6
Падиша Дариусниң илгәрки падишаниң ярлиғини тепиши
Андин падиша Дариус Бабилдики дөләт-байлиқлар сақланған «Архиплар өйи»ни тәкшүрүп чиқишқа ярлиқларни чүшүрди. «Архиплар өйи» — арамий тилида «Орам архиплар өйи». Медиа өлкисидики Ахмета қәлъәсидин бир орам қәғәз тепилди, униңда мундақ бир хатирә пүтүлгән: «Ахмета» — тарихта бу қәлъә адәттә «Әкбатана» дегән нами билән тонулған. «Падиша Қорәшниң биринчи жили, падиша Қорәш Йерусалимдики Худаниң өйигә даир мундақ бир ярлиқ чүшүриду: — «Қурбанлиқ сунулидиған орун болуш үчүн бу өй яңливаштин селинсун; ули пухта селинсун, өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз болсун. «Өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз...» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди. Үч қәвәт йоған таш, бир қәвәт йеңи яғач билән селинсун, барлиқ хираҗәт падишалиқ ғәзнисидин чиқим қилинсун. Әслидә Небоқаднәсар Йерусалимдики ибадәтханидин елип Бабилға апирип қойған, Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниң һәммиси қайтуруп келинип, Йерусалимдики ибадәтханиға қайтидин йәткүзүлүп, һәр бири өз җайиға қоюлсун; улар Худаниң өйигә қуюлсун!».
 
Падишаһниң муқәддәс өйни давамлиқ яңливаштин селишқа буйруқ чүшүрүши
Дариустин ярлиқ чүшүрүлүп: «— Шуңа, и дәрияниң шу тәрипиниң баш валийси Таттинай вә Шетар-Бознай һәм силәрниң һәмраһлириңлар, йәни Дәрияниң шу тәрипидики афарсақлиқлар, әнди силәр у йәрдин нери кетиңлар! «Дәрияниң шу тәрипи» — Әфрат дәриясиниң ғәрип тәрипини көрситиду. Худаниң өйиниң қурулуши билән кариңлар болмисун; Йәһудийларниң баш валийси билән Йәһудийларниң ақсақаллириниң Худаниң бу өйини әслидики орниға селишиға йол қоюңлар.
Шуниңдәк мән Худаниң бу өйиниң селиниши үчүн Йәһудаларниң ақсақаллири тоғрилиқ силәргә буйруқ чүшүрдумки: — Дәрияниң ғәрип тәрипидин, падишалиқ ғәзнисигә тапшурулған баҗ киримидин силәр кечиктүрмәй шу адәмләргә толуқ хираҗәт аҗритип бериңлар, қурулуш һеч тохтап қалмисун. «кечиктүрмәй...» — яки «әстайидиллиқ билән...». Уларға немә керәк болса, җүмлидин асмандики Худаға көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа, мәйли әркәк топақ болсун, қочқар яки қозилар болсиму, шулар берилсун; йәнә Йерусалимдики каһинларниң бәлгүлигини бойичә буғдай, туз, шарап яки зәйтун майлар болсун шуларниң бириму кам қилинмай, һәр күни тәмин етип турулсун. 10 Шуниң билән улар асмандики Худаға хушбуй қурбанлиқларни кәлтүрүп, падишаға вә падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун. «падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун» — арамий тилида «падиша вә униң оғуллириниң һаятини тилисун». 11 Мән йәнә буйруймәнки, кимки бу ярлиқни өзгәртсә, шу кишиниң өйиниң бир тал лими суғурувелинип тикләнгәндин кейин, шу киши униңға есип миқлап қоюлсун, өйи әхләтханиға айландуруветилсун! «әхләтханиға айландуруветилсун!» — яки «һаҗәтханиға айландуруветилсун!». 12 Вә Өзиниң намини шу йәрдә қалдурған Худа мошу Йерусалимдики өйини өзгәртишкә яки бузушқа қол узартқан һәр қандақ падиша яки хәлиқни һалак қилсун! Мән Дариус мошу ярлиқни чүшүрдум, әстайидиллиқ билән беҗа кәлтүрүлсун!» дейилди.
 
