13
Ибадәтханиниң вәйран қилинишидин бешарәт; ахирқи заманлардики аламәтләр
Мат. 24:1-44; Луқа 21:5-33
У ибадәтханидин чиқиватқанда, мухлислиридин бири униңға:
— Устаз, қара, бу немидегән һәйвәтлик ташлар вә имарәтләр-һә! — деди.Мат. 24:1; Луқа 21:5.
Әйса униңға җававән:
— Сән бу һәйвәтлик имарәтләрни көрдүңму? Бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.
У Зәйтун теғида, йәни ибадәтханиниң удулида олтарғанда, Петрус, Яқуп, Юһанна вә Андрияслар униңдин астиғина:Мат. 24:3; Луқа 21:7.
— Бизгә ейтқинчу, бу ишлар қачан йүз бериду? Бу барлиқ вақиәләрниң йүз беридиғанлиғини көрситидиған немә аламәт болиду? — дәп сорашти.Рос. 1:6.
Әйса уларға җававән сөз башлап мундақ деди:
— Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.Йәр. 29:8; Әф. 5:6; 2Тес. 2:2, 3; 1Юһа. 4:1. Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мана өзүм шудурмән!» дәп, көп адәмләрни аздуриду.«Мана өзүм шудурмән» — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду.  Йәр. 14:14; 23:21. Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлиғиниңларда, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлгәнлиги әмәс. Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда йәр тәврәшләр йүз бериду, ачарчилиқлар вә қалаймиқанчилиқлар болиду. Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.«бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар. «Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас» — Әйса Мәсиһ қайси ишниң «туғулиду»ғанлиғини беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда, буни йеңи дәвирниң туғулуши дәп қараймиз.  Йәш. 19:2.
Силәр болсаңлар, өзүңларға пәхәс болуңлар; чүнки кишиләр силәрни тутқун қилип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагогларда қамчилинисиләр. Силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип, улар үчүн бир гувалиқ болсун дәп сораққа тартилисиләр.«сот мәһкимилири» — грек тилида «санһедринлар». Йәһудийларниң мәһкимилирини вә бәлким башқа һәр хил сорақханиларни көрситиду.  Мат. 10:17; 24:9; Луқа 21:12; Юһ. 15:19; 16:2; Вәһ. 2:10. 10 Лекин булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк. «булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк» — «авал» дегән сөзгә қариғанда, хуш хәвәрниң һәр җайға җакалиниши заманниң ахиридин авал, шундақла бәлким 9-айәттә ейтилған наһайити еғир зиянкәшликтин авал болуши мүмкин («Мат.» 24:14ни көрүң). 11 Әнди улар силәрни апирип сораққа тапшурғанда, немә дейиш һәққидә нә әндишә нә мулаһизә қилмаңлар, бәлки шу вақит-саитидә силәргә қайси гәп берилсә, шуни ейтиңлар; чүнки сөзлигүчи силәр әмәс, Муқәддәс Роһтур. Мат. 10:19; Луқа 12:11; 21:4. 12 Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән зитлишип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду. Әз. 38:21; Мик. 7:6. 13 Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.Мат. 10:22; 24:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10.
 
Йерусалимда вәйран қилғучи «жиркиничлик номуссизлиқ» пәйда болиду; «дәһшәтлик азап-оқубәт»
14 «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң өзи турушқа тегишлик болмиған йәрдә турғинини көргиниңларда, (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй) Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун. «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» — буниң тоғрисида Тәврат «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.  Дан. 9:27; Мат. 24:15; Луқа 21:20,21; 2Тес. 2:4 15 Өгүздә турған киши өйигә чүшмәй яки өйидики бирәр немини алғили ичигә кирмәй қачсун. 16 Етизларда туруватқан киши болса чапинини алғили өйигә янмисун. 17 У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай! «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!» — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә. 18 Қачидиған вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар. «Қачидиған вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар» — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Пәләстиндә турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду. 19 Чүнки у чағда Худа яратқан дунияниң апиридә қилинғандин буян мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған зор азап-оқубәт болиду. Мат. 24:21 20 Әгәр Пәрвәрдигар у күнләрни азайтмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайду. Лекин У Өз таллиғанлири үчүн у күнләрни азайтиду. «У Өз таллиғанлар үчүн» — грек тилида «У таллиған таллиғанлири үчүн» дегәнлик билән ипадилиниду — Худа Өзиниң таллиғанлириға бағлиған муһәббитини алаһидә тәкитләйду. 21 Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «Қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар. ««Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар» — «у» — Мәсиһни көрситиду.  Мат. 24:23; Луқа 21:8. 22 Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, улар һәтта Худа таллиғанларни һәм аздуриду. Қан. 13:2; 2Тес. 2:11. 23 Шуниң үчүн, силәр һошияр болуңлар. Мана, мән бу ишларниң һәммисини силәргә алдин-ала уқтуруп қойдум.
 
Инсаноғлиниң келиши
24 Әнди шу күнләрдә, шу азап-оқубәт өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:10,31; 3:15; Мат. 24:29; Луқа 21:25; Вәһ. 6:12. 25 юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду. «юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.  Йәш. 13:10; 34:4. 26 Андин кишиләр Инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду. «Андин кишиләр инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду» — «Дан.» 7:13ни көрүң.  Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7. 27 У өз пәриштилирини әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт тәрипидин, зиминниң чәтлиридин асманниң чәтлиригичә жиғип җәм қилиду.«дунияниң төрт тәрипидин» — грек тилида «төрт шамалдин» билән ипадилиниду.
 
