38
Ахирқи заманлар — «Гог»ни әйипләйдиған бешарәт
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Инсан оғли, йүзүңни Магог зиминидики Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри Гогқа қаритип уни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: — «йүзүңни Магог зиминидики Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри Гогқа қаритип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «йүзүңни Магог зиминидин болған Мәшәк вә Тубалниң каттиваш шаһзадиси болған Гогқа қаритип...». Мәшәк вә Тубал шу дәвирләрдә һазирқи Түркийәдә турған икки қәбилә еди. Уларниң һазирқи Русийәдики «Москва» вә «Тоболск» билән мунасивити бар болуши мүмкин. Бәзи алимлар «Рош»ни һазирқи «Русийә» билән мунасивити бар, дәп қарайду.  Вәһ. 20:8
Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән; Мән сени арқиңға яндуруп, еңигиңгә илмәкләрни селип, сән вә пүтүн қошунуңни — атлар вә атлиқ әскәрләрни, һәммиси толуқ қуралланған, сипар-қалқанларни көтәргән, қилич тутқан топ-топ кишиләрни җәңгә чиқиримән; Әз. 29:4; 39:2 Парс, Ефиопийә вә Пут, һәммиси қалқан-дубулға билән қураллиниду «Пут» — һазирқи «Ливийә» («Либя»). — Гомер вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, шималниң әң қәридин кәлгән Торгамаһ җәмәти вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, бу көп әлләр саңа һәмраһ болуп биллә болиду. «Гомер» — бәзи алимлар «Гомер»ни һазирқи «Германийә» билән мунасивити бар, дәп қарайду. «Торгамаһ»ниң ким екәнлигини бир немә дейиш тәс, бирақ Пәләстин яки Бабилға нисбәтән «шималий әң қәри» болған җай Сибирийәдур. Өзүңни тәйярла; сән вә саңа жиғилған барлиқ топ-топ адәмлириң тәйярланған петида бол; сән уларға назарәтчилик қилисән.«сән уларға назарәтчилик қилисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сән уларға муһапизәтчи болисән».
Көп күнләрдин кейин сән җәңгә чақирилисән; сән ахирқи жилларда қиличтин қутқузулған, көп әлләрдин жиғилған хәлиқниң зиминиға, йәни узундин бери вәйран қелинип кәлгән Исраил тағлириға һуҗум қилисән; униң хәлқи әлләрдин жиғилған болуп, уларниң һәммиси аман-есән туривериду; сән, барлиқ топ адәмлириң вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр билән биллә алға бесип, боран-чапқундәк келисән; сән йәр йүзини қаплиған булуттәк болисән».Әз. 30:18
10 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Шу күни шундақ болидуки, көңлүңгә башқичә хияллар кирип, сән рәзил һейлә-нәйрәңни ойлап чиқисән; 11 сән: «Мән сепилсиз йеза-кәнтләр җайлашқан зиминға бесип киримән; мән аман-есән туруватқан бир хәлиққә йеқинлишимән — уларниң һәммиси сепилсиз, тақақсиз вә дәрвазисиз туруватиду», дәйсән, — 12 «Шуниң билән олҗиларни елип, булаң-талаң қилимән; қолумни әслидә вәйран болуп әндиликтә маканлиқ болған җайларға, әлләрдин жиғилған, мал-дунияға егә болған, дунияниң киндигидә яшаватқан хәлиққә қарши қилимән».
13 Шу тапта Шеба, Дедан, Таршиштики содигәрләр барлиқ яш ширлири билән сәндин: «Сән олҗа елишқа кәлдиңму? Сән топ-топ адәмлириңни булаң-талаң қиливелишқа — алтун-күмүчни елип кетишкә, мал-дунияни елип кетишкә, зор бир олҗиға еришивелишқа жиғдиңму?» — дәп сорайду.«Шеба, Дедан, Таршиш...» — «Шеба» вә «Дедан» — Әрәб милләтлири еди. «Таршиш» — чоң бир сода шәһири (жуқуриқи 27:12-айәттики изаһатни көрүң).
«Яш ширлири» — буларға охшайдиған, улар билән сода қилидиған әлләр. Айәтниң мәнаси бәлким Гог Исраилға һуҗум қилғанда уларму әһвалдин пайдиланмақчи болиду.
14 Шуңа бешарәт бәргин, и инсан оғли, Гогқа шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мениң хәлқим Исраил аман-есән болидиған күнини, сән билип йәтмәмсән? 15 Сән өз җайиңдин, йәни шималниң әң чәт җайидин чиқисән, сән вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр, һәммиси атлиқ болуп, топ-топ адәмләр, чоң қошун болисән. 16 Сән йәр йүзини қаплиған булуттәк хәлқим Исраилға қарши чиқисән — бу ахирқи заманларда болиду — Мән сени өз зиминимға қаршилишишқа чиқиримән; шундақ қилип Мән сән арқилиқ, и Гог, әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткәндә, улар Мени тонуйду».
17 — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мән қедимки заманларда қуллирим болған Исраилдики пәйғәмбәрләр арқилиқ бешарәт қилған бириси сән әмәсму? Улар шу күнләрдә, шундақла көп жиллардин бери, Мениң сени хәлқимгә қаршилишишқа чиқиридиғанлиғим тоғрилиқ бешарәт бәргән әмәсму?«Мән қедимки заманларда қуллирим болған Исраилдики пәйғәмбәрләр арқилиқ бешарәт қилған бириси сән әмәсму? Улар шу күнләрдә, шундақла көп жиллардин бери, Мениң сени хәлқимгә қаршилишишқа чиқиридиғанлиғим тоғрилиқ бешарәт бәргән әмәсму?» — бу айәт үстидә биз «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
18 Вә шу күни, йәни Гог Исраил зиминиға қарши чиққан күни шундақ болидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — ғәзивим билән Мениң қәһрим өрләп чиқиду. 19 Мениң Өз хәлқимгә болған қизғинлиғимдин, ғәзәп билән шундақ сөз қилғанмәнки, Исраил зиминида зор йәр тәврәш болиду; Әз. 36:5, 6 20 шуниң билән деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатлар, даладики һайванлар, йәр йүзидики өмилигүчи һайванлар вә йәр йүзидә турған барлиқ инсанлар Мениң йүзүм алдида тәвринип кетиду; тағлар өрүлүп, тик ярлар ғулап кетиду, барлиқ тамлар йәргә өрүлүп чүшиду.
21 Мән барлиқ тағлиримда униң билән қаршилишишқа бир қилич чақиримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — һәр бирсиниң қиличи өз қериндишигә қарши чиқиду. 22 Мән ваба кесили вә қан төкүш билән униңға һөкүм чиқирип җазалашқа киришимән; Мән униңға, униң қошунлири үстигә, униңға һәмраһ болған нурғун әлләр үстигә дәһшәтлик ямғур, зор мөлдүр ташлири, от вә гүнгүрт яғдуримән; 23 Мән Өзүмни улуқлап, Өзүмни пак-муқәддәс дәп көрситимән; вә нурғун әлләрниң көз алдида намайән болимән, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
 
