6
Әйса «шабат күни»ниң Егисидур
Мат. 12:1-8; Мар. 2:23-28
Иккинчи «муһим шабат күни», у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири башақларни үзүвелип, алиқинида угулап йәватататти.«Иккинчи «муһим шабат күни»» — грек тилида «иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән сөз билән ипадилиниду. Биз «биринчи»ни «муһим» дәп тәрҗимә қилдуқ. Сәвәвини төвәндә чүшәндүримиз.
«Иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән бу ибарини чүшәндүрүш тәс. Алимларниң бу тоғрилиқ икки пикри бар:
1-пикир: — Йәһудий хәлқиниң икки хил календари бар еди. Биринчи календар Бабиллиқларниңкигә охшаш болуп күздә («канай челиш һейти» яки «бурға һейти» билән) башлинатти. Бу календар бойичә, шу жилдики «биринчи шабат» болса «тунҗа «биринчи шабат»» дәп аталған. Иккинчи календар әтязда башлинатти («Мис.» 12:2ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, иккинчи календар бойичә, шу жилдики биринчи шабат «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти.
2-пикир: — бу «йәттә һәптә һейти»ниң иккинчи һәптисидики шабат күнини көрситиду («Лав.» 23:10-22ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, бу һейтниң иккинчи шабат күни «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти. Мошу пикир бойичә «биринчи» дегән сөз мошу айәттә асасән «муһим» дегән мәнидә.
Бизниңчә бу 2-пикир тоғридур, чүнки «йеңи жил»ниң (әтияздики) «биринчи шабат»ида, йеңи буғдай яки арпа данлирини йейиш чәкләнгән еди, бәлким Худаға аташ керәк еди («Лав.» 23:14-айәтни йәнә көрүң). Немила болмисун, шу вақит әтиязға тоғра келәтти.
  Қан. 23:24; Мат. 12:1; Мар. 2:23. Лекин буни көргән бәзи Пәрисийләр уларға:
— Силәр немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр? — дейишти.«Немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр?» — «чәкләнгән иш» Тәврат қанунида чәкләнгән, демәкчи. Уларниң шикайәт қилғини мухлисларниң йейиши әмәс («Қан.» 23:25ни көрүң), бәлки шабат күнидә мухлисларниң «һосул алғанлиқ»и еди. «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә мошу вақиә тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.  Мис. 20:10.
Әйса уларға җававән:
— Силәр һәтта Давут пәйғәмбәр вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?«Силәр һәтта Давут пәйғәмбәр ... немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқиплиридин сорайдиған соал шәкли еди. Демәк, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни сорап елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән — дәп җавап бәрди.«Демәк, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни сорап елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән. Ахирида у уларға:
— Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.Мат. 12:8; Мар. 2:28.
Йәнә бир шабат күни шундақ болдики, у синагогқа кирип тәлим беривататти. Синагогта оң қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.Мат. 12:9; Мар. 3:1. Әнди Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.«...униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду. Бирақ Әйса уларниң көңлидикини билип, қоли йигиләп кәткән адәмгә:
— Орнуңдин тур, оттуриға чиққин! — девиди, һелиқи адәм орнидин қопуп шу йәрдә турди. Андин Әйса уларға:
— Силәрдин сорап бақайчу, Тәвратқа уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки җанға замин болушму? — дәп сориди. 10 Әтрапидикиләрниң һәммисигә нәзәр салғандин кейин, у һелиқи адәмгә:
— Қолуңни узат, — деди. У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди. «У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди» — «әслигә кәлтүрүлүп» дегән пеилниң мәҗһул шәкли бизгә бу ишни Худа өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?  1Пад. 13:6. 11 Лекин улар ғәзәптин һошини йоқитип, Әйсаға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәслиһәтлишишкә башлиди.«улар ғәзәптин һошини йоқитип...» — «улар» 7-айәттә көрситилгән «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр».
 