Әнҗир дәриғидин савақ елиш
28 — Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр. Мат. 24:32; Луқа 21:29. 29 Худди шуниңдәк, мән бая дегәнлиримниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.«мән бая дегәнлиримниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар» — бу тексттики «униң (йеқинлап қалғанлиғи)» яки инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31).
30 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду. «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (13:2) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (13:26) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәһшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду. 31 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду. Зәб. 101:28-28; Йәш. 40:8; 51:6; Ибр. 1:11.
 
Һошияр болуңлар
32 Лекин шу күни яки вақит-саити тоғрилиқ хәвәрни һеч ким билмәйду — һәтта нә әрштики пәриштиләрму билмәйду, нә оғул билмәйду, уни пәқәт Атила билиду. Мат. 24:36; Рос. 1:7. 33 Һошияр болуңлар, сәгәк болуп дуа қилиңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр. Мат. 24:42; 25:13; Луқа 12:40; 21:36; 1Тес. 5:6. 34 Бу худди яқа жутқа чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. Йолға чиқидиған чағда, у қуллириға өз һоқуқини беқитип, һәр биригә өз вәзиписини тапшуриду вә дәрвазивәнниңму сәгәк болушини тапилайду. 35 Шуниңдәк, силәрму сәгәк болуңлар; чүнки өйниң егисиниң қайтип келидиған вақтиниң — кәчқурунму, түн йеримиму, ғораз чиллиған вақитму яки сәһәр вақтиму — уни биләлмәйсиләр; 36 у туюқсиз кәлгәндә, силәрниң ухлаватқиниңларниң үстигә чүшмисун! 37 Силәргә ейтқинимни мән һәммәйләнгә ейтимән: Сәгәк туруңлар!
 
 

13:1 Мат. 24:1; Луқа 21:5.

13:2 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.

13:3 Мат. 24:3; Луқа 21:7.

13:4 Рос. 1:6.

13:5 Йәр. 29:8; Әф. 5:6; 2Тес. 2:2, 3; 1Юһа. 4:1.

13:6 «Мана өзүм шудурмән» — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду.

13:6 Йәр. 14:14; 23:21.

13:8 «бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар. «Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас» — Әйса Мәсиһ қайси ишниң «туғулиду»ғанлиғини беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда, буни йеңи дәвирниң туғулуши дәп қараймиз.

13:8 Йәш. 19:2.

13:9 «сот мәһкимилири» — грек тилида «санһедринлар». Йәһудийларниң мәһкимилирини вә бәлким башқа һәр хил сорақханиларни көрситиду.

13:9 Мат. 10:17; 24:9; Луқа 21:12; Юһ. 15:19; 16:2; Вәһ. 2:10.

13:10 «булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк» — «авал» дегән сөзгә қариғанда, хуш хәвәрниң һәр җайға җакалиниши заманниң ахиридин авал, шундақла бәлким 9-айәттә ейтилған наһайити еғир зиянкәшликтин авал болуши мүмкин («Мат.» 24:14ни көрүң).

13:11 Мат. 10:19; Луқа 12:11; 21:4.

13:12 Әз. 38:21; Мик. 7:6.

13:13 Мат. 10:22; 24:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10.

13:14 «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» — буниң тоғрисида Тәврат «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.

13:14 Дан. 9:27; Мат. 24:15; Луқа 21:20,21; 2Тес. 2:4

13:17 «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!» — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә.

13:18 «Қачидиған вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар» — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Пәләстиндә турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду.

13:19 Мат. 24:21

13:20 «У Өз таллиғанлар үчүн» — грек тилида «У таллиған таллиғанлири үчүн» дегәнлик билән ипадилиниду — Худа Өзиниң таллиғанлириға бағлиған муһәббитини алаһидә тәкитләйду.

13:21 ««Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар» — «у» — Мәсиһни көрситиду.

13:21 Мат. 24:23; Луқа 21:8.

13:22 Қан. 13:2; 2Тес. 2:11.

13:24 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:10,31; 3:15; Мат. 24:29; Луқа 21:25; Вәһ. 6:12.

13:25 «юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.

13:25 Йәш. 13:10; 34:4.

13:26 «Андин кишиләр инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду» — «Дан.» 7:13ни көрүң.

13:26 Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.

13:27 «дунияниң төрт тәрипидин» — грек тилида «төрт шамалдин» билән ипадилиниду.

13:28 Мат. 24:32; Луқа 21:29.

13:29 «мән бая дегәнлиримниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар» — бу тексттики «униң (йеқинлап қалғанлиғи)» яки инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31).

13:30 «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (13:2) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (13:26) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәһшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.

13:31 Зәб. 101:28-28; Йәш. 40:8; 51:6; Ибр. 1:11.

13:32 Мат. 24:36; Рос. 1:7.

13:33 Мат. 24:42; 25:13; Луқа 12:40; 21:36; 1Тес. 5:6.