5
Һәқиқий бәхит-бәрикәт
Луқа 6:20-23
Мошу топ-топ адәмләрни көрүп у бир таққа чиқти; у у йәрдә олтарғинида, мухлислири униң йениға кәлди. У ағзини ечип уларға тәлим беришкә башлиди: —
 
Мубарәк, роһта намрат болғанлар!
Чүнки әрш падишалиғи уларға тәвәдур.«роһта намрат болғанлар» — бәлким өзиниң Худаға қәтъий муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мубарәк, роһта тиләмчи болғанлар!». Грек тилида «намрат» дегән сөз «тиләмчи» дегән мәнини өз ичигә алиду (мәсилән, «Луқа» 16:20, 22дә).
Бу айәтләрдә «мубарәк» дегән сөз (Худа тәрипидин) «бәхитлик, бәрикәтлик қилинған» дегән мәнидә ишлитилиду.
  Йәш. 57:15; 66:2; Луқа 6:20.
Мубарәк, пиған чәккәнләр!
Чүнки улар тәсәлли тапиду.«пиған чәккәнләр» — бәлким өз гуналири вә Худаға таянмиғанлиғи үчүн пиған чекишни көрситиду.  Йәш. 61:2; 66:10,13; Луқа 6:21.
Мубарәк, мулайим-мөминләр!
Чүнки улар йәр йүзигә мирасхордур.Зәб. 36:11.
Мубарәк, һәққанийлиққа ач вә тәшналар!
Чүнки улар толуқ тоюниду.Йәш. 55:1.
Мубарәк, рәһимдиллар!
Чүнки улар рәһим көриду.
Мубарәк, қәлби пак болғанлар!
Чүнки улар Худани көриду.Зәб. 15:1-2; 23:4; Ибр. 12:14.
Мубарәк, течлиқ тәрәпдарлири!
Чүнки улар Худаниң пәрзәнтлири дәп атилиду.«течлиқ тәрәпдарлири» — грек тилида: «сулһи қилғучилар».
10 Мубарәк, һәққанийлиқ йолида зиянкәшликкә учриғанлар! Чүнки әрш падишалиғи уларға тәвәдур.2Кор. 4:10; 2Тим. 2:12; 1Пет. 3:14.
11 Мубарәк, мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә һәртүрлүк төһмитигә учрисаңлар; 1Пет. 4:14. 12 шат-хурам болуп яйраңлар! Чүнки әршләрдә катта инъам силәр үчүн сақланмақта; чүнки силәрдин илгәрки пәйғәмбәрләргиму улар мошундақ зиянкәшликләрни қилған. Луқа 6:23.
 
Мухлислар «туз»луқ рольини йоқатмаслиғи керәк
Мар. 9:50; Луқа 14:34-35
13 Силәр йәр йүзидики туздурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? У чағда, у һеч немигә яримас болуп, ташлинип кишиләрниң айиғи астида дәссилиштин башқа һеч ишқа яримайду.«силәр йәр йүзидики туздурсиләр» — туз — (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк.  Мар. 9:50; Луқа 14:34.
14 Силәр дунияниң нуридурсиләр. Тағ үстигә селинған шәһәр йошуруналмайду. 15 Һеч ким чирақни йеқип қоюп, үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән, у өй ичидики һәммә адәмләргә йоруқлуқ бериду. «һеч ким чирақни йеқип қоюп, үстигә севәтни көмтүрүп қоймас...» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт».  Мар. 4:21; Луқа 8:16; 11:33. 16 Шу тәриқидә, силәр нуруңларни инсанлар алдида шундақ чақнитиңларки, улар яхши әмәллириңларни көрүп, әрштики атаңларни улуқлисун.1Пет. 2:12.
 
Тәврат қануни һәққидә
17 Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди, дәп ойлап қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим. 18 Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, асман-зимин йоқимиғичә, униңда пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулмиғичә Тәвраттики «йод» бир һәрип, һәтта бирәр чекитму бекар қилинмайду. «униңда , йәни Тәврат қанунида пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулмиғичә Тәвраттики «йод» бир һәрип... бекар қилинмайду» — «йод» болса ибраний тилида: «и» («йод», й) — әң кичик һәрип һесаплиниду.  Луқа 16:17. 19 Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң әқидилиригә, һәтта униң әң кичиклиридин бирини бекар қилип, вә башқиларға шундақ қилишни үгитидиған һәр ким әрш падишалиғида әң кичик һесаплиниду. Амма әксичә, Тәврат қануни әқидилиригә әмәл қилғанлар вә башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр болса әрш падишалиғида улуқ һесаплиниду. «униң әң кичиклиридин бирини бекар қилип...» — яки «униң әң кичиклиридин бирини хилаплиқ қилип...» — Грек тилидики пеил бәлким «бекар қилип» вә «хилаплиқ қилип» дегән икки мәнини өз ичигә алиду.  Яқ. 2:10. 20 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, һәққанийлиғиңлар Тәврат устазлири вә Пәрисийләрниңкидин ашмиса, әрш падишалиғиға һеч қачан кирәлмәйсиләр.«Тәврат устазлири вә Пәрисийләр...» — «Пәрисийләр» Йәһудийларниң диний әнъәнилиридә әң чиң туридиған қаттиқ тәләплик етиқат еқими еди.
 
