31
Өзини ақлаш үчүн қәсәм ичиш
«Мән көзүм билән әһдиләшкән;
Шуниң үчүн мән қандақму қизларға һәвәс қилип көз ташлап жүрәй?«Мән көзүм билән әһдиләшкән; шуниң үчүн мән қандақму қизларға һәвәс қилип көз ташлап жүрәй?» — мана биз бу йәрдин Аюпниң өзиниң бирдин бир һәмрийи болған аялиға садиқ болуп өткәнлигини көрүвалалаймиз. У өз аялиға пәқәт сирттин қариғандила әмәс, бәлки чин жүригидин садақәтмән еди. У бу бабта нишан қилған пәзиләт, Мәсиһ Әйса Инҗилда тәләп қилған пәзиләткә наһайити йеқин келиду (йәни, адәмниң қәлб-ойлирини башқуридиған һәққанийлиқ һәм меһир-муһәббәт). Инҗил, «Матта» 5-7-бапни көрүң.
Ундақ қилсам үстүмдики Тәңридин алидиған несивәм немә болар?
Һәммигә қадирдин алидиған мирасим немә болар?
Бу гунаниң нәтиҗиси һәққанийсизларға бала-қаза әмәсму?
Қәбиһлик қилғанларға күлпәт әмәсму?
У мениң йоллиримни көрүп туриду әмәсму?
Һәр бир қәдәмлиримни санап туриду әмәсму?2Тар. 16:9; Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; 15:3; Йәр. 32:19
Әгәр сахтилиққа һәмраһ болуп маңған болсам еди!
Әгәр путум алдамчилиқ билән биллә болушқа алдириған болса,
(Мән адиллиқ мизаниға қоюлған болсам еди!
Ундақта Тәңри әйипсизлигимдин хәвәр алалайтти!)
Әгәр қедимим йолдин чиққан болса, көңлүм көзүмгә әгишип маңған болса,
Әгәр қолумға һәр қандақ дағ чаплашқан болса,
Ундақта мән териғанни башқа бириси йесун!
Бихлирим жулунуп ташливетилсун!«Бихлирим жулунуп ташливетилсун!» — «бихлирим» дегән сөзниң «балилирим» дегән көчмә мәнасиму бар.
Әгәр қәлбим мәлум бир аялдин аздурулған болса,
Шу нийәттә хошнамниң ишик алдида пайлап турған болсам,Аюп 24:15; Пәнд. 7:25
10 Өз аялим башқиларниң түгминини тартидиған күнгә қалсун,
Башқилар уни аяқ асти қилсун.«Өз аялим башқиларниң түгминини тартидиған күнгә қалсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аялим башқа бириси билән биллә болсун».
11  Чүнки бу әшәддий номуслуқ гунадур;
У сорақчилар тәрипидин җазалиниши керәктур.
12 Бу гуна болса адәмни һалак қилғучи оттур;
У мениң барлиқ тапқанлиримни жулуп алған болатти.
13  Әгәр қулумниң яки дедигимниң маңа қарита әрзи болған болса,
Уларниң дәвасини көзүмгә илмиған болсам,
14  Ундақта Тәңри мени сораққа тартишқа орнидин турғанда қандақ қилимән?
Әгәр У мәндин соал-сорақ алимән дәп кәлсә,
Мән Униңға қандақ җавап беримән?Зәб. 43:21-22
15  Мени балиятқуда апиридә қилғучи уларниму апиридә қилған әмәсму.
Мән билән у иккимизни анилиримизниң балиятқусида төрәлдүргүчи бир әмәсму?Аюп 34:19; Пәнд. 14:31; 17:5
16  Әгәр мискинләрни өз арзу-үмүтлиридин тосқан болсам,
Әгәр тул хотунниң көз нурини қараңғулаштурған болсам,
17 Яки өзүмниң бир чишләм ненимни ялғуз йегән болсам,
Уни житим-йесир билән биллә йемигән болсам
18  (Әмәлийәттә яш вақтимдин тартип оғли ата билән биллә болғандәк уму мән билән биллә турған еди,
Апамниң қосиғидин чиққандин тартипла тул хотунниң йөләнчүки болуп кәлдим),
19  Әгәр кийим-кечәк кәмлигидин һалак болай дегән биригә,
Яки чапансиз бир йоқсулға қарап олтарған болсам,
20  Әгәр униң бәллири кийимсиз қелип маңа бәхит тилимигән болса,
Әгәр у қозилиримниң жуңида иссинмиған болса,
21  Әгәр шәһәр дәрвазиси алдида «Һөкүм чиқарғанлар арисида мениң йөләнчүкүм бар» дәп,
Житим-йесирларға зиянкәшлик қилишқа қол көтәргән болсам,
22  Ундақта мүрәм тағиқидин аҗрилип чүшсун!
Билигим үгисидин сунуп кәтсун!
23  Чүнки Тәңри чүшүргән балаю-апәт мени қорқунучқа салмақта еди,
