3
Сардистики җамаәткә йезилған хәт
— Сардистики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Худаниң йәттә Роһи вә йәттә юлтузиниң Егиси Болғучи мундақ дәйду:
— Сениң әмәллириңни вә шундақла «һаят» дегән нам-абруюңниң барлиғини, лекин әмәлийәттә өлүк екәнлигиңни билимән.Вәһ. 1:14, 16. Шуңа, ойған, сениңдә бар болған, амма өләй дәп қалған хисләтлириңни күчәйт; чүнки Худайим алдида әмәллириңниң түгәл әмәслигини билдим. Униң үчүн сөз-каламни қандақ қобул қилип аңлиғиниңни ядиңға кәлтүрүп, уни чиң тутуп товва қилғин. Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән.«Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән» — «оғридәк келимән...»: бир қетим Сардис шәһири дүшмәнниң һуҗуми астида туруватқанда «сепил-истиһкамимиз һеч бөсүлмәс» дәп хатирҗәмликтә ухлаватқанда дүшмән «оғридәк» кирип уни ишғал қилған.  Мат. 24:43; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:19; 16:15. Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар. Улар ақ кийим кийип Мән билән биллә маңиду, чүнки улар буниңға лайиқтур.«Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар» — «кийимлиригә дағ тәккүзмигән» дегән ибарә көчмә мәнидә, әхлақни көрситиду. «...бир нәччә шәхс бар» — грек тилида «... бир нәччә намлар бар». Ғәлибә қилғучилар мана шундақ ақ кийимләрни кийиду. Мән уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән, бәлки уларниң намини Атам Худаниң вә Униң пәриштилириниң алдида очуқ етирап қилимән.Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Мат. 10:32; Луқа 12:8; Фил. 4:3; Вәһ. 20:12; 21:27.
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
 
Филаделфийәдики җамаәткә йезилған хәт
— Филаделфийәдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Муқәддәс вә Һәқиқий Болғучи, шундақла Давутниң ачқучиға егә Болғучи, ачсам һеч ким япалмайду, япсам һеч ким ачалмайду дегүчи муну ишларни дәйду: «...шундақла Давутниң ачқучиға егә болғучи» — Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә Давут падишаниң әвлади болуп, у Худаниң падишалиғиға кириш дәрвазисиниң ачқучидур. «Йәш.» 22:20-25ни көрүң.  Аюп 12:14; Йәш. 22:22; Вәһ. 1:18; 3:14.
— Сениң әмәллириңни билимән. Сениң бир аз күчүң болғач сөз-каламимға итаәт қилғиниң вә намимдин тенип кәтмигиниң үчүн, алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.«сениң бир аз күчүң болғач...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «күчүң аҗиз болсиму,...». Мана, Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчиларни болса шундақ ақивәткә қалдуримәнки, уларни келип сениң айиғиңға баш уридиған вә Мениң сени сөйгәнлигимни билидиған қилимән. «Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчилар...» — 2:9дики изаһатни көрүң.  Вәһ. 2:9; Пәнд. 14:19 10 Сән Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламимни сақлап әмәл қилишиң үчүн бу дуниядики инсанларни синашқа пүткүл йәр йүзигә чүшидиған вабалиқ синақниң вақит-саити кәлгәндә сени униңдин сақлап қоғдап қалимән.«Мениң сәвир-тақитимдики сөз-каламни сақлап әмәл қилишиң үчүн...» — «Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламим» яки (1) хуш хәвәрниң өзини (чүнки уни чиң тутуп сақлаш үчүн һәрһалда көп сәвир-тақәт керәк); яки (2) Мәсиһниң алаһидә сәвир-тақәтлик болуш әмирлирини; яки (3) Худаниң пүткүл сөз-каламини көрситиду (униму чиң тутушқа әҗайип сәвир-тақәт болуш керәк). Бизниңчә бу сөз жуқуриқи үч җәһәтниң һәммисини өз ичигә алиду. Мәсиһниң өзиниң сәвир-тақити бизгә болмиса, биз «сәвир-тақитимдики сөз-калам»ни һеч туталмаймиз, әлвәттә. «пүткүл йәр йүзигә чүшүрүлидиған синақ вақит-саити» — яки (1) император Траҗан жүргүзгән зиянкәшләрни, яки (2) тарихтики бизгә һазир намәлум башқа бир мәзгилни, яки (3) кәлгүсидики «дәһшәтлик азап-оқубәт»ни көрситиду (мәсилән «Мат.» 24:9-22). «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 26:20-21.
11 Мән пат арида келимән. Таҗиңни һеч кимниң тартивалмаслиғи үчүн, өзүңдә бар болғанни чиң тутқин. Вәһ. 2:25. 12 Ғәлибә қилғучини болса, Худайимниң ибадәтханисиға түврүк қилимәнки, у у йәрдин әсла чиқмайду. Мән униң үстигә Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни әрштин — Худаниң йенидин чүшидиған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән.1Пад. 7:21; Вәһ. 21:2,10; 22:4.
13  Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
 