Ғәзәплиниш һәққидә
21 Бурунқиларға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сораққа тартилиду» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр. Мис. 20:13; Қан. 5:17. 22 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, өз қериндишиға бекардин-бекар аччиқланғанларниң һәр бириму сораққа тартилиду. Өз қериндишини «ахмақ» дәп тиллиған һәр ким алий кеңәшмидә сораққа тартилиду; амма қериндашлирини «тәлвә» дәп һақарәтлигән һәр ким дозақниң отиға лайиқ болиду. «Өз қериндишиға бекардин-бекар аччиқланғанлар...» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «бекардин-бекар» дегән сөзләр тепилмайду. «... алий кеңәшмидә сораққа тартилиду» — «алий кеңәшмә» Йәһудийларниң әң жуқури соти болуп, «санһедрин» дәп атилатти. Бәзиләр бу сөз әрштики сотни көрситиду, дәп қарайду; бизму бу пикиргә майилмиз. 23 Шуниң үчүн, сән қурбангаһ алдиға келип Худаға һәдийә атимақчи болғиниңда, қериндишиңниң сениңдин ағринған йери барлиғи ядиңға кәлсә, 24 һәдийәңни қурбангаһ алдиға қоюп туруп, авал қериндишиң билән яришивал, андин келип һәдийәңни ата.
25 Әгәр үстүңдин дәва қилмақчи болған бириси болса, униң билән биргә йолда болғиниңда униң билән тездин яришип, дост болғин. Болмиса, у сени сорақчиға, сорақчи болса гундипайға тапшуриду, сән зинданға солитиветилисән. «...үстүңдин дәва қилмақчи болған бириси болса, униң билән биргә йолда болғиниңда униң билән тездин яришип, дост болғин» — «униң билән биргә йолда болғиниңда» дегән сөз бәлким сотқа қарап маңған йолда, йәни сотқа чүшүштин бурун болған «яришиш пурсити»ни көрситиду. «Луқа» 12:58ни көрүң.  Луқа 12:58; Әф. 4:26. 26 Мән саңа шуни бәрһәқ ейтип қояйки, қәрзиңниң әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин чиқалмайсән.«қәрзиңниң әң ахирқи бир тийини» — «бир тийин» грек тилида «бир кодранс». Бу пулниң әң кичик бирлиги, шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/64 қисми еди.
 
Зинахорлуқ һәққидә
27 Силәр «Зина қилмаңлар» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр. Мис. 20:14; Қан. 5:18. 28 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, бирәр аялға шәһваний нийәт билән қариған киши көңлидә у аял билән аллиқачан зина қилған болиду. Аюп 31:1; Зәб. 118:37. 29 Әгәр әнди оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. Мат. 18:8; Мар. 9:43. 30 Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл.
 
Талақ қилиш һәққидә
Мат. 19:9; Мар. 10:11-12; Луқа 16:18
31 Йәнә: — «Кимдиким аялини талақ қилса, униңға талақ хетини бәрсун» дәпму буйрулған. «Кимдиким аялини талақ қилса, униңға талақ хетини бәрсун» — «Қан.» 24:1.  Чөл. 30:2; Қан. 23:20-22; 24:1. 32 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, кимдиким өз аялиниң бузуқлуқ қилмишидин башқа һәр қандақ ишни банә қилип уни талақ қилса, әнди уни зинаға тутуп бәргән болиду; талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму зина қилған болиду. «Кимдиким өз аялиниң бузуқлуқ қилмишидин башқа һәр қандақ ишни банә қилип уни талақ қилса, әнди уни зинаға тутуп бәргән болиду» — аял киши Мәсиһ ейтқан бу әһвалға чүшсә (демәк, ери бузуқлуқ қилған болса), ундақта у талақ қилинған болса, башқа бир әргә тәгсә болиду. Шу вақитларда талақ қилинған хотун әрсиз қалса, әһвали наһайити қийин болиду, әлвәттә.  Мат. 19:7; Мар. 10:4,11; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.
 
