7
Каһин Әзраниң Бабилдин қайтип келиши
Шу ишлардин кейин Парс падишаси Артахшашта сәлтәнәт сүргән мәзгилдә Әзра дегән киши Бабилдин Йерусалимға чиқти. У Сераяниң оғли, Серая Азарияниң оғли, Азария Һилқияниң оғли, Һилқия Шаллумниң оғли, Шаллум Задокниң оғли, Задок Ахитубниң оғли, Ахитуб Амарияниң оғли, Амария Азарияниң оғли, Азария Мерайотниң оғли, Мерайот Зәраһияһниң оғли, Зәраһияһ Уззиниң оғли, Уззи Буккиниң оғли, Букки Абишуаниң оғли, Абишуа Финиһасниң оғли, Финиһас Әлиазарниң оғли, Әлиазар болса баш каһин Һарунниң оғли еди; — Әзра дегән бу киши Бабилдин қайтип чиқти. У Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Мусаға назил қилған Тәврат қануниға пишқан тәвратшунас еди; униң Худаси болған Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа, у немини тәләп қилса падиша шуни бәргән еди. «қайтип чиқти» — Муқәддәс Китапта «Йерусалимға бериш», яки «Йерусалимға келиш» дегән сөз дайим дегидәк «Йерусалимға чиқиш» дегән ибарә билән ипадилиниду (мәсилән, «Йәр.» 31:6). «Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа...» — Тәвратта «Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа» дегән сөзләр көп йәрләрдә учрайду, у: «Пәрвәрдигар униңға мәдәт бәргәчкә» дегән мәнини билдүриду. Падиша Артахшаштаниң йәттинчи жили бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр вә ибадәтхана хизмәткарлири униң билән бирликтә Йерусалимға қайтип чиқти. «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». 2:43ни көрүң. Әзра әнди падишаниң сәлтәнитиниң йәттинчи жили бәшинчи айда Йерусалимға йетип кәлди. Биринчи айниң биринчи күни у Бабилдин чиқишқа тәйярланди; Худаниң шәпқәтлик қоли униңда болғачқа, у бәшинчи айниң биринчи күни Йерусалимға йетип кәлди. 10 Чүнки Әзра көңүл қоюп Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини чүшинип тәһсил қилишқа һәм униңға әмәл қилишқа вә шуниңдәк Исраил ичидә униңдики һөкүм-бәлгүлимиләрни үгитишкә нийәт қилған еди.
 
