2
Кана йезисидики той зияпити
Үчинчи күни, Галилийәдики Кана йезисида бир той болди. Әйсаниң аниси Мәрйәм у йәрдә еди һәм Әйса вә униң мухлислириму тойға тәклип қилинған еди.
Тойда шарап түгәп қалғанда, Әйсаниң аниси униңға:
— Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.«Уларниң шараплири түгәп қапту» — мошундақ иш той егисини чоңқур хиҗаләткә қоюпла қалмай, гаһи әһвалларда қиз тәрәптикиләр жигит тәрәптикиләрниң үстидин дәва қилиши мүмкин еди.
Әйса униңға: — Ханим, мениң сән билән немә карим? Мениң вақти-саитим техи кәлмиди, — деди.«Ханим, мениң сән билән немә карим?» — Мәсиһниң бу сөзи бизни һәйран қалдуруши мүмкин. Немишкә Әйса өз анисиға шундақ гәп қилиду?
Мәрйәм өз оғлиниң Мәсиһ екәнлигини биләтти. Лекин у бәлким: «Бу мениң оғлум, мән униң аниси, чоқум мениң тәливимни орунлиши керәк» дәп ойлиши мүмкин еди. Лекин Худаниң падишалиғи ичидә бизниң Худаниң мәлум адими билән болған бирәр «җисманий мунасивәт»ниң һеч қандақ инавити йоқтур; пәқәт Худаниң Мәсиһдә болған меһри-шәпқитигә иман-ишәш бағлисақ, андин униңдин бирәр нәрсә тәләп қилишқа болиду. Мәрйәмниң хапа болмаслиғи вә 5-айәттики иманлиқ сөзләрни ейтиши униң бу муһим нуқтини убдан чүшинип йәткәнлигини испатлайду. «Мениң вақти-саитим техи кәлмиди» — «мениң вақти-саитим» дегән ибарә адәттә Мәсиһниң өлүми, тирилиши вә асманға көтирилишини көрситиду. Көздә тутулғини Әйсаниң бу ишлар арқилиқ «улуқландурулуши»дур — 12:23, 27, 28, 31ни көрүң. Шуңа мошу йәрдә бәлким «мән ашкарә қилинидиған вақит техи кәлмиди» дегәндәк мәнидә болуши мүмкин. «Юһ.» 4:21, 23, 5:25, 28, 29, 7:30, 8:20, 12:23, 27, 28, 31, 13:31, 16:26, 17:1ни көрүң.
Аниси чакарларға:
— У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
Әнди шу йәрдә Йәһудийларниң таһарәт адити бойичә ишлитилидиған, һәр биригә икки-үч туңдин су сиғидиған алтә таш күп қоюлған еди.«икки-үч туң» — грек тилида «икки-үч «метрет»». Һәр бир күпкә 100-80 литр су сиғиду, җәмий 720-480 литр су бар еди.
Әйса чакарларға:
— Күпләргә су толдуруңлар, — деди.
Улар күпләрни ағзиғичә толдурушти. Андин у уларға йәнә:
— Әнди буниңдин усуп той башқурғучиға бериңлар, — деди.
Улар уни апирип бәрди.
Той башқурғучи шарапқа айландурулған судин тетип көргәндә (у униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуған чакарлар биләтти) той башқурғучи тойи болуватқан жигитни чақирип, 10 униңға:
— Һәр бир той қилғучи яхши шарапни тойниң бешида қуйиду, андин меһманлар қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Әҗәба, сән яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.
11 Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп, Галилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди. «Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп,...» — «Юһанна»да алаһидә хатириләнгән «мөҗизилик аламәт» яки «мөҗизилик бәлгү»ләр җәмий йәттә болуп, һәр бири Әйса Мәсиһниң һәқиқий салаһийитидин бир тәрипини көрситидиған мөҗизидур. «Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди» — «униң мухлислири униңға етиқат қилди» дейилгини билән, кейинки нурғун ишлар мухлисларниң бу етиқатиниң муқим әмәс, бәлки интайин назук екәнлигини испатлайду, әлвәттә. 12 Бу иштин кейин у, аниси, инилири вә мухлислири билән Кәпәрнаһум шәһиригә чүшүп, у йәрдә бир нәччә күн турди.
 