Қәсәм қилиш һәққидә
33 Силәр йәнә бурунқиларға «Қәсимиңдин янма, Пәрвәрдигарға қилған қәсимиңгә әмәл қил» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр. Мис. 20:7; Лав. 19:12; Қан. 5:11; 23:22 34 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, қәтъий қәсәм қилмаңлар; әршни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки әрш Худаниң тәхтидур; Йәш. 66:1; Яқ. 5:12. 35 яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки йәр йүзи Худаниң тәхтипәридур. Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ падишаниң шәһиридур. Зәб. 47:3; Йәш. 66:1. 36 Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртиш қолуңлардин кәлмәйду. 37 Пәқәт дегиниңлар «Болиду», «болиду», яки «Яқ, яқ, болмайду» болсун. Буниңдин зиядиси рәзил болғучидин келиду.«Буниңдин зиядиси рәзил болғучидин келиду» — «рәзил болғучи» Шәйтанни көзритиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «рәзилликтин келиду».
 
Интиқам һәққидә
Луқа 6:29-30
38 Силәр «Көзгә көз, чишқа чиш» дәп буйрулғинини аңлиғансиләр. «Көзгә көз, чишқа чиш» — уйғур тилидики мақал болса: «Қанға қан, җанға җан». Соттики адаләтлик һөкүмләрни көрситидиған бу сөзләр Тәврат, «Мис.» 21:24, «Лав.» 24:20дә тепилиду.  Мис. 21:24; Лав. 24:20; Қан. 19:21. 39 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, әски билән тәң болмаңлар. Кимдәким оң мәңзиңгә урса, сол мәңзиңниму тутуп бәр; Пәнд. 24:29; Луқа 6:29; Рим. 12:17; 1Кор. 6:7; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9. 40 вә бириси үстүңдин дәва қилип, көйнигиңни алмақчи болса, чапиниңниму бәр. 41 Бириси саңа йүк-тақини йүдкүзүп миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса, униң билән икки миң қәдәм маң. «Бириси саңа жүк-тақини йүдкүзүп миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса...» — «миң қәдәм» грек тилида: «бир милийон», йәни тәхминән 1.5 километр. «бириси саңа жүк-тақини йүдкүзүп миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса, униң билән икки миң қәдәм маң» — шу вақитларда Рим империйәсидики әскәрләрниң аддий пухраларни өз жүк-тақлирини көтирип беришкә зорлаш һоқуқи бар еди. 42 Бириси сәндин тилисә, униңға бәр. Бириси сәндин өтнә-йерим қилмақчи болса, униңға бойнуңни толғима.«Бириси сәндин тилисә, униңға бәр» — Мәсиһ тилигәнләргә немини бериш, немини бәрмәслик тоғрисида сөз қилмиған; пәқәт көңлимиздә «бериш позитсийиси»ни сақлишимиз керәк. Дәл тилигән нәрсини беришимиз натайин («Рос.» 3:6ни көрүң).  Қан. 15:8; Луқа 6:35.
 
Дүшмәнләргә меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә
Луқа 6:27-28; 32-36
43 Силәр «Хошнаңни сөйгин, дүшминиңгә нәпрәтлән» дәп ейтилғанни аңлиған. «Хошнаңни сөйгин» — «Лав.» 18:18. «дүшминиңгә нәпрәтлән» — иккинчи сөз Тәвраттин әмәс, бәлки Йәһудий устазларниң язмилиридин елинип, уларниң әнъәниви көзқаришини әкс әттүриду.  Лав. 19:18. 44 Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, силәргә дүшмәнлик болғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, силәрдин нәпрәтләнгәнләргә яхшилиқ қилиңлар, силәргә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар. «силәргә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар....» — бәзи кона көчүрмиләрдә толуқ айәт: «...силәргә дүшмәнлик болғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар, силәрдин нәпрәтләнгәнләргә яхшилиқ қилиңлар, силәргә һақарәт вә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар» дейилиду. «Луқа» 6:27-28ниму көрүң.  Луқа 6:27; 23:34; Рос. 7:60; Рим. 12:20; 1Кор. 4:13; 1Пет. 2:23. 45 Шундақ қилғанда, әрштики Атаңларниң пәрзәнтлиридин болисиләр. Чүнки У қуяшиниң нурини яхшиларғиму вә яманларғиму чүшүриду, ямғурниму һәққанийларғиму, һәққанийәтсизләргиму яғдуриду. «Шундақ қилғанда, әрштики Атаңларниң пәрзәнтлиридин болисиләр» — тәкитләнгән иш бәлки Худаниң һәқиқий характерини башқиларға билдүрүш, Униңға охшаш болуш. 46 Әгәр силәр өзүңларға муһәббәт көрсәткәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму инъамға еришкичилиги болсун? Һәтта баҗгирларму шундақ қиливатмамду? «Һәтта баҗгирларму шундақ қиливатмамду?» — баҗгирлар интайин инсапсиз, пәскәш адәмләр дәп һесаплинатти.  Луқа 6:32. 47 Әгәр силәр пәқәт қериндашлириңлар биләнла салам-сәһәт қилишсаңлар, буниң немә пәзилити бар? Һәтта ят әлликләрму шундақ қилидиғу! «Һәтта ят әлликләрму шундақ қилидиғу!» — «ят әлликләр»ниң көпинчиси шу вақитта бутпәрәсләр, капирлар еди, әлвәттә. 48 Шуңа, әрштики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму мукәммәл болуңлар.«...Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму мукәммәл болуңлар» — яки «... Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәр мукәммәл болисиләр».  Яр. 17:1
 
