Павлусниң «бериш вә қобул қилиш ишлири» дегини, Павлусниң пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки башқиларни дәп уларниң әвәткән ярдимини қобул қилғанлиғини көрситиду. ■2Кор. 11:9. 16 Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар. □«Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар» — «бир нәччә қетим» грек тилида «бир қетим, һәтта икки қетим...» дегән ибарә билән билдүрүлиду. Адәттә бу ибарә «бир нәччә қетим» дегәнни көрситиду. 17 Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соғатни издәп сориғиним әмәстур, издигиним болса һесаватиңларға роһий мевиниң көп топлинишидин ибарәттур.
□4:2 «Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!» — Еводия вә Сунтихә җамаәттики ача-сиңил еди.
□4:3 «мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим...» — «һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим» Павлус бу алаһидә ибарә билән мәлум қериндишини көрситиду. Павлус униң исмини тилиға алмиған болсиму, шүбһисизки, униң өзи вә Филиппилиқларниң һәммиси кимни көрсәткәнлигини убдан биләтти. Грек тилида «һәмбоюнтуруқлуқ (хизмәтдишим)» дегән ибарә «сүзүгүс» билән ипадиләнгәчкә, бәзи алимлар «Сүзүгүс» дегәнни адәмниң исми дәп қарайду.
■4:3 Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Вәһ. 3:5; 20:12; 21:27.
■4:4 1Тес. 5:16; Рос.16:25
□4:5 «Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!» — «Рәб йеқиндур» дегәнниң икки мәнаси бар: (1) Рәб Әйса етиқатчиларға һәрдайим йеқин; (2) Рәб Әйса йеқин арида дунияға қайтип келиду.
■4:6 Зәб. 54:24; Мат. 6:25; 1Тим. 6:8,17; 1Пет. 5:7.
□4:7 «... Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — яки «Худадин кәлгән хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — грек тилидики тексттә «Худаниң хатирҗәмлиги...» дейилиду.
■4:7 Юһ. 14:27; Рим. 5:1; Әф. 2:14.
■4:8 Рим. 13:13; 1Тес. 4:3, 4, 5.
□4:9 «шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду» — «хатирҗәмлик Егиси болған Худа» грек тилида: «хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик Бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.
□4:11 «Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим» — расул уларни «шатландим» (10-айәт) дегинини хата чүшинип қалмисун дәп бу сөзни қилиду. Шатланғанлиғи зиндандики ач қалған мәһбусниң тамақни көргинидики шатлиғи әмәс, бәлки җамаәтниң униңға көйүнгәнлигидин, җамаәтниң униңға болған садиқ муһәббитидин шатлиниши еди. Шуниңдәк у уларға сөзидә: «Мән һазирму интайин һаҗәтмән» дегәндәк пурақни чиқирип қоюштин әнсирәйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
■4:12 1Кор. 4:11; 2Кор. 11:27.
□4:15 «Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған» — айәттики «...мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда» дегән қисимниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... хуш хәвәрниң силәргә йәткүзүлгән дәсләпки күнлиридә, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда...». Филиппи шәһири болса Македонийә өлкисидә; шуңа қайси тәрҗимиси тоғра болушидин қәтъийнәзәр, Павлус хуш хәвәрни Филиппилиқларға йәткүзгәндин кейин, уни башқа җайдикиләргә йәткүзүш үчүн чиққан еди. Шу чағда Филиппидики җамаәт униңға иқтисадий вә бәлким башқа җәһәтләрдә ярдәм қилған еди. Павлусниң «бериш вә қобул қилиш ишлири» дегини, Павлусниң пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки башқиларни дәп уларниң әвәткән ярдимини қобул қилғанлиғини көрситиду.
□4:16 «Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар» — «бир нәччә қетим» грек тилида «бир қетим, һәтта икки қетим...» дегән ибарә билән билдүрүлиду. Адәттә бу ибарә «бир нәччә қетим» дегәнни көрситиду.
□4:18 «силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» — «терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» дегәнлик грек тилида бир сөз биләнла ипадлилиниду. Павлусниң бу сөзи билән, пәқәт җисманий җәһәттила һәммә нәрсәм бар дегәнни әмәс, роһий җәһәттиму толиму хошал болғанлиғини, толиму тәсәлли тапқанлиғини, толиму ғәйрәт қилғанлиғини билдүриду.