12
Биринчи «қайтиш»та қайтип кәлгән каһинлар вә Лавийлар
Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йәшуа билән бирликтә сүргүнлүктин чиққан каһин вә Лавийлар төвәндикиләр: — каһинлар Серая, Йәрәмия, Әзра, «...каһинлар Серая, Йәрәмия, Әзра,...» — бу Әзра «Әзра» дегән китаптики «Әзра» әмәс. «Тәвратшунас Әзра» болса, Зәруббабәлдин 90 жилдин кейин Йерусалимға кәлгән. Амария, Маллуқ, Һаттуш, Шекания, Рәһум, Мәрәмот, Иддо, Гиннитой, Абия, «Гиннитой» — яки «Гиннитон». Миямин, Маадия, Билгаһ, Шемая, Йоариб, Йәдая, Салло, Амок, Һилқия вә Йәдая. Булар болса Йәшуаниң күнлиридә каһин болғанлар вә уларниң қериндашлириниң җәмәт башлиқлири еди.
Лавийлардин болса Йәшуа, Биннуий, Кадмийәл, Шәрәбия, Йәһуда, Маттаниялар; Маттания вә униң қериндашлири тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа мәсъул болди. Уларниң қериндашлири Бакбукия билән Унни нөвити бойичә улар билән удулму удул хизмәттә туратти.
10 Йәшуадин Йояким төрәлди, Йоякимдин Әлияшиб төрәлди, Әлияшибтин Йояда төрәлди, «Йояда» — яки «Йәһояда». 11 Йоядадин Йонатан төрәлди, Йонатандин Яддуа төрәлди. 12 Йоякимниң күнлиридә каһинлардин җәмәт башлиғи болғанлар мунулар: — Серая җәмәтигә Мерая; Йәрәмия җәмәтигә Һанания; 13 Әзра җәмәтигә Мәшуллам; Амария җәмәтигә Йәһоһанан; 14 Мелику җәмәтигә Йонатан; Шәбания җәмәтигә Йүсүп; «Мелику» — яки «Маллуқ». «Шәбания» — бәзи қедимий көчүрмиләрдә «Шекания» дейилиду. 15 Һарим җәмәтигә Адна; Мерайот җәмәтигә Һәлкай; 16 Иддо җәмәтигә Зәкәрия; Гиннитон җәмәтигә Мәшуллам; 17 Абия җәмәтигә Зикри; Минямин билән Моадияларниң җәмәтигә Пилтай; 18 Билгаһ җәмәтигә Шаммуа; Шемая җәмәтигә Йәһонатан; 19 Йоариб җәмәтигә Маттинай; Йәдая җәмәтигә Уззи; 20 Саллай җәмәтигә Каллай; Амок җәмәтигә Ебәр; «Саллай» — яки «Саллу». 21 Һилқия җәмәтигә Һасабия; Йәдая җәмәтигә Нәтанәл.
22 Әлияшиб, Йояда, Йоһанан вә Яддуаниң күнлиридә Лавийларниң җәмәт башлиқлири тизимланған вә охшашла, Парс падишаси Дариус тәхттики чағларғичә каһинларму тизимлинип кәлгән. 23 Җәмәт башлиғи болған Лавийлар таки Әлияшибниң нәвриси Йоһананниң вақтиғичә тәзкиринамидә тизимлинип кәлгән. «Әлияшибниң нәвриси» — ибраний тилида «Әлияшибниң оғли». «тәзкиринамә» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» дегән қисим әмәс; «Тарих-тәзкирә»дә ундақ тизимлик йоқ.  1Тар. 9:10-34 24 Лавийларниң җәмәт башлиғи болған Һасабия, Шәрәбия, Кадмийәлниң оғли Йәшуалар қериндашлири билән удулму удул туруп, Худаниң адими Давутниң әмри бойичә нөвәтлишип мәдһийә-мунаҗат, тәшәккүр-рәхмәтләр ейтип туратти. 25 Маттания, Бакбукия, Обадия, Мәшуллам, Талмон билән Аккублар дәрвазивәнләр болуп, сепил қовуқлириниң амбарлириға қарайтти.
26 Бу кишиләр Йозадакниң нәвриси, Йәшуаниң оғли Йоякимниң күнлиридә, шуниңдәк валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзраниң күнлиридә вәзипигә тайинланған.«бу кишиләр ... валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзраниң күнлиридә вәзипигә тайинланған» — Лавийлар вә каһинларниң нәсәбнамилири немишкә шунчә муһим? Өзиниң келип чиқиши испатланмиғанлар каһинлиқ хизмәттә яки ибадәтханидики Лавийларға аит хизмәттә болушқа муйәссәр болалмайтти. Бүгүнгә қәдәр Йәһудийлар арисида кимләр Лавийлардин, кимләр каһинлар җәмәтидин екәнлиги хатирилинип кәлмәктә.
 
