19
Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл,
Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.Пәнд. 28:6
Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас;
Алдираңғу йолдин чиқар.«болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс». «Алдираңғу йолдин чиқар» — ибраний тилида «Аяқлирини алдиратқучи киши хата қәдәм басар».
Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр;
Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.Яқ. 1:13,14,15
Байлиқ достни көп қилар;
Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.Пәнд. 14:20
Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.«Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи....»  Қан. 19:19; Пәнд. 21:28
Тола адәм сехийдин илтипат көзләр;
Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.«Тола адәм сехийдин илтипат көзләр...» — яки «Тола адәм әмирдин илтипат көзләр...».
Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр;
Униң достлири техиму жирақ қачар;
Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.Пәнд. 14:20
Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр;
Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму һалак болар.«Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи...».
10 Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас;
Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.Пәнд. 30:22
11 Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар;
Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12 Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар;
Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.Пәнд. 16:14,15; 20:2
13 Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур;
Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.Пәнд. 10:1; 15:20; 17:25; 21:19; 27:15
14 Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур;
Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.Пәнд. 18:22
15 Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар;
Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.Пәнд. 6:9; 10:4; 20:13
16 Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар;
Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.«Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр» — яки «Униң (демәк, Пәрвәрдигарниң) йоллирини кәмситкән киши өләр».  Пәнд. 3:21,22; Луқа 11:28
17 Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған,
Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур;
Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18 Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп,
Уни җазалап тәрбийә берип турғин;
Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.«Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «....бирақ униң жиға-зерәлириға қулақ салма».  Пәнд. 13:24; 23:13; Әф. 6:4
19 Қәһрлик киши җаза тартар;
Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20 Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин,
Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21 Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар;
Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.Аюп 23:13; Зәб. 32:11; 113:11; Йәш. 46:10
22 Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур;
Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23 Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр;
У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.Зәб. 33:10-11
24 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән,
Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.Пәнд. 26:15
25 Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур;
Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ,
Униң билимини техиму зиядә қилар.Пәнд. 21:11
26 Атисиниң мелини булиған,
Анисини өйидин һайдап чиқарған,
Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27 И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң,
Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.«И оғул, ... әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И оғлум, әқилниң тәлимлиридин жирақлаштуридиған сөзләрни аңлаштин өзүңни тарт!».
28 Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур;
Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.«Пәскәш гувачи» — ибраний тилида: «Белиалниң (Иблисниң) гувачиси».
29 Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур,
Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.«Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».
 
 

19:1 Пәнд. 28:6

19:2 «болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс». «Алдираңғу йолдин чиқар» — ибраний тилида «Аяқлирини алдиратқучи киши хата қәдәм басар».

19:3 Яқ. 1:13,14,15

19:4 Пәнд. 14:20

19:5 «Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи....»

19:5 Қан. 19:19; Пәнд. 21:28

19:6 «Тола адәм сехийдин илтипат көзләр...» — яки «Тола адәм әмирдин илтипат көзләр...».

19:7 Пәнд. 14:20

19:9 «Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи...».

19:10 Пәнд. 30:22

19:12 Пәнд. 16:14,15; 20:2

19:13 Пәнд. 10:1; 15:20; 17:25; 21:19; 27:15

19:14 Пәнд. 18:22

19:15 Пәнд. 6:9; 10:4; 20:13

19:16 «Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр» — яки «Униң (демәк, Пәрвәрдигарниң) йоллирини кәмситкән киши өләр».

19:16 Пәнд. 3:21,22; Луқа 11:28

19:18 «Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «....бирақ униң жиға-зерәлириға қулақ салма».

19:18 Пәнд. 13:24; 23:13; Әф. 6:4

19:21 Аюп 23:13; Зәб. 32:11; 113:11; Йәш. 46:10

19:23 Зәб. 33:10-11

19:24 Пәнд. 26:15

19:25 Пәнд. 21:11

19:27 «И оғул, ... әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И оғлум, әқилниң тәлимлиридин жирақлаштуридиған сөзләрни аңлаштин өзүңни тарт!».

19:28 «Пәскәш гувачи» — ибраний тилида: «Белиалниң (Иблисниң) гувачиси».

19:29 «Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».