27
Қошумчә қисим — Қәсәм билән Худаға аталған кишиләр тоғрилиқ
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бириси пәвқулъаддә бир қәсәм қилип мәлум кишиниң җенини Пәрвәрдигарға атиған болса, ундақта шу кишигә сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду; «сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду» — шүбһисизки, мошу йәрдә «сән» баш каһин яки бу ишқа мәсъул болған каһинни көрситиду. Йеши жигирмә билән атмишниң арилиғида болған әр киши болса, сән тохтитидиған қиммити муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун; униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун. «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» — шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп муқәддәс җайда сақлақлиқ, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәмләрдин бири болуши керәк. «Шәкәл» күмүчниң (яки алтунниң) өлчими болуп, адәттә 11.4 грам әтрапида болуши мүмкин. «... Униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун» — ибраний тилида «сән... униң қиммитини тохтитип бәргин» дейилиду. Биз уни «...униң қиммити ... тохтитилсун» дәп мәҗһул шәкилдә алдуқ. Кейинки айәтләрдиму биз шу ибарини «мәҗһул шәкил»дә ипадилидуқ. Аял киши болса, араңларда тохтитилған қиммити оттуз шәкәл болсун. Әгәр йеши бәш билән жигирминиң арилиғида болса, әркәк үчүн тохтитилидиған қиммити жигирмә шәкәл болуп, аял киши үчүн он шәкәл болсун. Әгәр йеши бир ай билән бәш яшниң арилиғида болса, тохтитилидиған қиммити оғул бала үчүн бәш шәкәл, қиз бала үчүн үч шәкәл күмүч болсун. Әгәр атмиш я униңдин чоңрақ яштики киши болса, тохтитилидиған қиммити әр киши үчүн он бәш шәкәл, хотун киши үчүн он шәкәл болсун.
Әгәр бириси тохтитилған қиммитини төләшкә қурби йәтмисә, у өзини каһинниң алдида тәқ қилсун; каһин униң қиммитини бекитсун. Каһин қәсәм қилғучиниң әһвалиға қарап униң қиммитини тохтитип бәрсун.
 
Қошумчә қисим — қәсәм үчүн Худаға аталған һайванлар тоғрилиқ
Әгәр бириси қәсәм қилип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ болушқа лайиқ болидиған бир һайванни униңға атиған болса, ундақта шундақ һайванлар Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун; «Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун» — демәк, қурбанлиқларға лайиқ болған һайванлар қәсәм билән Худаға аталған болса, кейин уларни пул төләп қайтувелишқа һеч болмайду. У яки қурбанлиқ болиду яки Худаға вакалитән турған каһин-лавийларға тегиду. 10 һайван начар болса униң орниға яхшини яки яхшиниң орниға начирини тегишишкә яки орниға башқисини алмаштурушқа һәргиз болмайду. Мабада атиғучи у һайванниң орниға йәнә бир һайванни йәңгүшлимәкчи болса, Авалқиси билән орниға әкәлгининиң һәр иккиси муқәддәс саналсун. 11 Әгәр һайван Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиққа лайиқ болмайдиған бир «напак» һайван болса, ундақта у һайванни каһинниң алдиға елип кәлсун; 12 андин каһин өзи униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин қиммитини қанчә тохтатқан болса шундақ болсун.
13 Әгәр егиси пул төләп һайванни қайтурувлмақчи болса, тохтитилған қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун.
 
Қәсәм үчүн Худаға аталған өйләр тоғрилиқ
14 Әгәр бириси Пәрвәрдигарға муқәддәс болсун дәп өйини униңға атап муқәддәс қилса, каһин униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин униң қиммитини қанчә тохтатқан болса, шу қиммити инавәтлик болиду. 15 Кейин әгәр өйни атиғучи киши уни қайтурувалмақчи болса, у тохтитилған қиммитигә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; андин өй йәнә униң болиду.
 
