6
Лекин Пәрвәрдигар Мусаға: — Әнди сән Мениң Пирәвнгә қилидиғанлиримни көрисән; чүнки у қудрәтлик бир қолдин мәҗбурлинип, уларни қоюп бериду, қудрәтлик бир қолниң сәвәвидин өзиниң зиминидин уларни қоғлап чиқириветиду, — деди.
Андин Худа Мусаға йәнә сөз қилип мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигардурмән. Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа Қадир-мутләқ Тәңри сүпитидә көрүндүм; лекин «Яһвәһ» дегән намим билән уларға ашкарә тонулмидим. «Яһвәһ» — мошу намни адәттә «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилимиз. «Яһвәһ» дегән намим билән уларға ашкарә тонулмидим» дегән сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мән улар билән: — «Силәр мусапир болуп олтарған зиминни, йәни Қанаан зиминини силәргә беримән» дәп, улар билән әһдә бағлишип вәдә қилғанмән. Әнди Мән мисирлиқлар қул қилип зулум салған Исраилларниң аһ-зарлирини аңлап, қилған шу әһдәмни есимгә алдим.
Шуңа Исраилларға мундақ дегин: — «Мән Пәрвәрдигардурмән; Мән Өзүм силәрни мисирлиқларниң еғир жүклири астидин чиқирип, уларниң қуллуғидин азат қилип, қолумни узитип уларға чоң балаю-апәтләрни чүшүрүп, силәргә һәмҗәмәт болуп һөрлүккә ериштүримән. «силәргә һәмҗәмәт болуп һөрлүккә ериштүримән» —ибраний тилида «гаал» дегән бир пеил биләнла ипадилиниду. Бу пеил тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Аюп» 19:25 вә изаһатиниму көрүң. Силәрни Өз қовмим болушқа қобул қилимән вә Өзүм Худайиңлар болимән; шуниң билән силәр өзүңларни мисирлиқларниң жүклириниң астидин қутқузуп чиқарғучиниң Мән Худайиңлар Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр. Мән шуниң билән силәрни қол көтирип Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа беришкә қәсәм қилған зиминға елип баримән; Мән у йәрни силәргә мирас қилип зиминлиққа беримән; Мән Пәрвәрдигардурмән».
Буларниң һәммисини Муса Исраилларға дәп бәрди; лекин улар еғир қуллуқ азавидин пиғанға чүшкән болуп, униңға қулақ салмиди.«пиғанға чүшкән болуп,...» — яки «сәвирсизликтин чидимай,...»
10 Андин Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — 11 Берип Мисирниң падишаси Пирәвнгә: «Исраилларниң зиминиңдин кетишигә йол қой», дәп ейтқин, деди.
12 Лекин Муса Пәрвәрдигарниң алдида: Мана, Исраиллар маңа қулақ салмиған йәрдә, Пирәвн қандақму мәндәк калпуки хәтнә қилинмиған бир адәмгә қулақ салсун? — деди.«калпуки хәтнә қилинмиған» — бу сөзләр билән Муса өзиниң ағзи калва болупла қалмай, йәнә (өзиниң 4:10-17дә хатириләнгән Худаға болған қақшашлирини әсләп) өзиниң Худаниң алдида хелә налайиқ ишларни қилғанлиғини, гәп-сөздә гунайи бар адәм екәнлигиниму көрсәтмәкчи.
13 Амма Пәрвәрдигар Муса вә Һарунға сөзләп, уларниң Исраилларға вә Мисирниң падишаси Пирәвнгә Исраиллар тоғрилиқ: — «Улар Мисир зиминидин елип чиқирилсун» дегән әмир йәткүзүшини буйруди.
 
