24
Худаниң Мусаниң вастиси билән Исраил хәлқи билән муқәддәс әһдини түзүши
У Мусаға йәнә: — «Сән берип, өзүң билән биллә Һарун, Надаб, Абиһуни вә Исраилларниң ақсақаллири арисидин йәтмиш адәмни елип, Пәрвәрдигарниң һозуриға чиқип, жирақта туруп сәҗдә қилиңлар. Пәқәт Мусала Пәрвәрдигарниң алдиға йеқин кәлсун; башқилар йеқин кәлмисун, хәлиқ униң билән биллә үстигә чиқмисун, — деди.
 
Муса келип Пәрвәрдигарниң барлиқ сөзлири билән һөкүмлирини халайиққа дәп бәрди; пүткүл халайиқ бир авазда: — Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзлириниң һәммисигә әмәл қилимиз! — дәп җавап беришти.Мис. 19:8; 24:7; Қан. 5:27
Андин Муса Пәрвәрдигарниң һәммә сөзини хатириливелип, әтиси сәһәр қопуп тағниң түвидә бир қурбангаһни ясап, шу йәрдә Исраилниң он икки қәбилисиниң сани бойичә он икки таш түврүкни тиклиди. Йәнә Исраилларниң бир нәччә жигитлирини әвәтти, улар берип Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқлар сунди, енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә бир нәччә топақниму союп сунди. Андин Муса қанниң йеримини қачиларға қачилиди, йәнә йеримини қурбангаһ үстигә чачти. Андин у әһдинамини қолиға елип, хәлиққә оқуп бәрди. Улар җававән: — Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисигә қулақ селип, итаәт қилимиз! — дейишти.«хәлиққә оқуп бәрди» — ибраний тилида «хәлиқниң қулақлириға оқуп бәрди».
Шуниң билән Муса қачилардики қанни елип, хәлиққә сепип: — Мана, бу Пәрвәрдигар мошу сөзләрниң һәммисигә асасән силәр билән бағлиған әһдиниң қенидур, деди.Ибр. 9:20; 1Пет. 1:2
Андин кейин Муса вә Һарун, Надаб вә Абиһу Исраилларниң ақсақаллиридин йәтмиш адәм билән биллә тағ үстигә чиқишти. 10 Улар шу йәрдә Исраилниң Худасини көрди; униң айиғиниң астида худди көк яқуттин ясалған нәпис паяндаздәк, асман гүмбизидәк сүпсүзүк бир җисим бар еди. «улар шу йәрдә Исраилниң Худасини көрди» — йәни, Худаниң Өзини аян қилғанлиғини көрди.  Вәһ. 4:6 11 Лекин у Исраилларниң мөтивәрлиригә қол тәккүзмиди; улар Худани көрүп турди һәмдә йәп-ичишти.
 
Мусаниң йәнә Синай теғиға чиқиши
12 Пәрвәрдигар Мусаға: — Тағ үстигә, қешимға чиқип шу йәрдә турғин. Саңа уларға үгитишкә таш тахтайларни, йәни Мән йезип қойған қанун-әмирни беримән, деди.
13 Шуниң билән Муса қопуп, Ярдәмчиси Йәшуани елип маңди. Муса Худаниң теғиға чиқти. 14 У авал ақсақалларға: Биз йенип кәлгичә мошу йәрдә бизни сақлап туруңлар. Мана, Һарун билән хур силәрниң йениңларда қалиду; әгәр бирисиниң иш-дәваси чиқса, уларниң алдиға барсун, — деди.
15 Шуниң билән Муса тағниң үстигә чиқти вә тағни булут қаплиди. 16 Пәрвәрдигарниң җуласи Синай теғиниң үстидә тохтиди; булут уни алтә күнгичә қаплап турди; йәттинчи күни, Пәрвәрдигар булут ичидин Мусани чақирди; 17 Пәрвәрдигарниң җуласиниң қияпити Исраилларниң көз алдида тағниң чоққисида һәммини жутқучи оттәк көрүнди. Ибр. 12:29 18 Муса булутниң ичигә кирип, тағниң үстигә чиқип кәтти. Муса қириқ кечә-күндүз тағда турди.
 
 

24:3 Мис. 19:8; 24:7; Қан. 5:27

24:7 «хәлиққә оқуп бәрди» — ибраний тилида «хәлиқниң қулақлириға оқуп бәрди».

24:8 Ибр. 9:20; 1Пет. 1:2

24:10 «улар шу йәрдә Исраилниң Худасини көрди» — йәни, Худаниң Өзини аян қилғанлиғини көрди.

24:10 Вәһ. 4:6

24:17 Ибр. 12:29