Қәсәм үчүн Худаға аталған йәр-етизлар тоғрилиқ
16 Әгәр бириси өз мал-мүлки болған етизлиқниң бир қисмини Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилса, қиммити униңға қанчилик уруқ терилидиғанлиғиға қарап тохтитилсун; бир хомир арпа уруғи кетидиған йәр болса, қиммити әллик шәкәл көмүшкә тохтитилсун. «Етизлиқни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилиш» — бу иш бәлким етизлиқни Худаниң вәкиллири, йәни каһин-лавийларға тапшуруш еди; шундақ болса, улар шу етизлиқниң пайдисини жилму-жил алалайтти; яки болмиса атиғучи киши өзи каһин тәрипидин тохтитилған пулини беваситә каһин-лавийларға тапшуратти. «хомир» — «хомир»ниң әслий мәнаси «ешәк көтирәлигидәк жүк» болуп, тәхминән 220-300 литр. 17 Әгәр бириси «азатлиқ жили»дин тартип өз етизлиғини муқәддәс қилса, сән қанчә тохтатсаң шу болсун. «... сән қанчә тохтатсаң шу болсун» — бу айәттики «сән» шүбһисизки, әйни вақиттики каһинни көрситиду. «азатлиқ жилидин тартип» һесаплиған баһа болса чоқум жуқуриқи 16-айәт бойичә қанчә хомир уруқ чечилидиған болса, униң әллик һәссиси (тоғрирақ, 49 һәссиси) болған шәкәл болиду, дегән көрсәтмә билән һесаплиниду. 18-19-айәттә башқа әһваллар көрситилиду. 18 Лекин әгәр бириси «азатлиқ жили»дин кейин өз етизлиғини муқәддәс қилған болса, каһин келидиған азатлиқ жилиғичә қанчилик жиллар қалғанлиғини һесаплап қиммитини тохтатсун. Өтүп кәткән жилларға қарап толуқ баһадин мувапиқ пул кемәйтилсун.
19 Әгәр бириси өз етизлиғини муқәддәс қилғандин кейин пул төләп уни қайтурувалмақчи болса, у сән тохтатқан қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; шуниң билән етизлиқ униң өз қолиға қайтиду.
20 Әгәр у пул берип етизлиқни қайтурувалмиған болса яки башқа бирисигә сетип бәргән болса, кейин шу етизлиқни қайтурувелишқа болмайду, «... яки башқа бирисигә сетип бәргән болса,...» — «яки» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ». «башқа бирисигә сетип бериш» — бәлким ишлитиш һоқуқини башқа бирисигә сетиш. Бәзи шәрһчиләр мошу йәрни «башқа бирисигә сатқучи»ни етизлиққа мәсъул каһинни көрситиду, дәп қарайду. 21 Бәлки азатлиқ жили кәлгәндә етизлиқ «егисигә қайтурулидиғанда» у мутләқ беғишланған йәргә охшаш, Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинип, мирас һоқуқи каһинға өтиду.«мутләқ беғишланған йәргә охшаш» — «мутләқ беғишланған» ибраний тилида «һәрәм» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз адәттә Худаға мутләқ аталған нәрсиниң һеч қандақ адәмгә тәвә болмайдиғанлиғини билдүриду. Гаһи әһвалда «һәрәм» дәп бекитилгән (Худаға мутләқ аталған) нәрсиләр пүтүнләй вәйран қилиниши керәк.
22 Әгәр бириси сетивалған амма өз мираси болмиған бир парчә йәр-етизни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилған болса, 23 каһин азатлиқ жилиғичә қалған жилни һесаплап, қиммитини тохтатсун. Андин у күни шу киши тохтитилған қиммитини Пәрвәрдигарға муқәддәс қилған нәрсә сүпитидә кәлтүрсун. 24 Лекин азатлиқ жили кәлгәндә, етизлиқ кимдин елинған болса, шу кишигә, йәни әслидики егисигә қайтуруп берилсун.
25 Сән тохтитидиған барлиқ қиммәтләр болса һемишә муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бочичә һесаплансун; бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр болиду.Мис. 30:13; Чөл. 3:47; Әз. 45:12
 
