Бу айәтләрдә «һәққанийлиқ» (инсанниң һәққанийлиғи) адәмниң өзлигидин чиқмайду, бәлки адәмниң Худаниң Өзигә таянғанлиғиниң бир мевиси, дәп испатлиниду. «Һәққаний адәм» «өз һәққанийлиғи»ға таянса (демәк, униң көзлири Худаға әмәс, өзигә болса) түгишиду. ■Әз. 24:23 11 Уларға сөзүмни йәткүзүп: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән рәзил адәмниң өлүмидин һеч хурсәнлигим йоқтур; пәқәт уларни рәзил йолидин йенип һаятқа еришсун дәймән; рәзил йоллириңлардин йениңлар, йениңлар! Немишкә өлгүңлар келиду, и Исраил җәмәти?!» — дегин.■Әз. 18:23, 32
Бу айәтләрдә «һәққанийлиқ» (инсанниң һәққанийлиғи) адәмниң өзлигидин чиқмайду, бәлки адәмниң Худаниң Өзигә таянғанлиғиниң бир мевиси, дәп испатлиниду. «һәққаний адәм» «өз һәққанийлиғи»ға таянса (демәк, униң көзлири Худаға әмәс, өзигә болса) түгишиду.
32:1-33:21дики бешарәтләр 29-31-баплардики Мисир тоғрилиқ бешарәтләрдин хелә бурун берилгән. Лекин бешарәтләрниң көпинчиси Мисир тоғрилиқ болғачқа, бурун берилгән бешарәтләрму 29-31-баплардики бешарәтләргә улап баян қилинған.
□33:8 «И рәзил адәм, сән чоқум өлисән» — бу агаһ пәқәт җисманий җәһәтнила көрсәтмәйду, дәп қараймиз. Һәр бир адәм илгири-кейин (Адәм атимизниң гунайиниң сәвәвидин) өлиду. Мошу йәрдә көрситилгән өлүш Худаниң һозуридин, бәрикәтлиридин айрилиштин ибарәт дәп қараймиз (11-айәтниму көрүң).
□33:10 «әнди биз қандақму һаятқа еришимиз?» — яки «әнди қандақ яшаймиз?». Бу айәтләрдә «һәққанийлиқ» (инсанниң һәққанийлиғи) адәмниң өзлигидин чиқмайду, бәлки адәмниң Худаниң Өзигә таянғанлиғиниң бир мевиси, дәп испатлиниду. «Һәққаний адәм» «өз һәққанийлиғи»ға таянса (демәк, униң көзлири Худаға әмәс, өзигә болса) түгишиду.
■33:11 Әз. 18:23, 32
□33:13 «әксичә у өткүзгән қәбиһлиги түпәйлидин өлиду» — ибраний тилида «әксичә у өткүзгән қәбиһлиги түпәйлидин, униңда өлиду». Бу айәтләрдә «һәққанийлиқ» (инсанниң һәққанийлиғи) адәмниң өзлигидин чиқмайду, бәлки адәмниң Худаниң Өзигә таянғанлиғиниң бир мевиси, дәп испатлиниду. «һәққаний адәм» «өз һәққанийлиғи»ға таянса (демәк, униң көзлири Худаға әмәс, өзигә болса) түгишиду.
■33:17 Әз. 18:25, 29; 33:20
□33:20 «и Исраил җәмәти, Мән һәр қайсиңларға өз йоллириңлар бойичә үстүңләргә һөкүм чиқиримән!» — бу муһим бабтики 1-20-айәтләрниң мәзмуни тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң. 32:1-33:21дики бешарәтләр 29-31-баплардики Мисир тоғрилиқ бешарәтләрдин хелә бурун берилгән. Лекин бешарәтләрниң көпинчиси Мисир тоғрилиқ болғачқа, бурун берилгән бешарәтләрму 29-31-баплардики бешарәтләргә улап баян қилинған.
□33:21 «сүргүн болған он иккинчи жили, онинчи айниң бәшинчи күни... » — бу вақит шәһәрниң ишғал болғинидин 18 ай кейинки вақит болуши мүмкин. Йерусалимдин Бабилға маңидиған йол адәттә 4 айлиқ болатти («Әзра 7:9ни көрүң). Текстниң бәзи көчүрмилиридә «он биринчи жил» дейилиду; бирақ бир қисим алимлар «он иккинчи жил» дейиш тоғра дәп қарайду; чүнки йәнә имканийәт барки, Исраил вә Бабил пүтүнләй охшимайдиған календарни ишләткән. Биз бу пикиргә майилмиз.
□33:22 «Әнди қачқан адәмниң йетип келишиниң алдинқи ахшимида Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонған еди; шуниң билән у ағзимни ечип қойди; ағзим ечилип, мән йәнә гача болмидим» — бу гачилиқ тәхминән алтә жил илгири башланған (3:26-айәтни изаһити билән вә 24:32-айәтниму көрүң).
□33:24 «Ибраһим пәқәт бир адәм турупму бу зиминға мирас болған еди; бирақ биз көп адәммиз; әнди зимин бәрибир бизгә тәқдим қилинди» — Бабилдикиләр Қанаанда (Пәләстиндә) турған Йәһудийларниң көпинчисини өлтүргән яки сүргүн қилған еди. Зиминда қалдурулған аз қисим адәмләр (техи һеч товва қилмиған) тәкәббурлишип шундақ сөз қилиду.
□33:28 «Мән зиминни вәйранә вә чөл-баяван қилимән» — яки «Мән зиминни вәйранә вә (адәмни қорқутқучи) бир вәһшәт қилимән».
□33:31 «Улар ағзи билән саңа муһәббәт көрситиду, бирақ көңли һарам мәнпәәткә тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әмәлийәттә улар ағзида ейтқан шәхсий арзу-һәвәслиригә әмәл қилиду, көңли һарам мәнпәәткә тартиду».
□33:33 «Әнди буниң һәммиси әмәлгә ашурулғинида ... улар бир пәйғәмбәрниң уларниң арисида болғанлиғини тонуп йетиду» — шүбһисизки, Йерусалимдин қачқан адәм келип шәһәрниң хәвирини ейтиши билән, хәлиқ Әзакиялни улуқ пәйғәмбәр дәп билип йәтти. Әпсус, улар Әзакиялниң сөзлирини пәқәт қулақ түвидила аңлап, үзүл-кесил товва қилмиған. Шуңа 24-29 айәттә алдин-ала ейтилған балаю-апәтләрму уларниң бешиға чүшүрүлүши керәк.