20
Мәсиһниң йәр йүзидики миң жиллиқ сәлтәнити
Униңдин кейин, қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған зәнҗир тутқан бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм.Вәһ. 1:18. Пәриштә әҗдиһани, йәни Иблис яки Шәйтан дейилидиған һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ зәнҗирләп қойди.2Пет. 2:4; Вәһ. 12:9. Униң миң жил тошқичә әлләрни аздурмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлап һаңниң ағзини етип печәтливәтти. Бу вақитлардин кейин, у вақтинчә қоюп берилиши муқәррәр.Вәһ. 16:14,16; 20:8.
Андин мән тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Мән йәнә, Әйсаға бәргән гувалиғи вәҗидин вә Худаниң сөз-калами вәҗидин каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунмиған, униң тамғиси пешанисигә вә қолиға урулмиғанлар еди. Улар тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрди «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 149:4-9, «1Кор.» 6:2-3.  Вәһ. 6:9,11; 13:12,15,16. (өлгәнләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәйду). Бу дәсләпки тирилиш еди.
Дәсләпки тирилиштин несивә болғанлар бәхитлик вә муқәддәстур; иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң каһинлири болиду вә Униң билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду.Йәш. 61:6; 1Пет. 2:9; Вәһ. 1:6; 5:10.
 
Шәйтанниң ахирқи мәғлубийити
Миң жил тошқанда, Шәйтан зиндандин бошитилип, йәр йүзиниң төрт булуңидики әлләрни, йәни Гог вә Магогни аздуруш вә уларни җәң қилишқа бир йәргә топлашқа чиқиду. Топланғанларниң сани деңиз саһилидики қумдәк санақсиз болиду.«... йәр йүзиниң төрт булуңидики әлләрни, йәни Гог вә Магогни аздуруш вә уларни җәң қилишқа бир йәргә топлашқа чиқиду» — «Гог вә Магог» тоғрилиқ: Гог бәлким «Магог»ниң беши болуши мүмкин («Әз.» 38:2-3ни көрүң). Шубһисизки, уйғур тилидики «йәҗүҗ-мәҗүҗ» дегән исим ибраний тилидики бу исимлардин чиққан еди; лекин «Гог вә Магог» ялмавуздәк бир хил мәхлуқ әмәс, бәлки түрлүк әлләрни көрситиду. «Әз.» 38:1-39:29дә, Худаниң «Гог вә Магог» билән болған уруши бешарәт қилинған. Бирақ бизниңчә у уруш «дәһшәтлик азап-оқубәт» билән бағлиқ болиду; миң жилниң ахирида болидиған, мошу айәтләрдә аян қилинған «ахирқи уруш» униңға охшайдиған болуши мүмкин болсиму, у әмәс.  Әз. 38:2; 39:1; Вәһ. 16:14. Улар йәр йүзидики кәң түзләңликкә чиқип, муқәддәс бәндиләрниң баргаһини, йәни Худа сөйидиған шәһәрни муһасиригә алиду. Лекин асмандин от йеғип, уларни жутуветиду. «Улар йәр йүзидики кәң түзләңликкә чиқип...» — яки «улар зимин (демәк Қанаан, Пәләстин)дики кәң түзләңликкә чиқип...» яки «улар пүтүн йәр йүзини кезип...». 10 Уларни аздурған Иблис болса дивә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз әбәдил-әбәткичә қийнилиду.Дан. 7:11; Вәһ. 14:10; 19:20.
 
Чоң ақ тәхт — ахирқи һөкүм
11 Униңдин кейин, чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң йүзидин өзини қачуруп, улар турған җай һәргиз тепилмайду. 12 Мән йәнә катта болсун, яки төвән болсун, өлгәнләрниң һәммисиниң тәхтниң алдида турғанлиғини көрдүм. Китаплар ечилди; андин йәнә бир китап — «Һаятлиқ дәптири» дәп аталған китап ечилди. Өлгәнләргә китапларда хатириләнгини бойичә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди. Мис. 32:32; Зәб. 61:13; 68:29; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Фил. 4:3; Вәһ. 2:23; 3:5. 13 Деңиз өзидә өлгәнләрни тапшуруп бәрди, өлүм вә тәһтисараму өзлиридики өлгәнләрни тапшуруп беришти. Һәр кимниң үстигә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди. 14 Андин өлүм вә тәһтисара от көлигә ташланди. Мана иккинчи өлүм — от көлидур. 15 Кимниң исминиң «Һаятлиқ дәптири»дә йезилмиғанлиғи байқалса, от көлигә ташланди.
 
 

20:1 Вәһ. 1:18.

20:2 2Пет. 2:4; Вәһ. 12:9.

20:3 Вәһ. 16:14,16; 20:8.

20:4 «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 149:4-9, «1Кор.» 6:2-3.

20:4 Вәһ. 6:9,11; 13:12,15,16.

20:6 Йәш. 61:6; 1Пет. 2:9; Вәһ. 1:6; 5:10.

20:8 «... йәр йүзиниң төрт булуңидики әлләрни, йәни Гог вә Магогни аздуруш вә уларни җәң қилишқа бир йәргә топлашқа чиқиду» — «Гог вә Магог» тоғрилиқ: Гог бәлким «Магог»ниң беши болуши мүмкин («Әз.» 38:2-3ни көрүң). Шубһисизки, уйғур тилидики «йәҗүҗ-мәҗүҗ» дегән исим ибраний тилидики бу исимлардин чиққан еди; лекин «Гог вә Магог» ялмавуздәк бир хил мәхлуқ әмәс, бәлки түрлүк әлләрни көрситиду. «Әз.» 38:1-39:29дә, Худаниң «Гог вә Магог» билән болған уруши бешарәт қилинған. Бирақ бизниңчә у уруш «дәһшәтлик азап-оқубәт» билән бағлиқ болиду; миң жилниң ахирида болидиған, мошу айәтләрдә аян қилинған «ахирқи уруш» униңға охшайдиған болуши мүмкин болсиму, у әмәс.

20:8 Әз. 38:2; 39:1; Вәһ. 16:14.

20:9 «Улар йәр йүзидики кәң түзләңликкә чиқип...» — яки «улар зимин (демәк Қанаан, Пәләстин)дики кәң түзләңликкә чиқип...» яки «улар пүтүн йәр йүзини кезип...».

20:10 Дан. 7:11; Вәһ. 14:10; 19:20.

20:12 Мис. 32:32; Зәб. 61:13; 68:29; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Фил. 4:3; Вәһ. 2:23; 3:5.