19
Әйса билән Закай
У Йерихо шәһиригә кирип униңдин өтүп кетивататти. Мана шу йәрдә Закай исимлиқ бир киши бар еди. У «баш баҗгир» болуп, интайин бай еди.«шу йәрдә Закай исимлиқ бир киши бар еди» — ибраний тилидики «Закай» грек тилида «Закеус» дәп тәләппуз қилиниду. У Әйсаниң қандақ адәм екәнлигини көрүшкә пурсәт издәвататти, лекин бойи пакар болғачқа, хәлиқниң толилиғидин уни көрәлмәйтти. Шуңа у алди тәрәпкә жүгүрүп берип, уни көрүш үчүн бир түп үҗмә дәриғигә ямишип чиқти; чүнки Әйса у йол билән өтәтти. Вә Әйса у йәргә кәлгәндә жуқуриға қарап уни көрүп униңға: — Закай, чапсан чүшкин! Чүнки мән бүгүн сениң өйүңдә қонушум керәк, — деди.
У алдирап чүшүп, хошаллиқ билән уни өйидә меһман қилди. Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти.«Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти» — халайиқниң нарази болуп һәйран қалғанлиғи әҗәблинәрлик әмәс. Чүнки баҗгирларниң һәммиси дегидәк алдамчи, «баш баҗгир» техиму шундақ болуши керәк еди.
Лекин Закай орнидин туруп Рәбгә: — И Рәббим, мана, мүлкүмниң йеримини йоқсулларға беримән; әгәр бирәвни ялғандин шикайәт қилип униңдин бир немә үндүрүвалған болсам биригә төртни қайтуримән, — деди.
Буниң билән Әйса униңға қарап: — Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди. Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур! «Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди» — «Йәш.» 46:13; 51:5, 6; 56:1ни көрүң. «Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!» — «Ибраһимниң бир оғлидур» мошу йәрдә дегән мәнаси, у етиқат йолида Ибраһимға «пәрзәнт болған», роһий җәһәттә Ибраһимни үлгә қилип һәқиқий һаятқа еришкән.  Луқа 13:16. 10 Чүнки Инсаноғли езип кәткәнләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди.Мат. 10:6; 15:24; 18:11; Рос. 13:46.
 
Садақәтлик болушниң лазимлиғи
Мат. 25:14-30
11 Халайиқ бу сөзләрни тиңшаватқанда у йәнә сөз қилип бир тәмсилни қошуп ейтти. Чүнки у Йерусалимға йеқинлашқан еди вә улар: «Худаниң падишалиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди. « халайиқ: «Худаниң падишалиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди» — халайиқ (1) Әйсаниң яратқан көп мөҗизилирини көрүп кәлгән еди; (2) Йәһудий рәһбәрләр вә чоңлириниң Әйсаға қарши чиққанлиғини биләтти; (3) шуңа улар: У Йерусалимға йетип барғанда чоқум бу роһий дүшмәнләрни, шундақла «вәтәнимизни ишғал қилған Рим империйәсидики рәзил капирлар»ни йоқитип, Худаниң падишалиғини бәрпа қилиду, дәп ойлиши мүмкин еди. 12 Шуңа у мундақ деди: Бир ақсүнәк падишалиқ тәхтигә еришип келиш үчүн жирақ бир жутқа қарап йолға чиқипту. Мат. 25:14; Мар. 13:34. 13 Авал у өзиниң он қулини чақирип, уларға он тиллани үләштүрүп берип: «Мән қайтип кәлгичә буниң билән оқәт қилиңлар» — дәпту. «... У өзиниң он қулини чақирип, уларға он тиллани үләштүрүп берип...» — «тилла» грек тилида «мина». Бу пул бир ишчиниң үч-төрт айлиқ һәққигә баравәр еди. 14 Бирақ өз жут пухралири униңға өч болғачқа, кәйнидин әлчиләрни әвәтип: «Бу кишиниң үстимизгә падиша болушини халимаймиз!» дәпту.«бирақ өз жут пухралири униңға өч болғачқа, кәйнидин әлчиләрни әвәтип: «бу кишиниң үстимизгә падиша болушини халимаймиз!» дәпту» — бу тәмсилдики падиша «бүйүк Һерод»қа охшап кетиду; «бүйүк Һерод» миладийәдин илгәрки 40-жилида Йәһудийәниң падишалиғиға егә болуш үчүн Римға барди; лекин Исраиллар униңға қарши чиққачқа, пәқәт 37-жилида падиша болди. Униңдин кейинки «Һерод Арқелаус»ниң тарихиму униңға охшишип кетиду.
15 Вә у падишалиқ мәнсивигә еришип қайтип кәлгәндә шундақ болдики, һәр бириниң тиҗарәт билән қанчә пайда тапқинини билмәкчи болуп, пулини тапшурған һелиқи қуллирини өз алдиға чақиртипту. 16 Вә авалқиси келип: «И ғоҗам, сили бәргән тилла он тилла пайда қилди» дәпту. 17 «Ярайсән, әй яхши қул! Сән кичиккинә ишта ишәшлик чиққанлиғиң үчүн он шәһәргә һаким болғин» — дәпту ғоҗайин униңға. 18 Иккинчиси келип: «И ғоҗам, сили бәргән тилла бәш тилла пайда қилди» дәпту. 19 Ғоҗайин униңға һәм: «Сән һәм бәш шәһәргә һаким болғин» дәпту.
20 Лекин йәнә бириси келип: «И ғоҗам, мана сили бәргән тилла! Буни яғлиққа чигип бир җайда қоюп сақлидим. 21 Чүнки сили қаттиқ адәм екәнла, сили аманәт қилмиғанлиридин пайда үндүрүп, өзлири теримиғанлиридин һосул жиғила. Шуниң үчүн силидин қорқтум» дәпту.«сили аманәт қилмиғанлиридин пайда үндүрүп,...» — «аманәт қилиш» мошу йәрдә грек тилида адәттә пулни банкиға салғанлиқни көрситиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «сили салмиғанлирини жиғип елип,...».
22 Амма ғоҗайини униңға: «Әй әски қул, саңа өз ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә һөкүм қилай. Сән мениң аманәт қилмай үндүрүвалидиған, теримай туруп жиғивалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп, 2Сам. 1:16; Мат. 12:37. 23 немә үчүн мениң пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә, уни өсүми билән алмасмидим?» — дәпту. 24 Андин у йенидикиләргә: «Униңдики тиллани елип он тилла тапқан қулға бериңлар!» дәп буйрупту. 25 Улар униңға: «И ғоҗа, униң он тилласи турса!» — дәптикән, 26 һоҗайин йәнә мундақ дәпту: «— Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.«кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду...» — «бу әһмийәтлик сөз «Мат.» 13:12, 25:29 вә «Мар.» 4:25диму тепилиду. Бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу чоқум иман-ишәшни өз ичигә алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.  Мат. 13:12; 25:29; Мар. 4:25; Луқа 8:18. 27 Әнди үстигә падиша болуп һөкүм сүрүшүмни халимиған дүшмәнлиримни болса, уларни кәлтүрүп, мениң алдимда қәтл қилиңлар».
 