 

5:3 «роһта намрат болғанлар» — бәлким өзиниң Худаға қәтъий муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мубарәк, роһта тиләмчи болғанлар!». Грек тилида «намрат» дегән сөз «тиләмчи» дегән мәнини өз ичигә алиду (мәсилән, «Луқа» 16:20, 22дә). Бу айәтләрдә «мубарәк» дегән сөз (Худа тәрипидин) «бәхитлик, бәрикәтлик қилинған» дегән мәнидә ишлитилиду.

5:3 Йәш. 57:15; 66:2; Луқа 6:20.

5:4 «пиған чәккәнләр» — бәлким өз гуналири вә Худаға таянмиғанлиғи үчүн пиған чекишни көрситиду.

5:4 Йәш. 61:2; 66:10,13; Луқа 6:21.

5:5 Зәб. 36:11.

5:6 Йәш. 55:1.

5:8 Зәб. 15:1-2; 23:4; Ибр. 12:14.

5:9 «течлиқ тәрәпдарлири» — грек тилида: «сулһи қилғучилар».

5:10 2Кор. 4:10; 2Тим. 2:12; 1Пет. 3:14.

5:11 1Пет. 4:14.

5:12 Луқа 6:23.

5:13 «силәр йәр йүзидики туздурсиләр» — туз — (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк.

5:13 Мар. 9:50; Луқа 14:34.

5:15 «һеч ким чирақни йеқип қоюп, үстигә севәтни көмтүрүп қоймас...» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт».

5:15 Мар. 4:21; Луқа 8:16; 11:33.

5:16 1Пет. 2:12.

5:18 «униңда , йәни Тәврат қанунида пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулмиғичә Тәвраттики «йод» бир һәрип... бекар қилинмайду» — «йод» болса ибраний тилида: «и» («йод», й) — әң кичик һәрип һесаплиниду.

5:18 Луқа 16:17.

5:19 «униң әң кичиклиридин бирини бекар қилип...» — яки «униң әң кичиклиридин бирини хилаплиқ қилип...» — Грек тилидики пеил бәлким «бекар қилип» вә «хилаплиқ қилип» дегән икки мәнини өз ичигә алиду.

5:19 Яқ. 2:10.

5:20 «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр...» — «Пәрисийләр» Йәһудийларниң диний әнъәнилиридә әң чиң туридиған қаттиқ тәләплик етиқат еқими еди.

5:21 Мис. 20:13; Қан. 5:17.

5:22 «Өз қериндишиға бекардин-бекар аччиқланғанлар...» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «бекардин-бекар» дегән сөзләр тепилмайду. «... алий кеңәшмидә сораққа тартилиду» — «алий кеңәшмә» Йәһудийларниң әң жуқури соти болуп, «санһедрин» дәп атилатти. Бәзиләр бу сөз әрштики сотни көрситиду, дәп қарайду; бизму бу пикиргә майилмиз.

5:25 «...үстүңдин дәва қилмақчи болған бириси болса, униң билән биргә йолда болғиниңда униң билән тездин яришип, дост болғин» — «униң билән биргә йолда болғиниңда» дегән сөз бәлким сотқа қарап маңған йолда, йәни сотқа чүшүштин бурун болған «яришиш пурсити»ни көрситиду. «Луқа» 12:58ни көрүң.

5:25 Луқа 12:58; Әф. 4:26.

