14
 1 Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар;  
Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар. 
◼    2 Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар;  
Қиңғир йолда маңған киши 
Худани көзгә илмас. 
◘    3 Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар;  
Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар.   
 4 Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар;  
Бирақ өкүзниң күчи болғандила 
саңға ашлиқ толар. 
◼    5 Ишәшлик гувачи ялған ейтмас;  
Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. 
◘    6 Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас;  
Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр. 
◼    7 Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә,  
Униңдин өзүңни нери тарт.   
 8 Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур;  
Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур.   
 9 Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду,  
Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар. 
◼    10 Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр;  
Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас.   
 11 Яманниң өйи өрүлүп чүшәр;  
Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр.   
 12 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,  
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. 
◘    13 Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар,  
Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар. 
◘    14 Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр;  
Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр. 
◘    15 Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр;  
Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар.   
 16 Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр;  
Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар. 
◼    17 Териккәк ахмақлиқ қилар;  
Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.   
 18 Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар;  
Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.   
 19 Яманлар яхшиларниң алдида егиләр;  
Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар.   
 20 Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр.  
Байниң дости болса көптур. 
◘    21 Йеқинини пәс көргән гунакардур;  
Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.   
 22 Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму?  
Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар. 
◘    23 Һәммә меһнәттин пайда чиқар;  
Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.   
 24 Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур;  
Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.   
 25 Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар;  
Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.   
 26 Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар,  
Униң балилириму һимайигә егә болар.   
 27 Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур;  
У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар. 
◼  ◘    28 Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур;  
Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.   
 29 Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур;  
Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар.   
 30 Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур;  
Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар.   
 31 Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур;  
Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур. 
◘    32 Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар;  
Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар. 
◼    33 Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар;  
Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас. 
◘    34 Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр;  
Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар.   
 35 Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр;  
Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр. 
◼