45
Зиминдин Пәрвәрдигарға атап «көтәрмә һәдийә» болған парчә йәр •••• 44:30-изаһат, схемини вә хәритини көрүң
Силәр зиминни мирас қилип бөлүш үчүн чәк ташлап тәқсим қилғиниңларда, силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә зиминдики муқәддәс бир үлүшни Пәрвәрдигарға атап сунисиләр. Униң узунлуғи жигирмә бәш миң хада, кәңлиги жигирмә миң хада болиду. Бу парчә йәр һәр тәрәптики чигрисиғичә муқәддәс һесаплиниду. «узунлуғи жигирмә бәш миң хада» — тәхминән 78 километр. Башқа бир хил тәрҗимиси «узунлуғи жигирмә бәш миң гәз» — (йәни 13 километр) «кәңлиги жигирмә миң хада» — тәхминән 63 километр. Биз мошу йәрдә грек тилидики LXX тәрҗимисигә әгишимиз. Башқа бир хил тәрҗимиси «узунлуғи жигирмә миң гәз» — (йәни 10.5 километр). У йәрдин бәш миң хада узунлуқтики, бәш миң хада кәңликтики төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду; униң әтрапида бош йәр болуш үчүн әллик гәзлик кәңликтики йәр бөлүниду. «У йәрдин бәш миң хада узунлуқтики, бәш миң хада кәңликтики төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду» — ибраний тилида «У йәрдин бәш миң хада узунлуқта, бәш миң хада кәңликтә төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду» дейилиду. Бу үлүштин сән узунлуғи жигирмә бәш миң хада, кәңлиги он миң хада болған йәрни өлчәп бөлисән; буниң ичи муқәддәс җай, әң муқәддәс җай болиду.
Бу йәр зиминниң муқәддәс үлүши болиду; у муқәддәс җайниң хизмитидә болған, йәни Пәрвәрдигарниң хизмитидә болушқа йениға йеқин келидиған каһинлар үчүн болиду; у уларниң өйлири үчүн, шундақла муқәддәс җайниң орунлишиши үчүн муқәддәс орун болиду. Униңдин сирт йәнә узунлуғи жигирмә бәш миң гәз, кәңлиги он миң гәз болған йәр, өйниң хизмитидә болидиған Лавийларниң егилиги, йәни өзлири туридиған шәһәрлири үчүн болиду. Силәр бу «көтәрмә һәдийә» болған муқәддәс үлүшниң йенидин шәһәр үчүн кәңлиги бәш миң хада, узунлуғи жигирмә бәш миң хада йәрни бөлүп бекитисиләр. Бу пүткүл Исраил җәмәти үчүн болиду. «шәһәр үчү» — йәни Йерусалим үчүн. «кәңлиги бәш миң хада, узунлуғи жигирмә бәш миң хада» — яки «кәңлиги бәш миң гәз, узунлуғи жигирмә бәш миң гәз». Шаһзадиниң үлүши болса, бу муқәддәс үлүшниң икки тәрипигә тутишиду, шундақла шәһәргә тәвә җайниң икки тәрипигә тутишиду, йәни ғәрбий тәрипи ғәрипкә қарайдиған, шәриқ тәрипи шәриққә қарайдиған икки парчә йәр болиду; бу парчә йәрләрниң җәмий узунлуғи қәбилиләрниң үлүшиниң узунлуғи билән параллел болиду. Бу йәр шаһзадиниң Исраил зиминидики егилиги болиду; вә Мениң шаһзадилирим хәлқимни йәнә һеч әзмәйду; зимин Исраил җәмәтигә, қәбилилири бойичә бөлүп тәқсим қилиниду.
Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Болди бәс, и Исраил шаһзадилири! Җәбир-зулум вә булаң-талаңни өзүңлардин нери қилип, тоғра һөкүм чиқирип адаләт жүргүзүңлар; Мениң хәлқимни қайта йеридин һайдивәткүчи болмаңлар, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 10 Силәрдә тоғра мизан, тоғра әфаһ, тоғра «бат» болсун. «әфаһ» — қуруқ нәрсиләргә өлчәм еди, тәхминән 27 литр еди. «бат» — суюқ нәрсиләргә өлчәм, әфаһқа баравәр болуп 27 литр еди.  Лав. 19:35,36 11 «Әфаһ» вә «бат» болса бир өлчәм болсун; шуниң билән бат хомирниң ондин биригә, әфаһ хомирниң ондин биригә баравәр болсун; хомир болса улар иккиси үчүн өлчәм болсун. «бат хомирниң ондин биригә, әфаһ хомирниң ондин биригә баравәр болсун» — «хомир»ниң әслий мәнаси «ешәк көтирәлигидәк жүк» еди — тәхминән 220-300 литр. 12 Бир шәкәл болса жигирмә «гәраһ» болсун. Жигирмә шәкәл, жигирмә бәш шәкәл, он бәш шәкәл қошулуп силәргә «мина» болиду.«шәкәл» — күмүчниң (яки алтунниң) өлчими болуп, 11.4 грамға баравәр еди. «мина» — (яки «манәһ») бир хил тәңгә, 60 шәкәлгә баравәр еди. Әнди немишкә униң мошу йәрдә «20, 25 вә 15 шәкәл»гә бөлүнүшини анчә билмәймиз. Бәлким мошу бөлүнүши бир хил алдамчилиқниң алдини елиш үчүн болуши мүмкин.  Мис. 30:13; Лав. 27:25; Чөл. 3:47
 
