39
Каһинларниң муқәддәс кийимлириниң тикилиши
Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк көк, сөсүн вә қизил жиплар ишлитилип, муқәддәс чедирниң хизмитидә кийилидиған каһинлиқ кийимләр, шундақла Һарунниң муқәддәс кийимлири тәйяр қилинди.Мис. 31:10; 35:19  


Баш каһинниң муқәддәс кийимлир
Бәзаләл алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрдин әфодни ясап тәйярлиди. Мис. 28:6 Улар алтунни соқуп непиз қилип, уни кесип жип қилди, андин буларни маһирлиқ билән көк жиплар, сөсүн жиплар вә қизил жиплардин ақ канап рәхткә лаһайиләнгән нусхилар үстигә тоқуди. «Улар алтунни соқуп непиз қилип, уни кесип жип қилди, ... көк, сөсүн, қизил жиплардин ақ канап рәхткә лаһайиләнгән нусхилар үстигә тоқуди» — әйни ибраний текстни чүшиниш бир қәдәр тәс. Униң бир нәччә хил тәрҗимиси учриши мүмкин.  Мис. 28:6
Улар әфодниң алди вә кәйни қисмини бир-биргә туташтуруп туридиған икки мүрилик тасма ясиди; әфодниң икки тәрипи бир-биригә туташтурулди. Әфодниң үстигә бағлайдиған бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинған болуп, униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалди; һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди. Мис. 28:8 Улар икки ақ һеқиқни икки алтун көзлүккә орнитип, уларниң үстигә худди мөһүр ойғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини оюп ясиди. Мис. 28:9,10,11 Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға бекитип қойди.«... икки яқутни Әфодниң икки мүрилик тасмисиға бекитип қойди» — әфод тоғрилиқ мунасивәтлик сехмини көрүң.  Мис. 28:12
 
Һөкүм қошенини ясаш
У қошенни чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ясиди; уни әфодни ишлигән усулда алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясиди. Улар қошенни икки қат, төрт часа қилип ясиди; икки қат қилинғанда узунлуғи бир ғерич, кәңлигиму бир ғерич келәтти. Мис. 28:16 10 Униң үстигә төрт қатар қилип гөһәрләрни орнатти: — бир қатардикиси қизил яқут, сериқ гөһәр вә зумрәтләр еди; бу биринчи қатар еди. Мис. 28:17 11 Иккинчи қатарға көк қаштеши, көк яқут вә алмас, Мис. 28:18 12 үчинчи қатарға сөсүн яқут, пироза вә сөсүн квартс, 13 төртинчи қатарға берил яқут, ақ һеқиқ вә анарташ орнитилди; буларниң һәммиси алтун көзлүккә бекитилди. 14 Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлди.
15 Улар қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин икки ешилмә зәнҗир ясиди; 16 улар қошенға алтундин икки көзлүк вә икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң жуқуриқи икки бүҗигигә бекитти; «икки бүҗигигә» — ибраний тилида «икки бешиға». 17 андин шу алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң жуқуриқи икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп, 18 ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, көзлүкләрни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатти. 19 Буниңдин башқа улар алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң асти тәрипидики икки бүҗигигә бекитти; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалди. «икки бүҗигигә» — ибраний тилида «икки бешиға». 20 Мундин башқа улар алтундин йәнә икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, әфодқа улинидиған җайға йеқин, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекитти. 21 Улар қошенниң әфодниң бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн көк шойна билән қошенниң һалқисини әфодниң һалқисиға четип қойди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
 
Каһинлар кийидиған башқа кийимләрниң тикилиши
22 Бәзаләл әфодниң ичидики тонни пүтүнләй көк рәңлик қилди. 23 Тонниң башқа кийилидиған төшүги дәл оттурисида, худди савутниң яқисидәк ишләнгән еди; житилип кәтмәслиги үчүн униң чөрисигә пәваз ишләнди. «савут» — җәңчиниң алаһидә кийими. 24 Улар тонниң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп есип қойди. 25 Улар һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, қоңғурақларни тонниң етигиниң чөрисигә, анарларниң арилиғиға бирдин есип қойди; һәр икки анарниң оттурисиға бир қоңғурақ есип қоюлди. 26 Қаһинлиқ хизмитигә аит қоңғурақлар тонниң етигиниң чөрисигә бекитилди; бир алтун қоңғурақ, бир анар, бир алтун қоңғурақ, бир анар қилип бекитилди; һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
27 Улар Һарун билән униң оғуллириға непиз тоқулған ақ канап рәхттин халта көйнәкләрни тикти; Мис. 28:39 28 сәллини ақ канап рәхттә ясиди, шундақла чирайлиқ егиз бөкләрни ақ канап рәхттә, тамбалларни непиз тоқулған ақ канап рәхттә тәйярлиди; 29 буниңдин башқа улар бәлвағниму көк, сөсүн вә қизил жип арилаштурулуп кәштиләнгән, непиз тоқулған ақ канап рәхттә тәйярлиди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
30 Улар йәнә нәпис тахтайни, йәни муқәддәс отуғатни сап алтундин ясап, униң үстигә мөһүр ойғандәк: «Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинди» дәп оюп пүтти; Мис. 28:36; 29:6 31 улар отуғатқа көк рәңлик жипни бағлап, униң билән отуғатни сәллигә тақиди, булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.Мис. 28:37
 
