Чөл-баявандики сәпәр
1
Исраил хәлқиниң биринчи қетим ройхәткә елиниши
Вә Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин иккинчи жили иккинчи айниң биринчи күни Пәрвәрдигар Синай чөлидә, җамаәт чедирида туруп Мусаға мундақ деди: —«Вә Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин» — «вә» дегән бу сөз «Чөл-баявндики сәпәр» дегән китапниң «Каһин-лавийларниң дәстури» вә «Мисирдин чиқиш» дегән китаплар билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Мисирдин чиқиш» 40-бап, 1- вә 38-айәтни көрүң. Мәзкур китап бу икки китапниң давамидур. «җамаәт чедири» — яки «көрүшүш чедири». «җамаәт чедири» дегән сөздә «җамаәт» дегәнлик ибраний тилида «Худа билән учришиш» дегән уқумни билдүриду.
Силәр пүткүл Исраил җамаитини қәбилиси, ата җәмәти бойичә санини елип чиқиңлар; адәмләрниң исми асас қилинип, барлиқ әркәкләр тизимлансун.Мис. 30:12 Исраиллар ичидә умумән жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларни Һарун билән иккиңлар уларниң қошун-қисмилири бойичә санақтин өткүзүңлар. Һәр бир қәбилидин силәргә ярдәмлишидиған бирдин киши болсун; уларниң һәр бири уларниң ата җәмәтиниң беши болиду. Төвәндикиләр силәргә ярдәмлишидиғанларниң исимлиғи: — Рубән қәбилисидин Шидөрниң оғли Әлизур; Шимеон қәбилисидин Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл; Йәһуда қәбилисидин Амминадабниң оғли Наһшон; Иссакар қәбилисидин Зуарниң оғли Нәтанәл; Зәбулун қәбилисидин Һелонниң оғли Елиаб; 10 Йүсүп әвлатлири ичидә Әфраим қәбилисидин Аммиһудниң оғли Әлишама; Манассәһ қәбилисидин Пидаһзурниң оғли Гамалийәл; 11 Бинямин қәбилисидин Гидеониниң оғли Абидан; 12 Дан қәбилисидин Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр; 13 Ашир қәбилисидин Окранниң оғли Пагийәл; 14 Гад қәбилисидин Деуәлниң оғли Әлиасаф; 15 Нафтали қәбилисидин Енанниң оғли Аһира».
16 Булар җамаәт ичидин чақирилғанлар, йәни ата җәмәт-қәбилилириниң башлиқлири, миңлиған Исраилларниң баш сәрдарлири еди. «җамаәт ичидин чақирилған» — демәк, Худа тәрипидин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «җамаәт тәрипидин сайланған». 17 Шуниң билән Муса билән Һарун исми аталған бу кишиләрни башлап, 18 иккинчи айниң биринчи күни пүткүл җамаәтни жиғди; улар хәлиқниң һәр бириниң қәбилә-нәсәби, ата җәмәти бойичә исмини асас қилип, жигирмә яштин жуқуриларниң һәммисини бир-бирләп тизимлиди. 19 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Муса Синай чөлидә уларни шундақ санақтин өткүзди.
20 Исраилниң тунҗа оғли Рубәнниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиған әркәкләрниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 21 Рубән қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ алтә миң бәш йүз киши болди.«миң» — бәзи алимлар ибраний тилидики «миң» дегән сөзни «җәмәт» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин ундақ тәрҗимә мәзкур китапниң көп йәрлиригә зит келиши мүмкин.
22 Шимеонниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиған әркәкләрниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 23 Шимеон қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик тоққуз миң үч йүз киши болди.
24 Гадниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 25 Гад қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бәш миң алтә йүз әллик киши болди.
26 Йәһуданиң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 27 Йәһуда қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши болди.
28 Иссакарниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 29 Иссакар қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши болди.
30 Зәбулунниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 31 Зәбулун қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши болди.
32 Йүсүпниң әвлатлири: — униң оғли Әфраимниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 33 Әфраим қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ миң бәш йүз киши болди.
34 Йүсүпниң иккинчи оғли Манассәһниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 35 Манассәһ қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз икки миң икки йүз киши болди.
36 Биняминниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 37 Бинямин қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз бәш миң төрт йүз киши болди.
38 Данниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 39 Дан қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши болди.
40 Аширниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 41 Ашир қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бир миң бәш йүз киши болди.
42 Нафталиниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; 43 Нафтали қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик үч миң төрт йүз киши болди.
44 Жуқириқилар болса санақтин өткүзүлгәнләр болуп, Муса билән Һарун һәм Исраилларниң он икки әмри (һәр бири өз ата җәмәтигә вәкил болди) уларни санақтин өткәзгән. 45 Шундақ қилип, Исраилларниң һәммиси, йәни Исраилда жигирмә яштин ашқанлардин, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси ата җәмәтлири бойичә тизимланди; 46 Санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.Мис. 38:26
 