Тунҗи туғулғинини Худаға бәдәл төләп қайтурувелиш
26 Лекин чарпайниң тунҗа балиси тунҗа бала болғанлиғи сәвәвидин әслидинла Пәрвәрдигарға атилидиған болғачқа, кала болсун, қой-өшкә болсун һеч ким уни «Худаға атап» муқәддәс қилмисун; чүнки у әслидә Пәрвәрдигарниң еди. Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Чөл. 3:13; 8:17 27 Әгәр у напак бир һайвандин туғулған болса, егиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип, андин өзигә қайтурувалсун; лекин әгәр егиси уни өзигә қайтурувалмаймән десә, бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун.«...игиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип,...» — бу айәттики «сән» шүбһисизки, әйни вақиттики каһинни көрситиду. «... бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун» — «Мис.» 34:19-20-айәтниму көрүң. Биринчи бәлгүлимә чөл-баяванда болған вақитта инавәтлик еди, бу иккинчи бәлгүлимә болса зиминға киргәндин кейин инавәтлик болатти.
 
Пәрвәрдигарға мутләқ аталған нәрсиләр тоғрилиқ
28 Әгәр бириси Пәрвәрдигарға өз мелидин, адәм болсун, һайван болсун яки мирас йери болсун, Пәрвәрдигарға мутләқ атиған болса, ундақ нәрсә һәргиз сетилмисун яки бәдәл төләш биләнму қайтурулмисун. Пәрвәрдигарға мутләқ аталған һәр нәрсә болса «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинип, униңға хас болиду. Йә. 6:18; 7:13-26. 29 Әгәр бир адәм Худаға мутләқ хас аталған болса, ундақта униң үчүн бәдәл берилип, қайтурувелинишқа һәргиз болмайду; у чоқум өлтүрүлүши керәк.«у өлтүрүлүши керәк» — Худа Өзи бир нәрсини «бу Маңа «һәрәм» (мутләқ аталған) болсун» дегән болса, адәттә шу нәрсә жиркиничлик болуп, һалакәткә лайиқ еди. «Һәрәм» дегән сөз «йоқитиш керәк болған» дегән мәнидә. Бир нәччә мисаллар төвәндики айәтләрдә тепилиду: — «Мис.» 22:20, «Чөл.» 18:14, 21:2-3, «Қан.» 13:15, «Йәшуа» 6:17-18, 21. Бәзидә «һәрәм» Худаға аталған есил, яхши нәрсиниму көрситиду.
 
«Ондин бир» өшрә болған нәрсиләрни қайтурувелиш тоғрилиқ
30 Йәр-зиминдин чиққан һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә болса, йәрниң данлиқ зираәтлири болсун яки дәрәқләрниң мевиси болсун, Пәрвәрдигарниңки болиду; у Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинғандур. «... һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә» — «әшрә» дегән сөз мошу йәрдә Худаға аталған, мәһсулатлардин ондин бирини көрситиду. «данлиқ зираәтлири» — ибраний тилида «данлири». 31 Бириси өз өшрилиридин мәлум бир нәрсини бәдәл берип қайтурувалмақчи болса, у шуниңға йәнә униң қиммитиниң бәштин бирини қошуп берип, қайтурувалсун.
32 Кала яки қой-өшкә падисидин елинидиған өшрә болса падичиниң тайиғи астидин өткүзүлгән һайванлардин һәр онинчиси болсун; Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс қилинғини шу болсун. 33 Һеч ким униң яхши-яманлиғиға қаримисун вә яки уни алмаштурмисун; әгәр уни алмаштуримән десә, Авалқиси билән орниға алмаштурулған һәр иккиси муқәддәс саналсун; у һәргиз бәдәл төлүп қайтурувелинмисун.
 
34 Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға тапилған, Исраилларға тапшуруш керәк болған әмирләр мана шулар еди.

27:2 «сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду» — шүбһисизки, мошу йәрдә «сән» баш каһин яки бу ишқа мәсъул болған каһинни көрситиду.

