3
Һарунниң әвлатлири
Пәрвәрдигар Синай теғида Муса билән сөзләшкән күнләрдә, Һарун билән Мусаниң әвлатлири төвәндикиләрдин ибарәт еди.«күнләрдә» — ибраний тилида «күндә». Һарунниң оғуллириниң исми мундақ: тунҗа оғлиниң исми Надаб еди, униң йәнә Абиһу, Әлиазар, Итамар дегән оғуллири бар еди.Мис. 6:23 Һарунниң оғуллириниң исми әнә шундақ еди, улар мәсиһләнгән каһинлар еди; Муса уларни каһинлиқ вәзиписини өтәшкә Худаға атап айриған еди.«Худаға атап айриш» — бу айәттики «Худаға атап айриш» ибраний тилида «қолға селиш» яки «қолни толдуруш» билән билдүрүлиду. «Мис.» 28:41 вә изаһатини көрүң. Каһинлиқ вәзиписи асасән Худаниң қурбанлиқлирини өз қолиға елиши билән башлинатти. Лекин Надаб билән Абиһу Синай чөлидә ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарниң алдиға сунғини түпәйлидин Пәрвәрдигар алдида өлди вә уларниң һеч нәсли қалдурулмиди; Әлиазар билән Итамар өз атиси Һарун алдида каһинлиқ вәзиписини өтиди.Лав. 10:1-7; Чөл. 26:61; 1Тар. 24:2
 
Лавийларниң вәзиписи
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Сән Лавий қәбилисини алдиңға кәлтүрүп, уларни каһин Һарунниң хизмитидә болушқа униң алдиға һазир қил.Чөл. 16:9; 18:2 Улар Һарунниң һаҗити вә пүткүл җамаәтниң һаҗитидин чиқип җамаәт чедириниң алдида вәзипә өтәп, ибадәт чедириниң хизмитини беҗирсун. Улар йәнә җамаәт чедиридики барлиқ қача-қуча әсвапларни башқуруш билән Исраилларниң хизмитидә болуп вәзипә өтәп, ибадәт чедириниң ишлирини беҗирсун. Сән Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға тәқсимләп бәргин; улар Исраиллар ичидин мәхсус униңға таллап берилгән. 10 Һарун билән оғуллирини болса сән өзиниң каһинлиқ вәзиписини өтәшкә бекиткин; һәр қандақ ят киши йеқинлашса өлтүрүлсун, — деди.
 
Лавийларниң таллиниши
11 Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
12 — Қара, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни таллидим, уларни Исраил ичидә балиятқуниң барлиқ тунҗа мевисиниң орниға, йәни чоң оғуллириниң орниға қойимән, шуңа Лавийлар Мениң болиду.«тунҗа балилар Мениңкидур» — Худа әслидә Исраилларни Мисирдин қутқузуш йолида Мисирлиқларниң барлиқ тунҗа оғуллирини вә һәтта һайванларниң тунҗа балилириниму өлтүрүвәткән еди. Бирақ Исраиллар «өтүп кетиш һейтиниң қозиси» («пасха қоза»)ниң қенини ишик кешәклиригә сепиши билән, уларниң тунҗа оғуллири вә һайванларниң тунҗа балилири шу ақивәттин қутқузуп қилинған. Худа Исраилларниң тунҗилирини алайитән қутқузған болғачқа, һазир хәлиққә: «тунҗа балилар Мениңкидур» дәйду. Демәк, улар әслидә Худаниң қуллуғида болуши керәк еди, лекин Худа «Мән уларниң орниға Лавийларни қойимән» дәп Өз хизмитигә Лавийларни уларниң орниға қобул қилди (13-айәтниму көрүң).  Мис. 13:2 13 Чүнки тунҗа оғулларниң һәммиси Мениңкидур; Мән Мисир зиминида тунҗа туғулғанларниң һәммисини қәтл қилған күнидә Исраилларниң ичидики тунҗиларниң һәммисини, мәйли адәм болсун яки һайван болсун, муқәддәс һесаплап Мениңки қилған едим. Улар Мениңкидур; Мән Пәрвәрдигардурмән.Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Лав. 27:26; Чөл. 8:16; Луқа 2:22
 
