12
Аюп йәнә сөз қилиду •••• «Худаниң күч-қудрити, Униң адиллиғи вә көрүнүштә болған адилсизлиғи»
Аюп җававән мундақ деди: —
Силәр бәрһәқ әл-әһлисиләр!
Өлсәңлар һекмәтму силәр билән биллә кетиду!
Мениңму силәрдәк өз әқлим бар,
Әқилдә силәрдин қалмаймән;
Бунчилик ишларни ким билмәйду?!
Мән өз достлиримға мазақ объекти болдум;
Мәндәк Тәңригә илтиҗа қилип, дуаси иҗабәт болған киши,
Һәққаний, дурус бир адәм мазақ қилинди!Аюп 16:10; 17:2; 21:3; 30:1; Пәнд. 14:2
Раһәттә олтарған кишиләр көңлидә һәр қандақ күлпәтни нәзиригә алмайду;
Улар: «Күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду.«Раһәттә олтарған кишиләр... : «күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду» — әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Башқа хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.
Қарақчиларниң чедирлири аватлишиду;
Тәңригә һақарәт кәлтүридиғанлар аман туриду;
Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду.«Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду» — демәк, улар бутпәрәслар. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Тәңри һәтта уларниң қолиға молчилиқ бериду».  Аюп 21:7; Зәб. 72:11, 12; Йәр. 12:1; Һаб. 1:3, 4
Әнди һайванлардинму сорап бақ,
Улар саңа үгитиду,
Асмандики учар-қанатларму саңа дәйду;
Вә яки йәр-зиминға гәп қилсаңчу,
Уму саңа үгитиду;
Деңиздики белиқлар саңа сөз қилиду.
Буларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қоли қилғанлиғини ким билмәйду?
10 Барлиқ җан егилири, барлиқ әт егилири,
Җүмлидин барлиқ инсанниң нәпәси униң қолидидур.
11  Еғизда таамни тетиғандәк,
Қулақму сөзиниң тоғрилиғини синап бақиду әмәсму?Аюп 6:30; 34:3
12  Яшанғанларда даналиқ раст тепиламду?
Күнлириниң көп болуши билән йорутулуш келәмду?
13  Униңдила даналиқ һәм қудрәт бар;
Униңдила йолйоруқ һәм йорутуш бардур.«Униңдила» — Худадила, демәкчи.
14  Мана, У харап қилса, һеч ким қайтидин қуруп чиқалмайду;
У қамап қойған адәмни һеч ким қоюветәлмәйду.Аюп 9:12; 11:10; Вәһ. 3:7
15  Мана, У суларни тохтитивалса, сулар қуруп кетиду,
У уларни қоюп бәрсә, улар йәр-зиминни бесип вәйран қилиду.
16  Униңда күч-қудрәт, чин һекмәтму бар;
Алдиғучи, алданғучиму униңға тәвәдур.
17  У мәслиһәтчиләрни ялаңач қилдуруп, ялап елип кетиду,
Сорақчиларни рәсва қилиду.2Сам. 15:31; 17:14,23; Йәш. 19:12; 29:14; 1Кор. 1:19
18 У падишалар әл-әһлигә салған кишәнләрни йешиду,
Андин шу падишаларни ялаңачлап, чатрақлирини лата биләнла қалдуруп шәрмәндә қилиду.«У падишалар әл-әһлигә салған кишәнләрни йешиду, андин шу падишаларни ялаңачлап, ... шәрмәндә қилиду» — мошу падишалар мустәбит болуши натайин; улар пуқриларға салған кишәнләрни бәлким адиллиқ билән салған болуши мүмкин. Башқа бир нәччә хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.
19  У каһинларни ялиңаяғ маңдуруп елип кетиду;
У күч-һоқуқдарларни ағдуриду.«каһинлар» — хәлиққә вакалитән қурбанлиқ қилғучилар, улар үчүн дуа қилғучилар.
20  У ишәшлик қаралған затларниң ағзини етиду;
Ақсақалларниң әқлини елип кетиду.Аюп 32:9; Йәш. 3:2, 3
21  У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду,
У палванларниң бәлвеғини йешип уларни күчсиз қилиду.«У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду, У палванларниң бәлвеғини йешип уларни күчсиз қилиду» — мошу ақсүнәк, палванлар әслидә мәлум бир гуна яки залимлиқни қилғанлиғи натайин. Аюп бу йәрдә: Худа ташқи көрүнүштә сәвәпсиз һалда бу есилзадә кишиләргә һәр хил күлпәт чүшүриду һәм шуниң билән бир вақитта, башқа нурғун кишиләрни қийинчилиққа дучар қилиду, демәкчи болған болуши мүмкин. Чүнки «ақсақалларниң әқли елип кетилгән» дейиш арқилиқ уларниң мәслиһәт беридиған адәмлириниңму әһвалиниң хәтәрлик екәнлигидин бешарәт бериду. Бу палакәтләр мәлум бир гунадин чиққан болушиму яки ундақ болмаслиғиму мүмкин. Аюпниң жуқуриқи сөзлиригә қариғанда 23-25-айәтләрдә дейилгән аватчилиқ һәм күлпәтләр охшашла йүз бәргәндәк көриниду.  Зәб. 106:40
22  У қараңғулуқтики чоңқур сирларни ашкарилайду;
У өлүмниң сайисини йорутиду.Мат. 10:26; 1Кор. 4:5
23  У әл-жутларни улуқлаштуриду һәм андин уларни гумран қилиду;
Әл-жутларни кеңәйтиду, уларни тарқитиду.Зәб. 106:38
24  У зиминдики әл-җамаәтниң каттивашлириниң әқлини елип кетиду;
Уларни йолсиз дәшт-баяванда сәрсан қилип аздуриду.Зәб. 106:4-5, 40
25  Улар нурсизландурулуп қараңғулуқта йолни силаштуриду,
У уларни мәс болуп қалған кишидәк галди-гулдуң маңдуриду.
 