Әйсаниң он икки расулни таллиши
Мат. 10:1-4; Мар. 3:13-19
12 Шу күнләрдә шундақ болдики, у дуа қилишқа таққа чиқти вә у йәрдә Худаға кечичә дуа қилди. 13 Таң атқанда, мухлислирини алдиға чақирип, уларниң ичидин он иккиләнни таллап, уларни расул дәп атиди. Мат. 10:1; Мар. 3:13; 6:7; Луқа 9:1. 14 Улар: Симон (Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Андирияс; Яқуп вә Юһанна, Филип вә Бартоломай, 15 Матта вә Томас, Алфайниң оғли Яқуп вә милләтпәрвәр дәп аталған Симон, «милләтпәрвәр» — яки, «Қанаанлиқ». Йәһудий милләтпәрвәрләр вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ билән күрәш қилғучилар еди. 16 Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди.«Яқупниң оғли» — бу Яқуп 14- вә 15-айәттики «Яқуп»лардин башқиси болса керәк. «Яқупниң оғли» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Яқупниң иниси» дейилиду.
 
Әйсаниң кесәлләрни сақайтиши вә тәлим бериши
Мат. 4:23-25; 5:1-12
17 Әйса расуллири билән тағдин чүшүп, бир түзләңликтә туратти. Шу йәрдә нурғун мухлислири һәмдә пүткүл Йәһудийә өлкисидин вә Йерусалимдин, Тур вә Зидон шәһәрлиригә қарайдиған деңиз бойидики жутлардин топ-топ кишиләр жиғилишти. Улар униң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди. Мат. 4:25; Мар. 3:7. 18  Напак роһлардин азапланғанларму шипалиқ тепишти. 19 Бу топ-топ адәмләрниң һәммиси қоллирини униңға тәккүзүвелишқа интиләтти; чүнки күч-қудрәт униң вуҗудидин чиқип уларниң һәммисигә шипалиқ беривататти.Мар. 5:30.
 
Хошаллиқ вә қайғу
20 Шуниң билән у бешини көтирип мухлислириға қарап мундақ деди:
— «Мубарәк, әй йоқсуллар! Чүнки Худаниң падишалиғи силәрниңкидур.«Мубарәк, әй йоқсуллар!» — «йоқсуллар» бәлким өзиниң Худаға қәтъий муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр. Бу айәтләрдә «мубарәк» дегән сөз (Худа тәрипидин) «бәхитлик, бәрикәтлик қилинған» дегән мәнидә ишлитилиду.  Мат. 5:2.
21 Мубарәк, әй һазир ач қалғанлар! Чүнки силәр толуқ тоюнисиләр.
Мубарәк, әй жиғлаватқанлар! Чүнки күлидиған болисиләр.Йәш. 61:3; 65:13; 66:10.
22 Кишиләр Инсаноғлиниң вәҗидин силәрдин нәпрәтләнсә, силәрни өзлиридин чәткә қақса, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, намиңларни рәзил дәп қарғиса, силәргә мубарәк! Мат. 5:11; 1Пет. 2:19; 3:14; 4:14. 23 Шу күни шатлинип тәнтәнә қилип сәкрәңлар. Чүнки мана, әрштә болған инъамиңлар зордур. Чүнки уларниң ата-бовилири бурунқи пәйғәмбәрләргиму охшаш ишларни қилған.Рос. 5:41; 7:51.
 
24 — Лекин һалиңларға вай, әй байлар!
Чүнки силәр аллиқачан раһәт-парағитиңларға егә болдуңлар!Ам. 6:1, 8.
25 Һалиңларға вай, әй қарни тоюнғанлар!
Чүнки силәр ач қалисиләр.
Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар!
Чүнки һаза тутуп жиғлайсиләр.Йәш. 65:13; Яқ. 4:9; 5:1.
26 Һәммәйлән силәрни яхши дегәндә, һалиңларға вай! Чүнки уларниң ата-бовилириму бурунқи сахта пәйғәмбәрләргә шундақ қилған».
 
Дүшминиңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар
Мат. 5:38-48; 7:12
27 — Бирақ маңа қулақ салған силәргә шуни ейтип қояйки, дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар; силәргә өч болғанларға яхшилиқ қилиңлар. Мис. 23:4; Пәнд. 25:21; Мат. 5:44; Рим. 12:20; 1Кор. 4:12. 28 Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар; силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар. Луқа 23:34; Рос. 7:60. 29 Бириси мәңзиңгә урса, иккинчи мәңзиңниму тутуп бәр; бириси чапиниңни еливалимән десә, көйнигиңниму айимай бәргин. 1Кор. 6:7. 30 Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин. Бириси сениң бирәр нәрсәңни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни сорима. «Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин» — немини бериш керәклигини Рәббимиз ейтмиди. Бәзи әһвалда тилигүчигә тилигинини бәрсәк униңға пайда әмәс, бәлки зиян йәткүзиду. Мәсилән, һарақкәш адәм пул яки һарақ тилисә буни бәрсәк болмайду; лекин мүмкин болса ярдәм қолимизни узитишимиз керәк. Башқа мисал «Рос.» 3:1-11дә тепилиду, болупму 6-айәтни көрүң.  Қан. 15:7; Мат. 5:42. 31 Башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. Мат. 7:12. 32 Әгәр силәр өзүңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, ундақда силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу. Мат. 5:46. 33 Әгәр силәр өзүңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу! 34 Әгәр силәр қәризни «чоқум қайтуруп бериду» дәп ойлиғанларға бәрсәңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму әйнән қайтуруп алимиз дәп башқа гунакарларға қәриз беридиғу! Қан. 15:8; Мат. 5:42. 35 Лекин силәр болсаңлар, дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, яхшилиқ қилиңлар, башқиларға өтнә бериңлар вә «Улар бизгә бернемә қайтуриду» дәп ойлимаңлар. Шу чағда, инъамиңлар зор болиду вә силәр Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр. Чүнки у тузкорларға вә рәзилләргиму меһриванлиқ қилиду. «Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр» — демәк, әмәллириңлар буниңға гувалиқ болиду.  Мат. 5:45. 36 Атаңлар меһриван болғинидәк силәрму меһриван болуңлар.
 
Башқиларниң үстидин һөкүм қилмаңлар
Мат. 7:1-5
37 — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса, силәр Худаниң һөкүмигә учрайсиләр. Башқиларни гунаға бекитмәңлар вә силәрму гунаға бекитилмәйсиләр. Башқиларни кәчүрүңлар вә силәрму кәчүрүм қилинисиләр. Мат. 7:1; Рим. 2:1; 1Кор. 4:5. 38 Бериңлар вә силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қойнуңларға төкүп берилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду.«силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қуйнуңларға төкүп берилиду» — Оттура Шәриқтә бириси бирәвға ашлиқ һәдийә қилмақчи болса (1) ашни халтиға лиқ қачилайду; (2) данлар чиңдилип чүшсун дәп халтини силкийду; (3) чиңдалған данларниң үстигә «тешип чүшкидәк дәриҗидә» йәнә қачилайду.  Пәнд. 10:22; 19:17; Мат. 7:2; Мар. 4:24.
39 Андин у уларға тәмсил ейтип мундақ деди:
— Қариғу қариғуни йетиләп маңаламду? Ундақ қилса, һәр иккиси орәккә чүшүп кәтмәмду? Йәш. 42:19; Мат. 15:14. 40 Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду.«Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду» — бу сирлиқ сөз бәлким мухлислар Мәсиһкә толуқ әгәшсә, униңға охшаш азап-оқубәтни көрүши мүмкин, дегән мәнини өз ичигә алиду.  Мат. 10:24; Юһ. 13:16; 15:20.
41 Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?! «бурадириңниң көзидики қил» — яки «қериндишиңниң көзидики қил». «Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!» — мәнаси: «Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик сәһвәнлигинила көрүп, өзүңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?» дегәндәк.  Мат. 7:3. 42 Сән қандақму өз көзүңдә турған лимни көрмәй туруп бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән?! Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән. 43 Чүнки һеч қандақ яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, һеч қандақ яман дәрәқму яхши мевә бәрмәйду. Мат. 7:17; 12:33. 44 Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Чүнки тикәндин әнҗирни үзгили болмас, янтақтин үзүм үзгили болмас. Мат. 7:16. 45 Яхши адәм қәлбидики яхшилиқ ғәзнисидин яхшилиқ чиқириду; рәзил адәм қәлбидики рәзиллик ғәзнисидин рәзилликни чиқириду. Чүнки қәлб немигә толдурулған болса, еғиздин шу чиқиду.Мат. 12:35.
 
