11
Мәнсәпдарлар билән пухраларниң җайлишиши
1 У чағда хәлиқ ичидики әмирләр Йерусалимда туратти; қалған пухралар чәк ташлиниш билән ондин бири муқәддәс шәһәр Йерусалимда олтирақлишип, қалған ондин тоққузи башқа шәһәрләрдә олтирақлашти. 2 Өз ихтияри билән Йерусалимда олтирақлишишқа оттуриға чиққанларға болса, җамаәт уларға бәхит-бәрикәт тилиди. 3-4 Йәһудийә өлкисидин, Йерусалимға маканлишип қалған бәг-әмирләр төвәндикидәк (Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлири Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз тәвәлигидә маканлашқан болсиму, Йәһудалардин вә Биняминлардин бәзилири Йерусалимда маканлашти): — Буларниң ичидә, Йәһудалардин: — Пәрәзниң әвладидин болған Уззияниң оғли Атая; Уззия Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Амарияниң оғли, Амария Шәфатияниң оғли, Шәфатия Маһалалелниң оғли еди. 5 Йәнә Баруқниң оғли Маасеяһ; Баруқ Кол-Һозәһниң оғли, Кол-Һозәһ Һазаяниң оғли, Һазая Адаяниң оғли, Адая Йоарибниң оғли, Йоариб Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Шилониниң оғли. □«Зәкәрия Шилониниң оғли» — бәзи тәрҗимиләрдә «Зәкәрия Шелаһниң әвлатлиридин еди» дәп тәрҗимә қилиниду (Яр.» 46:12, «Чөл.» 26:20ни көрүң). 6 Йерусалимға маканлашқан барлиқ Пәрәз җәмәтидикиләр җәмий төрт йүз атмиш сәккиз киши болуп, һәммиси әзимәтләр еди.
7 Биняминниң әвлатлиридин: — Мәшулламниң оғли Саллу; Мәшуллам Йоәдниң оғли, Йоәд Пидаяниң оғли, Пидая Колаяниң оғли, Колая Маасеяһниң оғли, Маасеяһ Итийәлниң оғли, Итийәл Йәшаяниң оғли. 8 Униңға әгәшкәнләр, Габбай вә Саллай еди; шуларға мунасивәтлик җәмий тоққуз йүз жигирмә сәккиз киши еди. □«шуларға мунасивәтлик җәмий тоққуз йүз жигирмә сәккиз киши еди» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин. 9 Зикриниң оғли Йоел уларни башқуридиған әмәлдар еди; Синуаһниң оғли Йәһуда шәһәрниң муавин һакими еди.□«Синуаһ» — яки «Һасиноаһ».
10 Каһинлардин: — Йоарибниң оғли Йәдая билән Яқин, 11 шундақла Худаниң өйиниң баш ғоҗидари Серая; Серая Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди; 12 йәнә униң қериндашлиридин ибадәтханидики хизмәттә болғанлардин җәмий сәккиз йүз жигирмә икки киши бар еди; йәнә Йәроһамниң оғли Адая бар еди; Йәроһам Пелалияниң оғли, Пелалия Амзиниң оғли, Амзи Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди; 13 униң қериндашлириниң һәммиси җәмәт башлиғи болуп, җәмий икки йүз қириқ икки киши еди; йәнә Азарәлниң оғли Амашсай бар еди; Азарәл Ахзайниң оғли, Ахзай Мәшиллимотниң оғли, Мәшиллимот Иммәрниң оғли еди; 14 йәнә уларниң қериндашлиридин, палван-әзимәтләрдин, җәмий бир йүз жигирмә сәккиз киши бар еди; Гедолимниң оғли Забдийәл уларни башқуридиған әмәлдар еди.
15 Лавийлардин: — Һашшубниң оғли Шемая бар еди; Һашшуб Азрикамниң оғли, Азрикам Һашабияниң оғли, Һашабия Бунниниң оғли еди; 16 йәнә Лавийларниң қәбилә башлиқлири болған Шаббитай билән Йозабад болуп, Худаниң өйиниң тешидики ишларға мәсъул еди. 17 Йәнә Миканиң оғли Маттания дуа вақитлирида тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа йетәкчилик қилатти; Мика Забдиниң оғли, Забди Асафниң оғли еди; Бакбукия қериндашлири ичидә муавинлиқ вәзиписини өтәйтти; йәнә Шаммуаниң оғли Абда бар еди; Шаммуа Галалниң оғли, Галал Йәдутунниң оғли еди. 18 Муқәддәс шәһәрдә туруватқан Лавийларниң һәммиси икки йүз сәксән төрт киши еди.
