7
Ақанниң гуна қилип Исраил үстигә апәт чүшүрүши
Лекин Исраил «һарам» нәрсиләр үстидә итаәтсизлик қилди; чүнки Йәһуда қәбилисидин болған Зәраһниң әвриси, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан дегән киши һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин алған еди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди.Йә. 22:20; 1Тар. 2:7
Йәшуа Йериходин Бәйт-Әлниң шәриқ тәрипидики Бәйт-Авәнниң йенида болған Айи шәһиригә бир нәччә адәм әвәтип уларға: — У йәргә чиқип у зиминни чарлап келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән у адәмләр чиқип Айи зиминини чарлап кәлди. Улар қайтип келип, Йәшуаға: — Һәммә хәлиқниң у йәргә беришиниң һаҗити йоқ екән, икки-үч миңчә адәм болсила айиға һуҗум қилип уни егиләләйду; у йәрдә олтиришлиқ кишиләр аз болғачқа, пүткүл хәлиқни аварә қилип у йәргә әвәтмигин, — деди.
Шуниң билән хәлиқтин үч миңчә киши у йәргә чиқти; лекин булар Айиниң адәмлири алдидин қечип кетишти. Айиниң адәмлири улардин оттуз алтичә кишини уруп өлтүрди; қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә қоғлап берип, у йәрдики даванда уларни уруп мәғлуп қилди. Андин хәлиқниң жүриги су болуп, қаттиқ сарасимгә чүшти. «...қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә» — яки «қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин «дәзләр» дегән җайғичә». Йәшуа кийимлирини житип, Исраилниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәргә дүм жиқилип, башлириға топиларни чечип, у йәрдә кәч киргичә йетип қалди. Йәшуа: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар, сән бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн, бу хәлиқни немишкә Иордан дәриясиниң бу тәрипигә өткүзгәнсән? Биз Иордан дәриясиниң у тәрипидә турувәргән болсақ боптикән! Әй Рәббим! Исраил өз дүшмәнлириниң алдидин бурулуп қачқан йәрдә мән немиму дейәләймән? Ⱪананийлар, шундақла зиминда барлиқ туруватқанлар буни аңлиса бизни қапсивелип йәр йүзидин намимизни үзүп ташлайду; шу чағда Сән улуқ нам-шөһритиң үчүн немиләрни қилисән?! — деди.
10 Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға җавап берип мундақ деди: — «Орнуңдин қоп! Немишкә шундақ дүм ятисән? 11 Исраил гуна қилди! Улар йәнә Мән уларға тапилиған әһдәмгә хилаплиқ қилип, һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин елип, оғрилиқ қилип, алдамчилиқ қилип һәм һарам бекитилгәнни өз маллириниң арисиға тиқип қойди. 12 Шуңа Исраиллар дүшмәнлириниң алдида тик туралмайду; улар өзлирини «һарам» қилип бекитип, мутләқ йоқитилишқа йүзләнгәчкә, дүшмәнлириниң алдидин бурулуп арқисиға қачиду. Әгәр силәр «һарам» дәп бекитилгәнни араңлардин тамамән йоқ қилмисаңлар, мундин кейин мән силәр билән биллә болмаймән.
13 Әнди сән туруп хәлиқни пак-муқәддәс қилип уларға: — «Әтә үчүн өзүңларни пак қилиңлар; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Әй Исраил, сәндә «һарам» дәп бекитилгән нәрсә бардур; бу һарам нәрсини араңлардин йоқ қилмиғичилик дүшмәнлириңларниң алдида тик туралмайсиләр. 14 Әтә сәһәрдә силәр қәбилә бойичә һазир қилинисиләр; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун; Пәрвәрдигар бекиткән җәмәт аилә-аилә бойичә бирдин-бирдин һазир болуп алдиға кәлсун; андин Пәрвәрдигар бекиткән аилидики әркәкләр бирдин-бирдин алдиға келип һазир болсун. «Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун...» — Худа қайси йол билән гунакар қәбилини көрсәткәнлиги мошу йәрдә аян қилинмайду; шүбһисизки, көрситиш йоли чәк ташлаш яки баш каһин көтәргән «урим вә туммим» арқилиқ болған болса керәк. 15 Шундақ болидуки, һарам дәп бекитилгән нәрсини өз йенида сақлиған киши тепилғанда, Пәрвәрдигарниң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи үчүн һәм шундақла Исраил ичидә рәзиллик садир қилғини үчүн у вә униңға барлиқ тәвә болғанлар отта көйдүрүлсун, — дәйду», дәп ейтқин».
16 Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп Исраилни алдиға жиғип, қәбилә-қәбилини һазир қиливиди, Йәһуда қәбилиси бекитилди; 17 у Йәһуданиң җәмәтлирини һазир қиливиди, Зарһийлар җәмәти бекитилди. У Зарһийлар җәмәтини аилә-аилә бойичә алдиға кәлтүрүвиди, Забди дегән киши бекитилди. «Зарһийлар җәмәти» — яки «Зарһийлар». «Зарһийлар» дегән «Зәраһлар»ниң башқа бир шәкли (1:7ни көрүң). 18 Забди өз аилисидики әркәкләрни бирдин-бирдин һазир қиливиди, Йәһуда қәбилисидин Зәраһниң әвлади, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан бекитилди.«Зәраһниң әвлади» — ибраний тилида «Зәраһниң оғли».
19 Шуниң билән Йәшуа Ақанға: — Әй оғлум, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип, Униң һөрмити үчүн қилғанлириңни иқрар қилғин; мәндин һеч немини йошурмай, қилғиниңниң һәммисини маңа ейтқин, деди.«Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип Униң һөрмити үчүн қилғанлириңни иқрар қилғин» — Ақанниң қилғанлирини иқрар қилғининиң өзи Худаға шан-шәрәпни қайтурушни болиду, чүнки бу иш Худаниң һәммә иштин хәвәрдар болғинини халайиқ алдида көрситидиған иштур.
20 Ақан Йәшуаға җавап берип: — Мән дәрвәқә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар алдида гуна қилип, мундақ-мундақ қилдим: 21 мән олҗиниң арисидин Шинарда чиққан чирайлиқ бир тонға, икки йүз шәкәл күмүч, әллик шәкәл еғирлиқтики алтун тахтиға көзүм қизирип уларни еливалдим. Мана, бу нәрсиләрни чедиримниң оттурисидики йәргә көмүп қойдум, күмүч уларниң астида, — деди.«Шинар» — Бабилниң башқа бир намидур.
22 Шуларни девиди, Йәшуа әлчиләрни әвәтти, улар чедирға жүгүрүп барди вә мана, нәрсиләр дәрвәқә чедирда йошуруқлуқ болуп, күмүч буларниң астида еди. 23 Улар бу нәрсиләрни чедирдин елип чиқип Йәшуаға, шундақла барлиқ Исраилларниң қешиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди. 24 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил җамаити қопуп Зәраһниң оғли Ақанни, күмүч, тон вә алтун тахта билән қошуп, униң оғуллири билән қизлирини, уйлири билән ешәклири, қойлири, чедири билән барлиқ тәвәликлирини елип Ақор җилғисиға кәлтүрди.
25 Йәшуа Ақанға: — Сән бешимизға қанчилик апәт кәлтүрдүң! Мана, бүгүн Пәрвәрдигар сениң үстүңгә апәт кәлтүриду, — деди. Андин пүткүл Исраил җамаити уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргәндин кейин, һәммини отта көйдүрүвәтти. «...Исраил җамаити Ақанни чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргән...» — Ақанниң аилисидикиләр чалма-кесәк қилинди; чүнки аилисидикиләр униң гунайини көрүп туруп униң тоғрилиқ җим турғачқа, униңға шерик болуп қалған. 26 Андин халайиқ бир чоң дога ташни униң үстигә догилап қойди. Бүгүнгә қәдәр у у йәрдә турмақта. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви янди. Шуниң билән шу йәргә «Апәт җилғиси» «(Ақор җилғиси)» дәп нам қоюлди вә бу күнгичә шундақ аталмақта.«Апәт җилғиси» — ибраний тилида «Ақор җилғиси».
 