Икки хил имарәт салған кишиләр
Мат. 7:24-27
46 — Силәр немишкә мени «Рәб! Рәб!» дәйсиләр-ю, бирақ силәргә ейтқанлиримға әмәл қилмайсиләр? Мал. 1:6; Мат. 7:21; 25:11; Луқа 13:25; Рим. 2:13; Яқ. 1:22. 47 Әмисә, мениң алдимға келип, сөзлиримни аңлап әмәл қилған һәр кимниң кимгә охшиғанлиғини силәргә көрситип берәй. Мат. 7:24. 48 У худди чоңқур колап, улини қорам ташниң үстигә селип өй салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, су еқими у өйниң үстигә зәрб билән урулғини билән, уни мидир-сидир қилалмиди, чүнки у пухта селинған. 49 Лекин сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған киши болса, қуруқ йәрниң үстигә улсиз өй салған кишигә охшайду. Кәлкүн еқими шу өйниң үстигә урулуши билән у өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди!
 
 

6:1 «Иккинчи «муһим шабат күни»» — грек тилида «иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән сөз билән ипадилиниду. Биз «биринчи»ни «муһим» дәп тәрҗимә қилдуқ. Сәвәвини төвәндә чүшәндүримиз. «Иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән бу ибарини чүшәндүрүш тәс. Алимларниң бу тоғрилиқ икки пикри бар: 1-пикир: — Йәһудий хәлқиниң икки хил календари бар еди. Биринчи календар Бабиллиқларниңкигә охшаш болуп күздә («канай челиш һейти» яки «бурға һейти» билән) башлинатти. Бу календар бойичә, шу жилдики «биринчи шабат» болса «тунҗа «биринчи шабат»» дәп аталған. Иккинчи календар әтязда башлинатти («Мис.» 12:2ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, иккинчи календар бойичә, шу жилдики биринчи шабат «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти. 2-пикир: — бу «йәттә һәптә һейти»ниң иккинчи һәптисидики шабат күнини көрситиду («Лав.» 23:10-22ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, бу һейтниң иккинчи шабат күни «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти. Мошу пикир бойичә «биринчи» дегән сөз мошу айәттә асасән «муһим» дегән мәнидә. Бизниңчә бу 2-пикир тоғридур, чүнки «йеңи жил»ниң (әтияздики) «биринчи шабат»ида, йеңи буғдай яки арпа данлирини йейиш чәкләнгән еди, бәлким Худаға аташ керәк еди («Лав.» 23:14-айәтни йәнә көрүң). Немила болмисун, шу вақит әтиязға тоғра келәтти.

6:1 Қан. 23:24; Мат. 12:1; Мар. 2:23.

6:2 «Немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр?» — «чәкләнгән иш» Тәврат қанунида чәкләнгән, демәкчи. Уларниң шикайәт қилғини мухлисларниң йейиши әмәс («Қан.» 23:25ни көрүң), бәлки шабат күнидә мухлисларниң «һосул алғанлиқ»и еди. «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә мошу вақиә тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.

6:2 Мис. 20:10.

6:3 «Силәр һәтта Давут пәйғәмбәр ... немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқиплиридин сорайдиған соал шәкли еди.

6:4 «Демәк, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни сорап елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.

6:5 Мат. 12:8; Мар. 2:28.

6:6 Мат. 12:9; Мар. 3:1.

6:7 «...униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду.

