28
Каһинларниң муқәддәс кийимлири
Сән Исраилларниң ичидин акаң Һарун вә униң оғуллирини өз қешиңға кәлтүргин; уларни, йәни Һарун вә оғуллири Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамарларниң Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн йениңға кәлтүргин. Ибр. 5:4 Акаң Һарунға һәм шәрәп һәм гөзәллик үчүн муқәддәс кийимләрни тәйярлиғин. Һарунниң Маңа муқәддәс қилинип, Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, Мән әқил-парасәтниң роһи билән қәлблирини толдурған чевәр кишиләрниң һәр биригә сөз қилип, уларни алаһидә кийимләрни тикишкә буйруғин. Улар тикидиған кийимләр мунулардин ибарәт: — бир қошен, бир әфод, бир тон, кәштиләнгән бир халта көйнәк, бир сәллә вә бир бәлвағ. Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, улар акаң Һарунға вә оғуллириға муқәддәс кийимләрни тиксун.«Әфод» вә «қошен» — булар вә қатарлиқлар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни вә мунасивәтлик схемиларни көрүң. «Әфод» җилиткигә охшайдиған бир хил кийим, «қошен» каһинниң мәйдисигә тақилидиған мәйдә янчуқ болуп, үстигә он икки қәбилигә вәкиллик қилидиған он икки қиммәтлик таш бекитилгән.
 
Әфодниң лайиһилиниши
Униңға алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхт ишлитилсун; әфодни улар алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрни тәйярлап, чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ишләтсун. Мис. 39:2 Әфодниң икки бешини бир-биргә туташтуруш үчүн икки долисида мүрилик тасма болсун. «...икки долисида мүрилик тасма болсун» — мунасивәтлик схемини көрүң. Әфодниң үстидин бағлайдиған, кәштиләнгән бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинсун вә униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалсун. «Әфодниң бәлвеғи» — 5-айәттә тилға елинған бәлвағ әмәс. «Лав.» 8:7ни көрүң. Икки ақ һеқиқни тепип, уларниң үстигә Исраилниң оғуллириниң намлирини ойдурғин; 10 уларниң намлириниң алтиси бир яқутқа оюлсун, қалған алтиси болса йәнә бир яқутқа оюлсун, һәммиси туғулуш тәртиви бойичә пүтүлсун. 11 Худди яқут нәқишчилири ишлигәндәк, мөһүр оюлғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини икки яқутқа ойдурғин; улар алтундин ясалған көзлүккә бекитилсун. 12 Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға қадиғузғин; шундақ болғанда, Һарун Пәрвәрдигарниң алдида уларниң намлирини әсләтмә сүпитидә мүрилиридә көтирип жүриду.
13-14 Буниңдин башқа, сән алтундин йәнә икки көзлүк вә сап алтундин шойнидәк ешип етилгән икки зәнҗир ясатқин; андин ешилмә зәнҗирләр көзлүкләргә бекитилсун.«йәнә икки көзлүк» — мошу икки көзлүк әфодниң икки мүрисигә бекитилгән, 9-12-айәтләрдә тилға елинған икки ақ һеқиқ орунлаштурулған көзлүкләрдур.
 