 

38:2 «йүзүңни Магог зиминидики Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри Гогқа қаритип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «йүзүңни Магог зиминидин болған Мәшәк вә Тубалниң каттиваш шаһзадиси болған Гогқа қаритип...». Мәшәк вә Тубал шу дәвирләрдә һазирқи Түркийәдә турған икки қәбилә еди. Уларниң һазирқи Русийәдики «Москва» вә «Тоболск» билән мунасивити бар болуши мүмкин. Бәзи алимлар «Рош»ни һазирқи «Русийә» билән мунасивити бар, дәп қарайду.

38:2 Вәһ. 20:8

38:4 Әз. 29:4; 39:2

38:5 «Пут» — һазирқи «Ливийә» («Либя»).

38:6 «Гомер» — бәзи алимлар «Гомер»ни һазирқи «Германийә» билән мунасивити бар, дәп қарайду. «Торгамаһ»ниң ким екәнлигини бир немә дейиш тәс, бирақ Пәләстин яки Бабилға нисбәтән «шималий әң қәри» болған җай Сибирийәдур.

38:7 «сән уларға назарәтчилик қилисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сән уларға муһапизәтчи болисән».

38:9 Әз. 30:18

38:13 «Шеба, Дедан, Таршиш...» — «Шеба» вә «Дедан» — Әрәб милләтлири еди. «Таршиш» — чоң бир сода шәһири (жуқуриқи 27:12-айәттики изаһатни көрүң). «Яш ширлири» — буларға охшайдиған, улар билән сода қилидиған әлләр. Айәтниң мәнаси бәлким Гог Исраилға һуҗум қилғанда уларму әһвалдин пайдиланмақчи болиду.

38:17 «Мән қедимки заманларда қуллирим болған Исраилдики пәйғәмбәрләр арқилиқ бешарәт қилған бириси сән әмәсму? Улар шу күнләрдә, шундақла көп жиллардин бери, Мениң сени хәлқимгә қаршилишишқа чиқиридиғанлиғим тоғрилиқ бешарәт бәргән әмәсму?» — бу айәт үстидә биз «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

38:19 Әз. 36:5, 6