Йеңи сепилниң Худаға атап тапшурулуши
27 Йерусалим сепилини Худаға атап тапшуруш мурасими өткүзүлидиған чағда, җамаәт Лавийларни турған һәр қайси җайлардин издәп тепип, уларни тәшәккүр-рәхмәтләр ейтиш, ғәзәл оқуш, чаң, тәмбур вә чилтарларни челишқа, хошал-хурамлиқ билән атап тапшурулуш мурасими өткүзүшкә Йерусалимға елип кәлди. 28 Ғәзәлкәшлар Йерусалимниң әтрапидики түзләңликтин, Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиридин, 29 Бәйт-Гилгалдин, Геба билән Азмавәт етизлиқлиридин жиғилған еди; чүнки ғәзәлкәшлар Йерусалимниң төрт әтрапиға өзлиригә мәһәллә-қишлақлар қурувалған еди. 30 Каһинлар билән Лавийлар өзлирини паклиди, андин хәлиқни вә сепил дәрвазилирини һәм сепилниң өзиниму паклиди.
31 Мән Нәһәмия Йәһуданиң әмирлирини башлап сепилға чиқип, тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған икки чоң әтрәт адәмни уюштурдум, бир әтрәт сепилниң оң тәрипидә «Тезәк қовуқи»ға қарап маңди, 32 уларниң арқисидин Һошая билән Йәһуданиң әмирлириниң йерими маңди; 33 йәнә Азария, Әзра, Мәшуллам, 34 Йәһуда, Бинямин, Шемая, Йәрәмияму маңди; 35 шуниңдәк каһинларниң оғуллиридин бәзилири қоллириға канай алған һалда маңди: — Улардин Йонатанниң оғли Зәкәрия бар еди (Йонатан Шемаяниң оғли, Шемая Маттанияниң оғли, Маттания Микаяниң оғли, Микая Заккурниң оғли, Заккур Асафниң оғли еди). 36 Униң қериндашлиридин Шемая, Азарәл, Милалай, Җилалай, Маайи, Нәтанәл, Йәһуда, Һананиялар бар еди; улар қоллириға Худаниң адими Давутниң сазлирини елишқан еди; тәвратшунас Әзра уларниң бешида маңған еди. 37 Улар «Булақ қовуқи»ға келип «Давутниң шәһири»ниң пәләмпийигә чиқип, «Давутниң ордиси»дин өтүп, күнчиқиш тәрәптики «Су қовуқи»ға кәлди.
38 Тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған иккинчи әтрәт сол тәрәп билән маңди, мән вә җамаәтниң йерими уларниң арқидин меңип, сепил үстидә «Хумданлар мунари»дин өтүп, удул «Кәң сепил»ғичә меңип,«сол тәрәп» — ибраний тилида «тәтүр тәрәп». 39 «Әфраим қовуқи», «Кона қовуқ», «Белиқ қовуқи» үстидин өтүп, «Һананийәл мунари» вә «Йүзниң мунари»дин өтүп, удул «Қой қовуқи»ға келип, андин «Қаравуллар қовуқи»да тохтидуқ. «Йүзниң мунари» — яки «Меаһниң мунари». «Қаравуллар қовуқи» — яки «Зиндан дәрвазиси». 40 Андин тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған икки әтрәт адәм Худаниң өйидә өз орунлирида турди; мән билән әмәлдарларниң йеримиму шу йәрдә турдуқ; 41 каһинлардин Елиаким, Маасеяһ, Минямин, Мигая, Әлйойинай, Зәкәрия билән Һананиялар карнайлирини елип турушти; 42 йәнә Маасеяһ, Шемая, Әлиазар, Уззи, Йәһоһанан, Малкия, Елам билән Езәрму турушти; ғәзәлкәшләр Йизрақияниң йетәкчилигидә җараңлиқ ғәзәл оқушти. 43 Шу күни җамаәт наһайити чоң көләмлик қурбанлиқларни сунди һәм бәк хошал болуп кетишти, чүнки Худа уларни зор шатлиқ билән шатландурған еди; аяллар билән балиларму шундақ шатланди; Йерусалимдики бу хошаллиқ садалири жирақ-жирақларға аңланди.
 
