2
Һәр қайси қәбилиләрниң баргаһ қуруш тәртиви вә орни
1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
2 Исраиллар һәр бири өзлириниң туғи астиға, өзлириниң ата җәмәтиниң байриғи астида чедир тиксун; җамаәт чедириниң төрт әтрапидин сәл жирақрақ баргаһ қурсун.
3 Күн чиқиш тәрәпкә, шәриқ тәрәпкә қаритип өз туғи астида қошун-қисми бойичә баргаһ қуридиғини Йәһуда болсун; Йәһудаларниң әмри Амминадабниң оғли Наһшон болсун. 4 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши. 5 Униң йенида баргаһ қуридиғини Иссакар қәбилиси болсун; Иссакарларниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болсун. 6 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши. 7 Уларниң йенида йәнә Зәбулун қәбилиси болсун; Зәбулунларниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болсун. 8 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши. 9 Умумән Йәһуда баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәксән алтә миң төрт йүз киши; улар алди билән йолға чиқсун.
10 — Җәнуп тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Рубән қәбилиси болсун; Рубәнларниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болсун. 11 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ алтә миң бәш йүз киши. 12 Униң йенида баргаһ қуридиғини Шимеон қәбилиси болсун; Шимеонларниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болсун. 13 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик тоққуз миң үч йүз киши. 14 Уларниң йенида Гад қәбилиси болсун; Гадларниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болсун.□«Деуәл» — яки «Реуәл». 15 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бәш миң алтә йүз әллик киши. 16 Рубән баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошуни бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик бир миң төрт йүз әллик киши; улар иккинчи сәп болуп йолға чиқсун.
17 Андин җамаәт чедири билән Лавийларниң баргаһи башқа баргаһларниң оттурисида маңсун; улар қандақ баргаһ қурған болса, шундақ йолға чиқсун; һәр қайсиси өз орнида өз туғи астида болсун.
18 — Күн петиш тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Әфраим қәбилиси болсун; Әфраимларниң әмри Аммиһудниң оғли Әлишама болсун. 19 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ миң бәш йүз киши. 20 Униң йенида баргаһ қуридиғини Манассәһ қәбилиси болсун; Манассәһләрниң әмри Пидаһзурниң оғли Гамалийәл болсун. 21 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз икки миң икки йүз киши. 22 Уларниң йенида Бинямин қәбилиси болсун; Биняминларниң әмри Гидеониниң оғли Абидан болсун. 23 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз бәш миң төрт йүз киши. 24 Умумән Әфраим баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәккиз миң бир йүз киши; улар үчинчи сәп болуп йолға чиқсун.
25 — Шимал тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Дан қәбилиси болсун. Данларниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болсун. 26 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши. 27 Униң йенида баргаһ қуридиғини Ашир қәбилиси болсун; Аширларниң әмри Окранниң оғли Пагийәл болсун. 28 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бир миң бәш йүз киши. 29 Уларниң йенида Нафтали қәбилиси болсун; Нафталиларниң әмри Енанниң оғли аһира болсун. 30 Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик үч миң төрт йүз киши. 31 Дан баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик йәттә миң алтә йүз киши; улар өз туғлири астида һәмминиң кәйнидә йолға чиқсун.
32 Жуқиридикиләр өз ата җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгән Исраиллардур; қошун-қисимлири бойичә баргаһларда санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.■Мис. 38:26; Чөл. 1:46 33 Бирақ Лавийларла, Пәрвәрдигарниң Мусаға қилған әмри бойичә, Исраиллар қатарида санақтин өткүзүлмиди.■Чөл. 1:48, 49
34 Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға қилған барлиқ әмри бойичә иш тутуп, өзлириниң туғи бойичә баргаһ қуратти; улар өз қәбилиси вә ата җәмәти тәртиви бойичә йолға чиқатти.