Әйсаниң тәнтәнә билән Йерусалимға кириши
Мат. 21:1-11; Мар. 11:1-11; Юһ. 12:12-19
28 У бу ишларни ейтқандин кейин, Йерусалимға чиқишқа алдиға қарап маңди. «у... алдиға қарап маңди» —яки «мухлислар алдида маңди» яки «топниң алдида маңди». 29 Вә шундақ болдики, у Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, икки мухлисиға мунуларни тапилап алдин әвәтти: Мат. 21:1; Мар. 11:1.
30 — Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. У йәргә кирипла һеч адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар. «...һеч адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр» — «һеч адәм балиси минип бақмиған бир тәхәй»гә аварисиз миниш адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә. 31 Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә буни йешисиләр?» дәп сорап қалса, силәр униңға: «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти» — дәңлар.
32 Шуниң билән әвәтилгәнләр беривиди, иш дәл у уларға ейтқандәк болди. 33 Улар тәхәйни йешиватқанда, униң егилири улардин: — Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди.
34 Улар: — Рәбниң униңға һаҗити чүшти, — деди.
35 Улар уни Әйсаниң алдиға йетиләп кәлди; вә йепинча-чапанлирини тәхәйниң үстигә селип, Әйсани йөләп үстигә миндүрди. Юһ. 12:14. 36 У кетип барғинида, хәлиқләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди. 37-38 Вә у Зәйтун теғидин чүшүш йолиға йеқинлашқинида, пүткүл мухлислар җамаити шатлинип, өз көзи билән көргән қудрәтлик мөҗизиләр үчүн авазини көтирип: «Пәрвәрдигарниң намида кәлгән падиша мубарәктур! Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» дәп товлишип Худаға мәдһийә оқушқа башлиди.«Пәрвәрдигарниң намида кәлгән падиша мубарәктур!» — «Зәб.» 117:38. Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» — мошу сөзләрни «Луқа» 2:14дики сөзләр билән селиштурушқа болиду. «Асманларда тинич-енақлиқ болғай» дегән сөз интайин сирлиқ гәптур: пикримизчә, бу сөзниң мәнаси бәлким: — (1) Худаниң инсанлар билән яраштурулғанлиғидин чиққан енақлиқ әрштә билиниду («Әф.» 2:1-6. 14ни көрүң); (2) Мәсиһниң өлүми билән Шәйтанниң әршкә чиқип, Худаниң намини һақарәтләп, униң үстидин ялған әрз-шикайәт қилиш йоли мутләқ түгитилиду (мәсилән, «Аюп» 1:6-12, 2:1-6, «Ибр.» 9:23ни көрүң). «пүткүл мухлислар җамаити шатлинип... Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» дәп товлишип Худаға мәдһийә оқушқа башлиди» — улар җакалайдиған иш — биз әгәшкән бу Насарәтлик Әйса дәл Худа әвәткән Мәсиһ-Қутқузғучи, Йәһудийларниң, шундақла пүткүн җаһанниң Падишасидур. Шуниң билән бу күнни, Худаниң Өз хәлқи болған Йәһудийларға очуқ һалда: «У, мана Мән силәргә әвәткән Қутқузғучиңлар вә Падишасиңлардур — уни қобул қиламсиләр?» дәп етиқат қилиш пурситини бәргән күн дейишкә болиду.  Зәб. 117:26; Луқа 2:14; Әф. 2:14.
39 Лекин топниң ичидә бәзи Пәрисийләр униңға: — Әй устаз, мухлислириңға мошу гәплири үчүн тәнбиһ бәр! — дейишти.
40 Бирақ у уларға җававән: — Силәргә шуни ейтайки, булар җим турған болса, һәтта бу ташларму чуқан селишқан болатти, — деди.Һаб. 2:11.
 
