26
Ибадәт чедири — йопуқлири
Муқәддәс чедирни он парчә йопуқтин ясатқин; йопуқлар непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнсун; униңға керубларниң сүритини чевәр қолларға нәпис қилип кәштиләп чиқарғузғин. Мис. 36:8 Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә болсун. Йопуқларниң бәши бир-биригә улансун, қалған бәш йопуқму һәм бир-биригә улансун. Сән улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға бир тәрипигә рәңги көк измә қадиғин, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму һәм шундақ қилғин. Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиғин. Измиләр бир-биригә удулмуудул болсун. Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн алтундин әллик илғу ясап, икки чоң парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурғин.
Муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиғин; йопуқтин он бир парчә ясиғин. Мис. 36:14 Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә болсун. Йопуқларниң бәшини улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилип, алтинчи йопуқни икки қат қилип, чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин.«чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин» — яки «чедирниң кәйнигә қайрип қойғин». Мунасивәтлик схемини көрүң.
10 Сән биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин. 11 Сән һәм мистин әллик илғу ясап, чедир бир пүтүн болсун үчүн уларни измиләргә өткүзүп икки чоң парчини улап қойғин. 12 Лекин йопуқниң чедирниң кәйнидин ешип қалған қисми, йәни ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйни тәрипидә саңгилап турсун. 13 Чедир йопуқлириниң чедирниң бойидин артуқ қисми, йәни у тәрипидин бир гәз, бу тәрипидин бир гәз, чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни толуқ япсун.«чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни толуқ япсун» — канап рәхттин (кәндир рәхттин) қилинған ичидики йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз болғачқа, чедирниң икки тәрипигә толуқ йәтмәйтти; йопуқ билән йәрниң арилиғида бир гәз арилиқ қалатти. Өшкә тивитидин қилинған йопуқниң узунлуғи оттуз гәз болғачқа, чедирни толуқ япатти. Чедирниң схемилирини көрүң (вә мунасивәтлик схемини көрүң).
14 Буниңдин башқа, чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япқин, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиғин.
15 Муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклигин. 16 Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз болсун. 17 Һәр бир тахтайниң иккидин туруми болсун, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилсун; чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиғин.
18 Чедирниң тахтайлирини шундақ ясиғин; жигирмисини җәнуп тәрәпкә тиклигин; 19 бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиғин; бир тахтайниң астидики икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәглик ясиғин. 20 Шуниңдәк чедирниң удул тәрипидә, йәни шимал тәрипидә жигирмә тахтай болсун; 21 буларниң қириқ тәглиги күмүчтин болсун; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулсун. 22 Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтай ясап тиклигин. 23 Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтай ясап орнатқин. 24 Бу булуң тахтайлири астидин үстигичә икки қат қилинип тахтайларни өз ара четиштурсун, үсти бир һалқиға бекитилсун. Һәр иккиси шундақ қилинип, икки булуңға тикләнсун. «...тахтайлири ... икки қат қилинип тахтайларни өз ара четиштурсун» — булуң тахтайлириниң қайси шәкилдә екәнлигигә бир немә дейиш тәс. Һеч болмиғанда улар кәйнидики тахтайлар һәм яндики тахтайларни бир-биригә туташтуруш рольини ойниши керәк; бизниңчә булуң тахтайлири йенидики тахтайларға турумлири билән четилиши керәк (17-айәтни көрүң). Бәзи алимларниң пикричә булуң тахтайлири оттурисидин егилип, «үч бүҗәклик сизғуч шәкли»дә (йәни «Л» шәклидә) қилинған болуши мүмкин. Мунасивәтлик схемини көрүң. 25 Арқа тәрәптә сәккиз тахтай болиду, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги болиду; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик болиду.
26 Буниңдин башқа сән акатсийә яғичидин балдақ ясиғин; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, 27 чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларға бәш балдақни ясиғин. 28 Тахтайларниң оттурисидики оттура балдақ бу тәрәптин у тәрәпкә йетидиған болсун.
29 Тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиғин. 30 Чедирни саңа тағда аян қилинған нусха бойичә ясап тиклигин.Мис. 25:9,40; Рос. 7:44; Ибр. 8:5
31 Сән непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; уни чевәр қоллар керубларниң сүритини нәпис қилип чүшүрүп кәштиләп чиқсун. Мис. 36:35 32 Уни акатсийә яғичидин ясалған төрт хадиға есип қойғин. Бу хадилар алтун билән қаплансун, һәр бириниң алтун илмики болсун; хадилар күмүчтин ясалған төрт тәгликкә орнитилсун. 33 Пәрдә чедир йопуғидики илмәкләргә есилип саңгилитип қоюлсун; андин һөкүм-гувалиқ сандуғини шу йәргә кәлтүрүп, пәрдиниң ичигә елип киргин. Шуниң билән пәрдә силәр үчүн муқәддәс җай билән әң муқәддәс җайниң оттурисидики бир айрима пәрдә болсун. 34 Андин сән «кафарәт тәхти»ни әң муқәддәс җайдики һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстигә қойғин.
35 Ширә болса пәрдиниң тешиға орунлаштурулсун; чирақданни ширәниң удулиға, чедирниң җәнуп тәрипигә қойғин; ширәни шимал тәрипигә қойғин.
36 Буниңдин башқа сән чедирниң кириш еғизиға непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; у кәштичи тәрипидин кәштиләнсун. Мис. 36:37 37 Бу пәрдә үчүн акатсийә яғичидин бәш хада ясап, уларни алтун билән қаплиғин; һәр бириниң алтун илмики болсун; уларниң тегигә бәш данә тәгликни мистин қуюп тәйярлатқин.


Ибадәт чедири вә сиртқи һойлиси
 
 

26:1 Мис. 36:8

26:7 Мис. 36:14

26:9 «чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин» — яки «чедирниң кәйнигә қайрип қойғин». Мунасивәтлик схемини көрүң.

26:13 «чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни толуқ япсун» — канап рәхттин (кәндир рәхттин) қилинған ичидики йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз болғачқа, чедирниң икки тәрипигә толуқ йәтмәйтти; йопуқ билән йәрниң арилиғида бир гәз арилиқ қалатти. Өшкә тивитидин қилинған йопуқниң узунлуғи оттуз гәз болғачқа, чедирни толуқ япатти. Чедирниң схемилирини көрүң (вә мунасивәтлик схемини көрүң).

26:24 «...тахтайлири ... икки қат қилинип тахтайларни өз ара четиштурсун» — булуң тахтайлириниң қайси шәкилдә екәнлигигә бир немә дейиш тәс. Һеч болмиғанда улар кәйнидики тахтайлар һәм яндики тахтайларни бир-биригә туташтуруш рольини ойниши керәк; бизниңчә булуң тахтайлири йенидики тахтайларға турумлири билән четилиши керәк (17-айәтни көрүң). Бәзи алимларниң пикричә булуң тахтайлири оттурисидин егилип, «үч бүҗәклик сизғуч шәкли»дә (йәни «Л» шәклидә) қилинған болуши мүмкин. Мунасивәтлик схемини көрүң.

26:30 Мис. 25:9,40; Рос. 7:44; Ибр. 8:5

26:31 Мис. 36:35

26:36 Мис. 36:37