Қошенниң ясилиши
15 «Һөкүм қошени»ни чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ясатқин; уни һәм әфодни ишлигән усулда ясиған, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясиғин. «Һөкүм қошени» — ичидики «урим вә туммим» дегән ташлар арқилиқ Худаниң мәлум иш тоғрисидики ирадисини яки һөкүмини сораш үчүн ишлитилгән (30-айәтни көрүң).  Мис. 39:8 16 У икки қат, төрт часа қилинсун; узунлуғи бир ғерич, кәңлигиму бир ғерич болсун. «У икки қат, төрт часа қилинсун» — демәк, янчуқ шәклидә. 17 Униң үстигә төрт қатар қилип гөһәрләрни орнатқин: — биринчи қатарға қизил яқут, сериқ гөһәр вә зумрәт орнитилсун; 18 иккинчи қатарға көк қаштеши, көк яқут вә алмас орнитилсун; 19 үчинчи қатарға сөсүн яқут, пироза вә сөсүн квартс орнитилсун; 20 төртинчи қатарға берил яқут, ақ һеқиқ вә анарташ орнитилсун; буларниң һәммиси алтун көзлүк ичигә орнитилсун. 21 Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлсун.
22 Қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин икки ешилмә зәнҗир ясиғин. 23 Қошенға алтундин икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң жуқуриқи икки бүҗигигә бекиткин; «қошенниң жуқуриқи икки бүҗигигә» — ибраний тилида «қошенниң икки бешиға». 24 андин алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң жуқуриқи икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп, 25 ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, көзлүкләрни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатқин. 26 Буниңдин башқа сән алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң асти тәрипидики икки бүҗигигә бекиткин; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалсун. «қошенниң асти тәрипидики икки бүҗигигә» — ибраний тилида «қошенниңИкки бешиға». 27 Мундин башқа сән алтундин йәнә икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, йәни әфодқа улинидиған җайға йеқин қилип, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекиткин. 28 Қошенниң әфодниң кәшитиләнгән бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн қошенниң һалқисини көк шойна билән әфодниң һалқисиға четип қойғин.
29 Шундақ қилғанда, Һарун муқәддәс җайға киргәндә, һөкүм қошенини тақиғачқа, Исраилниң оғуллириниң намлирини әсләтмә сүпитидә жүригиниң үстидә Пәрвәрдигарниң алдида дайим көтирип жүргән болиду. «қошен» — қошен вә униң мунасивәтлик тәпсилатлирини көрүш үчүн мунасивәтлик схемини көрүң. 30 Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға киргәндә, урим билән туммим униң жүриги үстидә болуши үчүн, буларни һөкүм қошениниң ичигә алғин; мошундақ қилғанда, Һарун Исраилларға бағлиқ һөкүмләрни һемишә Пәрвәрдигарниң һозурида өз жүриги үстидә көтирип жүргән болиду.«урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. Һәмдә улардин һәр хил җавап чиқатти; мәсилән, «шундақ», «яқ» дегәндәк. Бәзи әһвалларда һеч қандақ җавап бәрмәслигиму мүмкин (мәсилән, «Һак.» 20:23, «1Сам.» 14:37, 23:2-4, 28:6, «2Сам.» 2:1 қатарлиқларни көрүң). «Урим»ниң мәнаси «нурлар», «Туммим»ниң мәнаси «мукәммәллик» яки «мукәммәл ишлар» дегәнлик; лекин уларниң тәпсилатлири һазир бизгә намәлум.
 
Баш каһин кийидиған башқа кийимләр; баш каһинниң оғуллириниң кийимлири
31 Әфодниң ичидики тонни пүтүнләй көк рәңлик қилғин. «Әфодниң ичидики тон» — тон әфодниң ичигә кийилиду (мунасивәтлик схемини көрүң).  Мис. 39:22 32 Тонниң башқа кийилидиған төшүги дәл оттурисида болсун; униң житилип кәтмәслиги үчүн худди бапкар тоқуғандәк, савутниң яқисиға охшаш чөрисигә пәваз чиқирилсун. «савут» — җәңчиниң алаһидә кийими. 33-34 Униң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп асқин һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, чөрисидики анарларниң арилиғиға бирдин есип қойғин; тонниң етигиниң пүткүл чөрисигә бир алтун қоңғурақ, бир анар, йәнә бир алтун қоңғурақ, бир анар... бекитилсун. «анарлар» — мошу «анарлар» марҗандәк чоңлуқта тоқулған болуши керәк. 35 Һарун хизмәт қилған вақтида шу тонни кийсун; буниң билән Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға барғанда, йәни муқәддәс җайға, Пәрвәрдигарниң алдиға кирип-чиққанда униң авази аңлинип туриду-дә, у өлүмдин аман қалиду.«Һарун ... Пәрвәрдигарниң алдиға кирип-чиққанда қоңғурақларниң авази аңлинип туриду-дә, у өлүмдин аман қалиду» — қоңғурақларниң авазлири Худаға баш каһинниң Исраилға вәкиллик қилидиғанлиғини әслитиду.
 
