13
Аммонийлар билән Моабийларниң муқәддәс өйгә киришигә рухсәт қилинмаслиғи
Шу күндә Мусаниң китави җамаәт алдида оқуп берилди, китапта: Аммонийлар билән Моабийлар мәңгү Худаниң җамаитигә кирмисун, Қан. 23:2, 4, 5 Чүнки улар Исраилларни озуқлуқ вә су әкилип қарши алмай, әксичә уларни қарғашқа Балаамни ялливалған; һалбуки, Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән, дәп йезилған сөзләр чиқти. «Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән» — «Қан.» 23:5ни көрүң. «Рут»дики «қошумчә сөз»имиздә шу иш тоғрилиқ тохтилимиз.  Чөл. 22:5; Йә. 24:9 Шундақ болдики, җамаәт бу қанун сөзлирини аңлап барлиқ шалғут кишиләрни илғап чиқиривәтти.
 
Тобияниң өй сайманлириниң чиқирип ташлиниши
Бу иштин авал, Худайимизниң өйиниң ғәзнисини башқурушқа мәсъул каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп, «каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп...» — яки «каһин Әлияшиб Тобия билән қоюқ мунасивәттә болуп...». униңға кәңри бир өйни тәйярлап бәргән еди. Шу өйдә илгири ашлиқ һәдийәләр, мәстики, қача-қуча, шуниңдәк Лавийлар, ғәзәлкәшләр вә дәрвазивәнләргә беришкә буйрулған ашлиқ өшриләр, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейи, шундақла каһинларға аталған «көтәрмә қурбанлиқ»лар сақлинатти. Бу вақитларда мән Йерусалимда әмәс едим; чүнки Бабил падишаси Артахшаштаниң оттуз иккинчи жили мән падишаниң йениға қайтип кәткән едим; бир мәзгилдин кейин мән йәнә падишадин рухсәт елип Йерусалимға қайтип барсам, Әлияшибниң Худаниң өйидики һойлиларда Тобияға өй һазирлап бәргәнлигидәк рәзил ишни уқтум. Бу иш мени қаттиқ азаплиди, мән Тобияниң өйидики барлиқ өй җаһазлирини қоймай талаға ташлатқузивәттим. Мән йәнә әмир қилип, у өйләрни паклатқузуп, андин Худаниң өйидики қача-қуча, ашлиқ һәдийәләр билән мәстикни у йәргә әкиргүзүп қойдум.
 
Лавийларға һәдийә қилинидиған өшриләрниң яңливаштин бекитилиши
10 Мән йәнә хәқләрниң Лавийларниң елишқа тегишлик үлүшлирини бәрмигәнлигини, һәтта вәзипигә қоюлған Лавийлар билән ғәзәлкәшләрниң һәр бириниң өз йәр-етизлиғиға қечип кәткәнлигини байқидим; 11 шуңа мән әмәлдарлар билән соқушуп, уларни әйипләп: — Немишкә Худаниң өйи шундақ ташливетилди?! — дәп, Лавийларни жиғип уларни илгәрки орниға яңливаштин турғуздум. «Лавийларни жиғип» — ибраний тилида «уларни жиғип». 12 Андин барлиқ Йәһудийә хәлқи ашлиқ өшрисини, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейини ғәзнә-амбарлириға елип келип тапшурди. 13 Мән ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа ғәзничи-амбарчиларни тайинлидим; улар каһин Шәләмия, тәвратшунас Задок билән Лавийлардин болған Пидая еди; уларниң қол астида Маттанияниң нәвриси, Заккурниң оғли Һанан бар еди; чүнки буларниң һәммиси садиқ, ишәшлик дәп һесаплинатти; уларниң вәзиписи қериндашлириға тегишлик үлүшләрни үләштүрүп бериш еди.
14 — «Аһ Худайим, мошу иш йүзисидин мени яд әйлигәйсән, Худайимниң өйи вә униңға аит хизмәтләр үчүн көрсәткән меһримни өчүрүвәтмигәйсән!»«униңға аит хизмәтләр» — яки «униң (йәни, ибадәтханиниң) хизмәтчилири».
 
