«Борун» (кепил болғучи) — қедимки заманларда, бириси мәлум бир ишта әйипләнгүчи болса, сотчи һөкүм қилғичә әйипләнгүчи вақитлиқ әркин болалмайду, бәлки қамап қоюлиду. Бирақ униң мәлум бир дости униңға капаләт беришкә рази болса, әйипләнгүчи әркин жүривәрсә болиду. Капаләт бәргүчи униң қечип кәтмәслигигә толуқ капаләт бәргән болуши керәк еди. Әгәр қечип кәтсә униң орнида әркинликтин мәһрум болиду; андин һөкүм қилинғандин кейин (өз дости гунакар дәп һесапланған болса) достиниң орнида тегишлик җазани өз үстигә алған болиду. Капаләт бәргүчи болса һөрмәткә сазавәр, җамаәтниң ишәшисигә егә болған болуши керәк, әлвәттә. Шуңа Аюп мошу йәрдә өзиниң һәм достлири тәрипидин һәм Худа тәрипидин әйипләнгүчи екәнлигини һес қилип: «Худа, Сән мени бу ишларда әйиплигидәк йери йоқ дәп билисән, шуңа мән үчүн капаләп болалмамсән?» — дегәндәк җасарәтлик дуа қилиду.
(Бәзи алимлар бу сөзниң башқа бир чүшәнчиси бар дәп қарайду. Уларниң пикричә, Аюп 2-айәттә: — «Әтрапимдикиләр алдамчи, мазақ қилғучилар болмиса Аюп болмай кетәй! Көзүмниң... амали йоқтур» дегән қәсәмни ичиду; 3-айәттә у Худадин бу қәсәмни ада қилишқа (кимниң тоғра болса уни ақлаш, кимниң хата болса уни җазалашқа) капаләтчи һәм гувачи болушни өтүниду, андин 4-айәттә (шу алимларниң пикричә) уИлтиҗасиниң Худа тәрипидин беҗирилишини өтүниду: «Чүнки Сән достлиримниң көңлини йоруқлуқтин қалдурғансән; шуңа Сән уларни ғәлибидинму мәһрум қилмисаң болмайду!» — дегәндәк). ■2Кор. 5:19
□17:1 «мениң роһум сунуқ» — яки «Нәпәсим сиқилип кәтти».
□17:3 «Аһ, җеним үчүн Өзүң халиған капаләтни елип Өзүңниң алдида маңа борун болғайсән» — бу сөзләр Худаға ейтилған, әлвәттә. «Борун» (кепил болғучи) — қедимки заманларда, бириси мәлум бир ишта әйипләнгүчи болса, сотчи һөкүм қилғичә әйипләнгүчи вақитлиқ әркин болалмайду, бәлки қамап қоюлиду. Бирақ униң мәлум бир дости униңға капаләт беришкә рази болса, әйипләнгүчи әркин жүривәрсә болиду. Капаләт бәргүчи униң қечип кәтмәслигигә толуқ капаләт бәргән болуши керәк еди. Әгәр қечип кәтсә униң орнида әркинликтин мәһрум болиду; андин һөкүм қилинғандин кейин (өз дости гунакар дәп һесапланған болса) достиниң орнида тегишлик җазани өз үстигә алған болиду. Капаләт бәргүчи болса һөрмәткә сазавәр, җамаәтниң ишәшисигә егә болған болуши керәк, әлвәттә. Шуңа Аюп мошу йәрдә өзиниң һәм достлири тәрипидин һәм Худа тәрипидин әйипләнгүчи екәнлигини һес қилип: «Худа, Сән мени бу ишларда әйиплигидәк йери йоқ дәп билисән, шуңа мән үчүн капаләп болалмамсән?» — дегәндәк җасарәтлик дуа қилиду. (Бәзи алимлар бу сөзниң башқа бир чүшәнчиси бар дәп қарайду. Уларниң пикричә, Аюп 2-айәттә: — «Әтрапимдикиләр алдамчи, мазақ қилғучилар болмиса Аюп болмай кетәй! Көзүмниң... амали йоқтур» дегән қәсәмни ичиду; 3-айәттә у Худадин бу қәсәмни ада қилишқа (кимниң тоғра болса уни ақлаш, кимниң хата болса уни җазалашқа) капаләтчи һәм гувачи болушни өтүниду, андин 4-айәттә (шу алимларниң пикричә) уИлтиҗасиниң Худа тәрипидин беҗирилишини өтүниду: «Чүнки Сән достлиримниң көңлини йоруқлуқтин қалдурғансән; шуңа Сән уларни ғәлибидинму мәһрум қилмисаң болмайду!» — дегәндәк).
□17:9 «... Қоли пак жүридиған адәмниң күчи тохтавсиз улғийиду» — Аюпниң етиқати йәнила урғуп тешип туриду. Мошу йәрдә у Худаниң өз дүшмини болуп чиққанлиғини һес қилғини билән, қандақла болмисун өзиниң һәққаний йолда чиң туридиғанлиғини ейтип, Худа ахирда һәммә ишлиримни оңшайду, дәп бешарәт бериду.
□17:12 «Бу адәмләр кечини күндүзгә айландурмақчи; улар қараңғулуққа қарап: «Нур йеқинлишиватиду» дейишиватиду» — Аюп достлиримни һәқиқәтни йормилап, ақни қара, қарини ақ дәватиду, шундақла маңа қуруқ үмүтләрни («Нур йеқинлишиду!» дәп) йәткүзмәкчи, дәйду.
□17:13 «Тәһтисара» — 7-бап, -9-айәт вә шу айәттики изаһатни көрүң.
□17:14 «Мениң атам!» — бу ибариниң қедимдә «Бегим!» «Тәхсир!» дегән мәнасиму бар еди.
□17:16 «тәһтисара» — 7-бап, -9-айәт вә шу айәтниң изаһатини көрүң. «Үмүтүм тәһтисараниң төмүр пәнҗирилири ичигә чүшүп кетиду! Биз бирликтә топиға кирип кетимиз!» — бу җүмлиниң соал җүмлә шәклидә қилинған тәрҗимисиму учрайду: «Үмүтүм тәһтисараниң төмүр пәнҗирилири ичигә чүшүп қаларму? Биз бирликтә топиға кирип кетәрмизму?».
■17:16 Аюп 3:17,18,19; 30:23,24