Лавийларниң нопусиниң санақтин өткүзүлүши
14 Андин Пәрвәрдигар Синай чөл-баяванида Мусаға: —
15 — Сән Лавийларни ата җәмәти, аилиси бойичә санақтин өткүз; барлиқ әркәкләрни, йәни бир айлиқтин ашқанларниң һәммисини санақтин өткүз, — деди. 16 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, өзигә дейилгәндәк Лавийларни санақтин өткүзди.
17 Лавийниң оғуллириниң исми мундақ: — Гәршон, Коһат, Мәрари.Мис. 6:16, 17, 18; Чөл. 26:57; 1Тар. 6:1, 16; 23:6 18 Гәршонниң оғуллириниң исми аилилири бойичә Либни вә Шимәй еди. 19 Коһатниң оғуллири аилилири бойичә Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди. 20 Мәрариниң оғуллири аилилири бойичә Маһли вә Муши еди. Буларниң һәммиси ата җәмәти бойичә Лавийларниң җәмәти болди.
21 Гәршондин Либниларниң җәмәти билән Шимәйләрниң җәмәти вуҗудқа кәлди; булар Гәршонларниң җәмәтлири еди. 22 Барлиқ әрләрниң саниға асасән, бир айлиқтин ашқанлириниң санақтин өткүзүлгәнлири җәмий йәттә миң бәш йүз киши болди. 23 Гәршонниң җәмәти ибадәт чедириниң арқа тәрипидә, йәни ғәрип тәрәптә баргаһ қурди; 24 Гәршон җәмәтиниң әмри Лаәлниң оғли Әлиасаф еди. 25 Гәршонларниң җамаәт чедиридики вәзиписи ибадәт чедириниң өзидики астинқи икки япқуч-пәрдә, униң үстидики йопуқ вә җамаәт чедириниң ишик пәрдисигә,«чедириниң өзидики астинқи икки япқуч-пәрдә» — ибраний тилида «туралғу өзи вә чедирни» — мәнаси чоқум тәрҗимимиздәк болуши керәк. «Мис.» 25:1-13ни көрүң. 26 шундақла һойла әтрапидики пәрдиләр, һойла дәрвазисиниң пәрдиси (һойла пәрдилири ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп туратти) вә һойлида ишлитилидиған мунасивәтлик барлиқ таниларға қараш еди.
27 Коһаттин Амрамларниң җәмәти, Изһарларниң җәмәти, Һебронларниң җәмәти вә Уззиәлләрниң җәмәти вуҗудқа кәлди; бу Коһатларниң җәмәтлири еди. 28 Барлиқ әркәкләрниң сани бойичә, бир айлиқтин ашқанлар җәмий сәккиз миң алтә йүз адәм болуп чиқти; улар муқәддәс җайға қараш вәзиписини өтәйдиған болди. 29 Коһат әвлатлириниң җәмәтлири җамаәт чедириниң җәнуп тәрипидә баргаһ тикти. 30 Коһат җәмәтиниң әмри Уззиәлниң оғли Әлизафан еди. 31 Уларниң вәзиписи әһдә сандуғи, ширә, чирақдан, икки қурбангаһ, шуниңдәк муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған қача-қуча, пәрдә вә ибадәт чедириниң ичидә ишлитидиған барлиқ нәрсиләргә қараш еди.
32 Лавийларниң әмирлириниң әмри болса каһин Һарунниң оғли Әлиазар еди; у муқәддәсханиға қараш вәзиписини өтәйдиғанлар үстидин назарәт қилидиған болди.
33 Мәраридин Маһли җәмәти билән Муши җәмәти вуҗудқа кәлди; булар Мәрариниң җәмәтлири болди. 34 Барлиқ әркәкләрниң саниға асасән, бир айлиқтин жуқури болғанлар санақтин өткүзүлгәндә җәмий алтә миң икки йүз киши чиқти. 35 Мәрариниң җәмәтиниң әмри Абиһайилниң оғли Зурийәл болди; улар ибадәт чедириниң шимал тәрипигә баргаһ қурди. 36 Мәрари әвлатлириниң вәзиписи ибадәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилириға, тәгликлири барлиқ әсвап-җабдуқлириға қараш, шуниңдәк буларға мунасивәтлик ишлитилидиған барлиқ нәрсиләргә, 37 шундақла һойлиниң төрт әтрапидики хадиларға вә уларниң тәгликлири, қозуқ вә таниларға мәсъул болушқа бәлгүләниди.
38 Ибадәт чедириниң алдиға, шәриқ тәрипигә, йәни җамаәт чедириниң күнчиқиш тәрипигә баргаһ қурғанлар Муса, Һарун вә Һарунниң оғуллири еди; улар Исраилларниң хизмитидә болуш вәзиписини өтәп, муқәддәс җайға қарайдиған болди; уларға ят болған һәр қандақ адәм муқәддәс җайға йеқинлашса, өлтүрүләтти.Чөл. 3:10; 16:40
39 Муса билән Һарун Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, санақтин өткүзгән барлиқ Лавийлар, җәмәтлири бойичә, йәни бир айлиқтин жуқури санақтин өткүзүлгән әркәкләр җәмий жигирмә икки миң чиқти.
 
