4
Коһат әвлатлириниң вәзиписи
Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Лавийлар ичидин ата җәмәти бойичә Коһат әвлатлириниң умумий санини тизимлиғин, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида иш-хизмәт қилишқа келәләйдиғанларниң һәммисини тизимлап чиқ.«иш-хизмәт қилишқа келәләйдиғанлар» — ибраний тилида «иш-хизмәт қилишқа келәләйдиған қошун» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Коһат әвлатлириниң җамаәт чедири ичидики вәзиписи әң муқәддәс буюмларни башқуруш болиду. Баргаһ көчүрүлидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип «әң муқәддәс җай»дики «айрима пәрдә-йопуқ»ни чүшүрүп, униң билән һөкүм-гувалиқ сандуғини йөгисун; андин униң үстини делфинниң терисидин етилгән йопуқ билән орап, үстигә көк бир рәхтни йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзсун.«делфинниң териси» — яки «деңиз ейиқиниң териси» яки «борсуқниң териси». Тәқдим нан тизилған ширәгә көк бир рәхт селинип, үстигә легән, тәхсә, пиялә вә шарап һәдийәлирини чачидиған қәдәһләр тизип қоюлсун; ширәдиму «дайимий нан» тизилип туривәрсун;«тәқдим нан ширәси» — яки «һозурий нан ширәси» («Худаниң һозуридики нан»лар) — Мошу йәрдә пәқәт «Худаниң һозуридики ширә» дегән сөз билән ипадилиниду. Нанлар вә алтун ширә тоғрилиқ «Мис.» 25:23-30 вә «Лав.» 24:5-9ни көрүң. «дайимий нан» — «тәқдим нан»ниң башқичә атилиши.  Мис. 25:30 бу нәрсиләрниң үсти қизил рәхт билән, униң үсти йәнә делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепилип, андин көтиридиған балдақлар өткүзүп қоюлсун. Улар көк рәхт елип, униң билән чирақдан билән үстидики чирақларни, пилик қисқучларни, күлданларни вә чирақданға ишлитидиған, барлиқ май қачилайдиған қачиларни йепип қойсун.Мис. 25:31,38 10 Улар йәнә чирақдан билән чирақданға ишлитидиған һәммә қача-қуча әсвапларни делфин терисидин етилгән йопуқ билән йөгәп, андин әпкәшкә селип қойсун.
11 Алтун хушбуйгаһқа көк бир рәхт селип, йәнә делфин терисидә етилгән йопуқ билән йепип, андин көтәргүчкә қош балдақларни өткүзүп қойсун.«алтун хушбуйгаһ» — ибраний тилида «алтун қурбангаһ». 12 Муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған барлиқ қача-қучиларни көк бир рәхт билән йөгәп, андин үстигә делфин терисидә етилгән йопуқни йепип, андин бир әпкәшкә селип қойсун.
13 Улар қурбангаһни күлидин тазилап, үстигә сөсүн рәңлик бир рәхтни йейип қойсун. 14 Андин йәнә қурбангаһта ишлитилидиған әсваплар — күлдан, илмәк, бәлгүҗәк, чиниләр, шундақла барлиқ әсвапларни қурбангаһ үстигә тизип, андин делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзүп қойсун.
15 Пүтүн баргаһтикиләр йолға чиқидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири муқәддәс җай вә муқәддәс җайдики барлиқ қача-қуча әсвапларни йепип болғандин кейин, Коһатниң әвлатлири келип көтәрсун; лекин өлүп кәтмәслик үчүн муқәддәс буюмларға қол тәккүзмисун. Җамаәт чедири ичидики нәрсиләрдин шуларни Коһатниң әвлатлири көтириши керәк.
16 Һарунниң оғли Әлиазарниң вәзиписи чирақ мейи, хушбуй әтир, дайимий тәқдим қилинидиған ашлиқ һәдийә билән мәсиһләш мейиға қараш, шундақла пүткүл ибадәт чедири билән униң ичидики барлиқ нәрсиләр, муқәддәс җай һәм муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға қараштин ибарәт.Мис. 29:40; 30:23,24,34,35
17 Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
18 Силәр Коһат җәмәтидикиләрни Лавийлар арисидин қәтъий йоқитип қоймаңлар; 19 бәлки уларниң өлмәй, һаят қелиши үчүн улар «әң муқәддәс» буюмларға йеқинлашқан чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип уларниң һәр биригә қилидиған вә көтиридиған ишларни көрситип қойсун; 20 улар пәқәт муқәддәс җайға киргәндә муқәддәс буюмларға бир дәқиқиму қаримисун, ундақ қилип қойса өлүп кетиду.«улар пәқәт ... бир дәқиқиму қаримисун» — демәк, Һарунниң оғуллири каһинлар муқәддәс буюмларни йепиватқан вақитта муқәддәс чедирға кирмәслиги керәк, пәқәт буюмлар йепилғандин кейин киришкә болиду.
 