Униң һәйвитидин ундақ ишларни қәтъий қилалмайттим.
24  Әгәр алтунға ишинип уни өз таянчим қилған болсам,
Яки сап алтунға: «Йөләнчүкүмсән!» дегән болсам,Мар. 10:24; 1Тим. 6:17
25  Әгәр байлиқлирим зор болғанлиғидин,
Яки қолум алған ғәниймәттин шатлинип кәткән болсам,Зәб. 61:11
26  Әгәр мән қуяшниң җуласини чачқанлиғини көрүп,
Яки айниң айдиңда маңғанлиғини көрүп,Қан. 4:19
27  Көңлүм астиртин аздурулған болса,
Шундақла буларға чоқунуп ағзим қолумни сөйгән болса,
28  Буму сорақчи алдида гуна дәп һесаплинатти,
Чүнки шундақ қилған болсам мән жуқурида турғучи Тәңригә вапасизлиқ қилған болаттим.
29  Әгәр маңа нәпрәтләнгән кишиниң һалакитигә қариғинимда шатлинип кәткән болсам,
Бешиға күлпәт чүшкәнлигидин хошал болған болсам —Пәнд. 17:5
30  (Әмәлийәттә у түгәшсун дәп қарғап, униң өлүмини тиләп ағзимни гуна өткүзүшкә йол қоймиғанмән)Мат. 5:44; Рим. 12:14
31  Әгәр чедиримдикиләр мән тоғрилиқ: «Ғоҗайинимизниң дәстихинидин йәп тоюнмиған қени ким бар?» демигән болса,«Әгәр чедиримдикиләр мән тоғрилиқ: «ғоҗайинимизниң дәстихинидин йәп тоюнмиған қени ким бар?» демигән болса...» — дәрвәқә, Аюпниң бу гепи һәм шуниңға охшаш нурғун сөзлири һәқиқәт болмиған болса, әнди өз жутидикиләр, чедирдикиләр уни аңлапла гувалиқ қилип дәрһал инкар қилатти.
32  (Мусапирлардин кочида қалғини әзәлдин йоқтур;
Чүнки ишигимни һәрдайим йолучиларға ечип кәлгәнмән)Ибр. 13:2; 1Пет. 4:9
33  Әгәр Адәм атимиздәк итаәтсизликлиримни япқан,
Қәбиһлигимни көңлүмгә йошурған болсам,
34  Һәмдә шуниң үчүн пүткүл халайиқ алдида униң ашкарилинишидин қорқуп жүргән болсам,
Җәмийәтниң кәмситишлири маңа вәһимә қилған болса,
Шуниң билән мән талаға чиқмай жүргән болсам,... «Әгәр Адәм атимиздәк итаәтсизликлиримни япқан... ... Җәмийәтниң кәмситишлири маңа вәһимә қилған болса, шуниң билән мән талаға чиқмай жүргән болсам,...» — (33-34-айәт) әслидә Адәм атимиз гунайини Худадин йошурмақчи болуп дәрәқләр ичигә мөкүвалған еди. Әмилийәттә адәм өз гуналирини Худаниң алдида очуқ-ашкарә етирап қилсила дәрһал униң ярдимигә еришәләйду. Шундақ қараймизки, Аюп мошу йәрдә «Әгәр гуна қилған болсам, Худаниң алдида етирап қилаттим; ундақта халайиқтин һеч қорқмайттим» демәкчи.
Бәзи адәмләрниң гуна қилмаслиғиниң бирдин-бир сәвәви башқиларниң көрүп қалмаслиғи үчүн болиду — йәни халайиқниң пикридин болған қорқунучисидинла, халас. Аюп һәргиз бундақ хилдики адәмләрдин әмәс, һәрдайим Худани өз алдида әң алий орунға қойиду.
35 — Аһ, маңа қулақ салғучи бириси болсиди!
Мана, имзайимни қоюп берәй;
Һәммигә Қадир маңа җавап бәрсун!
Рәқибим мениң үстүмдин әрз язсун!«Һәммигә Қадир маңа җавап бәрсун! Рәқибим мениң үстүмдин әрз язсун!» — биз «мениң рәқибим» дегән бу сөзни йәнила Худани көрситиду, дәп тәһлил қилимиз. Йәнә бәзи шәрһчиләр уни Аюпниң үч достлини көрситиду, дәп қарайду.
36  Шу әрзни зиммәмгә артаттим әмәсму?
Чоқум таҗлардәк бешимға кийивалаттим.
37  Мән Униңға қәдәмлиримниң пүтүн санини һесаплап берәттим;
Шаһзадидәк мән Униң алдиға бараттим.«Мән униңға қәдәмлиримниң пүтүн санини һесаплап берәттим» — «Униңға» йәни Худаға, демәкчи.
38  Әгәр өз етизлирим маңа қарши гува болуп чуқан көтәрсә,
Униң чүнәклири билән биргә жиғлашса,
39  Чүнки чиқарған мевисини һәқ төлимәй йегән болсам,
Һөддигәрләрни һалсизландуруп нәпәсини тохтатқан болсам,
40  Ундақта буғдайниң орнида шумбуя өссун!
Арпиниң орнида мәстәк өссун.
 
