25
Ибадәт чедири үчүн сунулидиған һәдийәләр
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Сән Исраилларға ейтқин, улар Маңа бир «көтәрмә һәдийә»ни кәлтүрсун; кимниң көңли һәдийә сунушқа хуш болса, униңдин Маңа сунулидиған «көтәрмә һәдийә»ни тапшурувелиңлар. «көтәрмә һәдийә» — каһин яки һәдийәни сунғучи Пәрвәрдигарниң алдиға икки қоллап егиз көтирип апиридиған алаһидә һәдийә. Мошу айәттә дейилгән «көтәрмә һәдийә» көплигән хәлиқ елип келидиған, чоң көләмлик һәдийә болиду. Шүбһисизки, мәзкур «көтәрмә һәдийә»ниң һәр бир қисмини сунғучи киши өзи Худа алдида икки қоллап көтирип униңға атайду (35:22, 24).  Мис. 35:5; 1Тар. 29:3,5,9,14; Әзра 2:68; 3:5; Нәһ. 11:2 Силәр улардин тапшурувалидиған көтәрмә һәдийә: — Алтун, күмүч, мис, көк, сөсүн вә қизил рәңлик жип, канап рәхт, тивит, қизил боялған қочқарниң терилири, делфинниң терилири, акатсийә яғичи, «делфинниң терилири» — яки «деңиз ейиқиниң терилири» яки «борсуқниң терилири». чирақ үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» вә хушбуй үчүн хушбуй дора-дәрмәкләр, әфод билән «қошен»ға орнитилидиған ақ һеқиқ вә башқа есил ташлар болсун. «Әфод» вә «қошен» —Булар тоғрилиқ 6-14-айәтләргә қаралсун. У җилиткидәк бир хил алаһидә кийим болуп, ичидә Худаниң керәк болған ишлар тоғрилиқ йолини яки ирадисини көрситидиған «Урим» вә «Туммим» дегән алаһидә икки таш сақлақлиқ еди.  Мис. 28:4-14 Мениң өзлири арисида макан қилишим үчүн шулардин Маңа бир муқәддәс туралғуни ясисун. Уни Мән саңа барлиқ көрсәтмәкчи болғинимға асасән, йәни ибадәт чедириниң нусхиси вә барлиқ әсвап-сайманлириниң нусхисиға опохшаш қилип ясаңлар.
 
Әһдә сандуғи
10 Улар акатсийә яғичидин бир сандуқ ясисун. Униң узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз болсун. «акатсийә яғичи» — интайин қаттиқ, узунғичә чиримайдиған бир хил яғачтур. «гәз» —Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» — адәмниң җәйнигидин бармиғиниң учиғичә болған арилиғиға (тәхминән 45 сантиметр) баравәр келиду.  Мис. 37:1; Ибр. 9:1 11 Сән уни сап алтун билән қаплиғин; ичи вә сиртини алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар. 12 Униңға алтундин төрт һалқа қуйдуруп, төрт четиқиға бекиткин. Бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа болсун. «төрт четиқиға» — яки «төрт путиға». 13 Сән һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиғин; 14 андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойғин. 15 Балдақлар һемишә сандуқтики һалқида турсун; улар униңдин чиқирилмисун.1Пад. 8:8
16 Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуққа қойғин.«саңа беридиған һөкүм-гувалиқ» — Худа Мусаға тапшуридиған «он пәрз» яки «он әмир» пүтүлидиған икки таш тахтайни көрситиду (31:18ни көрүң). Немишкә «гувалиқ» дейилиду? Чүнки «он пәрз» Худаниң һәққаний тәбиитигә гувалиқ бериду.  Ибр. 9:4 17 Сандуқниң япқучи сүпитидә сән алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиғин. «кафарәт» — (ибраний тилида «кафар» яки «киппур») дегәнниң түп мәнаси «йепиш»тин ибарәт. Гуналарға «кафарәт кәлтүрүш» дегәнлик «гуналарни йепиш» дегәнликтур. Тәврат дәвридә Худа гуналарни вақитлиқ «япатти» вә шуниңдәк шу гуналардин товва қилип қурбанлиқ кәлтүргән бәндилирини кәчүрүм қилатти. Инҗил дәври кәлгәндә у Мәсиһниң қурбанлиғи вастиси билән инсанларниң гуналирини «елип ташлайду» («Юһ.» 1:29, 36ни көрүң).
Мошу йәрдә сандуқниң япқучини «кафарәт тәхти» дәп тәрҗимә қилдуқ, чүнки 22-айәттә: «Мән шу йәрдә сән билән көрүшимән; кафарәт тәхти үстидә... туруп саңа ... сөз қилимән» дейилиду. Демәк, бу җай Худаниң олтарған бир тәхтигә охшаштур.
  Мис. 37:6 18 Икки керубни алтундин соқуп ясиғин. Уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатқин. «Керублар» — бәлким аләмдики әң күчлүк вә әң жуқури дәриҗилик пәриштиләр яки мәхлуқлар болуши мүмкин. «Тәбирләр»ни вә мунасивәтлик сехмини көрүң.  Ибр. 9:5 19 Бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнитиш үчүн ясиғин. Икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилиңлар. «икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилиңлар» — яки «икки тәрипидики керублар билән кафарәт тәхти бир пүтүн алтундин ясалсун». 20 Керублар бир-биригә йүзләнсун, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни япсун; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилсун.Ибр. 9:5
21 Сән кафарәт тәхтини сандуқниң үстигә қоюп, Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуқниң ичигә қойғин. Ибр. 9:4, 5 22 Мән шу йәрдә сән билән көрүшимән; кафарәт тәхти үстидә, йәни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида туруп саңа Исраилларға йәткүзүшкә тапшуридиған барлиқ әмирлирим тоғрисида сөз қилимән.Чөл. 7:89
 
