Әстәр
1
Падиша Аһашверошниң вәзир-вузраларға катта зияпәт бериши
Аһашверош (Һиндистандин Һәбәшистанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған Аһашверош)ниң тәхттики күнлиридә шундақ бир вақиә болди: —«Аһашверош» — Парс императори болған мошу «Аһашверош» «Ксәрксис И»ниң өзи шу (миладийәдин илгири 486-464-жиллар). Испат барки, «Аһашверош» (парс тилида «Аһашверош», грек тилида «Ксәрксис» дейилиду) дегән сөз кишиниң исми болмастин, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. «Һәбәшстан» — һазирқи Ефиопийә.
Шу күнләрдә, у падиша Аһашверош Шушан қәлъәсидики шаһанә тәхтидә олтарғинида, «Шушан» — гаһи вақитларда «Суза» дәп атилиду. у сәлтәнәт сүрүп үчинчи жили барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға зияпәт бәрди; Парс вә Медианиң қошуни, шуниңдәк һәр қайси өлкиләрниң есилзадилири вә бәглириниң һәммиси униң һозуриға һазир болди. «Медианиң қошуни» — бәзи алимлар бу сөзни «Медианиң қошун сәрдарлири» дәп чүшиниду. У сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини көп күнләр, йәни бир йүз сәксән күн көргәзмә қилди. «У ... зияпәт бәрди... ...сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини... көргәзмә қилди» — бәзи тарихшунаслар шу катта зияпәтниң мәхсити Парс империйәсиниң Җаван (Гретсийә)гә таҗавуз қилишини планлаш вә тәйярлиқ көрүш үчүн еди, дәп қарайду. Бу күнләр өтүп кәткәндин кейин падиша йәнә Шушан қәлъәсидики барлиқ хәлиққә чоң-кичик демәй, ординиң чарбеғидики һойлида йәттә күн зияпәт бәрди. У йәр ақ вә көк кәндир жиптин тоқулған пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләргә бекитилгән күмүч һалқиларға ақ рәңлик кәндир жип вә сөсүн жуңлуқ шойнилар билән есилған еди; ақ қашташ вә ақ мәрмәр ташлар, сәдәп вә қара мәрмәр ташлар ятқузулған мәйдан үстигә алтун-күмүчтин ясалған диванлар қоюлған еди. «ақ қашташ» — яки «қизил мәрмәр». Ичимликләр алтун җамларда тутуп ичиләтти; җамлар бир-биригә охшимайтти; шаһанә мәй-шараплар падишаниң сәлтәнитигә яриша мол еди. Шарап ичиш қаидиси бойичә, зорлашқа рухсәт қилинмайтти; чүнки падиша ордидики барлиқ ғоҗидарларға, һәр кимниң ичиши өз хаһиши бойичә болсун, дәп бекитип бәргән еди.
Ханиш Ваштиму падиша Аһашверошниң ордисида аяллар үчүн зияпәт бәрди.
 
Ханиш Ваштиниң ярлиққа қаршилиқ көрситиши
10 Йәттинчи күни Аһашверош падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, алдида хизмитидә турған Мәһуман, Бизта, Һарбона, Бигта, Абагта, Зетар, Каркас дегән йәттә һәрәмъағисини «йәттә һәрәмъағиси» — һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға мәсъул болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилмайтти вә пәрзәнтму қалдуралмайтти. 11 ханиш Ваштиниң пухралар вә әмирләрниң алдида гөзәллигини көрсәтсун дәп, уни ханишлиқ таҗини кийип келишкә чарқирғили әвәтти; чүнки у толиму чирайлиқ еди. 12 Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у келишни рәт қилди; шуниң билән падиша интайин ғәзәплинип, униң қәһри өрлиди.
 