Мусаниң ясалған сәрәмҗанларни көздин кәчүрүши
32 Шу тәриқидә җамаәтниң ибадәт чедириниң һәммә қурулуши пүткүзүлди; Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғининиң һәммисини шу бойичә қилди; шу тәриқидә һәммисини пүттүрди. 33 Улар чедирни Мусаниң йениға елип кәлди — чедир йопуқлирини, униң барлиқ әсваплирини, илмәклирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилири билән тәгликлирини, Мис. 35:11 34 шуниңдәк қизил боялған қочқар терисидин ясалған йопуқ билән делфин терисидин ясалған йопуқни, «айрима пәрдә»ни, 35 әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни, 36 ширә вә униң барлиқ әсваплирини, шундақла «тәқдим нанлар»ни, Мис. 31:8 37 сап алтундин ясалған чирақдан билән униң чирақлирини, йәни үстигә тизилған чирақларни, униң барлиқ әсваплири һәм чирақ мейини, 38 алтун хушбуйгаһ, мәсиһләш мейи, дора-дәрмәкләрдин ясалған хушбуйни, чедирниң кириш еғизиниң пәрдисини, «алтун хушбуйгаһ» — ибраний тилида «алтун қурбангаһ». 39 мис қурбангаһ билән униң мис шаласини, униң балдақлири билән һәммә әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини, 40 һойлиниң чөрисидики пәрдиләрни, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдиси билән һойлиниң танилири вә қозуқлирини, муқәддәс чедирниң, йәни җамаәт чедириға аит хизмәткә ишлитилидиған барлиқ әсвапларни, 41 муқәддәс җайға аит хизмәт үчүн тикилгән каһинлиқ кийимини, йәни Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири билән униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини болса, һәммисини елип кәлди.Мис. 31:10
42 Бу ишларниң һәммисини Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға барлиқ буйруғанлири бойичә әнә шундақ ада қилған еди. 43 Муса ишларниң һәммисигә тәпсилий қариди, мана, улар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә бу ишларни пүткүзгән еди; буйрулғандәк, дәл шундақ қилған еди; Муса буларни көрүп, уларға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилди.
 
 

39:1 Мис. 31:10; 35:19

39:2 Мис. 28:6

39:3 «Улар алтунни соқуп непиз қилип, уни кесип жип қилди, ... көк, сөсүн, қизил жиплардин ақ канап рәхткә лаһайиләнгән нусхилар үстигә тоқуди» — әйни ибраний текстни чүшиниш бир қәдәр тәс. Униң бир нәччә хил тәрҗимиси учриши мүмкин.

39:3 Мис. 28:6

39:5 Мис. 28:8

39:6 Мис. 28:9,10,11

39:7 «... икки яқутни Әфодниң икки мүрилик тасмисиға бекитип қойди» — әфод тоғрилиқ мунасивәтлик сехмини көрүң.

39:7 Мис. 28:12

39:9 Мис. 28:16

39:10 Мис. 28:17

39:11 Мис. 28:18

39:16 «икки бүҗигигә» — ибраний тилида «икки бешиға».

39:19 «икки бүҗигигә» — ибраний тилида «икки бешиға».

39:23 «савут» — җәңчиниң алаһидә кийими.

39:27 Мис. 28:39

39:30 Мис. 28:36; 29:6

39:31 Мис. 28:37

39:33 Мис. 35:11

39:36 Мис. 31:8

39:38 «алтун хушбуйгаһ» — ибраний тилида «алтун қурбангаһ».

39:41 Мис. 31:10