23
Аюп җавап бериду — Ишәш-етиқатниң гуман билән болған күриши
Аюп җававән мундақ деди: —
«Бүгүнму шикайитим аччиқтур;
Униң мени басқан қоли аһ-зарлиримдинму еғирдур!«Бүгүнму шикайитим аччиқтур» — бу айәттики «бүгүн» дегән сөз Аюпниң достлири билән болған муназирилириниң бир нәччә күн давамлашқанлиғиға испат болиду.
Елифаз 22-бап, 29-айәттә «Худа чирайи сунғанларни қутқузиду» дегән еди. Аюп йәнә бу йәрдә Елифаз ейтқан «Шикайәт (әрз)» дегән сөзини қәстән ишлитип өзини «чирайи сунғанлардин» әмәслигини көрсәтмәкчи болған болуши мүмкин.
Аһ, Уни нәдин тапалайдиғанлиғимни билгән болсам еди,
Ундақта Униң олтиридиған җайиға барар едим!
Шунда мән Униң алдида дәвайимни баян қилаттим,
Ағзимни муназириләр билән толдураттим,
Мән Униң маңа бәрмәкчи болған җававини биләләйттим,
Униң маңа немини демәкчи болғанлиғини чүшинәләйттим.
У маңа қарши туруп зор күчи билән мениң билән талишамти?
Яқ! У чоқум маңа қулақ салатти.
Униң һозурида һәққаний бир адәм униң билән дәвалишалайтти;
Шундақ болса, мән өз Сотчим алдида мәңгүгичә ақланған болаттим.
Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ;
Кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән.«Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ; кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Бирақ мән шәриққә маңимән, лекин У у йәрдә йоқ; ғәрипкә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән».
У сол тәрәптә иш қиливатқанда, мән Уни байқалмаймән;
У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән;«У сол тәрәптә ... У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән» — Аюп өз әһвалидин Худаниң яхшилиқлиридин һеч қандақ испат көрәлмәйду вә Худаниң һазир униңға нисбәтән немини қиливатқанлиғини һеч билмәйду.
10  Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду;
У мени тавлиғандин кейин, алтундәк сап болимән.«Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду» — бу айәтниң биринчи қисминиң йәнә бир хил тәрҗимиси: «У (Худа) Өзиниң маңа болған йолини билиду».
Шүбһисизки, Аюпниң бундақ дегини йәнила униң етиқатиниң әң парлақ баянлиридин бири һесаплиниду. Биз йәнила униңға қайил болмай туралмаймиз.
11  Мениң путлирим униң қәдәмлиригә чиң әгәшкән;
Униң йолини чиң тутуп, һеч чәтнимидим.Аюп 31:4-8
12  Мән йәнә Униң ләвлириниң буйруғидин баш тартмидим;
Мән Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип қәдирләп кәлдим.«...Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип...» — яки «...Униң ағзидики сөзләрни өз нәпсимдин қиммәтлик билип...».
13  Бирақ Униң болса бирла муддиаси бардур, кимму Уни йолидин буруялисун?
У көңлидә немини арзу қилған болса, шуни қилиду.Зәб. 32:9; 113:11; 134:6
14  Чүнки У маңа немини ирадә қилған болса, шуни бәрһәқ вуҗудқа чиқириду;
Мана мошу хилдики ишлар Униңда йәнә нурғундур.
15  Шуңа мән Униң алдида дәккә-дүккигә чүшимән;
Буларни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән.«Буларни , йәни 14-айәттики «мошу хилдики ишлар»ни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән» — Аюп әнди немишкә Худа алдида беарам болуп, өз ишлирини ойлиса қорқуп кетиду? 14-айәттә у Худа униң үчүн бекитилгән ишлар (йәни униң һазир тартиватқан азап-оқубәтләр) тоғрисида сөз қилғандин кейин, у: «Униңда нурғунлиған мошундақ ишлар бардур» дәйду — демәк, у: «Мениң һазирғичә тартқан азаплиримдин йәнә нурғун «мошундақ ишлар» алдимда бармекин?» дәп интайин қийнилиду.
16  Чүнки Тәңри көңлүмни аҗиз қилған,
Һәммигә Қадир мени сарасимигә салиду.
17  Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим,
Вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим. «Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим, вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим» — бу айәтниң әсли тәкистини чүшиниш сәл тәс. Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мән қараңғулуқ чүшкәндә җандин үзүлмигиним билән, У мениң йүзүмни зулмәт-қараңғулуқтин қоғдап қутқузмиған».
 
 

23:2 «Бүгүнму шикайитим аччиқтур» — бу айәттики «бүгүн» дегән сөз Аюпниң достлири билән болған муназирилириниң бир нәччә күн давамлашқанлиғиға испат болиду. Елифаз 22-бап, 29-айәттә «Худа чирайи сунғанларни қутқузиду» дегән еди. Аюп йәнә бу йәрдә Елифаз ейтқан «Шикайәт (әрз)» дегән сөзини қәстән ишлитип өзини «чирайи сунғанлардин» әмәслигини көрсәтмәкчи болған болуши мүмкин.

23:8 «Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ; кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Бирақ мән шәриққә маңимән, лекин У у йәрдә йоқ; ғәрипкә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән».

23:9 «У сол тәрәптә ... У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән» — Аюп өз әһвалидин Худаниң яхшилиқлиридин һеч қандақ испат көрәлмәйду вә Худаниң һазир униңға нисбәтән немини қиливатқанлиғини һеч билмәйду.

23:10 «Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду» — бу айәтниң биринчи қисминиң йәнә бир хил тәрҗимиси: «У (Худа) Өзиниң маңа болған йолини билиду». Шүбһисизки, Аюпниң бундақ дегини йәнила униң етиқатиниң әң парлақ баянлиридин бири һесаплиниду. Биз йәнила униңға қайил болмай туралмаймиз.

23:11 Аюп 31:4-8

23:12 «...Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип...» — яки «...Униң ағзидики сөзләрни өз нәпсимдин қиммәтлик билип...».

23:13 Зәб. 32:9; 113:11; 134:6

23:15 «Буларни , йәни 14-айәттики «мошу хилдики ишлар»ни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән» — Аюп әнди немишкә Худа алдида беарам болуп, өз ишлирини ойлиса қорқуп кетиду? 14-айәттә у Худа униң үчүн бекитилгән ишлар (йәни униң һазир тартиватқан азап-оқубәтләр) тоғрисида сөз қилғандин кейин, у: «Униңда нурғунлиған мошундақ ишлар бардур» дәйду — демәк, у: «Мениң һазирғичә тартқан азаплиримдин йәнә нурғун «мошундақ ишлар» алдимда бармекин?» дәп интайин қийнилиду.

23:17 «Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим, вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим» — бу айәтниң әсли тәкистини чүшиниш сәл тәс. Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мән қараңғулуқ чүшкәндә җандин үзүлмигиним билән, У мениң йүзүмни зулмәт-қараңғулуқтин қоғдап қутқузмиған».