Лаодикиядики җамаәткә йезилған хәт
14 — Лаодикиядики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси мундақ дәйду: «Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» — «Амин» сөзиниң мәнаси «шундақ болсун» болуп, бу йәрдә Әйса Мәсиһниң Худаниң барлиқ вәдә вә планлириниң «амин»и, йәни уларниң әмәлгә ешишиниң капалити екәнлиги тәкитләнгән. («2Кор.» 1:20).
«Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» дегәнниң башқа тәрҗимиси «Худа яратқан каинатниң идарә қилғучиси». Бунңға охшаш сөз «Кол.» 1:15, 18-айәттә тепилиду, шу айәтләрдики изаһатларниму көрүң).
  Кол. 1:15; Вәһ. 1:5, 6. 15 Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!«Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!» — Лаодикия шәһиридә яхши су мәнбиси йоқ еди. Әтрапидики шәһәрләрдиниссиқ су (туруба арқилиқ) йәткүзүлсә илман болуп қалатти; соғ су йәткүзүлсиму соғ әмәс, бәлки илман болуп қалатти; улар өзлири бу илман суни яхши көрмәйтти.
16 Сән я соғ я қизиқ әмәс, бәлки илман болғанлиғиң үчүн, сени ағзимдин һө қилимән. 17 Сән бай адәммән, дөләтмән болдум, һеч нәрсигә һаҗәтмән әмәсмән дегиниң билән өзүңниң ғериб, бечарә, йоқсул, кор вә ялаңач екәнлигиңни билмигәчкә, 18 бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән. «көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән» — «көзлириңгә сүртүш тутия» грек тилида «көзлириңни мәсиһләйдиған тутия...» яки «көзлириңни Мәсиһ қилидиған тутия...». «бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни Мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән» — Лаодикия шәһири әслидә: (1) интайин бай. Уларниң нурғун банкилири бар еди. Бай екәнлигиниң бир мисали, миладийә 17-жили қаттиқ йәр тәврәш түпәйлидин Филадәлфийә, Сардис вә Лаодикия шәһәрлири интайин еғир зиянға учриғачқа Рим һөкүмити уларға нурғун ярдәм пул әвәтти. Лаодикия шәһиридикиләр пулимиз бар дәп бу пулни рәт қилди; (2) уларниң чирайлиқ жуңлуқ кийим-кечәк ишләш билән даңқи чиққан; (3) уларниң үнүмлүк бир хил көз мәлһиминиңму даңқи чиққан еди.  2Кор. 5:3; Вәһ. 7:13; 16:15; 19:8. 19 Мән кимни сөйсәм, шуниң әйивини көрситип тәрбийиләймән; шуниң үчүн қизғин көйүп-пишип товва қил. Аюп 5:17; Пәнд. 3:12; Ибр. 12:5. 20 Мана, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду. «Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду» — грек тилида «ғизалиниш» дегән сөз адәттә кәчлик тамақни көрситиду. 21 Ғәлибә қилғучини болса, Мәнму ғәлибә қилип, Атамниң тәхтидә униң билән биргә олтарғинимдәк, униму тәхтимдә Мән билән биргә олтиришқа муйәссәр қилимән.Мат. 19:28; 1Кор. 6:2.
22  Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»« Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»» — бу йәттә җамаәтниң башқабир әһмийити, йәни бешарәтлик әһимийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  


«Кичик Асия»дики йәттә җамаәт
 
 

3:1 Вәһ. 1:14, 16.

3:3 «Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән» — «оғридәк келимән...»: бир қетим Сардис шәһири дүшмәнниң һуҗуми астида туруватқанда «сепил-истиһкамимиз һеч бөсүлмәс» дәп хатирҗәмликтә ухлаватқанда дүшмән «оғридәк» кирип уни ишғал қилған.

3:3 Мат. 24:43; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:19; 16:15.

3:4 «Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар» — «кийимлиригә дағ тәккүзмигән» дегән ибарә көчмә мәнидә, әхлақни көрситиду. «...бир нәччә шәхс бар» — грек тилида «... бир нәччә намлар бар».

