«Һалидин хәвәр елинип туриду» — пәқәт сақланғанла әмәс, бәлки Худаниң ғәмхорлуғиниң объекти болиду. ■Зәб. 101:26-27; Йәш. 51:6; 2Тес. 1:8; Ибр. 1:11; 2Пет. 3:10.
«Униңдики пүткүл нәрсиләрму» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «униңдики пүткүл ишларму» яки «униңдики барлиқ қилған ишларму». «зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп кетиду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «зимин вә үстидики барлиқ ишлар ялаңач ашкарилиниду» дейилиду. ■Мат. 24:43,44; 1Тес. 5:2; Вәһ. 3:3; 16:15. 11 Һәммә нәрсә мана шундақ ерип йоқилидиған йәрдә, силәр қандақ адәмләрдин болушуңлар керәк? — һаятиңларни пак-муқәддәсликтә вә ихласмәнликтә өткүзүп, 12 Худаниң күнини тәлмүрүп күтүп, у күнниң тезрәк келиши үчүн интилишиңлар керәк әмәсму? У күнниң келиши билән пүтүн асманлар отта йоқап түгәйду вә каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду. □«Худаниң күнини тәлмүрүп күтүп, у күнниң тезрәк келиши үчүн интилишиңлар керәк әмәсму? У күнниң келиши билән пүтүн асманлар отта йоқап түгәйду вә каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду» — «Худаниң күни» дегән ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
«Каинатниң барлиқ қурулмилири» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «барлиқ асман җисимлири». ■Зәб. 49:3; 2Тес. 1:8. 13 Лекин биз болсақ Униң вәдиси бойичә, йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтмәктимиз. У йәр һәққанийлиқниң маканидур.□«Лекин биз болсақ Униң вәдиси бойичә, йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтмәктимиз. У йәр һәққанийлиқниң маканидур» — «у йәр» һәм йеңи асман вә йеңи зиминниму көрситиду. ■Йәш. 65:17; 66:22; Вәһ. 21:1.
Башқа бир хил тәрҗимиси «Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқитидә һәм Униңға болған тонушта давамлиқ өсүңлар».
■3:3 1Тим. 4:1; 2Тим. 3:1; Йәһ. 18.
□3:5 «Һалбуки, улар әң қедимки заманда Худаниң сөзи билән асманларниң яритилғанлиғини вә шуниңдәк йәрниң судин чиққан һәм суниң вастиси билән барлиққа кәлгәнлигини әтәй унтуйду» — «әтәй унтуйду» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «өз бәңбашлиғидин унтуйду».
□3:6 «шу амилларниң васитилири билән шу замандики дуния кәлкүндин ғәриқ болуп йоқалди» — «...шу амилларниң васитилири билән» дегән ибарә пәқәт суниң өзини яки сулар вә Худаниң сөзини тәң көрситиду. Бизниңчә сулар вә Худаниң сөзини тәң көрситиду; чүнки (грек тилида) алдинқи җүмлидә бу икки иш әң ахирида тилға елинған, шундақла 7-айәттә Худаниң сөзиниң иккинчи қетим васитә болидиғанлиғи көрситилиду.
□3:7 «Амма һазирқи асманлар билән зимин охшашла шу сөз билән ихлассиз адәмләр сораққа тартилип һалак қилинидиған әшу күндә отта көйдүрүлүшкә сақлинип, та шу күнигичә һалидин хәвәр елинип туриду» — «охшашла шу сөз» дегән ибариниң башқа хил тәрҗимиси: «Униң (йәни, Худаниң) сөзи». «Һалидин хәвәр елинип туриду» — пәқәт сақланғанла әмәс, бәлки Худаниң ғәмхорлуғиниң объекти болиду.
■3:7 Зәб. 101:26-27; Йәш. 51:6; 2Тес. 1:8; Ибр. 1:11; 2Пет. 3:10.
□3:8 «Рәбгә нисбәтән бир күн миң жилдәк вә миң жил бир күндәктур» — Рәб вақитниң чәклимисигә учримайду, әлвәттә.
□3:9 «Рәб Өз вәдисини орундашни (бәзиләрниң «кечиктүрди» дәп ойлиғинидәк) кечиктүргини йоқ, бәлки һеч кимниң һалак болушини халимай, һәммә инсанниң товва қилишиға киришини арзулап, силәргә кәңчилик қилип вақитни созмақта» — Рәб қайтип кәлгәндә йәр йүзидикиләргә товва қилиш пурсити қалмайду, әлвәттә.