36 Андин кейин сән сап алтундин нәпис бир отуғатни ясап, униң үстигә мөһүргә нәқишләнгәндәк: «Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинди» дәп ойғин; «отуғат» — баш кийимигә тақилидиған кичик тахта яки мәнсәп бәлгүсидин ибарәт.  Мис. 39:30 37 уни көк рәңлик жип билән сәллисигә чиккин; у сәллиниң алди тәрипигә тақалсун; 38 у Һарунниң пешанисидә турсун. Буниң билән Һарун Исраилларниң муқәддәс қилип кәлтүргән барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә чаплашқан гуналарни өз үстигә елип көтириду; һәдийәләрниң Пәрвәрдигарниң алдида қобул қилиниши үчүн отуғат һемишә униң пешанисигә тақақлиқ турсун.«Исраилларниң муқәддәс қилип кәлтүргән барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә чаплашқан гуналар» — буниң мәнаси: (1) Исраилларниң мошу һәдийә-қурбанлиқларни кәлтүрүштин мәхсити (Худаниң сөзигә асасән) гунайини йепиштин ибарәттур, шуңа һәдийәләр гуна билән мунасивәтлкитур; (2) Исраиллар һәдийә-қурбанлиқлирини кәлтүргинидә кәлтүрүш усулида диққәтсизликтин һәдийәләр гунаға четилип қелиши мүмкин яки һәдийә кәлтүргүчиниң нийәтлиригә мәлум яман ғәрәз четилишлиқ болуши мүмкин. Биз иккинчи чүшәнчигә майил.
39 Буниңдин башқа ақ канап рәхттин бир көйнәк тоқуғин, шуниңдәк канап рәхттин тоқулған бир сәллә тәйярлиғин; кәштиләнгән бир бәлвағ ясиғин.«канап рәхттин бир көйнәк тоқуғин» — яки «канап рәхттин аличипар бир халта көйнәк тиккин». «кәштиләнгән бир бәлвағ ясиғин» — бу бәлвағ әфодниңки әмәс. «Лав.» 8:7ни көрүң.  


Баш каһинниң муқәддәс кийимлир
40 Һарунниң оғуллириға халта көйнәкләрни тиккин; уларғиму бәлвағларни тәйярла, уларға егиз бөкләрниму тиккин; булар уларға һәм шәрәп һәм гөзәллик болсун. 41 Буларниң һәммисини сән акаң Һарун вә униң оғуллириға кийдүргин; андин уларниң Мениң алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн уларни мәсиһләп, Маңа муқәддәс қилип айриғин.«Мениң алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуш» — бу айәттики «алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуш» ибраний тилида «қолға тутқузуш» яки «қолға бериш» дегән сөз билән ипадилиниду. Каһинлиқ вәзиписи асасән Худаниң қурбанлиқлирини өз қолиға елиш билән башлинатти; шуңа улар қолиға һеч қандақ башқа ишларни елишиға болмайтти.
42 Уларниң әврәтлириниң йепиқ туруши үчүн уларға канап рәхттин тамбал әттүргин; у белидин янпишиғичә йепип турсун. 43 Һарун вә оғуллири җамаәт чедириға киргәндә яки муқәддәс җайда хизмәттә болуш үчүн қурбангаһқа йеқинлашқанда, улар гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн тамбални кийивалсун. Бу униңға вә униңдин кейинки нәсиллири үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болсун.«җамаәт чедириға киргәндә» — мошу йәрдә чедирниң һойлисиға киришни көрситиду.
 
 

28:1 Ибр. 5:4

28:4 «Әфод» вә «қошен» — булар вә қатарлиқлар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни вә мунасивәтлик схемиларни көрүң. «Әфод» җилиткигә охшайдиған бир хил кийим, «қошен» каһинниң мәйдисигә тақилидиған мәйдә янчуқ болуп, үстигә он икки қәбилигә вәкиллик қилидиған он икки қиммәтлик таш бекитилгән.

28:6 Мис. 39:2

28:7 «...икки долисида мүрилик тасма болсун» — мунасивәтлик схемини көрүң.

