Тәвратниң көп йәрлиридә «қәдәһ» дәл шу мәнидә ишлитилиду (мәсилән «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15дә). ■Юһ. 6:38.
Ибранийлар арисида адәмниң исмини икки қетим чақириш адәттә инатайин чоңқур һессият, алаһидә амрақлиқни билдүриду. ■2Сам. 20:9.
□14:1 ««Өтүп кетиш» һейти вә «петир нан һейти»ға икки күн қалған еди» — бу икки һейтниң тәпсилатлири үчүн «Мис.» 12-бап, «Лав.» 23-бапни вә «Тәбирләр»ни көрүң. Ибраний тилида «Песақ», яки «Пасха» һейти дәп атилиду.
■14:1 Мат. 26:2; Луқа 22:1; Юһ. 11:55; 13:1.
□14:3 «Симон мохо» — йәни «Мохо кесили» дейилидиған Симон» — Симон бәлким илгири мохо кесилигә гиритпар болған еди. Бизниңчә бу иш вә «Юһ.» 12:1-11дә хатириләнгән вақиә бир иштур.
■14:3 Мат. 26:6; Луқа 7:37; Юһ. 11:2; 12:3.
□14:5 «бу әтирни үч йүз динардин артуқ пулға сатқили болатти» — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, бир «динариус» тәхминән бир адәмниң бир күнлүк һәққи болатти. «Мат.» 20:2ни көрүң.
□14:8 «униңға әтир-май қуюп қойди» — яки «униңға мәсиһ қилди».
□14:12 «петир нан һейтиниң биринчи күни, йәни өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиқ қозиси союлидиған күни» — «петир нан һейти» йәттә күн болиду, биринчи күни «өтүп кетиш» һейтиму тәң болиду. Бу күни, Йәһудийлар өйлиридә қоза союп, петир нан билән йәйду. «Өтүп кетиш һейтиниң тамиғи» — буниң муһим қисми «өтүп кетиш қурбанлиқ қозиси» еди («Мис.» 12:3-11, «Лав.» 23:5, «Чөл.» 28:16, «Қан.» 16:1-7ни көрүң).
■14:12 Мис. 12:17; Мат. 26:17; Луқа 22:7.
□14:13 «Шәһәргә кириңлар» — «шәһәр» — Йерусалим шәһиригә, демәк. «у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду» — Қанаанда (Пәләстиндә) әр кишиләр бүгүнгә қәдәр адәттә су көтәрмәйду.
■14:17 Мат. 26:20; Луқа 22:14.
□14:18 «дәстиханда олтирип ғизаланғанда...» — грек тилида «дәстиханда йетип ғизаланғанда...».
□14:21 «... бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса униңға яхси болатти!» — Йәһуда бу сөзни аңлиғандин кейин дәрһал чиқип баш каһинларниң йениға барған болса керәк. «Маркус», «Луқа», «Юһанна»дики ««өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи» тоғрисидики баянларни көрүң.
□14:22 «Әйса бир нанни қолиға елип тәшәккүр ейтқандин кейин» — яки «Әйса нанни қолиға елип (уни) бәрикәтлигәндин кейин,...».
■14:22 Мат. 26:26; Луқа 22:19; 1Кор. 11:23.
□14:24 «Бу мениң қеним, нурғун адәмләр үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур» — «йеңи әһдә» Тәврат, «Йәр.» 31:31-34, «Луқа» 22:20ни, «Ибр.» 13:20ни көрүң. Бәзи кона кәчүрмиләрдә пәқәт «әһдә» дейилиду.
□14:27 «Мән падичини уруветимән, қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» — «Зәк.» 13:7. Мошу бешарәттә сөзлигүчи Худаниң өзи, әлвәттә.
■14:27 Зәк. 13:7; Мат. 26:31; Юһ. 16:32.
■14:28 Мат. 26:32; 28:10; Мар. 16:7.
■14:30 Мат. 26:34; Луқа 22:34; Юһ. 13:38.
■14:32 Мат. 26:36; Луқа 22:39; Юһ. 18:1.
□14:33 « Әйса ... роһ-қәлбидә толиму пәришан болушқа башлиди» — грек тилида «у ... роһта толиму пәришан болушқа башлиди».
□14:35 «у дәқиқиниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн ...» — грек тилида «шу саатниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн...».