■3:9 Әз. 18:32; 33:11; Йәш. 30:18; Һаб. 2:3; Рим. 2:4; 1Тим. 2:4; 1Пет. 3:20; 2Пет. 3:15.
□3:10 «лекин рәбниң күни худди оғриниң келишидәк күтүлмигән вақитта болиду» — «рәбниң күни» (Мәсиһниң келидиған күни) Тәвраттики көп йәрләрдә «Пәрвәрдигарниң күни» дәп көрситилиду. «Қошумчә сөз»дики «Худаниң күни» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң. «Оғриниң келишидәк» — демәк, күтүлмигән вақитта. «У күни асманлар шиддәтлик гүлдүрлигән аваз билән ғайип болуп, каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду; зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп кетиду» — «каинатниң барлиқ қурулмилири» яки «барлиқ асман җисимлири». «Униңдики пүткүл нәрсиләрму» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «униңдики пүткүл ишларму» яки «униңдики барлиқ қилған ишларму». «зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп кетиду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «зимин вә үстидики барлиқ ишлар ялаңач ашкарилиниду» дейилиду.
■3:10 Мат. 24:43,44; 1Тес. 5:2; Вәһ. 3:3; 16:15.
□3:12 «Худаниң күнини тәлмүрүп күтүп, у күнниң тезрәк келиши үчүн интилишиңлар керәк әмәсму? У күнниң келиши билән пүтүн асманлар отта йоқап түгәйду вә каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду» — «Худаниң күни» дегән ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «Каинатниң барлиқ қурулмилири» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «барлиқ асман җисимлири».
□3:13 «Лекин биз болсақ Униң вәдиси бойичә, йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтмәктимиз. У йәр һәққанийлиқниң маканидур» — «у йәр» һәм йеңи асман вә йеңи зиминниму көрситиду.
■3:13 Йәш. 65:17; 66:22; Вәһ. 21:1.
□3:15 «Рәббимизниң сәвир-тақити» — яки «Рәббимизниң кәңчилик қилиши». «вә Рәббимизниң сәвир-тақитини ниҗат дәп билиңлар» — бу интайин ихчам җүмлә болуп, бәлким: «Худаниң сәвир-тақити техиму көп адәмләргә гунайидин қутқузулуш пурсити яритип бәрмәктә, дәп билиңлар» дегәндәк мәнидә болуши мүмкин. Йәнә мүмкинчилиги барки, «ниҗат» мошу йәрдә «бу дунияниң сақлинип қелиши» дегән мәнидә ишлитилгән болуши мүмкин; немила болмисун айәтниң асасий мәнаси охшаш; биз пәқәт бу дунияда болсақла, бүгүн товва қилип гуналиримиздин қутулуш йоли очуқ туриду, дәп билишимиз лазим. «дәл сөйүмлүк қериндишимиз Павлусму өзигә ата қилинған даналиқ билән бу ишлар тоғрилиқ силәргә язған» — «қериндишимиз Павлусму... силәргә язған» — Павлусниң көп хизмити «ят әлләр», йәни Йәһудий әмәсләр арисида болғачқа, Петрусниң бу хетиму бәлким Йәһудий болмиған етиқатчиларға йезилған болса керәк.
■3:16 Рим. 8:19; 1Кор. 15:24; 1Тес. 4:15.
□3:17 «Шуниң билән, и сөйүмлүклирим, мән ейтқан бу ишларни алдин-ала билгән екәнсиләр...» — «мән ейтқан бу ишлар» бәлким расул Петрусниң жуқурида сахта тәлим бәргүчиләр тоғрилиқ агаһландүрүшлирини көрситиду. «бу әхлақсизларниң сәпсәтлири билән аздурулуп, мустәһкәм турушуңларни йоқитип қоюштин һошияр болуңлар» — «бу әхлақсизлар» грек тили нусхисида 2:7диму охшаш сөз ишлитилиду; демәк, «бу әхлақсизлар» дәл сахта тәлим бәргүчиләрни көрситиду.
□3:18 «Әксичә, Худаниң меһри-шәпқитидә һәм Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһгә болған билиштә давамлиқ өсүңлар» — «өсүңлар» болса роһий һаятта, иман-етиқат җәһәттә болиду. Мошу роһий өскән адәм Худаниң меһри-шәпқити вә Рәб Әйса Мәсиһни чоңқур тонушқа көпрәк несип болиду. Демәк, «Худаниң меһри-шәпқити вә Рәб Әйса Мәсиһни чоңқур тонуш» һәм роһий өсүшниң вастиси һәм нәтиҗисидур. Башқа бир хил тәрҗимиси «Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқитидә һәм Униңға болған тонушта давамлиқ өсүңлар».