 

12:4 Аюп 16:10; 17:2; 21:3; 30:1; Пәнд. 14:2

12:5 «Раһәттә олтарған кишиләр... : «күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду» — әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Башқа хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.

12:6 «Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду» — демәк, улар бутпәрәслар. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Тәңри һәтта уларниң қолиға молчилиқ бериду».

12:6 Аюп 21:7; Зәб. 72:11, 12; Йәр. 12:1; Һаб. 1:3, 4

12:11 Аюп 6:30; 34:3

12:13 «Униңдила» — Худадила, демәкчи.

12:14 Аюп 9:12; 11:10; Вәһ. 3:7

12:17 2Сам. 15:31; 17:14,23; Йәш. 19:12; 29:14; 1Кор. 1:19

12:18 «У падишалар әл-әһлигә салған кишәнләрни йешиду, андин шу падишаларни ялаңачлап, ... шәрмәндә қилиду» — мошу падишалар мустәбит болуши натайин; улар пуқриларға салған кишәнләрни бәлким адиллиқ билән салған болуши мүмкин. Башқа бир нәччә хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.

12:19 «каһинлар» — хәлиққә вакалитән қурбанлиқ қилғучилар, улар үчүн дуа қилғучилар.

12:20 Аюп 32:9; Йәш. 3:2, 3

12:21 «У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду, У палванларниң бәлвеғини йешип уларни күчсиз қилиду» — мошу ақсүнәк, палванлар әслидә мәлум бир гуна яки залимлиқни қилғанлиғи натайин. Аюп бу йәрдә: Худа ташқи көрүнүштә сәвәпсиз һалда бу есилзадә кишиләргә һәр хил күлпәт чүшүриду һәм шуниң билән бир вақитта, башқа нурғун кишиләрни қийинчилиққа дучар қилиду, демәкчи болған болуши мүмкин. Чүнки «ақсақалларниң әқли елип кетилгән» дейиш арқилиқ уларниң мәслиһәт беридиған адәмлириниңму әһвалиниң хәтәрлик екәнлигидин бешарәт бериду. Бу палакәтләр мәлум бир гунадин чиққан болушиму яки ундақ болмаслиғиму мүмкин. Аюпниң жуқуриқи сөзлиригә қариғанда 23-25-айәтләрдә дейилгән аватчилиқ һәм күлпәтләр охшашла йүз бәргәндәк көриниду.

12:21 Зәб. 106:40

12:22 Мат. 10:26; 1Кор. 4:5

12:23 Зәб. 106:38

12:24 Зәб. 106:4-5, 40