Шаһзадә үчүн «көтәрмә һәдийә»
13 Бу силәрниң шаһзадә үчүн «көтәрмә һәдийә»ңлар болиду; бир «хомир» буғдайдин алтидин бир әфаһ буғдай, бир «хомир» арпидин алтидин бир әфаһ арпа сунисиләр; 14 зәйтун мейи болса, «бат» билән өлчиниду, һәр бир «кор»дин ондин бир бат сунисиләр (бир «кор» он «бат» яки бир «хомир» болиду, чүнки он бат бир хомир болиду). 15 Исраилниң сүйи мол яйлақлиридин, һәр икки йүз туяқ падиға бирдин пахлан сунисиләр — булар болса, «ашлиқ һәдийә», «көйдүрмә қурбанлиқ», «енақлиқ қурбанлиқ»лар болуп, Исраиллар үчүн кафарәт қилиш үчүн болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 16 Зиминдики хәлиқниң һәммисиниң Исраилниң шаһзадисигә сунған бу «көтәрмә һәдийә»гә төһписи болиду. 17 Шаһзадиниң вәзиписи болса, һейтләргә, «йеңи ай»ларға, «шабат күн»ләргә, җүмлидин Исраил җәмәтиниң барлиқ «ибадәт сорун»лириға көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәләр вә шарап һәдийәләрни тәминләштин ибарәт; Исраил җәмәти үчүн кафарәт елип келидиған гуна қурбанлиғи, ашлиқ һәдийә, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини тәминлигүчи дәл шу болиду.
 
Һейт-байрамлар тоғрилиқ бәзи бәлгүлимиләр
18 Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Биринчи айниң биринчи күнидә сән беҗирим яш бир топақни алисән, униң билән сән муқәддәс җайни паклайсән. 19 Каһин бу гуна қурбанлиғиниң қенидин елип ибадәтханиниң ишик кешәклиригә, қурбангаһниң жуқури тәкчисидики төрт бүҗәккә вә ички һойлиниң дәрвазисиниң кириш йолиниң кешәклиригә сүриду; 20 шуниңдәк йолдин азғанлар яки наданлар үчүн сән шу айниң йәттинчи күнидә охшаш иш қилишиң керәк; шуниң билән сән ибадәтхана үчүн кафарәт қилисән.
 