Лавийларниң Исраилларниң тунҗилириниң орнини бесип Худаға атилиши
40 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Исраиллар ичидә бир айлиқтин ашқан тунҗа оғулларни санақтин өткүзүп, исим-фамилиси бойичә тизимлап чиқ. 41 Сән Лавийларни Исраилларниң барлиқ тунҗилириниң орнида Маңа хас қил (Мән Пәрвәрдигардурмән); Лавийларниң мал-чарвилириниму Исраилларниң барлиқ тунҗа мал-чарвилириниң орнида Маңа хас қил, — деди.
42 Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, Исраилларниң тунҗилирини қоймай санақтин өткүзди. 43 Бир айлиқтин жуқури тунҗа оғул балилирини исим-фамилиси билән санақтин өткүзгәндә, улар җәмий жигирмә икки миң икки йүз йәтмиш үч киши чиқти.
44 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — 45 Сән Лавийларни Исраилларниң тунҗилириниң орнида Маңа талла, шундақла Лавийларниң мал-чарвилириниму Исраилларниң мал-чарвилириниң орнида Маңа талла; шуниң билән Лавийлар Мениңки болиду; Мән Пәрвәрдигардурмән. 46 Вә Лавийларниң санидин артуқ чиққан Исраилларниң тунҗилири, йәни шу икки йүз йәтмиш үчи үчүн һөрлүк һәққини қобул қилғин;«икки йүз йәтмиш үчи» — «Исраилларниң тунҗа оғуллири»ниң сани 22273 (43-айәт) «Лавийларниң» болса 22000 еди (39-айәт), әнди «Лавийларниң санидин артуқ чиққан Исраилларниң тунҗилири»ниң сани 273 адәм еди. 47 шуларниң һәр бири үчүн бәш шәкәл күмүч ал, киши саниға қарап болсун; муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә улардин алғин (бир шәкәл жигирмә гәраһдур).«бир шәкәл» — тәхминән 11.4 грам болуши мүмкин, бәш шәкәл 57 грам. «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» — «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп, муқәддәс җайда сақлақлиқ, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәмләрдин бири болуши керәк еди.  Мис. 30:31; Лав. 27:25; Чөл. 18:16; Әз. 45:12 48 Артуқ чиққан адәмләрниң, йәни һөрлүк һәққини төлиши керәк болғанларниң күмүчини Һарун билән униң оғуллириға бәр.
49 Әнди Лавийлар тәрипидин «һөрлүккә чиқирилған» дәп һесапланған тунҗа оғуллардин артуқ чиққанлардин болса, Муса улардин шу һөрлүк һәққини алди; 50 у Исраилларниң тунҗилиридин шу күмүчни, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә җәмий бир миң үч йүз атмиш бәш шәкәл алди.«бир миң үч йүз атмиш бәш шәкәл» — тәхминән 16.4 килограм. 51 Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә «һөрлүккә чиқирилған»ларниң күмүчини дәл Пәрвәрдигар буйруғинидәк, Һарун билән униң оғуллириға бәрди.
 
 

3:1 «күнләрдә» — ибраний тилида «күндә».

3:2 Мис. 6:23

3:3 «Худаға атап айриш» — бу айәттики «Худаға атап айриш» ибраний тилида «қолға селиш» яки «қолни толдуруш» билән билдүрүлиду. «Мис.» 28:41 вә изаһатини көрүң. Каһинлиқ вәзиписи асасән Худаниң қурбанлиқлирини өз қолиға елиши билән башлинатти.

3:4 Лав. 10:1-7; Чөл. 26:61; 1Тар. 24:2

3:6 Чөл. 16:9; 18:2

3:12 «тунҗа балилар Мениңкидур» — Худа әслидә Исраилларни Мисирдин қутқузуш йолида Мисирлиқларниң барлиқ тунҗа оғуллирини вә һәтта һайванларниң тунҗа балилириниму өлтүрүвәткән еди. Бирақ Исраиллар «өтүп кетиш һейтиниң қозиси» («пасха қоза»)ниң қенини ишик кешәклиригә сепиши билән, уларниң тунҗа оғуллири вә һайванларниң тунҗа балилири шу ақивәттин қутқузуп қилинған. Худа Исраилларниң тунҗилирини алайитән қутқузған болғачқа, һазир хәлиққә: «тунҗа балилар Мениңкидур» дәйду. Демәк, улар әслидә Худаниң қуллуғида болуши керәк еди, лекин Худа «Мән уларниң орниға Лавийларни қойимән» дәп Өз хизмитигә Лавийларни уларниң орниға қобул қилди (13-айәтниму көрүң).

3:12 Мис. 13:2

3:13 Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Лав. 27:26; Чөл. 8:16; Луқа 2:22

3:17 Мис. 6:16, 17, 18; Чөл. 26:57; 1Тар. 6:1, 16; 23:6

3:25 «чедириниң өзидики астинқи икки япқуч-пәрдә» — ибраний тилида «туралғу өзи вә чедирни» — мәнаси чоқум тәрҗимимиздәк болуши керәк. «Мис.» 25:1-13ни көрүң.

3:38 Чөл. 3:10; 16:40

3:46 «икки йүз йәтмиш үчи» — «Исраилларниң тунҗа оғуллири»ниң сани 22273 (43-айәт) «Лавийларниң» болса 22000 еди (39-айәт), әнди «Лавийларниң санидин артуқ чиққан Исраилларниң тунҗилири»ниң сани 273 адәм еди.

3:47 «бир шәкәл» — тәхминән 11.4 грам болуши мүмкин, бәш шәкәл 57 грам. «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» — «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп, муқәддәс җайда сақлақлиқ, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәмләрдин бири болуши керәк еди.

3:47 Мис. 30:31; Лав. 27:25; Чөл. 18:16; Әз. 45:12

3:50 «бир миң үч йүз атмиш бәш шәкәл» — тәхминән 16.4 килограм.