4
Худаниң Мусаға алаһидә иқтидар ата қилиши
Муса җавап берип: — Мана, улар маңа ишәнмәй туруп, сөзүмгә қулақ салмайду, бәлки: «Пәрвәрдигар саңа көрүнмиди», дейиши мүмкин, деди.
Пәрвәрдигар униңға: — Қолуңдики бу немә? — дәп сориди.
У: — Бу бир һаса, дәп җавап бәрди.
У: — Уни йәргә ташла, деди. Уни йәргә ташливиди, у бир иланға айланди; Муса униң алдидин қачти. Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Қолуңни узитип, уни қуйруғидин тут, девиди, у қолини узитип, уни тутти. У йәнә униң қолида һасиға айланди.
Пәрвәрдигар йәнә: — Буниң билән улар ата-бовилириниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң саңа көрүнгинигә ишиниду, — деди.
Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Қолуңни қойнуңға салғин, девиди, у қолини қойниға селип чиқиривиди, мана, қоли песә-мохо кесилигә гириптар болуп қардәк ақирип кәтти.
Андин униңға: — Қолуңни йәнә қойнуңға салғин, девиди, қолини қойниға салди. Уни йәнә қойнидин чиқиривиди, мана, өз әксигә келип әтлириниң башқа йәрлиридәк болди.
Пәрвәрдигар йәнә: — Шундақ болидуки, әгәр улар саңа ишәнмәй, алдинқи мөҗизилик аламәтгә көңүлшимисә, улар иккинчи мөҗизилик аламәткә ишиниду. «Алдинқи мөҗизилик аламәткә көңүлшимисә, улар иккинчи мөҗизилик аламәткә ишиниду» —Ибраний тилида «алдинқи мөҗизилик аламәтниң гепигә қулақ салмиса, улар иккинчи мөҗизилик аламәтниң гепигә ишиниду». Һалбуки, улар бу икки мөҗизигә йәнила ишәнмисә вә я сөзүңгә қулақ салмиса, ундақта сән Нил дәриясиниң сүйидин елип, қуруқ йәргә төккин. Шуниң билән сән дәриядин алған су қуруқ йәр үстидә қанға айлиниду, деди.Мис. 7:19
10 Андин Муса Пәрвәрдигарға: — Әй Егәм, мән әслидинла гәпкә уста әмәстим, сән қулуңға сөз қилғандин кейинму йәнила шундақ; чүнки мән ағзим калва вә тилим еғир адәммән, — деди.
11 Пәрвәрдигар униңға: — Ким инсанға еғиз бәргән? Ким адәмни гача яки гас, көргүчи яки кор қилған? Шундақ қилғучи Мән Пәрвәрдигар әмәсму? 12 Әнди сән барғин, Мән Өзүм сениң ағзиң билән биллә болимән, немә сөзләйдиғиниңни саңа үгитип туримән, — деди.Мат. 10:19; Мар. 13:11; Луқа 12:12
13 Лекин у: — Әй Егәм! Сәндин өтүнүп қалай, Сән бу ишқа халиған башқа бирисини әвәтип, шуниң қоли билән қилғин! — деди.
14 Буни аңлап Пәрвәрдигарниң ғәзиви Мусаға тутишип: — Лавийлардин болған акаң Һарун бар әмәсму? Униң гәпни убдан қилалайдиғинини билимән. Мана, у әнди сениң алдиңға чиқишқа аллиқачан йолға чиқти; у сени көрсә, көңли толиму хуш болиду. 15 Әнди дәйдиған гәпләрни униңға ейт; Мән Өзүм сениң ағзиң билән биллә вә униң ағзи билән биллә болимән, немә қилиш керәклигиңларни силәргә үгитимән. «Әнди дәйдиған гәпләрни униңға ейт» — ибраний тилида «униңға гәп қилип ағзиға дәйдиған сөзләрни салғин».  Мис. 7:2 16 Һарун сениң орнуңда хәлиққә сөзләйду; шундақ болидуки, у саңа еғиз болиду, сән униңға Худадәк болисән. 17 Бу һасини қолуңға елип, униң билән шу мөҗизилик аламәтләрни көрситисән, — деди.
 