Гәршон әвлатлириниң вәзиписи
21 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
22-23 Гәршон әвлатлири ичидә ата җәмәти вә аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.«хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанлар» — ибраний тилида «җәңгә чиқалайдиған қошундикиләр» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Ички мәнаси, шүбһисизки, каһинларниң муқәддәс җайда Исраил үчүн қурбанлиқларни өткүзүп, уларға роһий вәкил болуши Исраиллар үчүн җин-шәйтанлар билән роһий уруш хизмити қилғанға баравәр. 24 Гәршон аилилириниң қилидиған хизмити вә улар көтиридиған нәрсиләр төвәндикичә: 25 — улар җамаәт чедириниң өзини, йәни астидики ички пәрдилири вә сиртқи пәрдилирини, униң япқучини, шундақла үстигә япқан делфин терисидә етилгән йопуқни вә җамаәт чедириниң кириш ишигиниң пәрдисини,«астидики ички пәрдилири вә сиртқи пәрдилири» — ибраний тилида «туралғуниң пәрдилири вә җамаәт чедири». Мәнаси чоқум тәрҗимимиздәк болиду. Чедирниң төрт қәвәт йопуғи бар еди; (1) ички пәрдилири; (2) өшкә терилири; (3) қизил буялған қочқар терилири; (4) делфин терилири. Бәзи вақитларда 2-қәвити, йәни өшкә терисидин етилгән пәрдиләр «җамаәт чедир»ниң өзи дәп һесаплинатти. «Мисирдин чиқиш» 25:1-15ни көрүң. 26 ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп тартилған һойлидики пәрдиләр билән кириш дәрвазисиниң пәрдисини, шуларға хас танилирини вә ишлитидиған барлиқ қача-қуча әсвапларни көтәрсун; бу әсвап-үскүниләргә мунасивәтлик керәк болған ишларни қилсун. 27 Гәршон әвлатлириниң пүтүн вәзиписи, йәни улар көтиридиған вә беҗиридиған барлиқ ишлар Һарун вә униң оғуллириниң көрсәтмилири бойичә болсун; уларниң немә көтиридиғанлиғини силәр бәлгүләп бериңлар. 28 Гәршон әвлатлириниң җәмәтлириниң җамаәт чедириниң ичидә қилидиған хизмити шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
 
Мәрари әвлатлириниң вәзиписи
29 Мәрариниң әвлатлириниму, уларни ата җәмәти, аилилири бойичә, санақтин өткүз; 30 оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.«хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанлар» — 23-айәтни вә изаһатини көрүң. 31 Уларниң җамаәт чедири ичидики барлиқ хизмити, йәни көтириш вәзиписи мундақ: — Улар җамаәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилири вә уларниң тәгликлири, 32 һойлиниң төрт әтрапидики хадилар, уларниң тәгликлири, қозуқлири, таналири, барлиқ әсвап-үскүнә һәм шуларға керәклик болған барлиқ нәрсиләрни көтириш болсун; улар көтиридиған әсвап-үскүниләрни намини атап бир-бирләп һәр адәмгә көрситип бериңлар. 33 Мәрари җәмәт-аилилириниң җамаәт чедири ичидә қилидиған барлиқ ишлири әнә шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
 