Ширә
23 Һәм акатсийә яғичидин узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз болған бир ширә ясиғин. 24 Уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар. 25 Сән ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиғин; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқар. «егизликтә» — яки «кәңликтә». Мунасивәтлик схемини көрүң. «ләв» вә «ләвниң чөрисигә чиқирилған гирвәк» — буларниң рольи бәлким ширәниң үстидики нанларни чүшүп кетиштин сақлаштур. 26 Сән у ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатқин. 27 Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилсун. 28 Балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиғин; ширә улар арқилиқ көтирилиду.
29 Ширәгә яндап легән, қача-тәхсә, пиялә вә «шарап һәдийәлири»ни чачидиған қәдәһләрни ясиғин; уларни сап алтундин ясиғин. 30 Мениң һозурумда турушқа сән ширәгә һемишә «тәқдим нан»ни қойғин.«тәқдим нанлар» — ибраний тилида «һозури нанлар» («Худаниң һозуридики нанлар»). Адәттә җәмий он икки парчә нан қоюлатти. Бу Исраилларниң он икки қәбилисигә вәкиллик қилатти. Исраил каһинлири нанларни тизип қоюш арқилиқ, өзлириниң әмгәк мевилирини Пәрвәрдигарға аташни халайдиғанлиғини, бу арқилиқ өзлири еришкән мол һосулниң Пәрвәрдигарниң ата қилғанлиғини етирап қилишни билдүрүш еди («Лав.» 24:5-6).
 
Чирақдан
31 Сән һәм сап алтундин бир чирақдан ясиғин. У чирақдан соқуп ясалсун; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири пүтүн бир алтундин соқулсун. «чирақданниң... қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири» — булар чирақданға чиқирилған шу хил нусхиларни көрситиду. 32-40-айәтләр вә мунасивәтлик схемини көрүң.  Мис. 37:17 32 Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилсун — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, чирақданниң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилсун; 33 бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалсун. 34 Чирақданниң ғолидин бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилсун. «ғолидин» — йәни ғолиниң үстүнки қисмидин. 35-айәтни көрүң. 35 Булардин башқа биринчи икки шахчиниң астида бир ғунчә, иккинчи икки шахчиниң астида бир ғунчә, үчинчи икки шахчиниң астида бир ғунчә болсун; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң асти һәммиси шундақ болсун. 36 Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинсун — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалсун.
37 Сән чирақданниң йәттә чириғини ясиғин; чирақлар удулға йоруқ чүшүрәлиши үчүн үсти тәрәпкә орнитилсун. 38 Униң пилик қайчилири билән күлданлири сап алтундин ясалсун. 39 Чирақдан вә униң барлиқ әсваплири бир талант сап алтундин ясалсун.«бир талант алтун» — бәлким 4.4 килограмчә болуши мүмкин. 40 Саңа тағда аян қилинған нусха бойичә буларни еһтият билән ясиғин.Рос. 7:44; Ибр. 8:5  


Ибадәт чедириниң әсваплири
 
 

25:2 «көтәрмә һәдийә» — каһин яки һәдийәни сунғучи Пәрвәрдигарниң алдиға икки қоллап егиз көтирип апиридиған алаһидә һәдийә. Мошу айәттә дейилгән «көтәрмә һәдийә» көплигән хәлиқ елип келидиған, чоң көләмлик һәдийә болиду. Шүбһисизки, мәзкур «көтәрмә һәдийә»ниң һәр бир қисмини сунғучи киши өзи Худа алдида икки қоллап көтирип униңға атайду (35:22, 24).