Лавийларниң һесапқа киргүзүлмигәнлиги
47 Бирақ Лавийлар ата җәмәт-қәбилиси бойичә санақниң ичигә киргүзүлмиди.
48 Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: — 49 «Сән пәқәт Лавий қәбилисинила шу һесапқа киргүзмигин, уларниң умумий саниниму Исраилларниң қатариға киргүзмигин.«Сән пәқәт Лавий қәбилисинила шу һесапқа киргүзмигин» — кейин Муса уларни айрим санақтин өткүзүши керәк еди (26:32). 50 Лекин сән Лавийларни Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедир вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни һәм униңға даир барлиқ нәрсиләрни башқурушқа тайинлиғин; улар ибадәт чедирини вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни көтириду; ибадәт чедириниң хизмитини қилғучилар шулар болсун, улар чедирниң төрт әтрапида өз чедирлирини тиксун.«Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедир» — «ибадәт чедири»ниң башқа бир нами. «Гувалиқ» яки «һөкүм-гувалиқ» болса Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. 51 Чедирни көчүридиған чағда уни Лавийлар сөксун; чедирни тикидиған чағда уни Лавийлар тиксун; Лавийларға ят болған һәр қандақ адәм униңға йеқинлашса өлүмгә мәһкүм қилинсун. 52 Исраиллар баргаһ қурғанда һәр адәм өз қисмида, өзигә хас туғ астиға чедир тиксун.«туғ» — мошу йәрдә бәлким һәр қәбилиниң өз туғини көрситиду (2:2ни көрүң). 53 Бирақ Худаниң ғәзиви Исраил җамаитиниң үстигә чүшмәслиги үчүн, Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирниң төрт әтрапиға баргаһ қурсун; Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирни муһапизәт қилишқа мәсъул болиду» — дегән еди.
54 Исраиллар әнә шундақ қилди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, улар шундақ қилди.
 
 

1:1 «Вә Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин» — «вә» дегән бу сөз «Чөл-баявндики сәпәр» дегән китапниң «Каһин-лавийларниң дәстури» вә «Мисирдин чиқиш» дегән китаплар билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Мисирдин чиқиш» 40-бап, 1- вә 38-айәтни көрүң. Мәзкур китап бу икки китапниң давамидур. «җамаәт чедири» — яки «көрүшүш чедири». «җамаәт чедири» дегән сөздә «җамаәт» дегәнлик ибраний тилида «Худа билән учришиш» дегән уқумни билдүриду.

1:2 Мис. 30:12

1:16 «җамаәт ичидин чақирилған» — демәк, Худа тәрипидин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «җамаәт тәрипидин сайланған».

1:21 «миң» — бәзи алимлар ибраний тилидики «миң» дегән сөзни «җәмәт» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин ундақ тәрҗимә мәзкур китапниң көп йәрлиригә зит келиши мүмкин.

1:46 Мис. 38:26

1:49 «Сән пәқәт Лавий қәбилисинила шу һесапқа киргүзмигин» — кейин Муса уларни айрим санақтин өткүзүши керәк еди (26:32).

1:50 «Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедир» — «ибадәт чедири»ниң башқа бир нами. «Гувалиқ» яки «һөкүм-гувалиқ» болса Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду.

1:52 «туғ» — мошу йәрдә бәлким һәр қәбилиниң өз туғини көрситиду (2:2ни көрүң).