6:10 «У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди» — «әслигә кәлтүрүлүп» дегән пеилниң мәҗһул шәкли бизгә бу ишни Худа өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?

6:10 1Пад. 13:6.

6:11 «улар ғәзәптин һошини йоқитип...» — «улар» 7-айәттә көрситилгән «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр».

6:13 Мат. 10:1; Мар. 3:13; 6:7; Луқа 9:1.

6:15 «милләтпәрвәр» — яки, «Қанаанлиқ». Йәһудий милләтпәрвәрләр вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ билән күрәш қилғучилар еди.

6:16 «Яқупниң оғли» — бу Яқуп 14- вә 15-айәттики «Яқуп»лардин башқиси болса керәк. «Яқупниң оғли» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Яқупниң иниси» дейилиду.

6:17 Мат. 4:25; Мар. 3:7.

6:19 Мар. 5:30.

6:20 «Мубарәк, әй йоқсуллар!» — «йоқсуллар» бәлким өзиниң Худаға қәтъий муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр. Бу айәтләрдә «мубарәк» дегән сөз (Худа тәрипидин) «бәхитлик, бәрикәтлик қилинған» дегән мәнидә ишлитилиду.

6:20 Мат. 5:2.

6:21 Йәш. 61:3; 65:13; 66:10.

6:22 Мат. 5:11; 1Пет. 2:19; 3:14; 4:14.

6:23 Рос. 5:41; 7:51.

6:24 Ам. 6:1, 8.

6:25 Йәш. 65:13; Яқ. 4:9; 5:1.

6:27 Мис. 23:4; Пәнд. 25:21; Мат. 5:44; Рим. 12:20; 1Кор. 4:12.

6:28 Луқа 23:34; Рос. 7:60.

6:29 1Кор. 6:7.

6:30 «Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин» — немини бериш керәклигини Рәббимиз ейтмиди. Бәзи әһвалда тилигүчигә тилигинини бәрсәк униңға пайда әмәс, бәлки зиян йәткүзиду. Мәсилән, һарақкәш адәм пул яки һарақ тилисә буни бәрсәк болмайду; лекин мүмкин болса ярдәм қолимизни узитишимиз керәк. Башқа мисал «Рос.» 3:1-11дә тепилиду, болупму 6-айәтни көрүң.

6:30 Қан. 15:7; Мат. 5:42.

6:31 Мат. 7:12.

6:32 Мат. 5:46.

6:34 Қан. 15:8; Мат. 5:42.

6:35 «Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр» — демәк, әмәллириңлар буниңға гувалиқ болиду.

6:35 Мат. 5:45.

6:37 Мат. 7:1; Рим. 2:1; 1Кор. 4:5.

6:38 «силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қуйнуңларға төкүп берилиду» — Оттура Шәриқтә бириси бирәвға ашлиқ һәдийә қилмақчи болса (1) ашни халтиға лиқ қачилайду; (2) данлар чиңдилип чүшсун дәп халтини силкийду; (3) чиңдалған данларниң үстигә «тешип чүшкидәк дәриҗидә» йәнә қачилайду.

6:38 Пәнд. 10:22; 19:17; Мат. 7:2; Мар. 4:24.

6:39 Йәш. 42:19; Мат. 15:14.

6:40 «Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду» — бу сирлиқ сөз бәлким мухлислар Мәсиһкә толуқ әгәшсә, униңға охшаш азап-оқубәтни көрүши мүмкин, дегән мәнини өз ичигә алиду.

6:40 Мат. 10:24; Юһ. 13:16; 15:20.

6:41 «бурадириңниң көзидики қил» — яки «қериндишиңниң көзидики қил». «Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!» — мәнаси: «Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик сәһвәнлигинила көрүп, өзүңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?» дегәндәк.

6:41 Мат. 7:3.

6:43 Мат. 7:17; 12:33.

6:44 Мат. 7:16.

6:45 Мат. 12:35.

6:46 Мал. 1:6; Мат. 7:21; 25:11; Луқа 13:25; Рим. 2:13; Яқ. 1:22.

6:47 Мат. 7:24.