Әйсаниң Йерусалим үчүн қайғуруп жиғлиши
41 Әнди у шәһәргә йеқинлишип уни көрүп, униң үчүн жиғлап мундақ деди:
42 И Йерусалим! Сән бүгүн, бу күнүңдә, теч-аманлиғиң үчүн немә керәк болғинини билсәң еди! Кашки, бу ишлар һазир көзлириңдин йошурундур. 43 Чүнки шундақ күнләр бешиңға келидуки, дүшмәнлириң әтрапиңни қаша-истиһкам билән қоршап сени қамап төрт тәрәптин қистайду. 44 Улар сени вә сепилиңниң ичиңдики балилириңни йәр билән йәксән қилип, һәтта ташни ташниң үстидиму қалдурмайду; чүнки Худаниң сени йоқлиған пәйтини билип йәтмидиң.«Худаниң сени йоқлиған пәйти» — демәк, Худа йеқин келип шапаәт көрсәткән пәйт. Мошу айәтләрдә Мәсиһ римлиқларниң миладийә 70-жили Йерусалимни қоршивелип ишғал қилидиғанлиғини алдин-ала ейтип бешарәт бериду.  1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Мат. 24:1, 2; Мар. 13:2; Луқа 21:6.
 
Әйсаниң ибадәтханини тазилиши
Мат. 21:12-17; Мар. 11:15-19; Юһ. 2:13-22
45 Вә у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип, 46 уларға: — Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болиду» дәп пүтүлгән болсиму, лекин силәр уни «булаңчиларниң угиси» қиливалдиңлар! — деди.«Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болиду» дәп пүтүлгән болсиму, лекин силәр уни «булаңчиларниң угиси» — «Йәш.» 56:7, «Йәр.» 7:11ни көрүң.  1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Мар. 11:17.
47 Шу вақитларда у һәр күни ибадәтханида тәлим берәтти. Баш каһинлар, Тәврат устазлири вә жут чоңлири уни йоқитишқа амал издиди. Мар. 11:18; Юһ. 7:19; 8:37. 48 Лекин улар қандақ қол селишни билмәйтти, чүнки барлиқ хәлиқ униң сөзини тиңшаш үчүн униңға қаттиқ йепишқан еди.
 
 

19:2 «шу йәрдә Закай исимлиқ бир киши бар еди» — ибраний тилидики «Закай» грек тилида «Закеус» дәп тәләппуз қилиниду.

19:7 «Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти» — халайиқниң нарази болуп һәйран қалғанлиғи әҗәблинәрлик әмәс. Чүнки баҗгирларниң һәммиси дегидәк алдамчи, «баш баҗгир» техиму шундақ болуши керәк еди.

19:9 «Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди» — «Йәш.» 46:13; 51:5, 6; 56:1ни көрүң. «Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!» — «Ибраһимниң бир оғлидур» мошу йәрдә дегән мәнаси, у етиқат йолида Ибраһимға «пәрзәнт болған», роһий җәһәттә Ибраһимни үлгә қилип һәқиқий һаятқа еришкән.

19:9 Луқа 13:16.

19:10 Мат. 10:6; 15:24; 18:11; Рос. 13:46.

