлким 15-айәттә тохтайду. 16-21-айәтләрни расул Юһанна Муқәддәс Роһниң түрткә-йолйоруғи билән язған, дәп ишинимиз.
□3:16 «шу қәдәр сөйидуки,...» — грек тилида йәнә «шу йол билән сөйидуки,...» дегән мәниниму билдүриду.
■3:16 Юһ. 3:36; Луқа 19:10; Рим. 5:8; 8:31; 1Юһа. 4:9; 5:10.
■3:17 Луқа 9:56; Юһ. 9:39; 12:47; 1Юһа. 4:14.
■3:18 Юһ. 5:24; 6:40,47; 20:31.
□3:21 «Худаға тайинип қилғанлиғи» — грек тилида «Худада қилғанлиғи» дегән сөз билән ипадилиниду.
■3:23 Мат. 3:6; Мар. 1:5; Луқа 3:7.
□3:26 «Устаз» — Грек тилида «рабби». «... өзүң тәрипләп гувалиқ бәргән һелиқи киши мана һазир өзи кишиләрни чөмүлдүрүватиду, вә һәммә адәм униң йениға кетишиватиду» — немишкә Йәһяниң мухлислири шу Йәһудий киши билән бәс-муназирә қилип (25-айәт) бу соални туғдурған? Йәһя болса Тәврат дәвридики әң ахирқи, шундақла әң улуқ пәйғәмбәр һесаплиниду. Йәһя шу салаһийитидә Тәврат («кона әһдә»)тики таһарәт ишлирини техичә сақлап кәлгән еди. Лекин Мәсиһ «ички тазилиқ»ни тәкитләйдиған тәлими билән «йеңи әһдә»ни тонуштуруватқан еди. Шуниң билән шу бәс-муназиридә Йәһяниң тәлимлири вә Әйсаниң тәлимлири оттурисидики пәриқләр түгиши мүмкин еди. Йәһяниң мухлислириниң «хәлиқ «Сәндин ваз кечип, бу «йеңи адәм»ниң қешиға бариду» дейишниң мәхсити Йәһяниң инавәт-абройини қоғдаш еди, әлвәттә. Лекин Йәһяниң (27-31-айәттики) җавави «Бундақ ойлап кетишниң һаҗити йоқ, әксичә хошал болушимиз лазим» еди.
■3:26 Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:15, 26, 34.
■3:28 Мал. 3:1; Мат. 11:10; Мар. 1:2; Луқа 1:17; 7:27; Юһ. 1:20, 21, 23.
□3:29 «Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду» — мошу сөзләр билән Йәһя пөйғәмбәр Әйса Мәсиһни той жигитигә охшитиду вә: Өзүм болсам пәқәт той жигитиниң қолдишимән, халас, дәйду.
□3:30 «Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур» — Йәһяниң сөзлири мошу йәрдә түгәйду, 31-36-айәтләрни расул Юһанна Муқәддәс Роһниң түрткә-йолйоруғи билән язған, дегән пикиргә майилмиз. Бәзи алимлар 32-34- яки 32-36-айәтләрниму Йәһя пәйғәмбәрниң сөзлири, дәп қарайду.
■3:32 Юһ. 5:30; 8:26; 12:49; 14:10; 1Юһа. 5:10.
□3:33 «Кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду» — «Худа һәқ» дегән сөздә көздә тутулғини немә? Шүбһисизки, Худаниң әслидә Қутқузғучи-Мәсиһ әвәтимән, дәп бәргән нурғун вәдилири һазир Әйсада толуқ әмәлгә ашурулған, дегәнлик болиду. «Мөһүрини басқан» — биринчидин, башқиларға «Худа һәқтур» дәп ениқ гувалиқ беридиған вә иккинчидин, Худаниң гувалиқини қобул қилғучи өз һаятида шу гувалиқни тәстиқлайдиған Худаниң Роһиниң испатини көриду, шуңа «Худа һәқ» дәп техиму күчлүк гувачи болиду.
□3:34 «...чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. Демәк, Худа пәйғәмбәрлиригә Өз Роһидин «өлчәм билән кәмләп» ата қилғини билән, Мәсиһгә болса өлчимәй бәрмәктә. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа Роһни өлчәм билән кәмләп бәрмәс» — демәк, Инҗил дәвридә Худа Мәсиһ арқилиқ Муқәддәс Роһини һәммә етиқатчиға өлчимәй ата қилиду.
□3:35 «Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур» — «Ата» мошу йәрдә Худани көрситиду; «Оғул» болса — Худаниң Өз Оғли, әлвәттә. «Юһанна»да «Оғул» көп ишлитилиду; чүнки Худаниң Оғли бирдин-бирдур.
■3:35 Мат. 11:27; 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 5:22; 17:2; Ибр. 2:8.
■3:36 Юһ. 3:36; 6:47; 1Юһа. 5:10.