Падиша Артахшаштаниң Әзраға тапшурған ярлиқ хети
11 Мана бу падиша Артахшашта каһин һәм Тәвратшунас Әзраға тапшурған ярлиқ хетиниң көчүрүлмиси: — (Әзра Пәрвәрдигарниң әмирлиригә аит ишларға һәм Униң Исраилларға тапшурған бәлгүлимилиригә пишқан тәвратшунас еди): — 12 «Мәнки падишаларниң падишаси Артахшаштадин асманлардики Худаниң мукәммәл Тәврат-қануниға пишқан тәвратшунас каһин Әзраға салам! «Худаниң мукәммәл Тәврат-қануни» — бу айәттики «мукәммәл» дегән сөзниң башқа тәрҗимиләрдики орни бизниң тәрҗимимиздикигә охшаш болмаслиғи мүмкин: — Мәсилән «Артахшаштадин... Худаниң қануниға мукәммәл Тәвратшунас болған каһин әзраға...» яки «Артахшаштадин... Әзраға мукәммәл салам (хатирҗәмлик) болғай». 13 Әнди мән шундақ ярлиқ чүшүримәнки, падишалиғимда туруватқан Исраиллардин, шундақла уларниң каһин вә Лавийлиридин кимләр Йерусалимға беришни халиса, һәммиси сениң билән биллә барса болиду. 14 Чүнки сән падиша вә униң йәттә мәслиһәтчиси тәрипидин тайинланған екәнсән, қолуңдики Худаниң қанун китавида ейтилғанлири бойичә, Йәһудийә вә Йерусалимға тәкшүрүш-һал сорашқа әвәтилгәнсән. 15 Сән падиша вә униң мәслиһәтчилири өз ихтияри билән Исраилниң Худасиға сунған алтун-күмүчләрни көтирип берип униңға тәқдим қил (униң макани Йерусалимдидур); Әзра 8:25 16 Шуниңдәк қолуң пүткүл Бабил өлкисидә қанчилик алтун-күмүчләрни тапалиса, шуни хәлиқ вә каһинлар Йерусалимдики Худаниң өйигә тәқдим қилишқа өз ихтияри билән бәргән соғатларға қошуп апарғин. 17 Сән бу пулларға еһтиятчанлиқ билән қурбанлиқлар үчүн топақ, қочқар, қоза вә қошумчә ашлиқ һәдийәлири һәм шарап һәдийәлири сетивелип, буларни Йерусалимдики Худайиңларниң өйидики қурбангаһқа сунғин.
18 Қалған алтун-күмүчләрни сән вә җәмәтиңдикиләргә қандақ қилиш мувапиқ көрүнсә, Худайиңларниң ирадиси бойичә шундақ қилиңлар. 19 Сениң Худайиңниң өйидики ишларға ишлитишкә саңа бәргән қача-қучиларни Йерусалимдики Худаниң алдиға қой. 20 Әгәр шуниңдәк саңа Худайиңниң өйидики қалған ишларға чиқим қилидиғанға немә хираҗәт керәк болса, сән падиша ғәзнисидин елип ишләткин.
21 Шуниң билән мәнки падиша Артахшаштадин дәрияниң шу ғәрип тәрипидики барлиқ ғәзнә бәглиригә шундақ буйруқ чүшүримәнки, асмандики Худаниң Тәврат-қануниниң алими болған каһин Әзра силәрдин немини тәләп қилса, силәр әстайидиллиқ билән униң дегинидәк беҗириңлар. 22 Униң алидиғини күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә, зәйтун мейи йүз батқичә болсун, тузға чәк қоюлмисун. «күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә,...» — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, бәлким 45 килограм болуши мүмкин; шуңа 100 талант күмүч бәлким 4 тонничә болатти; бир «кор» 220 литр, 100 кор буғдай 30 тонна, бир «бат» 22 литр, 100 бат 2200 литр болатти. 23 Асманлардики Худа немини әмир қилса, шу асманлардики Худаниң өйи үчүн әстайидиллиқ билән беҗирилсун; немишкә Худаниң ғәзивини падиша вә оғуллириниң падишалиғиға чүшүргидәкмиз? 24 Биз шуниму силәргә мәлум қилимизки, умумән каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири вә Худаниң бу өйидә хизмәт қилидиғанларниң һеч қайсисидин баҗ, олпан вә парақ елишқа болмайду.
25 Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән, Дәрияниң шу ғәрип тәрипидә Худайиңниң Тәврат-қанунини билгән, барлиқ хәлиқниң дәвасини сорайдиған, уларни идарә қилидиған сорақчи вә һакимларни тайинлиғин; вә Тәврат-қанунини билмәйдиғанларға болса, уларға буларни үгитиңлар. «Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән...» — ибраний тилида «Әнди сән қолуңда тутқан Худайиңниң һекмитигә асасән...». 26 Худайиңниң қануниға вә падишалиқниң қануниға риайә қилмайдиғанлар болса, униң үстидин адаләтлик билән һөкүм чиқирилсун; у өлүмгә, яки сүргүнгә яки мал-мүлкини мусадирә қилишқа вә яки зинданға ташлашқа һөкүм қилинсун».
 
Әзраниң Худаға Һәмдусана оқушлири
27 Әзра мундақ деди — Ата-бовилиримизниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падишаниң көңлигә, Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини шундақ көркәм безәш нийитини салди, 28 йәнә мени падиша вә мәслиһәтчилири алдида һәм падишаниң мөһтәрәм әмирлири алдида илтипатқа ериштүрди. Пәрвәрдигар Худайимниң қоли мәндә болуп, У мени ғәйрәтләндүргәчкә, өзүм билән биллә Йерусалимға чиқишқа Исраиллар ичидин бир нәччә мөтивәрләрни жиғдим.
 
 

7:6 «қайтип чиқти» — Муқәддәс Китапта «Йерусалимға бериш», яки «Йерусалимға келиш» дегән сөз дайим дегидәк «Йерусалимға чиқиш» дегән ибарә билән ипадилиниду (мәсилән, «Йәр.» 31:6). «Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа...» — Тәвратта «Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа» дегән сөзләр көп йәрләрдә учрайду, у: «Пәрвәрдигар униңға мәдәт бәргәчкә» дегән мәнини билдүриду.

7:7 «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». 2:43ни көрүң.

7:12 «Худаниң мукәммәл Тәврат-қануни» — бу айәттики «мукәммәл» дегән сөзниң башқа тәрҗимиләрдики орни бизниң тәрҗимимиздикигә охшаш болмаслиғи мүмкин: — Мәсилән «Артахшаштадин... Худаниң қануниға мукәммәл Тәвратшунас болған каһин әзраға...» яки «Артахшаштадин... Әзраға мукәммәл салам (хатирҗәмлик) болғай».

7:15 Әзра 8:25

7:22 «күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә,...» — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, бәлким 45 килограм болуши мүмкин; шуңа 100 талант күмүч бәлким 4 тонничә болатти; бир «кор» 220 литр, 100 кор буғдай 30 тонна, бир «бат» 22 литр, 100 бат 2200 литр болатти.

7:25 «Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән...» — ибраний тилида «Әнди сән қолуңда тутқан Худайиңниң һекмитигә асасән...».