4
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсил
Мат. 13:1-9; Луқа 8:4-8
У йәнә деңиз бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға зор бир топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип деңизда олтарди; пүткүл халайиқ болса деңиз қирғиқида турушатти.Мат. 13:1; Луқа 8:4. У уларға тәмсил билән нурғун ишларни үгәтти. У тәлим берип мундақ деди:
— Қулақ селиңлар! Уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту. Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол бойиға чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. Бәзилири туприғи аз ташлиқ йәргә чүшүпту. Тописи чоңқур болмиғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, лекин күн чиқиш биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту. Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувелип, улар һеч һосул бәрмәпту. Бәзилири болса, яхши тупраққа чүшүпту. Улар өсүп көпийип чоң болғанда һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири йүз һәссә һосул берипту.
— Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди у.
 
Тәмсилләрниң мәхсити
Мат. 13:10-17; Луқа 8:9-10
10 У униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти. «у униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти» — мошу йәрдә «униң әтрапидикиләр» униңға әгәшкәнләр (он иккиләндин сирт)ни көрсәтсә керәк.  Мат. 13:10; Луқа 8:9. 11 У уларға мундақ деди:
— Худаниң падишалиғиниң сирини билишкә силәр несип болдуңлар. Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду; «Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду» — «сирттикиләргә» Худаниң падишалиғидин яки униң ниҗатидин сиртта турғанлар, демәк.  Мат. 11:25; 2Кор. 2:14; 3:14. 12 буниң билән: «Улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду;
Аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду;
Шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән,
Кәчүрүм қилинатти» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.«улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, кәчүрүм қилинатти» — бу сөзләр «Йәш.» 6:9-10дин елинған.  Йәш. 6:9-10; Мат. 13:14; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.
 
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
Мат. 13:18-23; Луқа 8:11-15
13 Андин у уларға:
— Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, қандақму башқа һәр хил тәмсилләрни чүшинәләйсиләр? — деди. 14 Уруқ чачқучи сөз-калам чачиду. Мат. 13:19; Луқа 8:11. 15 Үстигә сөз-калам чечилған чиғир йол бойи шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиған һаман Шәйтан дәрһал келип уларниң қәлбигә чечилған сөз-каламни елип кетиду. 16 Буниңға охшаш, ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларни көрситиду. 17 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ туриду; сөз-каламниң вәҗидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду. 18 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ бәзи адәмләрни көрсәткәнки, бу адәмләр сөз-каламни аңлиғини билән, 19 лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду. Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9. 20 Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлиши билән уни қобул қилған адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси оттуз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси йүз һәссә һосул бериду.
 
Севәт астидики чирақ
Луқа 8:16-18
21 У уларға йәнә мундақ деди:
— Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду? У чирақданниң үстигә қоюлуш үчүн кәлтүрүлмәмду? «Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду?» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт» дейилиду.  Мат. 5:15; Луқа 8:16; 11:33. 22 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, шуниңдәк һәр қандақ мәхпий иш йүз бәргәндин кейин аян болмай қалмайду. Аюп 12:22; Мат. 10:26; Луқа 8:17; 12:2.
23 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
24 Аңлиғанлириңларға көңүл бөлүңлар! Чүнки силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду, һәтта униңдинму көп қошуп берилиду. «Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар» — бу сөз көп тәрәплимилик болуши керәк; мәсилән: (1) адәм Худаниң сөзигә қанчилик көңүл бөлүп етивар бәрсә, униңға шунчилик әқил бериду; (2) биз башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, Худаму бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду; (3) ((2)-тәрипигә йеқин) биз башқиларни қайси өлчәм билән баһалисақ, Худа бизни баһалиғанда дәл шу өлчәмни ишлитиду; (4) башқиларға қанчилик хәйр-сахавәт көрсәтсәк, Худаму кейин бизгә шунчилик илтипатни көрситиду.  Мат. 7:2; Луқа 6:38. 25 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.«Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр немә болуши үчүн уни пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз.  Мат. 13:12; 25:29; Луқа 8:18; 19:26.
 
Үнгән уруқ тоғрисидики тәмсил
26 У йәнә мундақ деди:
— Худаниң падишалиғи йәнә бирисиниң тупраққа уруқ чачқиниға охшайду: 27 у ухлайду, орундин туриду, кечә-күндүзләр өтүверип, уруқ бих уруп өсиду. Лекин чачқучи қандақ йол билән өсидиғанлиғини билмәйду. 28 Тупрақ өзлүгидин һосул бериду; уруқ авал бих уриду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду. 29 Дан пишқанда, чачқучи дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул вақти кәлгән болиду.«чачқучи дәрһал оғақ салиду» — грек тилида «чачқучи дәрһал оғақ әвәтиду».
 