28:8 «Әфодниң бәлвеғи» — 5-айәттә тилға елинған бәлвағ әмәс. «Лав.» 8:7ни көрүң.

28:13-14 «йәнә икки көзлүк» — мошу икки көзлүк әфодниң икки мүрисигә бекитилгән, 9-12-айәтләрдә тилға елинған икки ақ һеқиқ орунлаштурулған көзлүкләрдур.

28:15 «Һөкүм қошени» — ичидики «урим вә туммим» дегән ташлар арқилиқ Худаниң мәлум иш тоғрисидики ирадисини яки һөкүмини сораш үчүн ишлитилгән (30-айәтни көрүң).

28:15 Мис. 39:8

28:16 «У икки қат, төрт часа қилинсун» — демәк, янчуқ шәклидә.

28:23 «қошенниң жуқуриқи икки бүҗигигә» — ибраний тилида «қошенниң икки бешиға».

28:26 «қошенниң асти тәрипидики икки бүҗигигә» — ибраний тилида «қошенниңИкки бешиға».

28:29 «қошен» — қошен вә униң мунасивәтлик тәпсилатлирини көрүш үчүн мунасивәтлик схемини көрүң.

28:30 «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. Һәмдә улардин һәр хил җавап чиқатти; мәсилән, «шундақ», «яқ» дегәндәк. Бәзи әһвалларда һеч қандақ җавап бәрмәслигиму мүмкин (мәсилән, «Һак.» 20:23, «1Сам.» 14:37, 23:2-4, 28:6, «2Сам.» 2:1 қатарлиқларни көрүң). «Урим»ниң мәнаси «нурлар», «Туммим»ниң мәнаси «мукәммәллик» яки «мукәммәл ишлар» дегәнлик; лекин уларниң тәпсилатлири һазир бизгә намәлум.

28:31 «Әфодниң ичидики тон» — тон әфодниң ичигә кийилиду (мунасивәтлик схемини көрүң).

28:31 Мис. 39:22

28:32 «савут» — җәңчиниң алаһидә кийими.

28:33-34 «анарлар» — мошу «анарлар» марҗандәк чоңлуқта тоқулған болуши керәк.

28:35 «Һарун ... Пәрвәрдигарниң алдиға кирип-чиққанда қоңғурақларниң авази аңлинип туриду-дә, у өлүмдин аман қалиду» — қоңғурақларниң авазлири Худаға баш каһинниң Исраилға вәкиллик қилидиғанлиғини әслитиду.

28:36 «отуғат» — баш кийимигә тақилидиған кичик тахта яки мәнсәп бәлгүсидин ибарәт.

28:36 Мис. 39:30

28:38 «Исраилларниң муқәддәс қилип кәлтүргән барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә чаплашқан гуналар» — буниң мәнаси: (1) Исраилларниң мошу һәдийә-қурбанлиқларни кәлтүрүштин мәхсити (Худаниң сөзигә асасән) гунайини йепиштин ибарәттур, шуңа һәдийәләр гуна билән мунасивәтлкитур; (2) Исраиллар һәдийә-қурбанлиқлирини кәлтүргинидә кәлтүрүш усулида диққәтсизликтин һәдийәләр гунаға четилип қелиши мүмкин яки һәдийә кәлтүргүчиниң нийәтлиригә мәлум яман ғәрәз четилишлиқ болуши мүмкин. Биз иккинчи чүшәнчигә майил.

28:39 «канап рәхттин бир көйнәк тоқуғин» — яки «канап рәхттин аличипар бир халта көйнәк тиккин». «кәштиләнгән бир бәлвағ ясиғин» — бу бәлвағ әфодниңки әмәс. «Лав.» 8:7ни көрүң.

28:41 «Мениң алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуш» — бу айәттики «алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуш» ибраний тилида «қолға тутқузуш» яки «қолға бериш» дегән сөз билән ипадилиниду. Каһинлиқ вәзиписи асасән Худаниң қурбанлиқлирини өз қолиға елиш билән башлинатти; шуңа улар қолиға һеч қандақ башқа ишларни елишиға болмайтти.

28:43 «җамаәт чедириға киргәндә» — мошу йәрдә чедирниң һойлисиға киришни көрситиду.