Лавийларниң нопусиниң санақтин өткүзүлүши
34-35 Муса билән Һарун вә җамаәтниң әмирлири Коһатниң әвлатлириниң оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанларниң һәммисини ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзди.«сепигә кирәләйдиғанлар» — 23-айәтни вә изаһатини көрүң. 39-, 43-айәттә охшаш сөзләр тепилиду. 36 Улардин җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң йәттә йүз әллик киши болуп чиқти. 37 Мошулар Коһат җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
38-39 Гәршонларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди; 40 ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң алтә йүз оттуз киши болуп чиқти. 41 Мошулар Гәршон җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
42-43 Мәрариларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди; 44 ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий үч миң икки йүз киши болуп чиқти. 45 Мошулар Мәрари җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
46-47 Санақтин өткүзүлгән Лавийлар мана шулар еди; Муса билән Һарун һәм Исраилларниң әмирлири улардин ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш вә жүк күтүрүш вәзиписигә кирәләйдиғанларни санақтин өткүзгән. 48 Уларниң сани җәмий сәккиз миң бәш йүз сәксән адәм болуп чиқти. 49 Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, улар Муса тәрипидин санақтин өткүзүлди; һәр ким өзи қилидиған Иши вә көтиридиған жүкигә асасән санақтин өткүзүлди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк болди.
 
 

4:3 «иш-хизмәт қилишқа келәләйдиғанлар» — ибраний тилида «иш-хизмәт қилишқа келәләйдиған қошун» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

4:6 «делфинниң териси» — яки «деңиз ейиқиниң териси» яки «борсуқниң териси».

4:7 «тәқдим нан ширәси» — яки «һозурий нан ширәси» («Худаниң һозуридики нан»лар) — Мошу йәрдә пәқәт «Худаниң һозуридики ширә» дегән сөз билән ипадилиниду. Нанлар вә алтун ширә тоғрилиқ «Мис.» 25:23-30 вә «Лав.» 24:5-9ни көрүң. «дайимий нан» — «тәқдим нан»ниң башқичә атилиши.

4:7 Мис. 25:30

4:9 Мис. 25:31,38

4:11 «алтун хушбуйгаһ» — ибраний тилида «алтун қурбангаһ».

4:16 Мис. 29:40; 30:23,24,34,35

4:20 «улар пәқәт ... бир дәқиқиму қаримисун» — демәк, Һарунниң оғуллири каһинлар муқәддәс буюмларни йепиватқан вақитта муқәддәс чедирға кирмәслиги керәк, пәқәт буюмлар йепилғандин кейин киришкә болиду.

4:22-23 «хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанлар» — ибраний тилида «җәңгә чиқалайдиған қошундикиләр» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Ички мәнаси, шүбһисизки, каһинларниң муқәддәс җайда Исраил үчүн қурбанлиқларни өткүзүп, уларға роһий вәкил болуши Исраиллар үчүн җин-шәйтанлар билән роһий уруш хизмити қилғанға баравәр.

4:25 «астидики ички пәрдилири вә сиртқи пәрдилири» — ибраний тилида «туралғуниң пәрдилири вә җамаәт чедири». Мәнаси чоқум тәрҗимимиздәк болиду. Чедирниң төрт қәвәт йопуғи бар еди; (1) ички пәрдилири; (2) өшкә терилири; (3) қизил буялған қочқар терилири; (4) делфин терилири. Бәзи вақитларда 2-қәвити, йәни өшкә терисидин етилгән пәрдиләр «җамаәт чедир»ниң өзи дәп һесаплинатти. «Мисирдин чиқиш» 25:1-15ни көрүң.

4:30 «хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанлар» — 23-айәтни вә изаһатини көрүң.

4:34-35 «сепигә кирәләйдиғанлар» — 23-айәтни вә изаһатини көрүң. 39-, 43-айәттә охшаш сөзләр тепилиду.