2
Әйсаниң паләч адәмни сақайтиши
Мат. 9:1-8; Луқа 5:17-26
Бир нәччә күндин кейин у қайтидин Кәпәрнаһумға кирди. У өйдикән, дегән хәвәр тарқиливиди,Мат. 9:1; Луқа 5:17. шунчә көп адәм у йәргә жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут дәссигидәк йәр қалмиған еди. У уларға сөз-калам йәткүзүвататти. Мана шу әснада, бир нәччә адәм униң алдиға бир паләчни елип кәлди; уни улардин төрти көтирип әкәлгән еди.Мат. 9:1; Луқа 5:18. Адәмниң көплүгидин униңға йеқинлишалмай, улар униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин паләчни зәмбил билән Әйсаниң алдиға чүшүрди.«униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин...» — авал өгүзниң каһишлирини елиши керәк еди. Әнди Әйса уларниң ишәшини көрүп паләчкә:
— Балам, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
Лекин у йәрдә олтарған бәзи Тәврат устазлири көңлидә гуманий соалларни қоюп: «Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? У күпүрлүк қиливатидиғу! Худадин башқа кимму гуналарни кәчүрүм қилалисун?» дейишти.Зәб. 31:5; 50:4-6; Йәш. 43:25.
Әйса шуан роһида уларниң көңүллиридә шундақ гуманий соалларни қоюватқанлиғини билип йетип, уларға мундақ деди:
— Силәр көңүлдә немишкә шундақ соалларни қойисиләр? Мошу паләчкә: «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму, яки «Орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп маң!» дейиш асанму? 10 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә:
11 — Саңа ейтайки, орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — деди. 12 У дәрһал орнидин дәс туруп, зәмбил-көрписини жиғиштурди вә һәммәйләнниң көз алдида өйдин чиқип кәтти. Һәммәйлән қаттиқ һәйран қелип Худани улуқлишип:
— Мошундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти.
 
Әйсаниң Лавийни мухлислиққа чақириши — «гунакарлар» билән һәмдәстихан олтириши
Мат. 9:9-13; Луқа 5:27-32
13 У йәнә деңиз бойиға қарап маңди. Кишиләр топи униң әтрапиға олишивалди. У уларға тәлим бәрди.Мат. 9:9; Луқа 5:27.
14 У йолдин өтүп кетиватқанда, баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавийни көрүп, униңға:
— Маңа әгәшкин, — деди. У орнидин туруп, униңға әгәшти.«баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавий...» — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.
15 Вә шундақ болдики, у Лавийниң өйидә дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди. Бундақ кишиләр хелә көп еди, уларму униңға әгәшкән еди. «дәстиханда олтарғанда» — грек тилида «дәстиханда ятқанда» билән ипадилиниду. Шу чағларда кишиләр дәстихан селинған ширә әтрапида янпашлап ятқан һалда ғизалинишатти. «нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар. «гунакарлар» — Тәврат-инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду. 16 Әнди Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униң гунакарлар вә баҗгирлар билән бир дәстиханда олтарғанлиғини көрүп, мухлислириға:
— У немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — дейишти. «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр...» — «Пәрисийләр» қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. 17 Буни аңлиған Әйса уларға:
— Сағлам адәм әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур. Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, — деди.«һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим» — мошу муһим сөзидә «гунакарлар» дегини, өзлириниң гунакар екәнлигини тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» Пәрисийләрдәк өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ шундақ кишиләрни чақиралмайтти.  Мат. 9:13; 21:31; Луқа 5:32; 19:10; 1Тим. 1:15.
 
Йеңи конидин әвзәлдур
Мат. 9:14-17; Луқа 5:33-39
18 Әнди Йәһяниң мухлислири билән Пәрисийләр роза тутувататти. Бәзиләр униң алдиға келип:
— Немишкә Йәһяниң мухлислири вә Пәрисийләрниң мухлислири роза тутиду, лекин сениң мухлислириң тутмайду? — дәп сорашти.Мат. 9:14; Луқа 5:33.
19 Әйса җававән мундақ деди:
— Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтарған чағда, меһманлири роза тутуп олтарса қандақ болиду!? Тойи болуватқан жигит тойда болсила, улар һеч қандақ роза туталмайду. «той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.  Йәш. 62:5; 2Кор. 11:2. 20 Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.«жигит меһманлардин елип кетилиду» — бу сөзләр Әйсаниң өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғини көрситидиған бешарәт.
21 Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ киришип, кона кийимни тартиштуруп житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду. «Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду» — йеңи рәхт киришип кетиду, әлвәттә. 22 Һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң ечиши билән тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниши керәк.Мат. 9:17.
 