Сода-сетиқ қилғучиларниң ибадәтханидин қоғлиниши
Мат. 21:12-13; Мар. 11:15-17; Луқа 19:45-46
13 Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға йеқин қалғанда, Әйса Йерусалимға барди. «өтүп кетиш һейти» — («пасха» һейти) — бу Йәһудийларниң Муса пәйғәмбәрниң йетәклиши арқилиқ өзлириниң Мисирдики қуллуқ һаятидин қутулған күнини хатириләш һейти болуп, әйни вақитта Йәһудий әрләрниң һәммиси Йерусалимға берип, ибадәтханида қурбанлиқлирини союп, һейтни шу йәрдә өткүзүши керәк еди. «Мис.» 12-бапни көрүң. 14 У ибадәтхана һойлилирида кала, қой вә кәптәр-пахтәк сатқучиларни һәм у йәрдә олтарған пул тегишкүчиләрни көрди. «ибадәтхана» — пәқәт Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханини көрситиду. Бу ибадәтханини Сулайман падиша биринчи болуп миладийәдин илгәрки 950-жили қурған еди; андин Йәһудийлар Парс империйәси тәрипидин сүргүн болушидин қайтип кәлгәндә, йәни миладийәдин илгәрки 520-жили қайта қурған еди. Бу ибадәтханини Һерод падиша бурунқидинму һәйвәтлик қилип қуруп чиққан еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу ибадәтханидила қурбанлиқ қилишқа болатти. «кала, қой вә кәптәр-пахтәк» — буларни қурбанлиқлар үчүн сататти.  Мат. 21:12; Мар. 11:15; Луқа 19:45. 15 У танидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң пуллирини чечип, ширәлирини өрүвәтти 16 вә пахтәк-кәптәр сатқучиларға:
— Бу нәрсиләрни бу йәрдин елип кетиш! Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма! — деди.«Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма!» — «Зәк.» 14:20-21ни көрүң.
17 Буни көргән мухлислири Зәбурда мундақ пүтүлгинини есигә елишти:
 
«Сениң муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!».«сениң муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!» — «Зәб.» 68:10ни көрүң.  Зәб. 68:10
 
18 Шуниң билән Йәһудийлар у ишларға инкас билдүрүп униңдин:
— Бундақ ишларни қилған екәнсән, қени, бизгә немә мөҗизилик аламәтни көрситип берисән?! — дәп сориди.Мат. 12:38; 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; Юһ. 6:30.
19 Әйса уларға җавап берип:
— Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән, — деди.«Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән» — Әйса ейтқан бу аламәт у кейин ейтқан «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән аламәт-карамәт»кә охшаш болуп, өзиниң өлүми вә тирилишини көрситиду (мәсилән, «Мат.» 12:39ни көрүң).  Мат. 26:61; 27:40; Мар. 14:58; 15:29.
20 Шуниң билән бу Йәһудийлар йәнә униңға:
— Бу ибадәтханини ясаватқили һазирғичә қириқ алтә жил болған турса, сән уни қандақсигә үч күндила қуруп чиқалайсән?! — деди. 21 Һалбуки, униң «ибадәтхана» дегини униң өз тенини көрсәткән еди. 22 Шуңа, у өлүмдин тирилгәндин кейин, мухлислири униң бу дегинини есигә алди вә шундақла муқәддәс язмилардики бу һәқтики бешарәткә һәмдә Әйсаниң ейтқан сөзигә ишәнди.Луқа 24:8.
23 Өтүп кетиш һейтида, нурғун кишиләр униң Йерусалимда көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көргән болуп, униң намиға етиқат қилишти. 24 Лекин Әйса пүткүл инсанларниң қәлбиниң қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти. «Лекин Әйса пүткүл инсанларниң қәлбиниң қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти» — бу баяндин «хуш хәвәр»дики ахирқи мәхсәтни көргили болиду. Әйса Мәсиһ инсанларға бәхит-бәрикәт әмәс, бәлки өзини ата қилишни яки «тапшуруш»ни халайду. Лекин инсан өзи түптин өзгәртилмисә, техи кона гунайий тәбиәттә болса, «өзини тапшуруш» қәтъий мүмкин болмайтти. Һәр бир инсан роһта «қайта туғулуши» керәк — бу 3-бапниң чоң темисидур. 25 Инсан тоғрилиқ һеч кимниң униңға гувалиқ беришиниң һаҗити йоқ еди; чүнки у инсанларниң қәлбидә немә бар екәнлигини өзи биләтти.1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; Зәб. 7:10; 102:14; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Юһ. 6:64.
 
 

2:3 «Уларниң шараплири түгәп қапту» — мошундақ иш той егисини чоңқур хиҗаләткә қоюпла қалмай, гаһи әһвалларда қиз тәрәптикиләр жигит тәрәптикиләрниң үстидин дәва қилиши мүмкин еди.

