5
Әйсаниң тунҗа қетим мухлис чақириши
Мат. 4:18-22; Мар. 1:16-20
Шундақ болдики, у Гиннисарәт көлиниң бойида турғанда, халайиқ Худаниң сөз-каламини аңлаш үчүн униң әтрапиға олишип қистилишип туратти.Мат. 13:2; Мар. 4:1. У көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар болса кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти. У кемиләрдин биригә, йәни Симонниңкигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни илтимас қилди. Андин у кемидә олтирип топ-топ халайиққа тәлим бәрди. Сөзи түгигәндин кейин, у Симонға:
— Кемини чоңқуррақ йәргә һайдап берип, белиқларни тутушқа торлириңларни селиңлар, — деди.
Симон униңға җававән: — Устаз, биз пүтүн кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ. Бирақ сениң сөзүң билән торни салсам салай, деди.
Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди.«Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди» — адәттә Галилийә көлисидә белиқлар күндүздә чоңқур суға шуңғуп киривалиду, уларни тор билән тартип чиқарғили болмайду. Оқурмәнләр шуни байқиған болуши мүмкинки, Мәсиһ «торлириңлар»ни дегини билән Петрусниң пәқәт бирла торни селишқа ишәши бар еди («Юһ.» 21:11ни вә шу айәт тоғрилиқ изаһат вә «Юһанна»дики «қошумчә сөз»ни көрүң). Шуниң билән улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә келишкә ишарәт қилишти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливиди, кемиләр чөкүп кетәй дәп қалди. Симон Петрус бу ишни көрүп, Әйсаниң тизлири алдида жиқилип:
— Мәндин жирақлашқайсән, и Рәб! Чүнки мән гунакармән! — деди. Чүнки бунчә көп белиқ тутулғанлиғидин у вә униңға һәмраһ болғанлирини һәйранлиқ басқан еди. 10 Вә Симонниң шериклири — Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннаму һәм шундақ һәйран қалди. Әнди Әйса Симонға:
— Қорқмиғин, буниңдин кейин сән адәм тутқучи болисән — деди.«сән адәмләрни тутқучи болисән» — мошу сөз адәмләрни зинданларға яки қуллуққа әмәс, бәлки униң Худаниң қутқузуш йолида адәмләрни Шәйтанниң чаңгилидин вә һалак йолидин тутуп қутқузуш ишлирини көрситиду.  Йәр. 16:16; Әз. 47:9; Мат. 4:19; Мар. 1:17.
11 Улар кемиләрни қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап қоюп, униңға әгишип маңди.Мат. 4:20; 19:27; Мар. 10:28; Луқа 18:28.
 
Әйсаниң мохо кесилини сақайтиши
Мат. 8:1-4; Мар. 1:40-45
12 Шундақ болдики, у шәһәр-йезиларниң биридә болғанда, мана шу йәрдә, пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм бар еди; у Әйсани көрүпла униң айиғиға өзини етип униңдин:
— Тәхсир, әгәр сән халисаң, мени сақайтип пак қилалайсән! — дәп ялвурди.«Тәхсир...» — яки «И Рәб...». «пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм....» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак, дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти. Бу кесәл тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мат. 8:2; Мар. 1:40.
13 Әйса қолини созуп униңға тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пакланғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили дәрһал униңдин кәтти. 14 Әйса униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин, — деди.«уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14:1-32ни көрүң.  Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4.
15 Лекин у тоғрисидики хәвәр техиму тарқилип пур кәтти; шуниң билән топ-топ хәлиқ униң сөзини аңлаш вә өз ағриқ-кесәллирини сақайтиши үчүн униң алдиға жиғилип келәтти. 16 Һалбуки, у пат-пат улардин чекинип чөллүк йәрләргә берип дуа қилатти.
 