Инсаноғли «Шабат күниниң Егиси»дур •••• 23-айәттики изаһатни көрүң
Мат. 12:1-8; Луқа 6:1-5
23 Бир шабат күни шундақ болдики, у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири йолда меңиватқанда башақларни үзүшкә башлиди. «Бир шабат күни шундақ болдики, ...» — «шабат күни» (дәм елиш күни) тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Бу шәнбә күни, Тәврат календари бойичә һәптиниң йәттинчи күни болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр бир инсан вә мал-чарвиларму шу күни һәр қандақ иш-хизмәт қилмай, дәм елиши керәк еди.  Қан. 23:24; Мат. 12:1; Луқа 6:1. 24 Пәрисийләр униңға:
— Қара, улар немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилиду? — дейишти.«Тәвратта чәкләнгән иш» — Тәврат қанунида чәкләнгән, демәкчи. Тәврат қануни бойичә дәм елиш күни «хаман тепиш» «хизмәт» дәп қарилип, қанунға хилаплиқ иш дәп һесаплиниши керәк еди, әлвәттә. Пәрисийләр мухлисларниң данларни йейиш үчүн ақлишини «хаман тәпкәнлик» дәп қариған. Әнди башақларни үзүп йейиш зираәтләргә оғақ селиш билән охшашму яки охшаш әмәсму, буниңға оқурмәнләр Мәсиһниң җававини оқуп өзи бир немә десун! «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә мошу иш тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.  Мис. 20:10.
25 У уларға:
Падишаһ Давутниң өзи вә һәмраһлири һаҗәтмән болғанда, йәни ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр? «Давутниң... ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқиплиридин сорайдиған соал шәкли еди.  1Сам. 21:6. 26 — Демәк, Абиятар баш каһин болған вақтида, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни сорап йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән? — деди.«Абиятар баш каһин болған вақтида» — «1Сам.» 21:1-7 бойичә, Абиятар рәсмий баш каһин болмиған. Лекин Инҗил дәвридики әһвалға охшаш, икки адәм башқа-башқа йәрдә болса иккиси шу рольда болуши мүмкин (Мәсиһ йәр йүзидә хизмәт қилған мәзгилдә Қаяфа исимлиқ һәм Аннас исимлиқ икки адәм охшаш бир вақитта «баш каһин» еди). « Давут Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни сорап йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән?» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.  Лав. 24:9.
27 У уларға йәнә:
— Инсан шабат күни үчүн әмәс, шабат күни инсан үчүн яритилди. 28 Шуниң үчүн, Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.«Инсаноғли» — Мәсиһниң өзини көрситиду. Бу ибарә тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.  Мат. 12:8; Луқа 6:5.
 
 

2:1 Мат. 9:1; Луқа 5:17.

2:3 Мат. 9:1; Луқа 5:18.

2:4 «униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин...» — авал өгүзниң каһишлирини елиши керәк еди.

2:7 Зәб. 31:5; 50:4-6; Йәш. 43:25.

2:13 Мат. 9:9; Луқа 5:27.

2:14 «баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавий...» — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.

2:15 «дәстиханда олтарғанда» — грек тилида «дәстиханда ятқанда» билән ипадилиниду. Шу чағларда кишиләр дәстихан селинған ширә әтрапида янпашлап ятқан һалда ғизалинишатти. «нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар. «гунакарлар» — Тәврат-инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.

2:16 «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр...» — «Пәрисийләр» қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.

2:17 «һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим» — мошу муһим сөзидә «гунакарлар» дегини, өзлириниң гунакар екәнлигини тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» Пәрисийләрдәк өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ шундақ кишиләрни чақиралмайтти.

2:17 Мат. 9:13; 21:31; Луқа 5:32; 19:10; 1Тим. 1:15.

2:18 Мат. 9:14; Луқа 5:33.

2:19 «той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.

2:19 Йәш. 62:5; 2Кор. 11:2.

2:20 «жигит меһманлардин елип кетилиду» — бу сөзләр Әйсаниң өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғини көрситидиған бешарәт.

2:21 «Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду» — йеңи рәхт киришип кетиду, әлвәттә.

2:22 Мат. 9:17.

2:23 «Бир шабат күни шундақ болдики, ...» — «шабат күни» (дәм елиш күни) тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Бу шәнбә күни, Тәврат календари бойичә һәптиниң йәттинчи күни болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр бир инсан вә мал-чарвиларму шу күни һәр қандақ иш-хизмәт қилмай, дәм елиши керәк еди.

2:23 Қан. 23:24; Мат. 12:1; Луқа 6:1.

2:24 «Тәвратта чәкләнгән иш» — Тәврат қанунида чәкләнгән, демәкчи. Тәврат қануни бойичә дәм елиш күни «хаман тепиш» «хизмәт» дәп қарилип, қанунға хилаплиқ иш дәп һесаплиниши керәк еди, әлвәттә. Пәрисийләр мухлисларниң данларни йейиш үчүн ақлишини «хаман тәпкәнлик» дәп қариған. Әнди башақларни үзүп йейиш зираәтләргә оғақ селиш билән охшашму яки охшаш әмәсму, буниңға оқурмәнләр Мәсиһниң җававини оқуп өзи бир немә десун! «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә мошу иш тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.

2:24 Мис. 20:10.

2:25 «Давутниң... ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқиплиридин сорайдиған соал шәкли еди.

2:25 1Сам. 21:6.

2:26 «Абиятар баш каһин болған вақтида» — «1Сам.» 21:1-7 бойичә, Абиятар рәсмий баш каһин болмиған. Лекин Инҗил дәвридики әһвалға охшаш, икки адәм башқа-башқа йәрдә болса иккиси шу рольда болуши мүмкин (Мәсиһ йәр йүзидә хизмәт қилған мәзгилдә Қаяфа исимлиқ һәм Аннас исимлиқ икки адәм охшаш бир вақитта «баш каһин» еди). « Давут Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни сорап йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән?» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.

2:26 Лав. 24:9.

2:28 «Инсаноғли» — Мәсиһниң өзини көрситиду. Бу ибарә тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.

2:28 Мат. 12:8; Луқа 6:5.