Ибадәтханиниң пүткүзүлүши
13 Андин Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай, Шетар-Бознай вә уларниң һәмраһлири падиша Дариусниң әвәткән йолйоруғи бойичә әстайидиллиқ билән шу ишни беҗа кәлтүрди. 14 Йәһудийларниң ақсақаллири қурулушни давамлаштуруп, Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зәкәрияниң бешарәт беришлири билән шу ишта ронақ тапти. Улар Исраилниң Худасиниң әмри бойичә, шундақла Қорәш, Дариус вә Артахшашта қатарлиқ Парс падишалириниң әмри бойичә ишләп, өйни яңливаштин қуруп чиқиш ишини пүттүрди. 15 Бу өй Дариус падишаси сәлтәнитиниң алтинчи жили, Адар ейиниң үчинчи күни пүткүзүлди.
 
Өйниң Худаға атилиши
16 Исраиллар — каһинлар, Лавийлар вә қалған сүргүнлүктин қайтип кәлгән хәлиқләрниң һәммиси Худаниң бу өйини униңға аташ мурасимини хошал-хурамлиқ билән өткүзди. 17 Өйни Худаниң Өзигә аташ мурасимида улар йүз топақ, икки йүз қочқар вә төрт йүз қоза сунди һәм Исраил қәбилилириниң сани бойичә барлиқ Исраил үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текини сунди. 18 Улар йәнә Йерусалимдики Худаниң ибадәт-хизмитини өтәшкә, Мусаниң китавида йезилғини бойичә, каһинларни өз нөвити бойичә, Лавийларни гуруппилири бойичә турғузди.«Мусаниң китави» — бәлким Тәвратниң 1-, 2-, 3-, 4- вә 5-қисимлирини көрситиду.  Чөл. 3:6, 32; 8:11; 1Тар. 24:1
 
Өтүп кетиш һейтиниң өткүзүлүши
19 Биринчи айниң он төртинчи күни сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди. Мис. 12:1-28; Лав. 23:5; Чөл. 28:16; Қан. 16:2 20 Чүнки каһинлар вә Лавийлар бир нийәт билән бирликтә паклиниш рәсимлирини өткүзүп, һәммиси пакланди; андин улар барлиқ сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр вә уларниң қериндиши болған каһинлар вә һәм өзлири үчүн өтүп кетиш һейтиға атиған қозилирини сойди. 21 Сүргүнлүктин йеңила қайтип кәлгән Исраиллар вә шуниңдәк Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни издәп, өзлирини зиминдики ят әлликләрниң булғашлиридин айрип чиққан барлиқ кишиләр қоза гөшлирини бирликтә йейишти. 22 Улар петир нан һейтини хошал-хурамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди; чүнки Пәрвәрдигар уларни хошаллиққа чөмдүрди һәм Асурийә падишасиниң көңлини уларға майил қилип, Өзиниң өйини — Исраилниң Худасиниң өйини қурушқа уларниң қолини мустәһкәмлиди.«Асурийә падишасиниң көңли» — Парс императорини «Асурийә падишаси» дәп аташ қизиқ иш. Шүбһисизки, Парс императори «Бабил падишаси», шундақла «Асурийә падишаси» дегән унванларға варислиқ қилған.
 
 

6:1 «Архиплар өйи» — арамий тилида «Орам архиплар өйи».

6:2 «Ахмета» — тарихта бу қәлъә адәттә «Әкбатана» дегән нами билән тонулған.

6:3 «Өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз...» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.

6:6 «Дәрияниң шу тәрипи» — Әфрат дәриясиниң ғәрип тәрипини көрситиду.

6:8 «кечиктүрмәй...» — яки «әстайидиллиқ билән...».

6:10 «падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун» — арамий тилида «падиша вә униң оғуллириниң һаятини тилисун».

6:11 «әхләтханиға айландуруветилсун!» — яки «һаҗәтханиға айландуруветилсун!».

6:18 «Мусаниң китави» — бәлким Тәвратниң 1-, 2-, 3-, 4- вә 5-қисимлирини көрситиду.

6:18 Чөл. 3:6, 32; 8:11; 1Тар. 24:1

6:19 Мис. 12:1-28; Лав. 23:5; Чөл. 28:16; Қан. 16:2

6:22 «Асурийә падишасиниң көңли» — Парс императорини «Асурийә падишаси» дәп аташ қизиқ иш. Шүбһисизки, Парс императори «Бабил падишаси», шундақла «Асурийә падишаси» дегән унванларға варислиқ қилған.