Әйсаниң адәмниң гуналарни «кәчүрүм қилинди» дейиш һоқуқи
Мат. 9:1-8; Мар. 2:1-12
17 Шу күнләрниң биридә шундақ болдики, у тәлим бериватқанда, йенида Пәрисийләр вә Тәврат әһлилири олтиратти. Улар Галилийә, Йәһудийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йерусалимдин кәлгән еди. Пәрвәрдигарниң кесәлләрни сақайтиш күч-қудрити униңға яр болди. 18 Шу пәйттә, мана бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип кәлди. Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти. «... Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти» — Әйса өйдә олтиратти (19-айәтни көрүң).  Мат. 9:1; Мар. 2:3; Рос. 9:33. 19 Бирақ адәмләрниң толилиғидин кесәлни әкиришкә амал тапалмай, улар өгүзгә елип чиқип, өгүздики каһишларни ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә ятқан һалда халайиқниң оттурисиға, Әйсаниң алдиға чүшүрди. 20 У уларниң ишәшини көрүп паләчкә:
— Бурадәр, гуналириң кәчүрүм қилинди! — деди.
21 Тәврат устазлири билән Пәрисийләр көңүллиридә:
— Бундақ күпүрлүк сөзлигән бу адәм кимдур?! Худадин башқа гуналарни кәчүрәләйдиған ким бар? — дәп ойлашти.«Пәрисийләр» — қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.  Зәб. 31:5; Йәш. 43:25.
22 Бирақ Әйса уларниң көңлидә әйип издәшлирини билип йетип, җававән:
— Силәр көңлүңларда немишкә әйип издәйсиләр? 23 «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? 24 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә:
— Саңа ейтайки, орнуңдин тур, орнуңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйруди.«силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн» — «Инсаноғли» тоғрилиқ «Мат.» 8:20дики изаһат вә «Тәбирләр»ни көрүң.
25 Һелиқи адәм дәрһал уларниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани улуқлиғиничә өйигә қайтти. 26 Һәммәйләнни дәһшәтлик һәйранлиқ басти; улар Худани улуқлишип, қорқунучқа чөмгән һалда:
— Биз бүгүн тилсимат ишларни көрдуқ! — дейишти.
 
Әйсаниң Лавийни мухлислиққа чақириши — «гунакарлар» билән һәмдәстихан олтириши
Мат. 9:9-13; Мар. 2:13-17
27 Бу ишлардин кейин, у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған орунда олтиратти. У униңға:
— Маңа әгәшкин! — деди.«у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди» — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.  Мат. 9:9; Мар. 2:14,15.
28 У орнидин туруп, һәммини ташлап, униңға әгәшти.
29 Лавий өйидә униңға катта бир зияпәт бәрди. Улар билән зор бир топ баҗгирлар вә башқиларму шу йәрдә һәмдәстихан болған еди. «зор бир топ баҗгирлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған Римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар.  Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 15:1. 30 Бирақ Пәрисийләр вә уларниң еқимидики Тәврат устазлири ғудуңшуп униң мухлислириға:
— Силәр немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтирисиләр?! — дәп ағриништи.«Силәр немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтирисиләр?!» — «гунакарлар» — Тәврат-Инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.
31 Әйса уларға җававән:
— Сағлам адәмләр әмәс, бәлки кесәл адәмләр тевипқа муһтаҗдур. 32 Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товиға чақирғили кәлдим, — деди.«Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товиға чақирғили кәлдим» — мошу сөзидә «гунакарлар» дегини, өзлирини гунакар дәп тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ уларни чақиралмайтти вә һазирму чақиралмайду.  Мат. 9:13; Луқа 19:10; 1Тим. 1:15.
 