 

7:1 Йә. 22:20; 1Тар. 2:7

7:5 «...қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә» — яки «қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин «дәзләр» дегән җайғичә».

7:14 «Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун...» — Худа қайси йол билән гунакар қәбилини көрсәткәнлиги мошу йәрдә аян қилинмайду; шүбһисизки, көрситиш йоли чәк ташлаш яки баш каһин көтәргән «урим вә туммим» арқилиқ болған болса керәк.

7:17 «Зарһийлар җәмәти» — яки «Зарһийлар». «Зарһийлар» дегән «Зәраһлар»ниң башқа бир шәкли (1:7ни көрүң).

7:18 «Зәраһниң әвлади» — ибраний тилида «Зәраһниң оғли».

7:19 «Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип Униң һөрмити үчүн қилғанлириңни иқрар қилғин» — Ақанниң қилғанлирини иқрар қилғининиң өзи Худаға шан-шәрәпни қайтурушни болиду, чүнки бу иш Худаниң һәммә иштин хәвәрдар болғинини халайиқ алдида көрситидиған иштур.

7:21 «Шинар» — Бабилниң башқа бир намидур.

7:25 «...Исраил җамаити Ақанни чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргән...» — Ақанниң аилисидикиләр чалма-кесәк қилинди; чүнки аилисидикиләр униң гунайини көрүп туруп униң тоғрилиқ җим турғачқа, униңға шерик болуп қалған.

7:26 «Апәт җилғиси» — ибраний тилида «Ақор җилғиси».