21 Биринчи айниң он төртинчи күнидә силәр «өтүп кетиш» һейти, йәттә күнлүк бир һейтни өткүзисиләр; петир нанни йейиш керәк. Мис. 12:3; 23:15; Лав. 23:5; Чөл. 9:3; 28:16,17; Қан. 16:1 22 Шу күни шаһзадә өзи вә зиминдики барлиқ хәлиқ үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә бир топақни суниду. 23 Һейтниң йәттә күниниң һәр биридә у Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқни, йәни йәттә күнниң һәр биридә йәттә топақ вә йәттә қочқарни, һәммисини беҗирим һалда суниду; һәр күни гуна қурбанлиғи үчүн бир текини суниду. 24 У һәр бир топаққа бир әфаһ ашлиқ һәдийәни, һәр бир қочқарға бир әфаһ ашлиқ һәдийәни қошуп суниду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду. «бир хин зәйтун мейини» — «бир хин» бәлким тәхминән 6 литр. 25 Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә башланған һейтта, һейтниң йәттә күниниң һәр биридә у мошундақ гуна қурбанлиқлири, көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәләрни вә зәйтун мейи қатарлиқларни охшаш сунуши керәк.«Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә башланған һейт» — йәни «кәпиләр һейти» яки «кәпә тикиш һейти»  Лав. 23:33; Чөл. 29:12; Қан. 16:13
 
 

45:1 «узунлуғи жигирмә бәш миң хада» — тәхминән 78 километр. Башқа бир хил тәрҗимиси «узунлуғи жигирмә бәш миң гәз» — (йәни 13 километр) «кәңлиги жигирмә миң хада» — тәхминән 63 километр. Биз мошу йәрдә грек тилидики LXX тәрҗимисигә әгишимиз. Башқа бир хил тәрҗимиси «узунлуғи жигирмә миң гәз» — (йәни 10.5 километр).

45:2 «У йәрдин бәш миң хада узунлуқтики, бәш миң хада кәңликтики төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду» — ибраний тилида «У йәрдин бәш миң хада узунлуқта, бәш миң хада кәңликтә төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду» дейилиду.

45:6 «шәһәр үчү» — йәни Йерусалим үчүн. «кәңлиги бәш миң хада, узунлуғи жигирмә бәш миң хада» — яки «кәңлиги бәш миң гәз, узунлуғи жигирмә бәш миң гәз».

45:10 «әфаһ» — қуруқ нәрсиләргә өлчәм еди, тәхминән 27 литр еди. «бат» — суюқ нәрсиләргә өлчәм, әфаһқа баравәр болуп 27 литр еди.

45:10 Лав. 19:35,36

45:11 «бат хомирниң ондин биригә, әфаһ хомирниң ондин биригә баравәр болсун» — «хомир»ниң әслий мәнаси «ешәк көтирәлигидәк жүк» еди — тәхминән 220-300 литр.

45:12 «шәкәл» — күмүчниң (яки алтунниң) өлчими болуп, 11.4 грамға баравәр еди. «мина» — (яки «манәһ») бир хил тәңгә, 60 шәкәлгә баравәр еди. Әнди немишкә униң мошу йәрдә «20, 25 вә 15 шәкәл»гә бөлүнүшини анчә билмәймиз. Бәлким мошу бөлүнүши бир хил алдамчилиқниң алдини елиш үчүн болуши мүмкин.

45:12 Мис. 30:13; Лав. 27:25; Чөл. 3:47

45:21 Мис. 12:3; 23:15; Лав. 23:5; Чөл. 9:3; 28:16,17; Қан. 16:1

45:24 «бир хин зәйтун мейини» — «бир хин» бәлким тәхминән 6 литр.

45:25 «Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә башланған һейт» — йәни «кәпиләр һейти» яки «кәпә тикиш һейти»

45:25 Лав. 23:33; Чөл. 29:12; Қан. 16:13