Йеңи конидин үстүндур
Мат. 9:14-17; Мар. 2:18-22
33 Андин улар униңдин:
— Немишкә Йәһяниң мухлислири дайим роза тутуп дуа-тилавәт қилиду, Пәрисийләрниң мухлислириму шундақ қилиду, лекин сениң мухлислириң йәп-ичипла жүридиғу! — дәп сорашти.Мат. 9:14.
34 У уларға:
— Тойи болуватқан жигит тойда той меһманлири билән һәмдәстихан олтарған чағда уларни роза тутқузаламсиләр? «той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.  Йәш. 62:5; 2Кор. 11:2. 35 Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду.«Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду» — бу сөзләр Әйсаниң «улардин (меһманлардин) елип кетилип» өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғини көрситидиған бешарәт.
36 У уларға бир тәмсилму кәлтүрди:
— Һеч ким йеңи көйнәктин житип, уни кона көйнәккә ямақ қилмайду. Ундақ қилса, йеңи көйнәкниму житқан болиду, шундақла йеңидин алған ямақму кона көйнәккә мас кәлмәйду. 37 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулумлар йерилиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду; тулумларму кардин чиқиду. Мат. 9:17; Мар. 2:22. 38 Шуңа йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниш керәк, шундақта иккилиси сақлинип қалиду. 39 Униң үстигә, һеч ким кона шараптин кейин йеңисини ичишни халимайду, чүнки у: «Болди, кониси яхши!» дәйду.«һеч ким кона шараптин кейин йеңисини ичишни халимайду» — адәттә, кона шарап дәрвәқә йеңи шараптин яхши, әлвәттә.
 
 

5:1 Мат. 13:2; Мар. 4:1.

5:6 «Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди» — адәттә Галилийә көлисидә белиқлар күндүздә чоңқур суға шуңғуп киривалиду, уларни тор билән тартип чиқарғили болмайду. Оқурмәнләр шуни байқиған болуши мүмкинки, Мәсиһ «торлириңлар»ни дегини билән Петрусниң пәқәт бирла торни селишқа ишәши бар еди («Юһ.» 21:11ни вә шу айәт тоғрилиқ изаһат вә «Юһанна»дики «қошумчә сөз»ни көрүң).

5:10 «сән адәмләрни тутқучи болисән» — мошу сөз адәмләрни зинданларға яки қуллуққа әмәс, бәлки униң Худаниң қутқузуш йолида адәмләрни Шәйтанниң чаңгилидин вә һалак йолидин тутуп қутқузуш ишлирини көрситиду.

5:10 Йәр. 16:16; Әз. 47:9; Мат. 4:19; Мар. 1:17.

5:11 Мат. 4:20; 19:27; Мар. 10:28; Луқа 18:28.

5:12 «Тәхсир...» — яки «И Рәб...». «пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм....» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак, дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти. Бу кесәл тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:12 Мат. 8:2; Мар. 1:40.

5:14 «уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14:1-32ни көрүң.

5:14 Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4.

5:18 «... Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти» — Әйса өйдә олтиратти (19-айәтни көрүң).

5:18 Мат. 9:1; Мар. 2:3; Рос. 9:33.

5:21 «Пәрисийләр» — қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.

5:21 Зәб. 31:5; Йәш. 43:25.

5:24 «силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн» — «Инсаноғли» тоғрилиқ «Мат.» 8:20дики изаһат вә «Тәбирләр»ни көрүң.

5:27 «у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди» — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.

5:27 Мат. 9:9; Мар. 2:14,15.

5:29 «зор бир топ баҗгирлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған Римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар.

5:29 Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 15:1.

5:30 «Силәр немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтирисиләр?!» — «гунакарлар» — Тәврат-Инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.

5:32 «Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товиға чақирғили кәлдим» — мошу сөзидә «гунакарлар» дегини, өзлирини гунакар дәп тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ уларни чақиралмайтти вә һазирму чақиралмайду.

5:32 Мат. 9:13; Луқа 19:10; 1Тим. 1:15.

5:33 Мат. 9:14.

5:34 «той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.

5:34 Йәш. 62:5; 2Кор. 11:2.

5:35 «Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду» — бу сөзләр Әйсаниң «улардин (меһманлардин) елип кетилип» өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғини көрситидиған бешарәт.

5:37 Мат. 9:17; Мар. 2:22.

5:39 «һеч ким кона шараптин кейин йеңисини ичишни халимайду» — адәттә, кона шарап дәрвәқә йеңи шараптин яхши, әлвәттә.