27:3 «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» — шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп муқәддәс җайда сақлақлиқ, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәмләрдин бири болуши керәк. «Шәкәл» күмүчниң (яки алтунниң) өлчими болуп, адәттә 11.4 грам әтрапида болуши мүмкин. «... Униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун» — ибраний тилида «сән... униң қиммитини тохтитип бәргин» дейилиду. Биз уни «...униң қиммити ... тохтитилсун» дәп мәҗһул шәкилдә алдуқ. Кейинки айәтләрдиму биз шу ибарини «мәҗһул шәкил»дә ипадилидуқ.

27:9 «Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун» — демәк, қурбанлиқларға лайиқ болған һайванлар қәсәм билән Худаға аталған болса, кейин уларни пул төләп қайтувелишқа һеч болмайду. У яки қурбанлиқ болиду яки Худаға вакалитән турған каһин-лавийларға тегиду.

27:16 «Етизлиқни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилиш» — бу иш бәлким етизлиқни Худаниң вәкиллири, йәни каһин-лавийларға тапшуруш еди; шундақ болса, улар шу етизлиқниң пайдисини жилму-жил алалайтти; яки болмиса атиғучи киши өзи каһин тәрипидин тохтитилған пулини беваситә каһин-лавийларға тапшуратти. «хомир» — «хомир»ниң әслий мәнаси «ешәк көтирәлигидәк жүк» болуп, тәхминән 220-300 литр.

27:17 «... сән қанчә тохтатсаң шу болсун» — бу айәттики «сән» шүбһисизки, әйни вақиттики каһинни көрситиду. «азатлиқ жилидин тартип» һесаплиған баһа болса чоқум жуқуриқи 16-айәт бойичә қанчә хомир уруқ чечилидиған болса, униң әллик һәссиси (тоғрирақ, 49 һәссиси) болған шәкәл болиду, дегән көрсәтмә билән һесаплиниду. 18-19-айәттә башқа әһваллар көрситилиду.

27:20 «... яки башқа бирисигә сетип бәргән болса,...» — «яки» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ». «башқа бирисигә сетип бериш» — бәлким ишлитиш һоқуқини башқа бирисигә сетиш. Бәзи шәрһчиләр мошу йәрни «башқа бирисигә сатқучи»ни етизлиққа мәсъул каһинни көрситиду, дәп қарайду.

27:21 «мутләқ беғишланған йәргә охшаш» — «мутләқ беғишланған» ибраний тилида «һәрәм» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз адәттә Худаға мутләқ аталған нәрсиниң һеч қандақ адәмгә тәвә болмайдиғанлиғини билдүриду. Гаһи әһвалда «һәрәм» дәп бекитилгән (Худаға мутләқ аталған) нәрсиләр пүтүнләй вәйран қилиниши керәк.

27:25 Мис. 30:13; Чөл. 3:47; Әз. 45:12

27:26 Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Чөл. 3:13; 8:17

27:27 «...игиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип,...» — бу айәттики «сән» шүбһисизки, әйни вақиттики каһинни көрситиду. «... бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун» — «Мис.» 34:19-20-айәтниму көрүң. Биринчи бәлгүлимә чөл-баяванда болған вақитта инавәтлик еди, бу иккинчи бәлгүлимә болса зиминға киргәндин кейин инавәтлик болатти.

27:28 Йә. 6:18; 7:13-26.

27:29 «у өлтүрүлүши керәк» — Худа Өзи бир нәрсини «бу Маңа «һәрәм» (мутләқ аталған) болсун» дегән болса, адәттә шу нәрсә жиркиничлик болуп, һалакәткә лайиқ еди. «Һәрәм» дегән сөз «йоқитиш керәк болған» дегән мәнидә. Бир нәччә мисаллар төвәндики айәтләрдә тепилиду: — «Мис.» 22:20, «Чөл.» 18:14, 21:2-3, «Қан.» 13:15, «Йәшуа» 6:17-18, 21. Бәзидә «һәрәм» Худаға аталған есил, яхши нәрсиниму көрситиду.

27:30 «... һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә» — «әшрә» дегән сөз мошу йәрдә Худаға аталған, мәһсулатлардин ондин бирини көрситиду. «данлиқ зираәтлири» — ибраний тилида «данлири».