Хәлиққә шабат күнини һөрмәтләшни җекиләш
15 Шу күнләрдиму мән Йәһудийәдә бәзиләрниң шабат күнлиридә шарап көлчәклирини чәйләватқинини, өнчиләрни бағлап, буларни вә шуниңдәк шарап, үзүм, әнҗир вә һәр хил жүкләрни ешәкләргә артип, тошуп жүргәнлигини көрдүм; улар буларни Йерусалимға шабат күнидә елип кирди; уларниң мошу аш-түлүкләрни сетип жүргән күни мән уларни гувалиқ берип агаһландуруп қойдум.
16 Йәнә Йәһудийәдә туруватқан бәзи Турлуқлар белиқ вә һәр хил мал-таварларни тошуп келип шабат күни Йәһудийәликләргә сатидикән, йәнә келип буларни Йерусалимда сатидикән! «Йәһудийәдә туруватқан..» — яки «Йерусалимда туруватқан..». Ибраний тилида «шу йәрдә туруватқан..». 17 Шу сәвәптин мән Йәһудийә әмирлири билән соқушуп, уларни әйипләп: — Силәрниң шабат күнини булғап, рәзил иш қилғиниңлар немиси? Мис. 20:8; Лав. 19:30 18 Илгири ата-боваңлар охшаш ишни қилған әмәсму, шуниң билән Худайимиз бизниң бешимизға вә бу шәһәргә һазирқи бу балаю-апәтни яғдурған әмәсму? Әнди силәр шабат күнини булғап, Исраилниң бешиға Худаниң ғәзивини техиму яғдуридиған болдуңлар, дедим.
19 Шуңа, шундақ болдики, шабат күнидин илгири, гугум сайиси Йерусалим қовуқлириға чүшкән вақтида, мән шәһәр қовуқлирини етишни буйрудум вә шуниңдәк шабат күни өтүп кәткичә қовуқларни ачмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрдум. Мән йәнә һеч қандақ жүкниң тошулуп қовуқлардин киргүзүлмәслиги үчүн хизмәткарлиримниң бәзилирини шәһәр қовуқлириға күзәтчи қилип турғузуп қойдум. «шабат күнидин илгири» — оқурмәнләрниң есидә барки, оттура шәриқтә йеңи күн кәчтә, күн петиши билән башлиниду (мәсилән, «Яр.» 1:5ни көрүң). 20 Шундақ болсиму содигәрләр вә һәр хил мал-тавар сатидиғанлар бир-икки қетим Йерусалимниң сиртида түниди. 21 Мән уларни агаһландуруп: — Силәр немишкә сепилниң алдида түнәйсиләр? Йәнә шундақ қилидиған болсаңлар, мән үстүңларға қол салимән, девидим, улар шуниңдин башлап шабат күнидә кәлмиди. «мән үстүңларға қол салимән» — ибраний тилида «үстүңларға бир қол әвәтимән» — Бу ибраний тилида (йеник бир ипадә болғачқа) жумурлуқ гәп еди. 22 Андин шабат күниниң муқәддәслигини сақлаш үчүн, мән Лавийларға: — Өзүңларни паклаңлар; андин келип сепил дәрвазилирини беқиңлар, дедим.
— «И Худайим, мошу иш йүзисидинму мени яд әйлигәйсән, Өзүңниң зор өзгәрмәс муһәббитиң билән мени айиғайсән!»
 
Ят әлликләр билән никаһлинишниң мәнъи қилиниши
23 Шу күнләрдә мән йәнә Ашдод, Аммон вә Моаб қизлирини хотунлуққа алған бәзи Йәһудаларни байқидим. 24 Уларниң пәрзәнтлириниң йерими Ашдодчә сөзләйдикән (вә яки жуқуриқи әлләрниң бириниң тилида сөзләйдиған) вә Йәһудий тилида шөзләлмәйдикән. 25 Мән уларни соқушуп әйиплидим, уларни қарғидим, бир нәччисини уруп чач-сақаллирини юлдум, Худаниң нами билән қәсәм ичкүзүп: — Силәрниң қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәйсиләр, оғуллириңларғиму, өзүңларғиму улардин қиз алмайсиләр! 26 Исраил падишаси Сулайман мошундақ ишларда гуна садир қилған әмәсму? Нурғун әлләр арисида униңға охшаш һеч қандақ падиша йоқ еди; у өз Худаси тәрипидин сөйүлгән, Худа уни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тиклигән болсиму, лекин һәтта униму ят әллик аяллар аздуруп гунаға патқузған. 1Пад. 11:4; 1Пад. 3:13; 2Тар. 1:12 27 Әнди силәрниң гепиңларға кирип бундақ чоң рәзиллик қилип, ят әллик қизларни елип Худайимизға вапасизлиқ қилимизму? — дедим.
28 Баш каһин Әлияшибниң нәвриси, Йояданиң оғуллиридин бири Һоронлуқ Санбаллатниң күйоғли еди; мән уни йенимдин қоғливәттим.
29 — «И Худайим, Сән уларни ядиңда тутқайсән, чүнки улар каһинлиққа дағ тәккүгүчиләр, каһинлиқ һәм Лавийларға тәвә әһдиниму булғиғучилардур!».
30 Шуниң билән мән уларни ят әлликләрниң булғашлиридин нери қилип пакландурдум вә каһинлар билән Лавийларниң вәзипилириниму яңливаштин бәлгүләп, һәр кимни өзиниң ишиға егә қилдим. 31 Мән йәнә өз вақтида отун-яғач елип келиниши вә дәсләпки һосулни йәткүзүп турушқиму адәм орунлаштурдум.
 
«Аһ Худайим, мени ядиңда тутуп, маңа шапаәт көрсәткәйсән!».

13:1 Қан. 23:2, 4, 5

13:2 «Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән» — «Қан.» 23:5ни көрүң. «Рут»дики «қошумчә сөз»имиздә шу иш тоғрилиқ тохтилимиз.

13:2 Чөл. 22:5; Йә. 24:9

13:4 «каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп...» — яки «каһин Әлияшиб Тобия билән қоюқ мунасивәттә болуп...».

13:11 «Лавийларни жиғип» — ибраний тилида «уларни жиғип».

13:14 «униңға аит хизмәтләр» — яки «униң (йәни, ибадәтханиниң) хизмәтчилири».

13:16 «Йәһудийәдә туруватқан..» — яки «Йерусалимда туруватқан..». Ибраний тилида «шу йәрдә туруватқан..».

13:17 Мис. 20:8; Лав. 19:30

13:19 «шабат күнидин илгири» — оқурмәнләрниң есидә барки, оттура шәриқтә йеңи күн кәчтә, күн петиши билән башлиниду (мәсилән, «Яр.» 1:5ни көрүң).

13:21 «мән үстүңларға қол салимән» — ибраний тилида «үстүңларға бир қол әвәтимән» — Бу ибраний тилида (йеник бир ипадә болғачқа) жумурлуқ гәп еди.

13:26 1Пад. 11:4; 1Пад. 3:13; 2Тар. 1:12