Мана шуниң билән мән Аюпниң сөзлири тамам вәссалам!» «Арпиниң орнида мәстәк өссун!» — «мәстәк» буғдайға зиян йәткүзидиған бир хил өсүмлүк; йәнә «күрмәк» дәпму атилиду.
 
 

31:1 «Мән көзүм билән әһдиләшкән; шуниң үчүн мән қандақму қизларға һәвәс қилип көз ташлап жүрәй?» — мана биз бу йәрдин Аюпниң өзиниң бирдин бир һәмрийи болған аялиға садиқ болуп өткәнлигини көрүвалалаймиз. У өз аялиға пәқәт сирттин қариғандила әмәс, бәлки чин жүригидин садақәтмән еди. У бу бабта нишан қилған пәзиләт, Мәсиһ Әйса Инҗилда тәләп қилған пәзиләткә наһайити йеқин келиду (йәни, адәмниң қәлб-ойлирини башқуридиған һәққанийлиқ һәм меһир-муһәббәт). Инҗил, «Матта» 5-7-бапни көрүң.

31:4 2Тар. 16:9; Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; 15:3; Йәр. 32:19

31:8 «Бихлирим жулунуп ташливетилсун!» — «бихлирим» дегән сөзниң «балилирим» дегән көчмә мәнасиму бар.

31:9 Аюп 24:15; Пәнд. 7:25

31:10 «Өз аялим башқиларниң түгминини тартидиған күнгә қалсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аялим башқа бириси билән биллә болсун».

31:14 Зәб. 43:21-22

31:15 Аюп 34:19; Пәнд. 14:31; 17:5

31:24 Мар. 10:24; 1Тим. 6:17

31:25 Зәб. 61:11

31:26 Қан. 4:19

31:29 Пәнд. 17:5

31:30 Мат. 5:44; Рим. 12:14

31:31 «Әгәр чедиримдикиләр мән тоғрилиқ: «ғоҗайинимизниң дәстихинидин йәп тоюнмиған қени ким бар?» демигән болса...» — дәрвәқә, Аюпниң бу гепи һәм шуниңға охшаш нурғун сөзлири һәқиқәт болмиған болса, әнди өз жутидикиләр, чедирдикиләр уни аңлапла гувалиқ қилип дәрһал инкар қилатти.

31:32 Ибр. 13:2; 1Пет. 4:9

31:34 «Әгәр Адәм атимиздәк итаәтсизликлиримни япқан... ... Җәмийәтниң кәмситишлири маңа вәһимә қилған болса, шуниң билән мән талаға чиқмай жүргән болсам,...» — (33-34-айәт) әслидә Адәм атимиз гунайини Худадин йошурмақчи болуп дәрәқләр ичигә мөкүвалған еди. Әмилийәттә адәм өз гуналирини Худаниң алдида очуқ-ашкарә етирап қилсила дәрһал униң ярдимигә еришәләйду. Шундақ қараймизки, Аюп мошу йәрдә «Әгәр гуна қилған болсам, Худаниң алдида етирап қилаттим; ундақта халайиқтин һеч қорқмайттим» демәкчи. Бәзи адәмләрниң гуна қилмаслиғиниң бирдин-бир сәвәви башқиларниң көрүп қалмаслиғи үчүн болиду — йәни халайиқниң пикридин болған қорқунучисидинла, халас. Аюп һәргиз бундақ хилдики адәмләрдин әмәс, һәрдайим Худани өз алдида әң алий орунға қойиду.

31:35 «Һәммигә Қадир маңа җавап бәрсун! Рәқибим мениң үстүмдин әрз язсун!» — биз «мениң рәқибим» дегән бу сөзни йәнила Худани көрситиду, дәп тәһлил қилимиз. Йәнә бәзи шәрһчиләр уни Аюпниң үч достлини көрситиду, дәп қарайду.

31:37 «Мән униңға қәдәмлиримниң пүтүн санини һесаплап берәттим» — «Униңға» йәни Худаға, демәкчи.

31:40 «Арпиниң орнида мәстәк өссун!» — «мәстәк» буғдайға зиян йәткүзидиған бир хил өсүмлүк; йәнә «күрмәк» дәпму атилиду.