Лавийлар билән каһинларға керәклик нәрсиләрниң һазирлиниши
44 У чағда бир қисим кишиләр көтәрмә қурбанлиқлар, дәсләпки пишқан һосуллар вә өшриләрни сақлайдиған ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа тайинланди; һәр қайси шәһәрләрдики етизлиқлардин, Тәврат қанунида каһинларға вә Лавийларға беришкә бәлгүләнгән үлүшләр шу йәрдә сақлинатти. Чүнки Йәһуда хәлқи өз хизмитидә туруватқан каһинлар билән Лавийлардин хошал еди. 45 Каһинлар билән Лавийлар, ғәзәлкәшләр билән дәрвазивәнләрму, өз Худасиниң тапилиған вәзиписини вә шуниңдәк паклаш вәзиписиниң һәммисини Давутниң вә униң оғли Сулайманниң әмри бойичә өтәйтти. 1Тар. 25 46 Чүнки қедимдә, Давутниң вә Асафниң күнлиридә, ғәзәлкәшләргә йетәкчилик қилишқа һәм Худаға тәшәккүр-һәмдусана күйлирини оқушқа йетәкчиләр болған еди. 47 Зәруббабәлниң күнлиридә вә Нәһәмияниң күнлиридә ғәзәлкәшләрниң вә дәрвазивәнләрниң үлүшлирини, һәр күнлүк тәминатини пүткүл Исраил хәлқи берәтти; улар йәнә Лавийлар үчүн муқәддәс һесапланған нәрсиләрни үләштүрүп берәтти; Лавийларму муқәддәс һисабланған нәрсиләрдин Һарунниң әвлатлириға берип туратти.
 
 

12:1 «...каһинлар Серая, Йәрәмия, Әзра,...» — бу Әзра «Әзра» дегән китаптики «Әзра» әмәс. «Тәвратшунас Әзра» болса, Зәруббабәлдин 90 жилдин кейин Йерусалимға кәлгән.

12:4 «Гиннитой» — яки «Гиннитон».

12:10 «Йояда» — яки «Йәһояда».

12:14 «Мелику» — яки «Маллуқ». «Шәбания» — бәзи қедимий көчүрмиләрдә «Шекания» дейилиду.

12:20 «Саллай» — яки «Саллу».

12:23 «Әлияшибниң нәвриси» — ибраний тилида «Әлияшибниң оғли». «тәзкиринамә» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» дегән қисим әмәс; «Тарих-тәзкирә»дә ундақ тизимлик йоқ.

12:23 1Тар. 9:10-34

12:26 «бу кишиләр ... валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзраниң күнлиридә вәзипигә тайинланған» — Лавийлар вә каһинларниң нәсәбнамилири немишкә шунчә муһим? Өзиниң келип чиқиши испатланмиғанлар каһинлиқ хизмәттә яки ибадәтханидики Лавийларға аит хизмәттә болушқа муйәссәр болалмайтти. Бүгүнгә қәдәр Йәһудийлар арисида кимләр Лавийлардин, кимләр каһинлар җәмәтидин екәнлиги хатирилинип кәлмәктә.

12:38 «сол тәрәп» — ибраний тилида «тәтүр тәрәп».

12:39 «Йүзниң мунари» — яки «Меаһниң мунари». «Қаравуллар қовуқи» — яки «Зиндан дәрвазиси».

12:45 1Тар. 25