19:11 « халайиқ: «Худаниң падишалиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди» — халайиқ (1) Әйсаниң яратқан көп мөҗизилирини көрүп кәлгән еди; (2) Йәһудий рәһбәрләр вә чоңлириниң Әйсаға қарши чиққанлиғини биләтти; (3) шуңа улар: У Йерусалимға йетип барғанда чоқум бу роһий дүшмәнләрни, шундақла «вәтәнимизни ишғал қилған Рим империйәсидики рәзил капирлар»ни йоқитип, Худаниң падишалиғини бәрпа қилиду, дәп ойлиши мүмкин еди.

19:12 Мат. 25:14; Мар. 13:34.

19:13 «... У өзиниң он қулини чақирип, уларға он тиллани үләштүрүп берип...» — «тилла» грек тилида «мина». Бу пул бир ишчиниң үч-төрт айлиқ һәққигә баравәр еди.

19:14 «бирақ өз жут пухралири униңға өч болғачқа, кәйнидин әлчиләрни әвәтип: «бу кишиниң үстимизгә падиша болушини халимаймиз!» дәпту» — бу тәмсилдики падиша «бүйүк Һерод»қа охшап кетиду; «бүйүк Һерод» миладийәдин илгәрки 40-жилида Йәһудийәниң падишалиғиға егә болуш үчүн Римға барди; лекин Исраиллар униңға қарши чиққачқа, пәқәт 37-жилида падиша болди. Униңдин кейинки «Һерод Арқелаус»ниң тарихиму униңға охшишип кетиду.

19:21 «сили аманәт қилмиғанлиридин пайда үндүрүп,...» — «аманәт қилиш» мошу йәрдә грек тилида адәттә пулни банкиға салғанлиқни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «сили салмиғанлирини жиғип елип,...».

19:22 2Сам. 1:16; Мат. 12:37.

19:26 «кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду...» — «бу әһмийәтлик сөз «Мат.» 13:12, 25:29 вә «Мар.» 4:25диму тепилиду. Бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу чоқум иман-ишәшни өз ичигә алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.

19:26 Мат. 13:12; 25:29; Мар. 4:25; Луқа 8:18.

19:28 «у... алдиға қарап маңди» —яки «мухлислар алдида маңди» яки «топниң алдида маңди».

19:29 Мат. 21:1; Мар. 11:1.

19:30 «...һеч адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр» — «һеч адәм балиси минип бақмиған бир тәхәй»гә аварисиз миниш адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә.

19:35 Юһ. 12:14.

19:37-38 «Пәрвәрдигарниң намида кәлгән падиша мубарәктур!» — «Зәб.» 117:38. Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» — мошу сөзләрни «Луқа» 2:14дики сөзләр билән селиштурушқа болиду. «Асманларда тинич-енақлиқ болғай» дегән сөз интайин сирлиқ гәптур: пикримизчә, бу сөзниң мәнаси бәлким: — (1) Худаниң инсанлар билән яраштурулғанлиғидин чиққан енақлиқ әрштә билиниду («Әф.» 2:1-6. 14ни көрүң); (2) Мәсиһниң өлүми билән Шәйтанниң әршкә чиқип, Худаниң намини һақарәтләп, униң үстидин ялған әрз-шикайәт қилиш йоли мутләқ түгитилиду (мәсилән, «Аюп» 1:6-12, 2:1-6, «Ибр.» 9:23ни көрүң). «пүткүл мухлислар җамаити шатлинип... Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» дәп товлишип Худаға мәдһийә оқушқа башлиди» — улар җакалайдиған иш — биз әгәшкән бу Насарәтлик Әйса дәл Худа әвәткән Мәсиһ-Қутқузғучи, Йәһудийларниң, шундақла пүткүн җаһанниң Падишасидур. Шуниң билән бу күнни, Худаниң Өз хәлқи болған Йәһудийларға очуқ һалда: «У, мана Мән силәргә әвәткән Қутқузғучиңлар вә Падишасиңлардур — уни қобул қиламсиләр?» дәп етиқат қилиш пурситини бәргән күн дейишкә болиду.

19:37-38 Зәб. 117:26; Луқа 2:14; Әф. 2:14.

19:40 Һаб. 2:11.

19:44 «Худаниң сени йоқлиған пәйти» — демәк, Худа йеқин келип шапаәт көрсәткән пәйт. Мошу айәтләрдә Мәсиһ римлиқларниң миладийә 70-жили Йерусалимни қоршивелип ишғал қилидиғанлиғини алдин-ала ейтип бешарәт бериду.

19:44 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Мат. 24:1, 2; Мар. 13:2; Луқа 21:6.

19:46 «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болиду» дәп пүтүлгән болсиму, лекин силәр уни «булаңчиларниң угиси» — «Йәш.» 56:7, «Йәр.» 7:11ни көрүң.

19:46 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Мар. 11:17.

19:47 Мар. 11:18; Юһ. 7:19; 8:37.