Мусаниң Мисирға қайтиши
18 Шуниң билән Муса қейинатиси Йәтрониң қешиға йенип берип, униңға: — Маңа иҗазәт бәргәйла, Мисирдики қериндашлиримниң қешиға барай, улар һаятму, әмәсму көрүп келәй, деди. Йәтро Мусаға: — Аман-есән берип кәлгин, — деди.
19 Муса техи Мидияндики вақтида, Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Мисирға йенип барғин! Чүнки сениң җениңни истигән кишиләр өлүп кәтти, — деди.
20 Шуниң билән Муса аяли вә оғуллирини елип, уларни бир ешәккә миндүрүп, Мисир зиминиға беришқа йолға чиқти. Маңғанда Муса Худаниң һасисини алғач кәтти.
21 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисирға йенип барғиниңда сән агаһ бол, Мән қолуңға тапшурған барлиқ карамәтләрни Пирәвнниң алдида көрсәткин. Лекин Мән униң көңлини хәлиқни қоюп бәрмигидәк қаттиқ қилимән.
22 Сән Пирәвнгә: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраил Мениң оғлум, Мениң тунҗа оғлум болиду. 23 Шуниң үчүн Мән саңа: Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәр, дедим. Униңға йол қоюшни рәт қилидиған болсаң, сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән» — дегин, — деди.«Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәр, дедим. Униңға йол қоюшни рәт қилидиған болсаң, сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән» — яки «Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәргин дегән болсамму, сән уни қоюп бәрмидиң. Бу сәвәптин Мән әнди сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән».
24 Амма Муса сәпәр қилип бир қоналғуға кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға учрап, уни өлтүрүвәтмәкчи болди. 25 Шуниң билән Зиппораһ бир чақмақ тешини елип, оғлиниң хәтнилигини кесип, уни ериниң айиғиға ташлап: — Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр әр екәнсән! — деди.«хәтнилигини... айиғиға ташлап» — яки «хәтнилигини... айиғиға тәккүзүп». «Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр әр екәнсән!» — Зиппораһниң бу сөзи вә бу сирлиқ вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
26 Шуниң билән Пәрвәрдигар уни қоюп бәрди (бу чағда Зиппораһ униңға: «Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр бир әр екәнсән!» — деди. Бу сөзини у хәтнә түпәйлидин ейтти).«хәтнә түпәйлидин» — мошу йәрдә ибраний тилида «хәтнә» көплүк шәклидә — «хәтниләр».
27 Пәрвәрдигар Һарунға: — Сән чөл-баяванға берип, Муса билән көрүшкин, девиди, у берип Худаниң теғида униң билән учришип, уни сөйди.
28 Муса өзини әвәткән Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлири билән қилишқа буйруған барлиқ мөҗизилик аламәтләрни Һарунға дәп бәрди. 29 Андин Муса билән Һарун берип, Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини жиғди. 30 Һарун Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқан һәммә сөзлирини баян қилди вә хәлиқниң көз алдида шу мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти. 31 Буни көрүп, хәлиқ ишәнди; Пәрвәрдигарниң Исраилларни йоқлап, улар учриған харлиқларни көргәнлигини аңлиған һаман, башлирини егип сәҗдә қилишти.
 
 

4:8 «Алдинқи мөҗизилик аламәткә көңүлшимисә, улар иккинчи мөҗизилик аламәткә ишиниду» —Ибраний тилида «алдинқи мөҗизилик аламәтниң гепигә қулақ салмиса, улар иккинчи мөҗизилик аламәтниң гепигә ишиниду».

4:9 Мис. 7:19

4:12 Мат. 10:19; Мар. 13:11; Луқа 12:12

4:15 «Әнди дәйдиған гәпләрни униңға ейт» — ибраний тилида «униңға гәп қилип ағзиға дәйдиған сөзләрни салғин».

4:15 Мис. 7:2

4:23 «Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәр, дедим. Униңға йол қоюшни рәт қилидиған болсаң, сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән» — яки «Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәргин дегән болсамму, сән уни қоюп бәрмидиң. Бу сәвәптин Мән әнди сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән».

4:25 «хәтнилигини... айиғиға ташлап» — яки «хәтнилигини... айиғиға тәккүзүп». «Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр әр екәнсән!» — Зиппораһниң бу сөзи вә бу сирлиқ вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

4:26 «хәтнә түпәйлидин» — мошу йәрдә ибраний тилида «хәтнә» көплүк шәклидә — «хәтниләр».