Ваштиниң ханишлиқтин қалдурулуши
13 Шу вақитларда падишаниң ишлири тоғрилиқ қанун-әһкамларни пишшиқ билгәнләрдин мәслиһәт сораш адити бар еди; шуңа падиша вәзийәтни пишшиқ чүшинидиған данишмәнләрдин сориди 14 (у чағда данишмәнләрдин униң йенида Каршина, Шетар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсена, Мәмукан қатарлиқ йәттә Парс билән Медианиң әмирлири бар еди; улар дайим падиша билән көрүшүп туратти, падишалиқта улар алдинқи қатарда туратти). «дайим падиша билән көрүшүп туратти» — ибраний тилида «дайим падишаниң йүзини көрүп туратти». 15 Падиша улардин: — Ханиш Вашти мәнки падиша Аһашверошниң һәрәмъағилар арқилиқ йәткүзгән әмрим бойичә иш қилмиғини үчүн уни қанун бойичә қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.
16 Мәмукан падиша вә әмирләрниң алдида җавап берип: — Ханиш Вашти алийлириниң зитиға тегипла қалмай, бәлки падишасимиз Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики барлиқ әмирләр вә барлиқ пухраларниңму зитиға тәгди. 17 Чүнки ханишниң шу қилғини барлиқ аялларниң қулиқиға йәтсә, улар «Падиша Аһашверош: «Ханиши Ваштини йенимға елип келиңлар» дәп әмир қилса, у кәлмәпту!» дәп өз әрлирини мәнситмәйдиған қилип қойиду. 18 Парс вә Медиадики мәликә-ханимлар ханишниң бу ишини аңлап, бүгүнла падишаниң барлиқ бәг-әмирлиригә шуниңға охшаш дәйдиған болиду, шуниң билән мәнситмәслик вә хапилиқ үзүлмәйду. «...хапилиқ үзүлмәйду» — ибраний тилида «....хапалиқ купайә болиду» яки «...хапалиқ йетәрлик болиду!». 19 Падишасимға мувапиқ көрүнсә, алийлиридин мундақ бир ярлиқ чүшүрүлсун, шуниңдәк у Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки, Вашти иккинчи падиша Аһашверошниң һозуриға кәлмигәй; униң ханишлиқ мәртивиси униңдин яхши бирисигә берилгәй. «Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки...» — оқурмәнләргә аянки, Парс-Медиа империйәсиниң барлиқ қанунлири чиқирилғандин кейин қәтъий өзгәртишкә, бекар қилишқа болмайду, дәп бекитилгән. 20 Алийлириниң җакалиған ярлиғи пүтүн сәлтәнитигә йетип аңланған һаман (униң сәлтәнитиниң зимини бепаян болсиму), аялларниң һәр бири өз еригә, мәйли чоң болсун кичик болсун уларға һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
21 Мәмуканниң бу гепи падиша билән әмирлирини хуш қилди; падиша униң гепи бойичә иш көрди. 22 У падишаниң барлиқ өлкилиригә, һәр бир өлгигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләткә өз тили билән хәтләрни әвәтип: «Һәр бир әр киши өз аилиси ичидә ғоҗайин болсун, шундақла өз ана тили билән сөзлисун» дегән әмирни чүшүрди. «өз ана тили билән сөзлисун» — бу сөзниң мәхсити бәлким әр кишиниң өз өйидә қайси тилниң ишлитилишигә һоқуқи бар дәп тәкитләш үчүн болса керәк.
 
 

1:1 «Аһашверош» — Парс императори болған мошу «Аһашверош» «Ксәрксис И»ниң өзи шу (миладийәдин илгири 486-464-жиллар). Испат барки, «Аһашверош» (парс тилида «Аһашверош», грек тилида «Ксәрксис» дейилиду) дегән сөз кишиниң исми болмастин, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. «Һәбәшстан» — һазирқи Ефиопийә.

1:2 «Шушан» — гаһи вақитларда «Суза» дәп атилиду.

1:3 «Медианиң қошуни» — бәзи алимлар бу сөзни «Медианиң қошун сәрдарлири» дәп чүшиниду.

1:4 «У ... зияпәт бәрди... ...сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини... көргәзмә қилди» — бәзи тарихшунаслар шу катта зияпәтниң мәхсити Парс империйәсиниң Җаван (Гретсийә)гә таҗавуз қилишини планлаш вә тәйярлиқ көрүш үчүн еди, дәп қарайду.

1:6 «ақ қашташ» — яки «қизил мәрмәр».

1:10 «йәттә һәрәмъағиси» — һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға мәсъул болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилмайтти вә пәрзәнтму қалдуралмайтти.

1:14 «дайим падиша билән көрүшүп туратти» — ибраний тилида «дайим падишаниң йүзини көрүп туратти».

1:18 «...хапилиқ үзүлмәйду» — ибраний тилида «....хапалиқ купайә болиду» яки «...хапалиқ йетәрлик болиду!».

1:19 «Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки...» — оқурмәнләргә аянки, Парс-Медиа империйәсиниң барлиқ қанунлири чиқирилғандин кейин қәтъий өзгәртишкә, бекар қилишқа болмайду, дәп бекитилгән.

1:22 «өз ана тили билән сөзлисун» — бу сөзниң мәхсити бәлким әр кишиниң өз өйидә қайси тилниң ишлитилишигә һоқуқи бар дәп тәкитләш үчүн болса керәк.