Тесалоникалиқларға «2»
1
Расул Павлус Тесалоника шәһиридики җамаәткә язған иккинчи мәктуп
Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам.«Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам» — «Тесалоника шәһири» — Қедимки Гретсийәдики бир шәһәр еди, бу шәһәрниң һазирқи нами «Салоника» болуп, у Түркийидә. ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!1Кор. 1:3; 1Тес. 1:1; 1Пет. 1:2.
 
Азап-оқубәт ичидики риғбәт-тәсәлли
Силәр үчүн Худаға һәрдайим тәшәккүр ейтишимизға тоғра келиду (һәмдә шундақ қилиш толиму лайиқтур), и қериндашлар, — чүнки етиқатиңлар күчлүк өсмәктә һәмдә бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму ешип ташмақта.«Силәр үчүн Худаға һәрдайим тәшәккүр ейтишимизға тоғра келиду ..., и қериндашлар, — чүнки етиқатиңлар күчлүк өсмәктә һәмдә бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму ешип ташмақта» — Павлусниң биринчи хетидики дуаси һәм өтүнүшлири һазир әмәлгә ашурулуватиду; «1Тес.» 2:12, 4:10ни көрүң.  Әф. 1:15; Фил. 1:3; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2. Шуниң билән биз өзимиз силәрниң бешиңларға чүшкән, шундақла бәрдашлиқ бериватқан барлиқ зиянкәшлик вә җапа-еғирчилиқлар ичидә көрсәткән сәвир-чидамлиқ вә етиқатиңлар үчүн, Худаниң һәр қайси җамаәтлиридә силәрдин пәхирлинимиз;1Тес. 2:19. бу ишлар Худаниң келидиған адил һөкүмини көрситидиған рошән бир аламәттур вә шундақла, бу ишлар силәрниң Худаниң падишалиғиға лайиқ һесаплинишиңлар үчүн болиду; силәр мана шу падишалиқ үчүн зулум-зәхмәт чекиватисиләр;«бу ишлар Худаниң келидиған адил һөкүмини көрситидиған рошән бир аламәттур вә шундақла, бу ишлар силәрниң Худаниң падишалиғиға лайиқ һесаплинишиңлар үчүн болиду; силәр мана шу падишалиқ үчүн зулум-зәхмәт чекиватисиләр» — «бу ишлар» — етиқатчиларға қарши чиққанларниң зиянкәшлик қилишлири һәм Тесалоникадики етиқатчиларниң сәвир-тақәтлирини көрситиду.
Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
  1Тес. 2:14; Йәһ. 6. 6-7 шундақ екән, силәргә еғирчилиқ салғучиларға Худа еғирчилиқ салса, һәм шундақла Рәб Әйса қудрәтлик пәриштилири билән әрштин қайта көрүнгән чағда, еғирчилиққа учриған силәргә биз билән тәң арамлиқ бәрсә дурус иш болмамду?Зәк. 2:12; 1Тес. 4:16. Шу чағда У Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду.«Шу чағда у (Мәсиһ) Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду» — «Йәр.» 10:25, «Зәб.» 78:6 вә «Йәш.» 66:15ни көрүң.  Йәр. 10:25; Зәб. 78:6; Йәш. 66:15; Рим. 2:8; 2Пет. 3:7. Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду. «Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду» — яки болмиса: «бундақ кишиләр Рәбниң күч-қудритиниң шан-шәривидин вә Униң һозурдин болған мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду».  Йәш. 2:19. 10 У вақитта У Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилиридә улуқлинип, шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә (силәр дәрвәқә бизниң гувалиғимизға ишәнгәндурсиләр) Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду.«У (Мәсиһ) ... шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә ... Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду» — «Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийилиниш» — грек тилида бу бир сөз биләнла ипадилиниду.
«Өз муқәддәс бәндилиридә... ишәнгәнләрдә...». Бу ибариниң мәнаси: (1) «Рәб Әйсаниң гөзәллиги вә пәзилити Өз бәндилири, йәни Өзигә ишәнгән адәмлиригә биринчи болуп көрүниду» вә: (2) «Униң бу гөзәллиги уларниң өзлиридә, йәни улар арқилиқ пүткүл аләмгә көрүниду» дегәнлик болса керәк.
  Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
11 Шуниң үчүн, биз силәр үчүн дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған бизниң Худайимиз силәрни Өз улуғ чақириқиға лайиқ һесаплап, яхшилиққа интилгән барлиқ гөзәл мәхсәт-муддиалириңларни вә етиқатиңлардин чиққан барлиқ хизмәтлириңларни күч-қудрити билән әмәлгә ашурғай. 12 Шуниң билән, Худайимизниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами силәрдә шан-шәрәп болуп улуқлиниду вә силәрму Униңда шан-шәрәпкә еришисиләр.
 
 

1:1 «Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам» — «Тесалоника шәһири» — Қедимки Гретсийәдики бир шәһәр еди, бу шәһәрниң һазирқи нами «Салоника» болуп, у Түркийидә.

1:2 1Кор. 1:3; 1Тес. 1:1; 1Пет. 1:2.

1:3 «Силәр үчүн Худаға һәрдайим тәшәккүр ейтишимизға тоғра келиду ..., и қериндашлар, — чүнки етиқатиңлар күчлүк өсмәктә һәмдә бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму ешип ташмақта» — Павлусниң биринчи хетидики дуаси һәм өтүнүшлири һазир әмәлгә ашурулуватиду; «1Тес.» 2:12, 4:10ни көрүң.

1:3 Әф. 1:15; Фил. 1:3; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2.

1:4 1Тес. 2:19.

1:5 «бу ишлар Худаниң келидиған адил һөкүмини көрситидиған рошән бир аламәттур вә шундақла, бу ишлар силәрниң Худаниң падишалиғиға лайиқ һесаплинишиңлар үчүн болиду; силәр мана шу падишалиқ үчүн зулум-зәхмәт чекиватисиләр» — «бу ишлар» — етиқатчиларға қарши чиққанларниң зиянкәшлик қилишлири һәм Тесалоникадики етиқатчиларниң сәвир-тақәтлирини көрситиду. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

1:5 1Тес. 2:14; Йәһ. 6.

1:6-7 Зәк. 2:12; 1Тес. 4:16.

1:8 «Шу чағда у (Мәсиһ) Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду» — «Йәр.» 10:25, «Зәб.» 78:6 вә «Йәш.» 66:15ни көрүң.

1:8 Йәр. 10:25; Зәб. 78:6; Йәш. 66:15; Рим. 2:8; 2Пет. 3:7.

1:9 «Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду» — яки болмиса: «бундақ кишиләр Рәбниң күч-қудритиниң шан-шәривидин вә Униң һозурдин болған мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду».

1:9 Йәш. 2:19.

1:10 «У (Мәсиһ) ... шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә ... Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду» — «Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийилиниш» — грек тилида бу бир сөз биләнла ипадилиниду. «Өз муқәддәс бәндилиридә... ишәнгәнләрдә...». Бу ибариниң мәнаси: (1) «Рәб Әйсаниң гөзәллиги вә пәзилити Өз бәндилири, йәни Өзигә ишәнгән адәмлиригә биринчи болуп көрүниду» вә: (2) «Униң бу гөзәллиги уларниң өзлиридә, йәни улар арқилиқ пүткүл аләмгә көрүниду» дегәнлик болса керәк.

1:10 Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.