5:26 «қәрзиңниң әң ахирқи бир тийини» — «бир тийин» грек тилида «бир кодранс». Бу пулниң әң кичик бирлиги, шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/64 қисми еди.

5:27 Мис. 20:14; Қан. 5:18.

5:28 Аюп 31:1; Зәб. 118:37.

5:29 Мат. 18:8; Мар. 9:43.

5:31 «Кимдиким аялини талақ қилса, униңға талақ хетини бәрсун» — «Қан.» 24:1.

5:31 Чөл. 30:2; Қан. 23:20-22; 24:1.

5:32 «Кимдиким өз аялиниң бузуқлуқ қилмишидин башқа һәр қандақ ишни банә қилип уни талақ қилса, әнди уни зинаға тутуп бәргән болиду» — аял киши Мәсиһ ейтқан бу әһвалға чүшсә (демәк, ери бузуқлуқ қилған болса), ундақта у талақ қилинған болса, башқа бир әргә тәгсә болиду. Шу вақитларда талақ қилинған хотун әрсиз қалса, әһвали наһайити қийин болиду, әлвәттә.

5:32 Мат. 19:7; Мар. 10:4,11; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.

5:33 Мис. 20:7; Лав. 19:12; Қан. 5:11; 23:22

5:34 Йәш. 66:1; Яқ. 5:12.

5:35 Зәб. 47:3; Йәш. 66:1.

5:37 «Буниңдин зиядиси рәзил болғучидин келиду» — «рәзил болғучи» Шәйтанни көзритиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «рәзилликтин келиду».

5:38 «Көзгә көз, чишқа чиш» — уйғур тилидики мақал болса: «Қанға қан, җанға җан». Соттики адаләтлик һөкүмләрни көрситидиған бу сөзләр Тәврат, «Мис.» 21:24, «Лав.» 24:20дә тепилиду.

5:38 Мис. 21:24; Лав. 24:20; Қан. 19:21.

5:39 Пәнд. 24:29; Луқа 6:29; Рим. 12:17; 1Кор. 6:7; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9.

5:41 «Бириси саңа жүк-тақини йүдкүзүп миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса...» — «миң қәдәм» грек тилида: «бир милийон», йәни тәхминән 1.5 километр. «бириси саңа жүк-тақини йүдкүзүп миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса, униң билән икки миң қәдәм маң» — шу вақитларда Рим империйәсидики әскәрләрниң аддий пухраларни өз жүк-тақлирини көтирип беришкә зорлаш һоқуқи бар еди.

5:42 «Бириси сәндин тилисә, униңға бәр» — Мәсиһ тилигәнләргә немини бериш, немини бәрмәслик тоғрисида сөз қилмиған; пәқәт көңлимиздә «бериш позитсийиси»ни сақлишимиз керәк. Дәл тилигән нәрсини беришимиз натайин («Рос.» 3:6ни көрүң).

5:42 Қан. 15:8; Луқа 6:35.

5:43 «Хошнаңни сөйгин» — «Лав.» 18:18. «дүшминиңгә нәпрәтлән» — иккинчи сөз Тәвраттин әмәс, бәлки Йәһудий устазларниң язмилиридин елинип, уларниң әнъәниви көзқаришини әкс әттүриду.

5:43 Лав. 19:18.

5:44 «силәргә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар....» — бәзи кона көчүрмиләрдә толуқ айәт: «...силәргә дүшмәнлик болғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар, силәрдин нәпрәтләнгәнләргә яхшилиқ қилиңлар, силәргә һақарәт вә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар» дейилиду. «Луқа» 6:27-28ниму көрүң.

5:44 Луқа 6:27; 23:34; Рос. 7:60; Рим. 12:20; 1Кор. 4:13; 1Пет. 2:23.

5:45 «Шундақ қилғанда, әрштики Атаңларниң пәрзәнтлиридин болисиләр» — тәкитләнгән иш бәлки Худаниң һәқиқий характерини башқиларға билдүрүш, Униңға охшаш болуш.

5:46 «Һәтта баҗгирларму шундақ қиливатмамду?» — баҗгирлар интайин инсапсиз, пәскәш адәмләр дәп һесаплинатти.

5:46 Луқа 6:32.

5:47 «Һәтта ят әлликләрму шундақ қилидиғу!» — «ят әлликләр»ниң көпинчиси шу вақитта бутпәрәсләр, капирлар еди, әлвәттә.

5:48 «...Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму мукәммәл болуңлар» — яки «... Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәр мукәммәл болисиләр».

5:48 Яр. 17:1