27
Қурбангаһ
Сән қурбангаһни акатсийә яғичидин ясиғин. Қурбангаһ төрт часа болсун; узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз қилинсун. Мис. 38:1 Униң төрт бүҗигигә қоюлидиған мүңгүзлирини ясиғин; мүңгүзлири қурбангаһ билән бир гәвдә қилинсун. Қурбангаһни мис билән қаплиғин. Қурбангаһниң яғ вә күлини елишқа дасларни ясиғин; униңға хас болған гүҗәкләрни, кориларни, лахшигирларни вә отданларниму ясиғин; униң барлиқ әсваплирини ясашқа мис ишләткин. Қурбангаһ үчүн мистин бир шала ясиғин; шаланиң төрт бүҗигигә төрт мис һалқа ясап бекитип қойғин. Шалани қурбангаһниң қап белиниң астидики гирвәктин төвәнрәк туридиған қилғин, шундақта шала қурбангаһниң дәл оттурисида болиду. «шала» — барлиқ айәтләрдин қариғанда, шаланиң функсийиси мундақ: (1) қурбангаһниң отханисидики отни көтириш; (2) шалани көтәргәндә қурбангаһму тәң көтирилиш; шала қурбангаһниң асти тәрипигә, йәнә гирвәкниң астиға қоюлғачқа, шалани көтәргәндә гирвәккә терилип қурбангаһму тәң көтириләтти. «Қошумчә сөз»имиз һәм чедирниң схемилирини көрүң (мунасивәтлик схемини көрүң). Қурбангаһқа икки балдақ ясиғин; улар акатсийә яғичидин болсун, уларни мис билән қаплиғин. Қурбангаһни көтәргәндә, балдақлар униң икки йенида болуши үчүн, уларни һалқиларға өткүзүп қойғин. Қурбангаһни тахтайлардин ясиғин, ичи бош болсун; у тағда саңа аян қилинған нусха бойичә һүнәрвәнләр тәйяр қилсун.
 
Ибадәт чедириниң һойлиси
Муқәддәс чедирниң һойлисиниму ясиғин. Һойлиниң җәнубиға, йәни җәнупқа йүзләнгән тәрипигә непиз тоқулған ақ канап рәхттин пәрдиләрни тоқуғин; шу тәрипиниң узунлуғи йүз гәз болсун. Мис. 38:9 10 Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада ясалсун; уларниң тегигә қоюшқа жигирмә мис тәглик ясалсун; хадиларниң илмики билән балдақлар болса күмүчтин ясалсун.«балдақлар» — улар хадиларни өз ара четип туридиған таяқчилар болуп, хадиларни муқимлаштуруш вә пәрдиләрниму көтириш рольини ойнайду (38:17ни көрүң).
«Балдақлар»ниң башқа тәрҗимилири: «һалқилар» яки «чәмбәрләр».
11 Шуниңға охшаш шимал тәрипидиму узунлуғи йүз гәз келидиған пәрдә болсун. Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада ясалсун; уларниң тегигә қоюшқа жигирмә мис тәглик ясалсун; хадиларниң илмики билән балдақлар болса күмүчтин ясалсун.
12 Һойлиниң ғәрип тәрипидә узунлуғи әллик гәз келидиған пәрдә болсун; униң он хадиси вә он тәглиги болсун.
13 Һойлиниң шәриқ тәрипи, йәни күн чиқишқа йүзләнгән тәрипиниң кәңлиги әллик гәз болсун. 14 Бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болсун; униң үч хадиси билән үч тәглиги болсун. 15 Йәнә бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болсун; униң үч хадиси билән үч тәглиги болсун. 16 Һойлиниң кириш еғизиға жигирмә гәз келидиған бир пәрдә қоюлсун; пәрдә непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп, кәштичи тәрипидин кәштиләнсун. Униң төрт хадиси билән төрт тәглиги болсун.
17 Һойлиниң чөрисидики һәммә хадилар күмүчтин ясалған балдақлар билән бир-биригә четилсун; уларниң илмәклири күмүчтин, тәгликлири мистин ясалсун. 18 Һойлиниң узунлуғи йүз гәз, кәңлиги һәр икки тәрипи әллик гәз болсун; непиз тоқулған ақ канап рәхттин ишләнгән пәрдиниң егизлиги бәш гәз қилинсун; хадиларниң тәгликлири мистин ясалсун.
19 Муқәддәс чедирниң иш-хизмитидә ишлитилидиған барлиқ әсвап-сайманлири һәмдә барлиқ миқ-қозуқлири, шундақла һойлиниң барлиқ миқ-қозуқлири мистин болсун.


Ибадәт чедири вә сиртқи һойлиси
 
Йениқ туридиған чирақ һәққидики бәлгүлимә
20 — Чирақниң һемишә йениқ туруши үчүн, чираққа ишлитишкә зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни қешиңға кәлтүрүшкә Исраилларни буйруғин. Лав. 24:2 21 Җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң ташқирида Һарун вә оғуллири һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларниң йениқ турғузуш ишида болсун. Бу иш дәвирдин-дәвиргичә Исраилларға әбәдий бир қанун-бәлгүлимә болсун.«Җамаәт чедири» — бу ибадәт чедириға берилгән башқа бир нам.
 
 

27:1 Мис. 38:1

27:5 «шала» — барлиқ айәтләрдин қариғанда, шаланиң функсийиси мундақ: (1) қурбангаһниң отханисидики отни көтириш; (2) шалани көтәргәндә қурбангаһму тәң көтирилиш; шала қурбангаһниң асти тәрипигә, йәнә гирвәкниң астиға қоюлғачқа, шалани көтәргәндә гирвәккә терилип қурбангаһму тәң көтириләтти. «Қошумчә сөз»имиз һәм чедирниң схемилирини көрүң (мунасивәтлик схемини көрүң).

27:9 Мис. 38:9

27:10 «балдақлар» — улар хадиларни өз ара четип туридиған таяқчилар болуп, хадиларни муқимлаштуруш вә пәрдиләрниму көтириш рольини ойнайду (38:17ни көрүң). «Балдақлар»ниң башқа тәрҗимилири: «һалқилар» яки «чәмбәрләр».

27:20 Лав. 24:2

27:21 «Җамаәт чедири» — бу ибадәт чедириға берилгән башқа бир нам.