25:2 Мис. 35:5; 1Тар. 29:3,5,9,14; Әзра 2:68; 3:5; Нәһ. 11:2

25:5 «делфинниң терилири» — яки «деңиз ейиқиниң терилири» яки «борсуқниң терилири».

25:7 «Әфод» вә «қошен» —Булар тоғрилиқ 6-14-айәтләргә қаралсун. У җилиткидәк бир хил алаһидә кийим болуп, ичидә Худаниң керәк болған ишлар тоғрилиқ йолини яки ирадисини көрситидиған «Урим» вә «Туммим» дегән алаһидә икки таш сақлақлиқ еди.

25:7 Мис. 28:4-14

25:10 «акатсийә яғичи» — интайин қаттиқ, узунғичә чиримайдиған бир хил яғачтур. «гәз» —Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» — адәмниң җәйнигидин бармиғиниң учиғичә болған арилиғиға (тәхминән 45 сантиметр) баравәр келиду.

25:10 Мис. 37:1; Ибр. 9:1

25:12 «төрт четиқиға» — яки «төрт путиға».

25:15 1Пад. 8:8

25:16 «саңа беридиған һөкүм-гувалиқ» — Худа Мусаға тапшуридиған «он пәрз» яки «он әмир» пүтүлидиған икки таш тахтайни көрситиду (31:18ни көрүң). Немишкә «гувалиқ» дейилиду? Чүнки «он пәрз» Худаниң һәққаний тәбиитигә гувалиқ бериду.

25:16 Ибр. 9:4

25:17 «кафарәт» — (ибраний тилида «кафар» яки «киппур») дегәнниң түп мәнаси «йепиш»тин ибарәт. Гуналарға «кафарәт кәлтүрүш» дегәнлик «гуналарни йепиш» дегәнликтур. Тәврат дәвридә Худа гуналарни вақитлиқ «япатти» вә шуниңдәк шу гуналардин товва қилип қурбанлиқ кәлтүргән бәндилирини кәчүрүм қилатти. Инҗил дәври кәлгәндә у Мәсиһниң қурбанлиғи вастиси билән инсанларниң гуналирини «елип ташлайду» («Юһ.» 1:29, 36ни көрүң). Мошу йәрдә сандуқниң япқучини «кафарәт тәхти» дәп тәрҗимә қилдуқ, чүнки 22-айәттә: «Мән шу йәрдә сән билән көрүшимән; кафарәт тәхти үстидә... туруп саңа ... сөз қилимән» дейилиду. Демәк, бу җай Худаниң олтарған бир тәхтигә охшаштур.

25:17 Мис. 37:6

25:18 «Керублар» — бәлким аләмдики әң күчлүк вә әң жуқури дәриҗилик пәриштиләр яки мәхлуқлар болуши мүмкин. «Тәбирләр»ни вә мунасивәтлик сехмини көрүң.

25:18 Ибр. 9:5

25:19 «икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилиңлар» — яки «икки тәрипидики керублар билән кафарәт тәхти бир пүтүн алтундин ясалсун».

25:20 Ибр. 9:5

25:21 Ибр. 9:4, 5

25:22 Чөл. 7:89

25:25 «егизликтә» — яки «кәңликтә». Мунасивәтлик схемини көрүң. «ләв» вә «ләвниң чөрисигә чиқирилған гирвәк» — буларниң рольи бәлким ширәниң үстидики нанларни чүшүп кетиштин сақлаштур.

25:30 «тәқдим нанлар» — ибраний тилида «һозури нанлар» («Худаниң һозуридики нанлар»). Адәттә җәмий он икки парчә нан қоюлатти. Бу Исраилларниң он икки қәбилисигә вәкиллик қилатти. Исраил каһинлири нанларни тизип қоюш арқилиқ, өзлириниң әмгәк мевилирини Пәрвәрдигарға аташни халайдиғанлиғини, бу арқилиқ өзлири еришкән мол һосулниң Пәрвәрдигарниң ата қилғанлиғини етирап қилишни билдүрүш еди («Лав.» 24:5-6).

25:31 «чирақданниң... қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири» — булар чирақданға чиқирилған шу хил нусхиларни көрситиду. 32-40-айәтләр вә мунасивәтлик схемини көрүң.

25:31 Мис. 37:17

25:34 «ғолидин» — йәни ғолиниң үстүнки қисмидин. 35-айәтни көрүң.

25:39 «бир талант алтун» — бәлким 4.4 килограмчә болуши мүмкин.

25:40 Рос. 7:44; Ибр. 8:5