Қича уруғи тоғрисидики тәмсил
Мат. 13:31-32, 34-35; Луқа 13:18-19
30 У йәнә мундақ деди:
— Худаниң падишалиғини немигә охшитимиз? Яки қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәләймиз? Мат. 13:31; Луқа 13:18. 31 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. У йәргә терилғанда, гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму, «гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...» — яки «гәрчә тупрақ ичидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...». 32 терилғандин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ чоң шахлайдуки, асмандики қушларму униң сайисигә қониду.«...асмандики қушларму униң сайисигә қониду» — яки «...асмандики қушларму униң сайисигә угулайду». Бу йәрдә тилға елинған қича оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған, өсүмлүкни көрситиду.
33 У шуниңға охшаш халайиқ аңлап чүшинәлигидәк нурғун тәмсилләр билән сөз-каламни йәткүзди. Мат. 13:34. 34 Лекин тәмсил кәлтүрмәй туруп уларға һеч қандақ сөз қилмайтти. Лекин өз мухлислири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
 
Әйсаниң боранни тиничлитиши
Мат. 8:23-27; Луқа 8:22-25
35 Шу күни кәч киргәндә, у уларға:
— Деңизниң у қетиға өтәйли, — деди. Мат. 8:23; Луқа 8:22. 36 Улар халайиқни йолға селивәткәндин кейин, уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди. «...уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти» — Мәсиһ аллиқачан кемидә олтарған еди (1-айәттә).
Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин.
37 Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди. 38 Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип:
— И устаз, һалак болуватқинимизға кариң йоқму? — деди.
39 У орнидин туруп, боранға тәнбиһ берип, деңизға: «Тиничлан! Җим бол!» девиди, боран тохтап, чоңқур бир җим-җитлиқ һөкүм сүрди.Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.
40 — Немишкә шунчә қорқисиләр? Силәрдә қандақсигә техичә ишәш болмайду? — деди у уларға.
41 Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә:
— Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти.
 
 

4:1 Мат. 13:1; Луқа 8:4.

4:10 «у униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти» — мошу йәрдә «униң әтрапидикиләр» униңға әгәшкәнләр (он иккиләндин сирт)ни көрсәтсә керәк.

4:10 Мат. 13:10; Луқа 8:9.

4:11 «Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду» — «сирттикиләргә» Худаниң падишалиғидин яки униң ниҗатидин сиртта турғанлар, демәк.

4:11 Мат. 11:25; 2Кор. 2:14; 3:14.

4:12 «улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, кәчүрүм қилинатти» — бу сөзләр «Йәш.» 6:9-10дин елинған.

4:12 Йәш. 6:9-10; Мат. 13:14; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.

4:14 Мат. 13:19; Луқа 8:11.

4:19 Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9.

4:21 «Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду?» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт» дейилиду.

4:21 Мат. 5:15; Луқа 8:16; 11:33.

4:22 Аюп 12:22; Мат. 10:26; Луқа 8:17; 12:2.

4:24 «Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар» — бу сөз көп тәрәплимилик болуши керәк; мәсилән: (1) адәм Худаниң сөзигә қанчилик көңүл бөлүп етивар бәрсә, униңға шунчилик әқил бериду; (2) биз башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, Худаму бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду; (3) ((2)-тәрипигә йеқин) биз башқиларни қайси өлчәм билән баһалисақ, Худа бизни баһалиғанда дәл шу өлчәмни ишлитиду; (4) башқиларға қанчилик хәйр-сахавәт көрсәтсәк, Худаму кейин бизгә шунчилик илтипатни көрситиду.

4:24 Мат. 7:2; Луқа 6:38.

4:25 «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр немә болуши үчүн уни пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз.

4:25 Мат. 13:12; 25:29; Луқа 8:18; 19:26.

4:29 «чачқучи дәрһал оғақ салиду» — грек тилида «чачқучи дәрһал оғақ әвәтиду».

4:30 Мат. 13:31; Луқа 13:18.

4:31 «гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...» — яки «гәрчә тупрақ ичидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...».

4:32 «...асмандики қушларму униң сайисигә қониду» — яки «...асмандики қушларму униң сайисигә угулайду». Бу йәрдә тилға елинған қича оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған, өсүмлүкни көрситиду.

4:33 Мат. 13:34.

4:35 Мат. 8:23; Луқа 8:22.

4:36 «...уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти» — Мәсиһ аллиқачан кемидә олтарған еди (1-айәттә). Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин.

4:39 Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.