□14:36 «И Абба Ата, Саңа һәммә иш мүмкиндур» — ибраний тилида «абба» дегән сөз оғулниң атисиға болған йеқинчилиғини билдүриду. Уйғурчидики «сөйүмлүк ата» дегәнгә йеқин келиду. Бу сөз һәм муһәббәт һәм чоңқур һөрмәтниму билдүриду. «бу қәдәһни мәндин өткүзүвәткәйсән!» — «бу қәдәһ» униң алдида туридиған азап-оқубәтләрни көрситиду. Тәвратниң көп йәрлиридә «қәдәһ» дәл шу мәнидә ишлитилиду (мәсилән «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15дә).
■14:37 Мат. 26:40; Луқа 22:45.
□14:38 «Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗизду» — «кишиниң әтлири» грек тилида «әт». Инҗилда «әт» яки «әт-тән» дайим дегидәк адәмниң өз тени тәрипидин аздурулидиған, гунакар тәбиитини көрситиду. «Рим.»дики «кириш сөз»имизни көрүң.
□14:41 «Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр?» — яки болмиса: «Әнди ухлаверисиләр, дәм еливерисиләр!» (демәк, кинайилик гәп) яки пәқәт: «Әнди ухлаңлар, дәм елиңлар!».
■14:43 Мат. 26:47; Луқа 22:47; Юһ. 18:3.
□14:45 «Устаз, устаз» — «Устаз» ибраний тилида «Рабби» дейилиду. Ибранийлар арисида адәмниң исмини икки қетим чақириш адәттә инатайин чоңқур һессият, алаһидә амрақлиқни билдүриду.
■14:49 1Сам. 24:14-15; Зәб. 21:7-8; 68:10; Луқа 24:25.
■14:50 Аюп 19:13; Зәб. 87:9, 19; Зәк.13:7
□14:52 «...учисиға канап рәхт йепинчақливалған бир жигит... лекин у канап рәхттин бошинип, ялаңач пети улардин қечип кәтти» — бир нәччә шәрһчиләр бу «мәлум яш жигит»ни Маркусниң өзи екән, дәп қарайду. Бизму қошулимиз. У мошу йәрдә өзини «мухлис» дәп атимайду. Бәлким у мошу йәрдә барлиқ кишиләрниң Әйсадин ваз кечип уни ташлиғанлиғини тәкитлимәкчи болиду.
□14:53 «Баш каһинлар, барлиқ ақсақаллар билән Тәврат устазлириму у йәргә униң йениға жиғилди» — «униң йениға» баш каһин Қаяфаниң йениға, демәк.
■14:53 Мат. 26:57; Луқа 22:54; Юһ. 18:13,24.
□14:55 «алий кеңәшмә» — ибраний тилида «Санһедрин»)
□14:58 «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән» — «Юһ.» 2:19ни көрүң. Улар Мәсиһниң сөзини бурмилиған еди.
□14:61 «Сән Мубарәк Болғучиниң Оғли Мәсиһмусән?» — «Мубарәк Болғучи» — Худа Өзидур.
□14:62 «силәр кейин Инсаноғлиниң Қудрәт Егисиниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә асмандики булутлар билән келидиғанлиғини көрисиләр» — Тәврат, «Дан.» 7:13ни көрүң.
■14:62 Дан. 7:13; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
□14:63 «Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап...» — баш каһин Әйсани «күпүрлүк қилди» дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн кийимлирини житқан. Әйсаниң өзиниң Мәсиһ екәнлигини етирап қилиши, униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт мәндидур, дегәнлигидур. Йәнә шуни ейтимизки, баш каһинниң тонлирини житишниң өзи Тәврат қануниға хилап еди («Лав.» 10:6, 21:10).
□14:65 «бәзилири униңға түкүрүшкә башлиди, йәнә униң көзлирини теңип, муштлап: «қени, пәйғәмбәрчилик қилип бешарәт берә!» — «Мат.» 26:68дә мошу кишиләрниң: «... «Қени бешарәт берә, сени ким урди?» дейишкәнлигиму хатирилиду. «Қаравулларму уни шапилақ билән качатлиди» — яки «Қаравулларму уни арисиға еливелип качатлиди».
■14:65 Аюп 16:10; Йәш. 50:6; Юһ. 19:3.
■14:66 Мат. 26:58,69; Луқа 22:55; Юһ. 18:16,17.
■14:69 Мат. 26:71; Луқа 22:58; Юһ. 18:25.
□14:70 «Бәрһәқ, сән уларниң бирисән. Чүнки сәнму Галилийәлик екәнсәнғу?!» — уларниң дегәнлири Петрусниң тәләппузиға асасән болса керәк. «Мат.» 26:72-73ни көрүң.
□14:72 «...вә буларни ойлап жиғлап кәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «... вә көңли бузулуп жиғлап кәтти».
■14:72 Мат. 26:34,75; Луқа 22:61; Юһ. 13:38; 18:27.