Муса билән Һарунниң әҗдатлири, нәсәбнамиси
14 Төвәндикиләр җәмәт башлиқлири: — Исраилниң тунҗа оғли болған Рубәнниң оғуллири Һануқ, Паллу, Һәзрон вә Карми. Булар болса Рубәнниң нәсиллири еди.Яр. 46:9; Чөл. 26:5; 1Тар. 5:3
15 Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә қанаанлиқ аялдин болған Сауллар еди; булар Шимеонниң нәсиллири еди.Яр. 46:10; Чөл. 26:12; 1Тар. 4:24
16 Лавийниң оғуллириниң исимлири, нәсәбнамилиригә асасән: Гәршон, Коһат вә Мәрари; Лавийниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди.Яр. 46:11; Чөл. 3:17; 26:57; 1Тар. 6:1-30
17 Гәршонниң оғуллири аилилири бойичә: — Либни вә Шимәй.1Тар. 6:2; 23:7
18 Коһатниң оғуллири: — Амрам, Йизһар, Һеброн билән Уззиәл. Коһат бир йүз оттуз үч жил өмүр көрди.1Тар. 6:3; 23:12
19 Мәрариниң оғуллири: — Маһли вә Муши. Булар нәсәбнамилири бойичә Лавийниң нәсиллири еди.1Тар. 6:4; 23:21
20 Амрам өз һаммиси Йокәбәдни хотунлуққа алди, Йокәбәд униңға Һарун вә Мусани туғуп бәрди. Амрам бир йүз оттуз йәттә жил өмүр көрди.«Амрам өз һаммиси Йокәбәдни хотунлуққа алди» — шу чағда өз һаммисини хотунлуққа елиш мәнъий қилинған әмир («Лав.» 18:12-23) техи Исраилға беримлигән еди.  Мис. 2:1; Чөл. 26:59
21 Йизһарниң оғуллири: — Кораһ, Нәфәг вә Зикри еди.
22 Уззиәлниң оғуллири: — Мишаәл, Әлзафан вә Ситри еди.
23 Һарун болса Наһшонниң сиңлисини, йәни Амминадабниң қизи Елишебани хотунлуққа алди. У униңға Надаб билән Абиһуни, вә Әлиазар билән Итамарни туғуп бәрди.Чөл. 3:2; 26:60; 1Тар. 5:29; 24:1
24 Кораһниң оғуллири: — Ассир, Әлканаһ вә Абиасаф; булар Кораһларниң нәсиллири еди.
25 Һарунниң оғли Әлиазар Путиәлниң қизлириниң бирини хотунлуққа алди; у униңға Финиһасни туғуп бәрди; булар болса өз нәсәби бойичә һәммиси Лавийларниң җәмәт башлқлири еди.
26 Пәрвәрдигарниң: — Исраилларни қошунлардәк топ-топи билән Мисир зиминидин елип чиқиңлар, дегән әмрини тапшуривалғучилар дәл мошу Һарун билән Муса еди. 27 Исраиллар Мисирдин чиқирилсун, дәп Мисирниң падишаси Пирәвнгә сөз қилғанлар дәл бу кишиләр, йәни мошу Муса билән Һарун еди.
 
Һарунниң Мусаға вакалитән сөзлиши
28 Пәрвәрдигар Мисирниң зиминида Мусаға сөз қилған вақтида 29 Мусаға: «Мән Пәрвәрдигардурмән. Саңа ейтқинимниң һәммисини Мисирниң падишаси Пирәвнгә дегин», дәп әмир қилди.
30 Лекин Муса Пәрвәрдигарниң алдида: — Мәндәк калпуки хәтнә қилинмиған бир кишигә Пирәвн қандақму қулақ салсун?» — дәп җавап бәргән еди.Мис. 6:12; Мис. 4:10
 
 

6:3 «Яһвәһ» — мошу намни адәттә «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилимиз. «Яһвәһ» дегән намим билән уларға ашкарә тонулмидим» дегән сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:6 «силәргә һәмҗәмәт болуп һөрлүккә ериштүримән» —ибраний тилида «гаал» дегән бир пеил биләнла ипадилиниду. Бу пеил тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Аюп» 19:25 вә изаһатиниму көрүң.

6:9 «пиғанға чүшкән болуп,...» — яки «сәвирсизликтин чидимай,...»

6:12 «калпуки хәтнә қилинмиған» — бу сөзләр билән Муса өзиниң ағзи калва болупла қалмай, йәнә (өзиниң 4:10-17дә хатириләнгән Худаға болған қақшашлирини әсләп) өзиниң Худаниң алдида хелә налайиқ ишларни қилғанлиғини, гәп-сөздә гунайи бар адәм екәнлигиниму көрсәтмәкчи.

6:14 Яр. 46:9; Чөл. 26:5; 1Тар. 5:3

6:15 Яр. 46:10; Чөл. 26:12; 1Тар. 4:24

6:16 Яр. 46:11; Чөл. 3:17; 26:57; 1Тар. 6:1-30

6:17 1Тар. 6:2; 23:7

6:18 1Тар. 6:3; 23:12

6:19 1Тар. 6:4; 23:21

6:20 «Амрам өз һаммиси Йокәбәдни хотунлуққа алди» — шу чағда өз һаммисини хотунлуққа елиш мәнъий қилинған әмир («Лав.» 18:12-23) техи Исраилға беримлигән еди.

6:20 Мис. 2:1; Чөл. 26:59

6:23 Чөл. 3:2; 26:60; 1Тар. 5:29; 24:1

6:30 Мис. 6:12; Мис. 4:10