3:5 Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Мат. 10:32; Луқа 12:8; Фил. 4:3; Вәһ. 20:12; 21:27.

3:7 «...шундақла Давутниң ачқучиға егә болғучи» — Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә Давут падишаниң әвлади болуп, у Худаниң падишалиғиға кириш дәрвазисиниң ачқучидур. «Йәш.» 22:20-25ни көрүң.

3:7 Аюп 12:14; Йәш. 22:22; Вәһ. 1:18; 3:14.

3:8 «сениң бир аз күчүң болғач...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «күчүң аҗиз болсиму,...».

3:9 «Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчилар...» — 2:9дики изаһатни көрүң.

3:9 Вәһ. 2:9; Пәнд. 14:19

3:10 «Мениң сәвир-тақитимдики сөз-каламни сақлап әмәл қилишиң үчүн...» — «Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламим» яки (1) хуш хәвәрниң өзини (чүнки уни чиң тутуп сақлаш үчүн һәрһалда көп сәвир-тақәт керәк); яки (2) Мәсиһниң алаһидә сәвир-тақәтлик болуш әмирлирини; яки (3) Худаниң пүткүл сөз-каламини көрситиду (униму чиң тутушқа әҗайип сәвир-тақәт болуш керәк). Бизниңчә бу сөз жуқуриқи үч җәһәтниң һәммисини өз ичигә алиду. Мәсиһниң өзиниң сәвир-тақити бизгә болмиса, биз «сәвир-тақитимдики сөз-калам»ни һеч туталмаймиз, әлвәттә. «пүткүл йәр йүзигә чүшүрүлидиған синақ вақит-саити» — яки (1) император Траҗан жүргүзгән зиянкәшләрни, яки (2) тарихтики бизгә һазир намәлум башқа бир мәзгилни, яки (3) кәлгүсидики «дәһшәтлик азап-оқубәт»ни көрситиду (мәсилән «Мат.» 24:9-22). «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 26:20-21.

3:11 Вәһ. 2:25.

3:12 1Пад. 7:21; Вәһ. 21:2,10; 22:4.

3:14 «Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» — «Амин» сөзиниң мәнаси «шундақ болсун» болуп, бу йәрдә Әйса Мәсиһниң Худаниң барлиқ вәдә вә планлириниң «амин»и, йәни уларниң әмәлгә ешишиниң капалити екәнлиги тәкитләнгән. («2Кор.» 1:20). «Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» дегәнниң башқа тәрҗимиси «Худа яратқан каинатниң идарә қилғучиси». Бунңға охшаш сөз «Кол.» 1:15, 18-айәттә тепилиду, шу айәтләрдики изаһатларниму көрүң).

3:14 Кол. 1:15; Вәһ. 1:5, 6.

3:15 «Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!» — Лаодикия шәһиридә яхши су мәнбиси йоқ еди. Әтрапидики шәһәрләрдиниссиқ су (туруба арқилиқ) йәткүзүлсә илман болуп қалатти; соғ су йәткүзүлсиму соғ әмәс, бәлки илман болуп қалатти; улар өзлири бу илман суни яхши көрмәйтти.

3:18 «көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән» — «көзлириңгә сүртүш тутия» грек тилида «көзлириңни мәсиһләйдиған тутия...» яки «көзлириңни Мәсиһ қилидиған тутия...». «бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни Мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән» — Лаодикия шәһири әслидә: (1) интайин бай. Уларниң нурғун банкилири бар еди. Бай екәнлигиниң бир мисали, миладийә 17-жили қаттиқ йәр тәврәш түпәйлидин Филадәлфийә, Сардис вә Лаодикия шәһәрлири интайин еғир зиянға учриғачқа Рим һөкүмити уларға нурғун ярдәм пул әвәтти. Лаодикия шәһиридикиләр пулимиз бар дәп бу пулни рәт қилди; (2) уларниң чирайлиқ жуңлуқ кийим-кечәк ишләш билән даңқи чиққан; (3) уларниң үнүмлүк бир хил көз мәлһиминиңму даңқи чиққан еди.

3:18 2Кор. 5:3; Вәһ. 7:13; 16:15; 19:8.

3:19 Аюп 5:17; Пәнд. 3:12; Ибр. 12:5.

3:20 «Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду» — грек тилида «ғизалиниш» дегән сөз адәттә кәчлик тамақни көрситиду.

3:21 Мат. 19:28; 1Кор. 6:2.

3:22 « Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»» — бу йәттә җамаәтниң башқабир әһмийити, йәни бешарәтлик әһимийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.