2:4 «Ханим, мениң сән билән немә карим?» — Мәсиһниң бу сөзи бизни һәйран қалдуруши мүмкин. Немишкә Әйса өз анисиға шундақ гәп қилиду? Мәрйәм өз оғлиниң Мәсиһ екәнлигини биләтти. Лекин у бәлким: «Бу мениң оғлум, мән униң аниси, чоқум мениң тәливимни орунлиши керәк» дәп ойлиши мүмкин еди. Лекин Худаниң падишалиғи ичидә бизниң Худаниң мәлум адими билән болған бирәр «җисманий мунасивәт»ниң һеч қандақ инавити йоқтур; пәқәт Худаниң Мәсиһдә болған меһри-шәпқитигә иман-ишәш бағлисақ, андин униңдин бирәр нәрсә тәләп қилишқа болиду. Мәрйәмниң хапа болмаслиғи вә 5-айәттики иманлиқ сөзләрни ейтиши униң бу муһим нуқтини убдан чүшинип йәткәнлигини испатлайду. «Мениң вақти-саитим техи кәлмиди» — «мениң вақти-саитим» дегән ибарә адәттә Мәсиһниң өлүми, тирилиши вә асманға көтирилишини көрситиду. Көздә тутулғини Әйсаниң бу ишлар арқилиқ «улуқландурулуши»дур — 12:23, 27, 28, 31ни көрүң. Шуңа мошу йәрдә бәлким «мән ашкарә қилинидиған вақит техи кәлмиди» дегәндәк мәнидә болуши мүмкин. «Юһ.» 4:21, 23, 5:25, 28, 29, 7:30, 8:20, 12:23, 27, 28, 31, 13:31, 16:26, 17:1ни көрүң.

2:6 «икки-үч туң» — грек тилида «икки-үч «метрет»». Һәр бир күпкә 100-80 литр су сиғиду, җәмий 720-480 литр су бар еди.

2:11 «Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп,...» — «Юһанна»да алаһидә хатириләнгән «мөҗизилик аламәт» яки «мөҗизилик бәлгү»ләр җәмий йәттә болуп, һәр бири Әйса Мәсиһниң һәқиқий салаһийитидин бир тәрипини көрситидиған мөҗизидур. «Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди» — «униң мухлислири униңға етиқат қилди» дейилгини билән, кейинки нурғун ишлар мухлисларниң бу етиқатиниң муқим әмәс, бәлки интайин назук екәнлигини испатлайду, әлвәттә.

2:13 «өтүп кетиш һейти» — («пасха» һейти) — бу Йәһудийларниң Муса пәйғәмбәрниң йетәклиши арқилиқ өзлириниң Мисирдики қуллуқ һаятидин қутулған күнини хатириләш һейти болуп, әйни вақитта Йәһудий әрләрниң һәммиси Йерусалимға берип, ибадәтханида қурбанлиқлирини союп, һейтни шу йәрдә өткүзүши керәк еди. «Мис.» 12-бапни көрүң.

2:14 «ибадәтхана» — пәқәт Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханини көрситиду. Бу ибадәтханини Сулайман падиша биринчи болуп миладийәдин илгәрки 950-жили қурған еди; андин Йәһудийлар Парс империйәси тәрипидин сүргүн болушидин қайтип кәлгәндә, йәни миладийәдин илгәрки 520-жили қайта қурған еди. Бу ибадәтханини Һерод падиша бурунқидинму һәйвәтлик қилип қуруп чиққан еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу ибадәтханидила қурбанлиқ қилишқа болатти. «кала, қой вә кәптәр-пахтәк» — буларни қурбанлиқлар үчүн сататти.

2:14 Мат. 21:12; Мар. 11:15; Луқа 19:45.

2:16 «Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма!» — «Зәк.» 14:20-21ни көрүң.

2:17 «сениң муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!» — «Зәб.» 68:10ни көрүң.

2:17 Зәб. 68:10

2:18 Мат. 12:38; 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; Юһ. 6:30.

2:19 «Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән» — Әйса ейтқан бу аламәт у кейин ейтқан «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән аламәт-карамәт»кә охшаш болуп, өзиниң өлүми вә тирилишини көрситиду (мәсилән, «Мат.» 12:39ни көрүң).

2:19 Мат. 26:61; 27:40; Мар. 14:58; 15:29.

2:22 Луқа 24:8.

2:24 «Лекин Әйса пүткүл инсанларниң қәлбиниң қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти» — бу баяндин «хуш хәвәр»дики ахирқи мәхсәтни көргили болиду. Әйса Мәсиһ инсанларға бәхит-бәрикәт әмәс, бәлки өзини ата қилишни яки «тапшуруш»ни халайду. Лекин инсан өзи түптин өзгәртилмисә, техи кона гунайий тәбиәттә болса, «өзини тапшуруш» қәтъий мүмкин болмайтти. Һәр бир инсан роһта «қайта туғулуши» керәк — бу 3-бапниң чоң темисидур.

2:25 1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; Зәб. 7:10; 102:14; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Юһ. 6:64.