19 Дәрвазивәнләрдин: — дәрвазиларда күзәттә туридиған Аккуб билән Талмон вә уларниң қериндашлири бар еди; улар җәмий бир йүз йәтмиш икки киши еди.
20 Қалған Исраиллар, каһинлар, Лавийлар Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз мирасида маканлашти.
21 Ибадәтханиниң хизмәткарлири болса Офәл дөңигә маканлашти; ибадәтханиниң хизмәткарлирини Зиха билән Гишпа башқурди.□«Офәл» — («дөң» дегән мәнидә) Йерусалимдики егиз район еди.
22 Йерусалимда Лавийларни башқурғучи Баниниң оғли Уззи еди; Бани Һашабияниң оғли, Һашабия Маттанияниң оғли, Маттания Миканиң оғли еди — демәк, Узза Асафниң әвлатлиридин, йәни Худаниң өйидики хизмәткә мәсъул болған ғәзәлкәшләрдин еди. 23 Чүнки падиша улар тоғрилиқ ярлиқ чүшүргән болуп, ғәзәлкәшләрниң һәр күнлүк озуқ-түлүгини, шундақла өтәйдиған вәзиписини бекиткән еди.□«һәр күнлүк озуқ-түлүгини, шундақла...» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси «һәр күнлүк мәсъулийити, йәни...».
24 Йәһуданиң оғли Зәраһниң әвлатлиридин Мәшәзабәлниң оғли Питаһия пухраларниң барлиқ ишлирида падишаниң мәслиһәтчиси еди.□«падишаниң мәслиһәтчиси» — ибраний тилида «падишаниң йенида турғучи» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «Падишаһ» мошу йәрдә Парс падишасини көрситиду, әлвәттә.
25 Йеза-қишларқлар вә уларға тәвә әтрапидики җайларда Йәһудалардин бәзилири туратти; Кириат-Арба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Дибон вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Йәкабзийәл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, 26 шундақла Йәшуа, Моладаһ, Бәйт-Пәләт, 27 Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, 28 Зиклаг, Микона вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, 29 Ән-Риммон, Зораһ, Ярмут, □«Зораһ» — яки «Зореаһ». 30 Заноаһ, Адуллам вә бу икки йәргә тәвә қишлақларда, Лақиш вә униңға тәвә йәрләрдә, Азикаһ вә униңға тәвә йеза-кәнтләрдә маканлашти; улар маканлашқан йәрләр Бәәр-Шебадин таки Һинном җилғисиға қәдәр созулди.
31 Биняминлар болса Геба, Микмаш, Айҗа, Бәйт-Әл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, □«Айҗа» — «Айҗа»ниң йәнә бир исми «Айи». 32 бәзилири Анатот, Ноб, Анания, 33 Һазор, Рамаһ, Гиттаим, 34 Һадид, Зәбоим, Нибаллат, 35 Лод, Оно, шундақла Һүнәрвәнләр җилғисида маканлашқан еди.
36 Әслидә Йәһудийәгә тайинланған Лавийлар қисимлиридин бәзилири Бинямин қәбилисиниң зиминиға маканлашти.
□11:5 «Зәкәрия Шилониниң оғли» — бәзи тәрҗимиләрдә «Зәкәрия Шелаһниң әвлатлиридин еди» дәп тәрҗимә қилиниду (Яр.» 46:12, «Чөл.» 26:20ни көрүң).
□11:8 «шуларға мунасивәтлик җәмий тоққуз йүз жигирмә сәккиз киши еди» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
□11:9 «Синуаһ» — яки «Һасиноаһ».
□11:21 «Офәл» — («дөң» дегән мәнидә) Йерусалимдики егиз район еди.
□11:23 «һәр күнлүк озуқ-түлүгини, шундақла...» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси «һәр күнлүк мәсъулийити, йәни...».
□11:24 «падишаниң мәслиһәтчиси» — ибраний тилида «падишаниң йенида турғучи» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «Падишаһ» мошу йәрдә Парс падишасини көрситиду, әлвәттә.
□11:29 «Зораһ» — яки «Зореаһ».
□11:31 «Айҗа» — «Айҗа»ниң йәнә бир исми «Айи».